“қезивелинған 150 парчә мәдәнийәт ядикарлиқи” уйғур елиниң хитай земини икәнликини испатлияламду?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.08.18
mumiya-xiaohe-meinu-kiroran-guzili 2003-Йили тарим ойманлиқиниң лопнур районидики қәдимий қәбристанлиқтин қезивелинған 3800 йиллиқ тарихқа игә гүзәл аялниң қуруған җәсити американиң тексас штатиниң хюстон шәһиридики музейда көргәзмигә қоюлған. 2010-Йили 17-авғуст.
REUTERS

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни рәһимсизләрчә бастуруш сиясити “ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” билән әйиблиниватқан мәзгилдә, үрүмчидә аталмиш “шинҗаңда қезивелинған һөҗҗәтләр көргәзмиси” ечилди. Хитай һөкүмитиниң бу көргәзмә арқилиқ уйғур елини қәдимдин тартип башқурғанлиқини вә уйғур елиниң қәдими дәврләрдин тартипла хитай земининиң айрилмас бир қисми икәнликини йәнә бир қетим күчәп базарға селиши һәр саһә кишилириниң диққитини қозғаватқанлиқи мәлум.

“тәңритағ” ториниң 8-айниң 10-күнидики мәхсус хәвиридә дейилишичә, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт вә саяһәт назарити (мәдәнийәт ядикарлиқлири идариси), шинҗаң уйғур аптоном районлуқ музейниң саһибханлиқи билән “җуңго тарихи-шинҗаңда қезивелинған һөҗҗәтләр көргәзмиси” 8-айниң 10-күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ музейида өткүзүлгән.

Мәзкур хәвәргә асасланғанда, бу көргәзмә тунҗи қетим “шинҗаң” да байқалған алаһидә һөҗҗәтләр көргәзмиси икән. Бу көргәзмидә 150 парчә мәдәнийәт ядикарлиқлири көргәзмә қилинған болуп, улар бамбук вә йипәк һөҗҗәт, қәғәз һөҗҗәт, йезиқ вә абидә (мазар ташлири) дин тәркиб тапидикән. У хән вә таң сулалиси дәвридин тартип йүән, миң вә чиң сулалисигичә болған сиясәт, һәрбий ишлар, иқтисад, мәдәнийәт, милләт, дин вә башқа саһәләрни өз ичигә алидикән. Көргәзмидә уйғур тилидики текист вә уйғурларға тәвә мәдәнийәт ядикарлиқлири йоқ болуп, пәқәт хитай тилидики вә хитай тарихиға мунасивәтлик һөҗҗәт вә асарә-әтиқиләр таллап қоюлған.

Хитай һөкүмәт даирилириниң ашу мәдәнийәт ядикарлиқлири арқилиқ уйғурларниң әзәлдин хитай дөлити тәвәсидә итаәт қилғучи болуп кәлгәнликини испатлаш урунуши вә мәзкур көргәзминиң нишан, мәқсити вә характери һәққидики соалимизни уйғур тарихи саһәсидә дуняниң алдинқи алимлиридин бири дәп қариливатқан җорҗ вашингтон университети тарих пирофессори ерик шлусел (Eric Schluessel) ға сундуқ. Униң қаришичә, бу асарә-әтиқиләр уйғур елиниң пүтүн вә һәқиқий тарихини әкс әттүрмәйдикән. У бу хил қисмән вә интайин сиясийлашқан көргәзмидин бәк үмидсизләнгәнликини баян қилди. У көз қаришини мундақ шәрһлиди:

Безәклик өңкүр там рәсимлиридин бири уйғур шаһзадилири
Безәклик өңкүр там рәсимлиридин бири уйғур шаһзадилири
wikipedia.org

