Хитай уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилинип явропа санаитини “йәп кетип” барамду?
2024.09.18
Хитайниң шеин вә тему арқилиқ қиливатқан тор содисиниң явропа ширкәтлирини еғир әһвалда қоюватқанлиқи узундин буян муназирә темиси болуп кәлгән болсиму, явропа иттипақи бу җәһәттә техи кәскин бир қарар алалмиған иди. Буниңға улапла хитайниң әрзан баһалиқ токлуқ аптомобиллириниң явропа базарлириға төкмә қилиниши явропа аптомобил санаитигиму еғир хирис пәйда қилди. Хитайдин күнигә 400 миң халта тавар кириватқан германийәдә нурғунлиған сода сарайлири тақилипла қалмай, хитайниң әрзан баһалиқ токлуқ аптомобиллири билән болған риқабәткә бәрдашлиқ берәлмәй, германийәдики аптомобил завутлириму тақилишқа башлиди.
Алдинқи һәптә волкисваген германийәдики бир завутини тақап узун өтмәй, авди аптомобил завутиму белгийәдики бир завутини тақиған иди. Буниң билән қанчә миңлиған ишчи ишсиз қелип, намайишлар өткүзүвататти. “фирансийә авази” радийоси 18-сентәбир елан қилған “белгийәниң санаити лиңшип қалди, бизни хитайлар йевәтти” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, алдинқи күнлири белгийәдиму намайишлар елип берилған. Белгийәдики көплигән завутлар арқа-арқидин тақилип, нурғунлиған кишиләр хизмәт орнидин айрилип қалған. Бу киризисни хитайниң әрзан баһалиқ таварлири кәлтүрүп чиқарған болғачқа, кишиләр “бизни хитайлар йәвәтти” дейишкән.
Явропа санаитини “йәветип барған” хитайниң бу әрзан баһалиқ маллири уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәһсуллири болуп, норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, явропа иттипақиниң хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилидиған бу таварлирини чәкләштә үнүмлүк бир тәдбир қоллиналмаслиқтәк бу бошаңлиқи, уйғур мәҗбурий әмгикиниң давамлишишиға түрткә болуп қалмақта икән. Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
“белгийәниң санаити лиңшип қалди, бизни хитайлар йәвәтти” намлиқ хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил киргәндин буян, 4-айда белгийәниң аптобус завути, 6-айда тоқумичилиқ вә химийәлик буюмлар гуруһиниң икки завути, 9-айда дунядики әң чоң шакилат завути һәмдә әнәниви әйнәк завутлири арқа-арқидин тақилип қелип, қанчә 10 миңлиған адәм ишсиз қалған. Буниңға әгишип, белгийәниң алдинқи қатардики башқа ширкәтлириму хитайға “йейилип кетиш” кә башлиған.
Германийә мәтбуатлиридики хәвәрләрдин мәлум болушичә, узун йиллардин буян “уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ” дәп әйиблинип келиватқан дунядики әң чоң аптомобил санаити гуруһи болған волкисваген хитайға “йейилип кетиш” сәвәбидин, әслидики 1-орундин һазир 3-орунға чүшүп қалған. Хитайниң BYD қатарлиқ токлуқ аптомобиллири 1-орунни, американиң тесла аптомобили 2-орунни игилигән.