“йеңи һаят” гезитидә немә дәйду?: мәһмут муһитиға қилинған суйиқәстниң алди-кәйнидә

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.09.01
mexmut-muhidi.JPG Баш қомандан мәһмут муһити (сол тәрәптики киши), генерал лю пин вә рус баш консули. (Қәшқәр, шиветсийә миссионерлар архипи)
Sitina Morténson Kolléksiyoni

Уйғур миллити йеқинқи замандики миллий мустәқиллиқ һәрикәтлири җәрянида, талай қетим хитай күчлириниң суйиқәстлиригә учрап улуғвар ғайиләр әмәлгә ашмай қалған. Һалбуки хитай мустәбит күчлири суйиқәст пиланлириниң һәқиқий ич йүзини йошурушқа урунуп кәлгән. Әйни йиллардики қәшқәрдики миллий ойғиниш һәрикитиниң рәһбәрлиридин абдуқадир дамолламниң сирлиқ суйиқәст билән өлтүрүлүши, қәшқәрдә қурулған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң пилан билән йоқитилиши, хоҗанияз һаҗи башлиқ уйғур қозғилаңчилириға чирайлиқ вәдиләрни берип алдап ахирида уларни шең шисәйниң қоли билән бир-бирләп өлтүрүши вәһаказалар. Әпсуски бу вәқәләр истибдат хитай һөкүмити вә униң шериклири тәрипидин сир тутулуп хәлқараниң көзини бояп кәлди. Җүмлидин мустәбит күчләрниң узарған қоллири әйни вақиттики шәрқий түркистанда нәшр қилинидиған санақлиқ мәтбуатларниму өз чаңгилиға алғаниди.

Мәһмут муһити вә униң қоллиғучилири. (Қәшқәр, шиветсийә миссионерлар архипи)
Мәһмут муһити вә униң қоллиғучилири. (Қәшқәр, шиветсийә миссионерлар архипи)
Iwar Hök Kolléksiyoni

Буларниң ичидә “йеңи һаят” гезитигә бесилған бир йүрүш мәзмунлар бизгә қисмән тарихий вәқәләрниң әйни вақитта һөкүмран күчләр тәрәптин қандақ шәрһләнгәнлики, тарихий шәхсләргә қандақ баһа берилгәнлики һәққидики тәпсилатлар билән тәминләйду вә шундақла бу вәқәләрни кейинки дәврләрдә ашкариланған мәнбәләргә көрә селиштуруп мулаһизә қилишта пакит билән тәминләйду.

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуш тарихиғичә, уйғур дияриниң охшимиған җайлирида илгири-ахир болуп бирқанчә хил гезит-журналлар нәшр қилинған. “йеңи һаят” гезити әслидики “шәрқий түркистан һаяти” вә “әркин түркистан” гезитлириниң давами болуп, 1934-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити әмәлдин қелип, хоҗанияз һаҗи үрүмчигә келип, муавин рәис болғандин кейин гезит исми “йеңи һаят” қа өзгәртилип, қутлуқ һаҗи шәвқиниң баш муһәррирликидә нәшр қилинған. Кейин, генерал мәһмуд муһитиниң һиндистанға йол елиши, абдулниязларниң башчилиқидики қисқа муддәтлик инқилаб башланған тарихий дәвргичә нәшр қилинған. Мәзкур гезитниң 1934-йили 30-авғусттин таки 1937-йили мартқичә болған санлириниң һәммиси һазир шиветсийә лунд университети “гуннар ярриң” коллексийонида сақланмақта.

Тарихий материялларда 1937-йилниң апрел ейида мәһмут муһитиниң чәт әлгә чиқип кетиши уйғур елиниң җәнубидики вәзийәтни пүтүнләй өзгәртивәткән дәп чүшәндүрүлиду. “йеңи һаят” гезитидә бу вәқәниң алди-кәйнидики тарихта йәни 1937-йилиниң март ейидин тартип май ейиғичә болған санлирида арқимуарқидин һөкүмәт тәрәптин йолланған телеграмма, хитабнамә, елан вә обзорлар елан қилинған болуп, мәзкур тарихий вәқәниң арқа көрүнүши болсун яки чоң вәзийәттин елип ейтқанда уйғур мустәқиллиқ һәрикәтлириниң мәғлуп болуш сәвәблирини йәкүнләштә болсун вә яки тарихий шәхсләргә баһа бериштә болсун тәнқидий анализ йүргүзүшимиздә мәнбә билән тәминләйду.