“бу көргәзмигә қоюлған асарә-әтиқиләр пүткүл районниң бир қисим тарихини әкс әттүргән болуп, булар муһим вә қиммәтлик. Әпсус, улар пәқәт шу тарихниң аз бир қисминила әкс әттүриду. Мәлум болғинидәк, көргәзмидә уйғур тилида текист йоқ, пәқәт хәнзу тилидики текистлирила қуюлған. Униң үстигә, көргәзминиң мәқситиниң хитай мәдәнийитиниң пүткүл райондики муһимлиқини тәкитләш икәнликини көрүнүпла туриду. Бу көргәзминиң сиясий мәқсәт билән тәшкиллигәнлики ениқ. Мениңчә толиму әпсуслинарлиқ болғини, бу райондин қәдимдин буян яшап кәлгән көп сандики кишиләрниң кәчүрмишлири бу көргәзмидин урун алмиған. Бу хил шәкил вә әндизә уйғур районида һөкүмәт тәшкиллигән археологийәлик вә тарихи көргәзмиләрниң һәммисидә һәқиқәтән көп учрайду. Бу тарихта уйғур районидики мутләқ көп сандики кишиләрни шәкилләндүргән, хитай болмиған хәлқләрниң тарихи, авази, көз қариши қатарлиқлар көргәзмигә қоюлмиғанлиқидин дерәк бериду. Шуңа кишиләр музейға кәлгәндә, улар бу районниң тарихиниң интайин аз бир қисмини көрәләйду вә чүшинәләйду. Униң үстигә, мақалидә көрситилгәндәк, көргәзмигә қатнашқан нурғун кишиләр вә бәлким көргәзмини лайиһәлигән кишиләрму бу асарә-әтиқиләрниң уйғур районидики җуңхуа (хитай) мәдәнийитиниң тәсирини намаян қилғанлиқини һес қилиду. Мениңчә бу йәрдә һәқиқәтән хәтәрлик болғини, хитай мәдәнийитиниң мәвҗутлуқи билән сиясий контроллуқ оттурисида ениқ баравәрлик яритиш. Бу һәқиқәтән кишини әндишигә салиду, чүнки бу райондики көп сандики кишиләрниң мәдәнийитигә вә тилиға һәқиқәтән сәл қариғанлиқини көрситиду. Мән немә дейишимни биләлмидим. Кәспий тарихчи болуш сүпитим билән, бу хил қисмән вә интайин сиясийлашқан көргәзмидин бәк үмидсизләндим.”

Үрүмчидики шинҗаң музейида көргәзмә қилинған һәйкәл.
Үрүмчидики шинҗаң музейида көргәзмә қилинған һәйкәл.
CGTN

Хитай һөкүмити ейтқандәк, көргәзмидики бу мәдәнийәт ядикарлиқлири хитайниң уйғур елигә узун муддәтлик һөкүмранлиқ қилғанлиқини вә башқуруш һоқуқиниң барлиқини көрситип берәмду? түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти доктор әркин әкрәм бу соалимизға җаваб берип, бу көргәзмидики мәқсәтниң тарихни бурмилаштин башқа нәрсә әмәсликини тәкитлиди.

Бу мәдәнийәт ядикарлиқлири вә һөҗҗәтләр хитайлар ейтқандәк уйғур елиниң қәдимки дәврләрдин буян хитай земининиң айрилмас бир қисми болуп кәлгәнликини испатлияламду? бу соалимизға, “қәшқәр тарихи” намлиқ китабниң аптори, түркийә һаҗибайрам вәли университетиниң пирофессори, тарихчи коноралп әрҗиласун (Konuralp Ercilasun) җаваб берип мундақ деди:

