Уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши мусапиләр: мәнпәәт билән әхлақ оттурисида (1)

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.08.25
Хам әшя зәнҗири уйғур лагерлириға тутушидиған хитай чач мәһсулатиниң голландийәгә импорт қилинғанлиқи ашкариланди Уйғур районидики хитай лагер тутқунлириниң чачлири вә яки лагердикиләрни мәҗбурий әмгәккә селиш арқилиқ ишләп чиқирилған ялған чач. 2020-Йили 1-июл, ню-йорк.
AP

Уйғур дияридики қирғинчилиқниң әң муһим мәзмунлиридин бири болған мәҗбурий әмгәк һадисиси йеқинқи мәзгилләрдә бир қисим мутәхәссисләрниң қәлимидә “заманиви қуллуқ” дәп тәсвирлиниватқанлиқи мәлум. Бу һадисигә қарши тәдбирләрниң бири қатарида оттуриға чиққан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2022-йили июнда рәсмий иҗра қилинишқа башлиғандин буян, бу һәқтики тәрәққиятлар хәлқара ахбарат васитилиридә кәң йәр алди. Шундақла буниң үнүми вә нәтиҗиси һәққидә охшимиған пикирләр оттуриға чиқишқа башлиди. Шуниң билән биргә бу саһәдә мәвҗут болуватқан йочуқлардин хитайниң қандақ пайдилинип кетиватқанлиқиму ашкара болушқа башлиди.

Қанунни техиму күчләндүридиған қанун

Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк һадисисигә четишлиқ реаллиқни көздә тутуп, америка дөләт мәҗлисиниң әзалиридин җеннифер векстон (Jennifer Wexton) вә карлос гименез (Carlos Giménez) 2023-йили авғустта америка авам палатасида “уйғур мәҗбурий әмгикини ашкарилаш қанун лайиһәси” ни тонуштурди. Мушу қанун лайиһәсигә охшайдиған бир қанунни җеннифер ханим буниңдин илгириму бир қетим, йәни 2021-йили тонуштурған иди.

Мәзкур қанун лайиһәси бойичә, америка тәвәсидә ашкара һалда сода билән шуғулланғучи һәрқандақ ширкәт өз мәһсулатлириниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ әмәсликини испатлап көрситиши лазим. Шундақ болғанда мәзкур қанун лайиһәси маһийәттә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни техиму күчлүк бир асас билән тәмин етидиған болуп, нөвәттә иҗра қилиниватқан қанунниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәклишидә актип рол ойнайду. Чүнки америка һөкүмити уйғурларниң мәҗбурий әмгикини мәний қилиш үчүн буниңға алайитән қанун чиқарған вә иҗраға қойған болсиму, уйғурларниң мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгәнлики ениқ болған көплигән мәһсулатларниң ашкара һалда америка базарлирида сетилиши изчил көплигән соалларни пәйда қиливатқанлиқи мәлум. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) сода башқармисиниң иҗраийә әмәлдари ерик чой (Eric Choy) бу һәқтики радийо зияритимиз җәрянида бу хил әһвалниң қәстәнлик әмәс, әксичә “йетишип болалмаслиқ” тин келип чиқиватқан реаллиқ икәнликини әскәртти:

“әпсуслуқ ичидә шуни ейтимәнки, шинҗаң билән бағлинишлиқ болған һәммила мәһсулат бизгә ашкара һалда йетип кәлмәйду. Шуңа буниңда наһайити көп анализ вә тәкшүрүшләр зөрүр болуватиду. Америка дөләт мәҗлиси бизгә бу һәқтә мөһләт бекитип бәргәникән, биз җәзмән мушу даирә ичидә шинҗаңдин келиватқан товарларниң мәнбәсини һәмдә буниңға четишлиқ тәминләш зәнҗириниң хәтирини көздин қачурмаслиқимиз лазим. Һазирқи мәсилә шу болуватидуки, хитай бизгә екиспорт қилған товарлар әмәлийәттә шинҗаңда ишләнгәндин кейин нурғун тармақ йолларға тарқитилиду. Бу йоллар болса нурғун мәмликәтләргә тутишиду. Мана булар биз диққәт-нәзәримизни ағдуридиған, шуниңдәк тәһлил вә тәтқиқ қилидиған учурлардур. ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ бойичә күнтахта, шохла (пәмидур) қиями, пахта мәһсулатлири дегәнләрниң һәммиси мушу даиригә мәнсуп. Буниңдин башқа сиз тилға алғандәк, көплигән товарлар һәр хил йоллардин пайдилинип бизниң базарлиримизға киргәндин кейин ахбарат васитилири яки башқилар буни паш қилиши керәк. Биз буниңға асасән ашуларни тәкшүримиз вә тегишлик чарисини қилимиз. Әмма бизниң идарә ялғуз һәммини билип болалмайду. Чүнки шинҗаңдин келиватқан мәһсулатлар әмәлийәттә бәк көп.”