Алди билән “йеңи һаят” гезитиниң 1934-йил 30-авғуст саниға йәни гезитниң тунҗи нәшригә көз йүгүрткинимиздә, бу сандики асаслиқ мәзмун йеңи қурулған һөкүмәт һәққидики мәзмун болуп, гезитниң тәһрир һәйәт кеңиши намидин елан қилинған мақалидә, баш қомандан мәһмут муһитиға алаһидә орун берилип, бу кишиниң оқумушлуқ вә хәлқчил пәзиләт игиси икәнликидәк хусусийәтлири билән биргә униң хәлқниң дәрдигә дәрман болалайдиған, қабилийәтлик рәһбәр болалайдиғанлиқиға аит тәбрик сөзлири вә арзу-үмидлири баян қилинған. Шуниңдин кейин мәһмут муһитиниң муһим нутуқлири, роза-рамизан, һейт тәбриклири изчил түрдә гезит йүзидә көрүлүп турған. Шуниңдәк мәһмут муһитиниң һәрқайси наһийәләрниң маарип, малийә ишлирини яхшилаш үчүн қошқан төһпилиригиму мәдһийәләр оқулуп турған.

1937-Йилиниң феврал айлиридин башлап таки гезит тохтиғучә болған мәзгилдә “мөһтәрәм дубән җанаблири пикирлиридин” темисидики мәзмунлар хели салмақни игиләп кәлгәнлики мәлум. Бу чағда шең шисәйниң пәйдинпәй хәлққә йеқинлишип, залимлиқ сияситини иҗра қилиш үчүн мәзкур гезитни өз тәшвиқатини базарға селиш сәйнасиға айландурмақчи болғанлиқини пәрәз қилиш мумкин. Бу хил чатма язмиларда “шинҗаң өлкисини әбәдий хитай җумһурийитиниң өлкиси қилип сақлаш, шинҗаңниң азадлиқи җуңхуа мингониң азадлиқида” дегәндәк шоар вә мәзмунлар асас қилинған.

Аридин бир ай өтүп, 1937-йил, 4-март күни “мәһмут сиҗаңниң үрүмчидики қурултайға бериши һәққидә” темисидики мақалә елан қилиниду. Мақалидә, мәһмут сиҗаңниң қурултайға бериш үчүн шең шисәйгә икки қетим телеграмма йоллап рухсәт сориғанлиқи вә иҗабий җавабқа еришкәнлики, һазир мәһмут сиҗаңниң йол тәйярлиқлири үчүн тәрәддутлиниватқанлиқи, әмма хәлқ арисида болмиғур сөз-чөчәкләр тарқилип йүргәнлики баян қилинған. Мақалидә йәнә мәһмут муһитиниң өз еғизидин берилгән баянларму орун алған болуп, мәһмут муһитиниң өзи халап үрүмчигә бериш үчүн мәркизий һөкүмәткә телеграмма йоллиғанлиқи, хәлқниң бу һәқтә көп әнсиришиниң һаҗити йоқлиғини, өзиниң һазир йол орунлаштурушини сақлаватқанлиқи, пат йеқинда қайтип келидиғанлиқи һәққидә баянлар берилгән.