“хитайлар өзигә мунасивәтлик һөҗҗәтләрни таллап көргәзмә қиливатиду. Шуңа, улар у йәрдики ишғалийитини қанунлаштурмақчи болуватиду. Улар дуняға өзлириниң игилик һоқуқини қобул қилдурмақчи болуватиду. Һазир, биз 2000 йиллиқ тарихни қисқичә хуласилисақ, хитайниң икки миң йиллиқ тарихта ичидә һөкүмранлиқ қилған вақти икки яки үч әсиргиму йәтмәйду. Хитай һазир мундақ икки ишни қиливатиду. Уларниң бири, хитай чәклик һөкүмранлиқ мәзгилигә аит һөҗҗәтләрни көрситиш арқилиқ өзиниң ишғалийитини қанунлаштурмақчи болуватиду. Иккинчи, хитай тарихта шәрқий түркистанға һөкүмранлиқ қилмиған вақитларда, у җай билән сода, сиясий тәрәпләрдә мунасивити болған. Бу, хитайниң башқа дөләтләр билән болған мунасивитигә охшайду. У чағда бәзидә шәрқий түркистан үстүн орунда болған болса, бәзидә хитай үстүн орунда турған. Хитай бу йәрдә ‛шәрқий түркистанға миладидин илгирики биринчи әсирдин башлап һөкүмранлиқ қилип келиватимиз‚ дегән қарашни оттуриға қоймақчи болуватиду. Хитай шәрқий түркистандики бу чәклик һөкүмранлиқ дәвридә хитайға мунасивәтлик һөҗҗәтләрни көрситиш арқилиқ у йәрдики ишғалийитини қанунлаштурмақчи болуватиду. Хитай өзи һөкүмран болмиған мәзгилдә, шүбһисизки у йәрдә хитайдин кәлгән хитай содигәрләр яки башқа хитайлар бар. Бу йәргә әлчиләр келип-кетип туриду. Шуңа һөкүмранлиқ қилиш башқа, нормал мунасивәт қилиш башқа. Хитай нормал мунасивәтләргә даир һөҗҗәтләрни көрситиш арқилиқму бу ишғалийәтни қанунлаштурушқа тиришиватиду”.

Миладийә 8-әсирдики уйғур қағанниң там рәсими
Миладийә 8-әсирдики уйғур қағанниң там рәсими
wikipedia.org

Хитай таратқулирида, һөкүмәт даирилириниң юқиридәк “мәдәнийәт ядикарлиқлири” нами астида пат-пат сиясий тәшвиқат елип бериватқанлиқи билинмәктә. Бу хил көргәзмиләрниң сиясий мәқсити вә елип келидиған “нәтиҗиси” тоғрисида канада туруватқан тәтқиқатчи шең шө мундақ деди:

“хитай коммунист партийәси уйғур елидә давамлиқ һөкүм сүрүш, таҗавузчилиқ вә ишғалийәт йүргүзүштәк дөләт террорлуқини сақлап қелиш үчүн, тарихий пакитни бурмилаштәк номуссиз һәрикәтләрни қиливатиду. Шуңа бу қетимқи көргәзмә йәнә тарихий пакитни бурмилаштин башқа нәрсә әмәс. Улар өзлириниң бундақ бандитларчә логикисиға асасән аталмиш бир қисим аталмиш тарихи материялларни өзлириниң рәзил мәқсити үчүн ишлитишкә урунуватиду. Әлвәттә бу интайин начар ақивәт кәлтүрүп чиқириду. Хитай коммунист партийәсиниң узун муддәтлик учурларни қамал қилиши вә меңини ююши астида, яш әвладлар тарихий һәқиқәтни биләлмәйдиған болуп қалиду, нәтиҗидә улар барғансери гаңгирап қалиду. Әмма хитай коммунист партийәси өзиниң зор күчини вә илғар техникисини ишлитип башқиларни контрол қилишидин қәтийнәзәр, хитай коммунист партийәси инсанларниң һәқиқәтни издишини тосуп қалалмайду. Бундақ тәврәнмәслик вә издиниш қәтий давам қилиду. Техиму көп кишиләр хитай коммунист партийәсиниң әпти бәширисини тонуп йитиду. Инсанлар хитай коммунист партийәсиниң қилған зулуми вә зомигәрликини билипла қалмастин, хитай коммунист партийәсиниң тарих, мәдәнийәт, етиқад, тил, йезиқчилиқ, турмуш, адәт устидики контролини вә начар тәсирини билиду. Шуниң билән бир вақитта, инсанларниң мәвҗут болуп турушидики әң муһим амилларниң һәммисиниң бузғунчилиққа учраватқанлиқини тонуп йитиду.”

Ахирда, доктор әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң аллиқачан испатлинип болунған бир тарихий пакитни инкар қиливатқанлиқини билдүрди. Шуниң билән бир вақитта хитай базарға селиватқан “тарих” көз қарашлириниң тарихи реаллиққа, тарих методиға вә тарих пәлсәпәсигә зит икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.