Уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанған “Shein” мәһсулатлири америка базириға қандақ кириватиду?

Мухбиримиз ирадә
2022.12.06
Хитай уйғурларни мәҗбурий пахта теришқа салмақта!
Yettesu

Уйғур елидин чиқидиған пахта вә униңда ишләпчиқирилған мәһсулатларниң мутләқ көп қисми уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болғанлиқи үчүн америка һөкүмити тәрипидин чәкләнгән. Бирақ уйғур елидин чиқидиған пахта мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәкләштә йәнила бир қисим йочуқларниң барлиқи ашкариланмақта.

Америкадики нопузлуқ ахбарат органлиридин бири болған блумберг гезити хитайниң тик-ток қатарлиқ иҗтимаий алақә әплири арқилиқ тонулған вә дуняниң һәрқайси җайлириға топ вә парчә мал сатидиған “шейин” (Shein) намлиқ тор бәттә сетиливатқан кийим-кечәкләрниң уйғур елидин чиқидиған вә “шинҗаң пахтиси” дәп атиливатқан пахтилар билән ишләпчиқирилғанлиқини тәкшүрүп ениқлап чиққан. Уларниң бу һәқтә елан қилған мәхсус тәкшүрүш хәвиридә баян қилинишичә, шейинниң американиң “шинҗаң пахтиси” ға қойған чәклимисигә қаримай америкада қиливатқан содисиниң қиммити нәччә милярд долларға йетидиған болуп, сәл қарашқа болмайдиған дәриҗидә зор икән.

Ундақта, шейин ширкити қандақ йочуқтин пайдилиниватиду? уларниң кийим-кечәклиридә уйғур мәҗбурий әмгики мәвҗутлуқи қандақ испатланди? буниңға қандақ тақабил туруш керәк? биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн блумбергтики бу мақалиниң аптори шеридан прассо (Sheridan Prasso) ни зиярәт қилдуқ.

Шеридан прассониң бизгә ейтишичә, хитайдин америкадики вә дуняниң һәрқайси җайлиридики истемалчиларға биваситә һалда заказлирини йәткүзүп беридиған бу шейин намлиқ тор бәттики кийим-кечәкләрдә қоллинилған пахтаниң “шинҗаң пахтиси” икәнлики һәққидә гуман болсиму, бирақ бу һазирғичә рәсмий йосунда испатлинип бақмиғаникән. Шуңа у буни испатлаш мәқситидә шейиндин кийим заказ қилған вә уни германийәдики мәхсус тәҗрибиханиға әвәтип бәргән. У радийомизға қилған сөзидә мундақ дәйду: “шейинниң кийим-кечәклириниң 80 пирсәнти дегүдәк хитайда ясалған болғачқа, униңда шинҗаң пахтиси ишлитилидиғанлиқи гуман қилинған бирақ испатлинип бақмиған. Мән буниң билән шейиндин кийим-кечәк заказ қилдим вә уни германийәдики тәҗрибиханиға әвәттим. Бу тәҗрибихана пахта талалиридики һидроген, карбон вә оксигин миқдариға қарап туруп пахтиниң келиш мәнбәсини тепип чиқалайду, нәтиҗидә бу кийим-кечәкләрдә қоллинилған пахта қолимизда мәвҗут болған шинҗаң пахтисидин елинған әвришкә билән охшаш чиқти”.

Америка һөкүмити уйғур елидин чиқиватқан пахта мәһсулатлирини тунҗи қетим 2021-йили 1-айда мақуллиған қарар арқилиқ чәклигән. Арқидин, америка дөләт мәҗлиси өткән йили 12-айда уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни (UFLPA) ни мақуллаш арқилиқ бу чәклимини уйғур елидә ишләпчиқириливатқан күнтахта батарейәси вә башқа хам әшяларни өз ичигә алған барлиқ мәһсулатларни чәкләшкичә кеңәйткәниди. Шундақ туруқлуқ, уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик пахта мәһсулатлириниң америка базириға кириватқанлиқи һәмдә бу содиниң нәччә милярд доллар қиммитидә икәнлики күчлүк диққәт қозғиди. Шеридан прассониң ейтишичә, шейин ширкити америкадики импорт қилғучи ширкәтләр америка таможнисиға хитайдин киргүзүватқан маллириниң мәҗбурий әмгәк билән алақиси йоқлиғини испатлаш билән һәләк болуватқанда, улар биваситә һалда америкалиқ истемалчиларға мал сетиш һәмдә буниң қиммитини 800 доллардин төвән тутуш арқилиқ таможна йочуқидин өтмәктикән. Шеридан мундақ дәйду:

“шинҗаң пахта мәһсулатлириниң америка базирида һелиһәм мәвҗут болушидики сәвәб шейин ширкити американиң истемалчиларға биваситә һалда мал әвәтишкә йол қойидиған бошлуқидин пайдиланмақта. Шейин ширкити хитайдин америкадики истемалчиларға удул посулка әвәтиду. Америкада қиммити 800 доллардин төвән болған һәрқандақ посулка таможнида тәкшүрүлмәйду. Шуңа бу посулкилар удул истемалчиларға йетип бариду. Әмма дукини бар башқа парчә сатқучиларниң импорт қилидиған маллири болса таможнида тәкшүрүлиду”.

