уйғур елидә "мәҗбурий ғайиб қиливетиш" йәниму юқири пәллигә чиққанлиқи мулаһизә қилинди

غايىب بولغان ئابدۇغېنى ئەزىزنىڭ كىملىكى.
ғайиб болған абдуғени әзизниң кимлики. (RFA/Shöhret Hoshur)

0:00 / 0:00

йеқинда тәтқиқатчи, кишилик һоқуқ паалийәтчиси майкил кәсетир хитайдики мәҗбурий ғайиб қиливетиш мәсилисигә диққәт тартиш үчүн шу хил җазалаш усулиниң зиянкәшликигә учриған кишиләрниң һекайилири асасида "мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқ җумһурийити" мавзулуқ бир китабни түзүп чиққан. у бу китаби мунасивити билән "дипломат" журнили билән өткүзгән сөһбитидә һазирғичә хитайда бу хил усулниң зиянкәшликигә әң көп учриғанларниң уйғурлар икәнликини билдүргән.

йеқинқи йиллардин хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик органлири тәрипидин елип бериливатқан "мәҗбурий йоқитиветиш, ғайиб қиливетиш" һәрикәтлири зор дәриҗидә көпийип, нормал бир ишқа айландуруп қоюлған. "дипломат" журнилида бу һәқтә елан қилинған бир хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмити-2012 йили җинайи ишлар қануниға түзитиш киргүзүп, террорлуқ һәрикәтлири билән шуғулланғанлар, дөләт бихәтәрликигә тәһдит салғанлар вә еғир парихорлуқ җинайити билән шуғулланғанларни "бәлгилик орунда назарәт астиға елиш" қа аит маддини қошқан. мундақчә ейтқанда бу "мәҗбурий ғайиб қиливетиш" һәрикитиниң юқиридикидәк "бәлгилик орунда назарәт астиға елиш" дегән исим астида қанунлаштурулуши болуп һесаблинидикән.

йеқинда, америкилиқ тәтқиқатчи, кишилик һоқуқ паалийәтчиси майкил кәстир мана мушу хил қанунсиз тутқун қилинишниң зиянкәшликигә учриған, бундақ орунларда җисманий вә психик қийнашлириға учриған кишиләрниң һәқиқий һекайилири асасида "мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқ җумһурийити" мавзулуқ бир парчә китабни түзүп чиққан. у китаб мунасивити билән "дипломат" журнилиниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда, хитайдики кишиләр ғайиб қиливетилидиған бу аталмиш "бәлгилик орунлар" ниң хитайдики түрмә яки қара түрмиләрдинму қорқунчлуқ дәп қарилидиғанлиқини, бу орунларда психик қийнаш вә тән җазаси барлиқини, бу орунларниң кишиләрни қорқутуш арқилиқ дөләт күчини һәйвә қилишни қисқиси бу орунларниң қорқутушни мәқсәт қилғанлиқи үчүн қорқунчлуқ икәнликини билдүргән.

униң ейтишичә, хитайда бундақ орунларниң зиянкәшликигә учраватқан 3 нишанлиқ гуруппа бар болуп, уларниң бири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, иккинчиси, уйғурлар, үчинчиси, зиялийлар вә сиясий өктичиләр икән. әмма майкил кәстер сөзидә әскәртип: "мән шуни әскәртип өтмәкчимәнки, гәрчә китабта асаслиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири учриған зиянкәшлик аңлитилған болсиму, әмма хитайда мәҗбурий ғайиб қиливетишниң зиянкәшликигә әң көп учриғанлар уйғурлардур" дегән. майкил кәстер "дипломат" журнилиға қилған сөзидә, мәҗбурий ғайиб қиливетиш һәрикитиниң 2009‏-йилидики "үрүмчи вәқәси" дин кейин башлинип та һазирғичә давам қиливатқанлиқини, һазирқи партком секретари чен чүәнго мәзгилидә кейин униң йәнә бир қетим юқири долқунға көтүрүлгәнликини билдүргән.

дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди радийомизға қилған сөзидиму, уйғур елидә мәҗбурий ғайиб қеливетиш һәрикитиниң қаттиқ күчәйгәнликини билдүрди.

тәтқиқатчи майкил кәстер әпәнди "дипломат" журнилиға қилған сөзидә, уйғурларниң "сиясий тәрбийәләш мәркәзлиридә ғайиб болуп кетиватқанлиқи" ни билдүргән. у мундақ дегән: "хитай дөлитиниң ‹бәлгилик орунларда тутуп туруш› дәйдиған бу системисиниң охшимиған әһвал вә охшимиған нопус гуруппилириға ишлитидиған охшимиған исимлири бар. уларниң уйғурларни ‹ғайиб қиливетиш› үчүн ишлитиватқан системисиниң силиқлаштурулуп аталған исми болса "сиясий тәрбийәләштин өтүш".

хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ органлар һазирғичә игилигән ениқ мәлуматлар асасида үрүмчи вәқәсидә ғайиб қиливетилгән 43 кишиниң архипини турғузуп чиққан иди. нурғун көзәткүчиләр-2009 йилидин кейин вә 2016-йили чен чүәнго уйғур дияриға кәлгәндин буян йоқап кәткәнләрниң саниниң техиму юқирилиқини илгири сүриду. бирақ, улар бу һәқтә қолида толуқ материял йоқлуқидин шикайәт қилмақта.

америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески мана бу мәсилини алаһидә тәкитлиди. у мундақ деди: "биз 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин бериқи бир нәччә йил ичидә мәҗбурий ғайиб қиливетилгән уйғурлар үстидә издинип бәзилириниң архиплирини турғузған. һазир бу вәқә уйғур елидә йеңи бир пәллигә көтүрүлди. җүмлидин уйғур елидә ‹йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири› ниң оттуриға чиқиши билән һәм шундақла мисир қатарлиқ дөләтләрдин қайтқандин кейин тутулуп қайта из-дерики болмиған уйғур оқуғучиларниң қошулуши билән уйғур елидә ғайиб қиливетилгәнләр юқири пәллигә чиқти. бирақ, бизниң қолимизда толуқ мәлумат бәк аз. биз хәлқара қанунларға пүтүнләй хилап болған бир һәрикәтниң уйғур елидә кәң иҗра қилиниватқанлиқини билимиз. әмма бу мәркәзләр вә ғайиб болуп кетиватқанлар һәққидә бәк аз нәрсә билимиз. мәсилән, шундақ ғайиб болуп кәткәнләрниң ениқ учурлири биз үчүн бәк муһим. әмма униңға еришиш бәк қейин болмақта".

һенрий шаҗескиниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики учурни қаттиқ қамал қилиш, мустәқил органларниң яки чәтәл мухбирлириниң районға берип әһвал игилишини қаттиқ чәкләш һәм ғайибларниң йеқинлирини әһвални сүрүштә қилиштин чәкләш, һәтта сүрүштүргәнләрниң өзиниму ғайиб қиливетиш усулини қоллиниши толуқ мәлуматқа еришишни қийинлаштуруватқан икән. шуңа бу мәсилигә йетәрлик хәлқара инкас қозғиялмаслиқниму кәлтүрүп чиқармақтикән.

майкил кәстер әпәндиму "дипломат" журнилиға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң бундақ хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға еғир хилап һәрикәтләрни қанун нами астида, кишиләрни қорқутуш йоли арқилиқ давам қиливатқанлиқини, хәлқараниму өзиниң иқтисадий вә сиясий тәсирини қоллинип туруп җимиқтуруватқанлиқини билдүргән вә әмди хитайниң бундақ қанунсизлиқлириға қарши җиддий һәрикәткә өтидиған вақитниң йетип кәлгәнликини ейтқан.