Хитай ахбаратида тарқитилған хотәнниң лоп наһийәсидики чач қошумчә буюмлири чәклик ширкити тоғрисидики хәвәрдин елинған. 2020-Йили 23-апрел.
Хитай ахбаратида тарқитилған хотәнниң лоп наһийәсидики чач қошумчә буюмлири чәклик ширкити тоғрисидики хәвәрдин елинған. 2020-Йили 23-апрел.
xj.chinanews.com

Бу қетимқи йеңи қанун лайиһәси бойичә болғанда, америка аксийә содиси комитети (SEC) һәр йили җәзмән өзи бивастә яки вастилик һалда муамилидә болған башқа ширкәтләрниң тәминләш зәнҗиридә уйғур дияридин чиққан мәһсулатларниң қанчилик салмақни игиләйдиғанлиқи, бу әһвалниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” дики бәлгилимиләр билән қанчилик мас келидиғанлиқи һәққидә доклат тәйярлап чиқиришини тәләп қилиши лазим. Уйғур дияри билән четишлиқ болған сода паалийәтлиридә асаслиқ салмақни игиләйдиған товарларниң бири пахта мәһсулатлири болуп, хитай дуняға екиспорт қиливатқан кийим-кечәкләргә ишлитилидиған пахта асасән уйғур дияридин чиқиду.

Ройтерс агентлиқиниң 20-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, дуня кийим-кечәк базиридики мәһсулатлардин аз дегәндиму 468 милярд америка доллири қиммитидики кийим-кечәкләрниң “заманивий қуллар әмгики” бәдилигә ишлинип чиққанлиқи ениқ. Бу һал дуня кийим-кечәк базиридики омумий товар миқдариниң үчтин бирини тәшкил қилидиған болсиму, әмма һазирғичә америка базириға кириватқан пахта мәһсулатлириниң мәнбәси һәққидә оралма қаптики чүшәндүрүштин башқа бирәр ишәнчлик тәкшүрүш васитиси мәвҗут әмәс. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси сода бөлүминиң муавин иҗраийә комиссари анмарий хайсимис (AnnMarie R. Highsmith) Бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, өзлириниң техи һазирғичиму пахта материялиниң мәнбәсини пәрқ етәләйдиған бирәр үскүнигә игә әмәсликини әпсуслуқ ичидә тилға алди. Шуңа улар бу һәқтә йәнила мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини бир-бирләп тәкшүрүш усулини қоллинишқа мәҗбур болмақта икән:

“мени десиңиз, мәнму шундақ бир үскүнә болсикән, дәймән. Әмма бундақ әһвалда биз қилалайдиған иш әнәниви усулдики һәммини әлгәктин өткүзүш шәклидә давам қиливатиду. Бизниң бу саһәдики чүшәнчимиз мушу әмәлийәт җәрянида чоңқурлап меңиватиду. Буни көзитиватқан тегишлик көзләр бар, буни из қоғлаватқан тор гурупписи бар. Шундақла бу әһвалларни тәкшүрүп хуласә чиқириватқан мәхсус гуруппиму бар. Униңдин башқа биз уйғур мәҗбурий әмгикигә даир мәһсулатларға четишлиқ учурларни очуқ мәнбәләрдин, пуқравий тәшкилатлардин, илмий хадимлардин вә мутәхәссисләрдин топлаймиз. Шу асаста биз булардин бир хуласә чиқириш шәклини қоллиниватимиз.”

Мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға “әркин” базар тараймақта

Америка һөкүмити 2022-йилидин башлап иҗра қилишни башлиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни маһийәттә бу җәһәттики хизмәтләргә “йешил чирағ” йеқип бәргән, дейиш мумкин. Америка һөкүмитидин кейин явропа иттипақи 2022-йили 14-сентәбирдә мушу хилдики қанун маддилирини рәсмий музакиригә қойди. Арқидинла германийә, фирансийә вә норвегийә бу хилдики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшкә даир бәлгилимиләрни елан қилди. Буниң билән кийим-кечәк саһәси болсун яки йемәклик саһәси болсун, уйғур диярини асаслиқ тәминләш зәнҗири қилғанлики ширкәтләр охшимиған дәриҗидә “миқ” қа үсүшкә башлиған. Болупму аз дегәндиму өткән 30 нәччә йил мабәйнидә кийим-кечәк саһәсидики мәҗбурий әмгәк һадисилирини көрмәскә селивалған ширкәтләр бу хилдики қанун маддилириниң оттуриға чиқиши билән илгирики тәминләш зәнҗирлирини қайтидин тәкшүрүшкә мәҗбур болған.