Бир һәптидин кейинла, гезитниң 11-март сани 3-бетидә үрүмчини мәркәз қилған өлкилик һөкүмәтниң муавин рәиси хоҗанияз һаҗи намидин йолланған бир парчә телеграмминиң мәзмуни хәвәр қилиниду: һөкүмәт тәрәптин мәһмут сиҗаңни үрүмчигә тәклип қилған иш йоқ, вәкилләр йиғини 9-айға кечиктүрүлгәнлики үчүн мәһмут сиҗаң 4-айда йәнә бир қетим үрүмчигә берип рәһбәрлиримиз билән көрүшүшни тәләп қилип илтимас сунған. Ваһаләнки, хәвәр тепишимчә бир қисим кишиләр амма ичидә иғва тарқитип пуқраларниң дилиға тәшвиш селип йүрүпту. Бундақ әһвалда юрт әмәлдарлири вә ақартиш уюшмилириниң иғва тарқатқан кишиләрни тәкшүрүп чиқиш, керәк болса җазалаш мәҗбурийити бар. . .

Ушбу гезитниң 4-бетидә йәнә шең шисәйниң қәшқәр тәвәсидики он тоққуз юртқа йәткүзүп қоюш тоғрисида әвәткән телеграммисиниң мәзмуни бесилған. Мәзкур язма дубән шең шисәй, рәис ли йоң вә муавин рәис хоҗанияз һаҗидин ибарәт үч кишиниң имзаси билән елан қилинған. Кишиниң диққитини тартидиғини мәзкур телеграммидиму мәһмут муһитиниң үрүмчигә келишни өзи тәләп қилғанлиқи вә буниңға иҗазәт берилгәнлики, бу ишни пәқәтла мәһмут муһитиниң ихтияриға қойғанлиқи тәкитләнгән.

Әмәлийәттә ишниң һәқиқити, шең шисәй өзи қайта-қайта мәһмут муһитини үрүмчигә чиллап хәвәр йоллиғаниди. Бу вәқә тарихий материялларда вә бир қисим шаһитларниң әслимилиридә тәпсилий хатириләнгән. Шең шисәй мәһмут муһитини өзиниң көзигә қадалған мих һесаблап униңға хелидин бери тузақ қурушқа урунуп кәлгән. Мәһмут муһитиниң қәшқәрдики әскәр күчи шең шисәйгә тәһдит елип кәлгән болуп, сиясий йол билән мәһмут муһитини йоқитиш суйиқәстини пиланлайду. Мәһмут муһити шең шисәйниң йошурун вә ашкара өзини парчилап йоқитиш суйиқәстиниң барғансери җиддийлишип, өзигә болған хәвп-хәтәрниң йеқинлишип келиватқанлиқи, сиртта шең шисәй җасуслири тәрипидин өзигә қарши җасуслуқ һәрикәтлириниң ямрап кәткәнлики, өз әтрапидики кишиләрниң шең шисәйниң қоли билән парчилинип кәткәнлики нәтиҗисидә, қошунларни өз қолида тутуп турушиму қийинлишип қалиду. Дәл мушу вақитта шең шисәй мәһмут муһитиға телеграмма йоллап, қурултайға қатнишиш вә “йеңи вәзипә” сини тапшурувелишни уқтуриду. Мәһмут муһитиниң кейинки тиришчанлиқлириму бәрбат болғандин кейин, һәтта җенини сақлап қелишқиму имканийәт қалмиғанлиқини сезип чәт әлгә чиқип милләт үчүн хизмәт қилишни көңлигә пүкүп юртидин айрилишқа мәҗбур қалиду.

Қариғанда шең шисәй алдинала “су кәлгүчә туған тутмақчи” болғандәк қилатти. У “мәһмут муһити үрүмчигә келишни өзи тәләп қилди” дегән ялған пакитни ойдуруп чиқирип, хәлқниң ағзини тувақлимақчи болғаниди.

22-Апрелда хоҗанияз һаҗиниң 18-апрел йоллиған телеграммиси мунасивити билән 6-дивизийә баш штаби намидин қурбан сиҗаң имзасида бир парчә билдүргү елан қилинған. Билдүргидә 6-дивизийәгә қарашлиқ яркәнттин әскәрләрниң һәр тәрәпкә тарқап кетип пуқраларни егиз-пәс қилғанлиқи, буниң сәвәби мәһмут сиҗаңниң йеңи һөкүмәт билән қаршилашқанлиқи түпәйлидин йүз бәргәнлики, хоҗанияз һаҗиниң әскәрләрдин һөкүмәтниң әмригә бой сунуп қайтип келишни өтүнгәнлики һәққидики мәзмунларни өз ичигә алған.