Мәлум болушичә, шейин ширкити истемалчилиридин тор бетидин кийим-кечәк заказ қилғанда бир қетимда 800 доллардин ешип кәтмәслик һәққидә чәклимә қойидикән. Шуңа бу уйғур елидин чиққан пахта билән ишләнгән кийим-кечикләр билән толдурулған бу посулкилар тосалғусиз һечқандақ тәкшүрүштин өтмәйла истемалчиларға йетип баралайдикән.

Бломберг ториниң ейтишичә, шейин ширкити бу мәсилә һәққидики баянатида блумберг қилдурған бу тәҗрибиниң нәтиҗисигә қаршилиқ билдүрмигән һәм уни етирапму қилмиған. Бирақ шейн баянатида “өзлириниң дуняниң һәрқайси җайлиридики тиҗарәтлиридә йәрлик қанун-низамларға әмәл қилишқа капаләтлик қилиш үчүн қәдәм ташлаватқанлиқини” илгири сүргән.

Мәлум болушичә, шенниң америкадики тор бети “сиҗиллиқ вә иҗтимаий тәсир” қисмидики баянатида өзлириниң қәрәллик иқтисадий тәптиш елип берип, “мәҗбурий әмгәк” вә җәмийәтләр көңүл бөлидиған башқа мәсилиләрниң көрүлмәсликигә капаләтлик қиливатқанлиқини баян қилғаникән.

Мәлум болушичә, шейин ширкити өрники америка һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини мутләқ йосунда чәкләштики қийинчилиқларни көрситип бәргән болуп, бу һәм америкалиқ парчә сатқучиларни һәм уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисигә көңүл бөлүватқан кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини үмидсизләндүргән.

Америка тоқумичилиқ санаитигә вәкиллик қилидиған америка дөләтлик тоқумичилиқ тәшкилатлири кеңишиниң рәиси вә баш иҗраийә әмәлдари ким глас (Kim Glas) блумбергқа қилған сөзидә “шейинға охшаш хитай ширкәтлири бу йочуқтин қаттиқ пайда еливатиду, уларниң мәһсулатлири америкалиқ истемалчиларниң ишкаплириға һечқандақ тәкшүрүштин өтмәй бериватиду” дегән.

Шеридан ханимниң ейтишичә, бу мәсилини һәл қилиш үчүн әмди америка дөләт мәҗлиси йәниму үнүмлүк бир чарә тепип чиқиши керәккән. У мундақ дәйду:

“ишни қийинлаштуруватқини бу посулкиларниң үстидә униң шейн ширкитигә аитлиқини көрситидиған һечқандақ бәлгә йоқ, ундақ болған икән бу посулкиларни таможнида тутуп қелип тәкшүрүшкиму болмайду. Әмди бу мәсилини һәл қилиш америка дөләт мәҗлисиниң зиммисидә. Илгири америка авам палатасида хитайдин киридиған посулкиларни тәкшүрүш һәққидә бир лайиһә тонуштурулған бирақ у кеңәш палатасида мақуллуқтин өтәлмигән. Әмди америка дөләт мәҗлиси шейин ширкитини тосуш үчүн йәниму үнүмлүк бир йол тепип чиқип, таможнидики тәкшүрүшни чиңитиши керәк”

Мәлум болушичә, юқириқидәк америка таможнисидин киридиған посулкилардики 800 доллардин төвән қиммәттики посолкиларни тәкшүрмәслик йочуқидин пайдилиниватқан ялғуз шейин ширкити әмәс икән. Әмма шейин ширкити булар ичидики әң чоңи икән. Бу ширкәт 2012-йили нәнҗиңдә қурулған болуп, қисқа вақит ичидә дунядики әрзан баһалиқ мода кийим-кечәк сатқучисиға айланған. У тик-токқа охшайдиған иҗтимаий алақә торлири арқилиқ яш-өсмүрләрни нишанлиған болуп, униңдики кийим-кечәкләрниң баһасиниң бәзилири 25 долларғиму йәтмәйдикән. Шейин ширкитиниң хитайда тор бети йоқ болсиму, бирақ у дунядики америка қатарлиқ 150 дөләткә мал сатидикән.

Дәрвәқә, һазирқидәк шейинниң таможна йочуқидин пайдилинишиниң алдини алидиған үнүмлүк бир тәдбир оттуриға чиқмиған бир шараитта истемалчилар өткилини чиң тутуш җүмлидин уларни шейнға охшаш сатқучилардин сетивелинған кийим-кечәкләргә сиңгән уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә аңға игә қилишниң муһимлиқи оттуриға чиқмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.