Дунядики даңлиқ маркиларниң бирдәк етирап қилишидин өткән “ишәнч вә из” (TrustTrace) ширкити аяғ вә тоқумичилиқ буюмлириниң тәминләш йоллирини тәкшүрүп дәлилләштә байрақдар ширкәтләрдин һесаблиниду. Мәзкур ширкәтниң баш иҗраийә әмәлдари шамик гош (Shameek Ghosh) бу һәқтә ройтерс агентлиқиға қилған сөзидә илгирики вақитларда барлиқ даңлиқ марка саһиблириниң бу җәһәттики һәммила мәсулийәтни тәминләш зәнҗиригила артип қойидиғанлиқини, һазирқи йеңи қанунларда болса мәсулийәтниң ишләпчиқарғучиларға биваситә тақишидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Униң баян қилишичә, кийим-кечәк саһәсидики тәминләш зәнҗиригә қоюлған тәләпниң бу шәкилдики өзгириши нөвәттә барлиқ мәһсулат ишләпчиқарғучиларни обданла “сәгитип қойған”. Буниң билән һәрқайси даңлиқ маркиларму өз мәһсулатлириниң таможнида тосулуп қалмаслиқи үчүн биринчи һалқидики мал тәминлигүчиләрдин мәһсулатниң мәҗбурий әмгәктин халий икәнликини испатлашни тәләп қилишқа йүзләнгән.

Дәрвәқә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинғили бир йилдин ашқанда бу җәһәттә бәлгилик нәтиҗиләрниң қолға кәлгәнлики түрлүк учур йоллиридин мәлум болушқа башлиди. Бу җәһәттики йеңи қанун вә бәлгилимиләрниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләштә қанчилик иҗабий нәтиҗиләргә вә йетишсизликләргә дуч келиватқанлиқи тоғрисида сөз болғанда анмарий хайсимис ханим мундақ дәйду:

“бизни бу қанунни қандақ иҗра қиливатисиләр, дәп соримақчи болсиңиз, мән йәнила шу гәпни тәкрарлаймән: биз техи мәйдимизни керип оттуриға чиққудәк бир иш қилип болалмидуқ. Бу наһайити тезла утуқ қазинидиған бир паалийәт әмәс. Әксичә мәҗбурий әмгәккә хатимә бериш һәмдә йиргинчлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини түгитиш һәрикитидур. Бу һәрикәт өз нөвитидә дунявий тәминләш зәнҗирини пакизлап, униң қанунлуқ һалда гүлләп-яшнишиға йол ачиду. Шәхсән мән ‛америка таможна вә чегра қоғдаш идариси‚дики хадимлиримизниң тиришчанлиқидин бәкму сөйүндүм. Һазир америка һөкүмитигә қарашлиқ көплигән тармақлар бу хизмәткә қолидин келишичә ярдәм қиливатиду. Мундақчә ейтқанда, бу тағни талқан қилидиған бир мушәққәтлик бир җәрян болсиму ишниң бешидин тартип толиму еһтият қилишни вә дана болушни тәләп қилиду. Әмма биз бу җәһәттә даналиқ билән иш көрүватимиз.”

Бу мәсилә һәққидә сөз болғанда ерик чойму мушуниңға охшап кетидиған қарашта икәнликини тәкитләйду. Униң қаришичә, нөвәттә уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш йолидики қанунларниң қандақ шәкилдә иҗра қилинишидин қәтийнәзәр, буниңда әң сәл қариливатқан бир нуқта бу җәһәттики зөрүр болған тәкшүрүш вә баһалаш һалқилириниң назарәтсиз қелишидур:

“бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта шуки, ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ әмәлийәттә һәрқайси ишләпчиқарғучиларға өз мәһсулатлирини әстайидиллиқ билән тәкшүрүш вә бу һәқтә зөрүр болған һошярлиқни йоқатмаслиқтәк бир мәҗбурийәтни йүкләйду. Бу һал өз нөвитидә йәнә тәминләш зәнҗиригиму тәтбиқлиниду. Шундақ болғанда иш башлиған һәрқандақ бир ширкәт тунҗи мәһсулатни ишләпчиқиришқа башлиған һәмдә буни тәминләш зәнҗиригә йоллиған һаман бу хил мәҗбурийәтләр уларниң зиммисидә болиду. Шундақ болғанда улар бу һалқиларниң қайсисида мәҗбурий әмгәкниң барлиқини билидиған болиду. Әнә шу йосунда ишләпчиқарғучилар арқилиқ мәҗбурий әмгәкни түгитиш мумкин болиду. Шуниң билән биргә бу һәқтики чүшәнчиләрни һәмдә униң муһимлиқини омумлаштуруш зөрүр.”

Илгирики йилларда мәҗбурий әмгәк мәсилиси тилға елинған һаман дуняниң башқа җайлиридики һакиммутләқ һакимийәтләрниң зораванлиқи кишиләрниң ядиға келиши адәткә айлинип қалған. Әмма нөвәттә бу тема оттуриға чиққан һаман уйғур дияридики қирғинчилиқниң муһим мәзмуни болған “заманиви қуллуқ” һәмдә униң хитай һакимийитиниң иқтисадий мәнпәәти билән болған бағлиниши буниңға улишипла орун елип кәлмәктә.

Давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.