“йеңи һаят” гезити 1937йил, 22-апрел сани, лунд университети кутупханиси ярриң коллексийони.
“йеңи һаят” гезити 1937йил, 22-апрел сани, лунд университети кутупханиси ярриң коллексийони.
“Gunnar Yarring” Kolléksiyoni

Аридин йәнә йигирмә күнләр өткәндин кейин, йәни 13-майда, өлкилик һөкүмәт намида, шең шисәй, ли йоң вә хоҗанияз һаҗиларниң имзасида бир парчә хитабнамә елан қилиниду. Хитабнамидә йеңи һөкүмәтниң әвзәл сиясәтлирини бирпәс махтивәткәндин кейин, мәһмут муһитиниң ялған сөзләргә ишинип чәт әлгә қечип кәткәнлики, һөкүмәтниң бу ишқа җиддий қараватқанлиқи билдүрүлгән. Арқидин вәқәниң тәпсилати баян қилинип, һәр милләт хәлқигә юртниң тинчлиқини бузғучи бу хил кишиләргә қарши күрәш қилиши керәклики һәққидә мураҗиәт қилинған. Шундақла йеңи һөкүмәтниң бу ишни аталмиш “тинчлиқ вә кәңчилик” йоли билән һәл қилидиғанлиқиму оттуриға қоюлған.

Бу хәвәрниң йенидики стонда өлкилик дубән мәһкимиси сиясий тәрбийә бөлүми имзасидики “барлиқ әскәр қериндашлиримизға мураҗиәт” сәрләвһилик бир парчә язма орун алған иди. Мураҗиәттә мәһмут муһитиниң пул-байлиқларни елип қачмақчи болғанлиқи, кейин униңға әгәшкән әскәрләрниң ақивитиниң яхши болмиғанлиқи, барлиқ әскәр қериндашларниң қайтип келип өлкиниң тинчлиқини сақлиши керәклики илтиҗа қилинған.

Аридин узун өтмәй әһвал техиму әвҗигә чиқип, хәвәрләрдә мәһмут муһити рәсмий түрдә “хаин” дәп елан қилиниду һәмдә “икки йүзлүк мунапиқ”, “җаһангирларниң қуйруқи” дегәндәк намларда сеситилиду. 20-Май санида, шинҗаң чегра дубән мәһкимиси вә өлкилик һөкүмәт тәрипидин елан қилинған язмида, мәһмут муһити хаин вә җинайәтчи дәп җакарлинип, униңға он түрлүк җинайәт бәлгилиниду вә қаттиқ сөз-ибариләр билән әйиблиниду.

Юқириқи мисаллар шуни испатлайдуки, тарихтики хитай милитаристлири болсун яки һазирқи хитай һөкүмити болсун һәммисила уйғур миллити ичидики қәһриманлар, рәһбәрләр, өлималар яки зиялийларни өзлиригә тәһдит дәп билип, кәң көләмлик тутқун вә тазилаш елип барған. Шең шисәй дәвридә мәһмут муһитини аввал көккә көтүрүп, андин йәргә урғиниға охшаш, ши җинпиң дәвридиму уйғурларға қарита йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ қилмишлириниң бир парчиси болған зиялий вә өлималарни тутқун қилиш суйиқәсти һелиһәм давамлашмақта. Әйни вақитта хитай дөлити тәрипидин “мунәввәр яш” болуп баһаланған доктор халмурат ғопур, 2017-йили йүз бәргән зор тутқунда хитай һөкүмитиниң суйиқәстигә учриған сәрхиллардин бири. Хитай һөкүмити халмурат ғопур, саттар савут, ялқун рози қатарлиқ уйғур сәрхиллириға “икки йүзлимичи”, “дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш” җинайити қатарлиқ төһмәтләрни артип, еғир җазаларға һөкүм қилинди.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.