Уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәк вә ғәрб дунясиниң истемалчилири

Мухбиримиз әзиз
2020.08.27
mejburiy-emgek-maska-tikish.jpg Ишчилар үрүмчидики давалаш үскүнилири завутида қоғдаш кийими тикиватқан көрүнүш. 2020-Йили 27-январ, үрүмчи.
REUTERS

Хитайдин тарқалған таҗсиман вируси сәвәбидин дуня миқясида бирдинла әң аддий теббий мудапиә қорали болған маска үчүн чап-чап базар ечилди. Әмма буниңға чушлуқ маскиларниң кәмчиллики, барлиқ тәйяр маскиларни вирус дуняви апәткә айлинип кетиштин илгирила хитай һөкүмитиниң зор көләмдә сетивелип амбарларға бесип қоюши билән маска завутлири һәққидики әндишиләр охшимиған шәкилләрдә оттуриға чиқти. Шуниңға әгишипла хитайдики маска завутлириниң материял мәнбәси һәмдә ишләпчиқириш зәнҗиридә ғайәт зор көләмдики “заманиви қуллар әмгики” ниң мәвҗутлуқи кишиләргә айдиңлишишқа башлиди. “дипломат” журнилиниң 26-авғуст саниға бесилған мушу һәқтики муһакимә мақалисидә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссарлиридин нурий түркәл вә җеймис кар әпәндиләр дәл мушу мәсилиниң нөвәттики ғәрб дуняси үчүн бир тарихий синақ болуватқан зор мәсилигә айлинип қеливатқанлиқини алаһидә көрситип өтти.

Йеқиндин буян уйғурлар дияридики нәччә милйон кишиниң лагерларға қамилиши һәмдә хитай һөкүмитиниң бу җайларни “мәктәп” дәп тәсвирлиши һәммигә мәлум саватқа айланғандин кейин лагер тутқунлириниң “идийәдә азад болғанлири” дин миңлиған кишиләрниң хитай һөкүмити башқурушидики тоқумичилиқ завутлири вә башқа завутларға ишчилиққа орунлаштурулуши, булардин әң типик болған бир түркүминиң дәл вирус юқуми мәзгилидә кишиләр талишип сетивелишқан маскиларни ишләпчиқиридиған завутларда “заманиви қуллар” шәклидә әмгәккә селиниши ғәрб дунясида йәнә бир қетим зор диққәт қозғиған иди. Җүмлидин “йәһудийларниң ‍уйғурларни һимайә қилиш һәрикити” тәшкилати ишлигән бу һәқтики мәхсус сөһбәттиму дәл мушу лагер тутқунлириниң һазир ғәрб дунясидики истемалчилар издәп йүрүп еливатқан маскиларни ишләватқан кишиләр икәнлики алаһидә тәкитләнди. Техиму муһими сөһбәттә дәл мушу маска ишләватқан ‍уйғурларниң мәҗбурий әмгики буниңдин 80 йил илгирики лагерларға қамалған йәһудийларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши билән селиштурулуши бу мәсилиниң қанчилик еғирлиқини техиму очуқ көрсәтти.

Бу һәқтә сөз болғанда комиссар нури түркәл вә җеймис кар әпәндиләр нөвәттә уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәк қилмишиниң маска завутлиридин тартип көплигән дуняви даңлиқ маркилиқ мәһсулатларни ишләпчиқириш саһәсигә кеңийип болғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Болупму “Walmart”, “Apple”, “Nike” қатарлиқ магизинлардики мәһсулатларниң уйғурларни асас қилған мәҗбурий әмгәккә четилидиғанлиқи, шу қатарда хитайдики пахта мәһсулатиниң 80 пирсәнтигә мәнбә болуватқан уйғурлар дияриниң әмәлийәттә “Made in China” дегән хәтләр бесилған һәмдә ғәрб дунясидики сода сарайлирида сетиливатқан пахта мәһсулатлириниң башлиниш нуқтиси икәнлики, буларниң мутләқ көп қисминиң дәл мушу хил мәҗбурий әмгәк һалқисидин өтидиғанлиқи баян қилиниду. Апторлар алаһидә тәкитлигән бир нуқта дәл иккинчи дуня урушидин кейин нуремберг хәлқара сотида лагерлардики мәҗбурий әмгәкниң “җинайәт” дәп бекитилиши, әйни вақитта бу хил мәҗбурий әмгәккә четилип қелип шәрмәндә болған Volkswagen ширкитиниң бүгүнки күндә йәнә бир қетим бу һадисә билән бағлинип оттуриға чиқиши һесаблиниду. Нурий түркәл бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида мундақ деди.

Хушаллинарлиқ йери, уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәк қилмиши америка һөкүмитиниң кәскин тәнқидигә дуч кәлгәндин кейин буниңға четишлиқ көплигән мәһсулатлар америка таможнисида мусадирә қилинди. Америка һөкүмитиниң һәрқайси министирлиқлириму уйғурлар дияридики тәминат зәнҗиригә четишлиқ мәсилидә алаһидә һошяр болуш һәққидә бир қатар агаһландурушларни елан қилди. Шуниң билән биргә америка сода министирлиқиму көплигән хитай ширкәтлириниң америка мәһсулатлири вә техника байлиқини сетивелишини мәни қилди. Әмма нурий түркәл вә җеймис кар әпәндиләрниң пикричә, нөвәттики бу реал тәдбирләр муәййән әмәлий қиммәткә игә болсиму, әмма уларни йетәрлик болди, дәп қарашқа болмайдикән. Бу җәһәттә улар һазирғичә америка дөләт мәҗлисидә музакирә басқучида туруватқан “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ниң рәсмий мақуллуқтин өтүши буниңдики бәкму муһим болған бир һалқа болуп, бу қанун рәсмий мақулланса уйғурлар диярида ишләпчиқирилған һәмдә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ һәрқандақ мәһсулатниң америка базирида сетилиши мәни қилинидикән. Нури түркәл бу һәқтә сөз болғанда америка вә явропадики истемалчиларниңму бу мәсилидә виҗдани мәҗбурийитини ядидин чиқармаслиқи лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Мәлум болушичә, америка һөкүмити нөвәттә “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ни музакирә қилиш билән биргә, бу мәсилидә дуняви бирликсәп һасил қилиш үчүн паалийәттә болмақта икән. Йеқин кәлгүсидә мушундақ бир дуняви иттипақ һасил болса у һалда уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәк бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатларниң ғәрб истемал базиридики орни еғир зәрбигә учрайдикән. Бу болса хитайниң иқтисадий җәһәттин гумран болушини техиму тезләткүчи амиллардин болуп қалидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.