Рәчил харрис: мәшрәп әслидә сәһнидә ойнилидиған нахша-усулла әмәс, бәлки хәлқниң ички күчи иди
2020.06.24
Муһаҗирәттә чоң болған, уйғур мәдәнийитини сақлап қилиш үчүн җан көйдүрүватқан от йүрәк уйғур яшлири қурған “тарим тори” сәһиписи уйғурларға тонушлуқ болған мәшрәп һәққидә үч бөлүмлүк тор илмий муһакимә йиғини уюштурғаниди. 21-Июн бу муһакимә йиғининиң үчинчи бөлүми йәни ахирқи бөлүми өткүзүлди.
Мәзкур йиғинда асаслиқи мәшрәпниң қандақ қилип ғәйрий маддий мираслар қатариға киргәнлики, бу тизимликкә киргәндин кейин һәқиқий мәшрәпкә болған тәсири вә қазақистандики уйғурлар арисида давам қиливатқан мәшрәп һәққидә тәпсилий мәлуматлар берилди.
Фирансийәдә турушлуқ филим ишлигүчи вә музика тәтқиқатчиси доктор муқәддәс миҗит мәхсус уйғур сәнитини тәтқиқ қилидиған болуп у мәшрәпни тонуштуруп мундақ деди: “мәшрәп дегинимиз әслидә һечким уюштурмисиму хәлқниң күндилик турмушиға сиңип кәткән бир паалийәт”.
Униң пикирлиригә қариғанда, мәшрәп уйғурларниң әвладлириға әдәп-әхлақ, қаидә-йосун өгитидиған мәктәплик ролини ойниған. Уйғурларда: “балаңни чоң қилип мәктәпкә бәр, мәктәптин янғанда мәшрәпкә бәр”, “алим болай десәң мәктәпкә бар, адәм болай десәң мәшрәпкә бар” дегәндәк әқлийә сөз вә мақал-тәмсилләр бар.
Уйғур мәшрәплири уйғур җәмийитиниң есил әхлақ қурулмисини барлиққа кәлтүрүштә һазирқи заман маарип тәрбийисидин артуқрақ рол ойниған сәйярә әхлақ дәрсханиси. Уйғур йигитлириниң мәрдлик, сехийлиқини синайдиған тараза, чидам җасаритини тавлайдиған очақ болған.
Муқәддәс ханим мәшрәпниң уйғур җәмийитидики роли һәққидә тохтилип мундақ деди: “мәшрәп җамаити җәмийәт әхлақини тәкшүрүп, тоғрилап туриду. яман ишлардин тосуп, яхши ишларни тәвсийә қилиду”.
У йәнә мәшрәп җамаитиниң җәмийәт мәсилилирини һәл қилишта һөкүмәтниң ярдимигә қарап турмай өзлири мәслиһәтлишип һәл қилидиғанлиқини ейтти. Уйғурларниң мушундақ өзлүкидин тәшкиллинип өз мәсилисини өзи һәл қилиши һөкүмәтниң мәшрәп җамаитини бастуруш сәвәблириниң бири икәнликини тәкитлиди.
2010-Йили ноябирда хитай һөкүмитиниң илтимас сунуши билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) мәшрәпни җиддий қоғдашқа моһтаҗ шәкилсиз мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзди.
Лондон шәрқ вә африқа тәтқиқати университетиниң профессори, уйғур мәдәнийити тәтқиқати билән шуғулланғили 20 йил болған рәчил харрис ханим 21-июн өткүзүлгән сөһбәтниң һәқиқәтән муһим бир тема икәнликини әскәртти. Мәшрәпниң хәлқниң қолидин елинип хитайниң контроллуқиға өткәнликигә әпсуслинидиғанлиқини ейтип мундақ деди: “түнүгүнки(муһакимә йиғинида) мәшрәп вә униң ғәйрий маддий мираслар қатариға киргүзүлгәнлики һәққидә тохталдуқ. Мәшрәпниң хитайниң контроллуқидики ғәйрий маддий мираслар қатариға киргүзүшидики мәсилиләр һәққидә нурғун тәтқиқат мақалиси йезип бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ға сундум. Хитай һөкүмити хәлқниң ичидики наһайити күчлүк бир мәдәнийитини өзгәртип, пәқәт сәһнидә көридиған нахша-усулға айландуруп қойди. Уйғур хәлқиниң мәдәнийити хәлқниң қолидин тартивелинип һөкүмәтниң контироллуқиға өтти. Йәрлик хәлқниң күчи мәдәнийитини сақлап қелиштики күчи аҗизлиди”.
Муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң әң чоң әндишиси өз мәдәнийити сақлап қалалмаслиқ болмақтикән. Чәтәлдә чоң болған, уйғурлуқидин пәхирлинидиған бир түркүм от йүрәк яшлар уйғур мәдәнийитини сақлап қелишниң тәхирсизликини тонуп йәткән. Америка, әнглийә, канада, австралийә вә башқа йәрләрдә яшайдиған яшлар тор дунясидин пайдилинип бир сәһнә һазирлиған болуп, бу сәһнидә уйғурларни дуняға тонутуш билән бир вақитта уйғурларни бир-биригә бағлашни мәқсәт қилған. Муқәддәс миҗит ханим ейтқан мәшрәпниң өзлүкидин тәшкиллиниш роли бойичә өзлүкидин тәшкиллинип қайта мәшрәп роһини намаян қелишни пиланлиған. Мәзкур” мәшрәп “һәққидики муһакимә йиғинини ашу яшлар уюштурғаникән.
“тарим тори” ниң қурғучилиридин бири болған, әнглийәдә турушлуқ зулпиқар абликимниң ейтишичә, бу қетимлиқ муһакимә йиғини улар уюштурған үч муһакимә йиғининиң бири икән. Әмма мәшрәп мәдәнийити тонуштуруш муһим дәп қариған болғачқа үч бөлүмгә айрип, мәшрәп вә мәшрәпниң уйғур мәдәнийитигә болған ролини тонуштурған. У мундақ деди: “әслидә тор муһакимә йиғинлирида бир тема бир бөлүм болатти, лекин мәшрәпниң уйғур мәдәнийитидики ролини билгәндин кейин, биз ‛мәшрәп‚ тоғрисида алдиримай тәпсилий муһакимә қилишни тоғра таптуқ”.
Ахирида рәчил харрис ханим уйғурларниң наһайити мәдәнийәтлик икәнликини тәкитлиди вә бу мәдәнийити чоқум сақлап қалалайдиғанлиқини ейтип мундақ деди:” муһаҗирәттики уйғурлар мәдәнийитини сақлап қелиш, қоғдаш вә кейинкиләргә йәткүзүш үчүн чоқум қолидин келидиғанниң һәммини қилиши керәк. Һазир қазақистандики уйғурлар уйғур мәдәнийитини әсли әндизиси бойичә раваҗландурушқа тиришиватиду. Лекин у пәқәт шәрқий түркистандики бүйүк мәдәнийәтниң кичиккинә бир қисми болсиму, әгәр әндизә сақлинипла қалса кейин раваҗландурғили болиду. Қазақистандики уйғур мәдәнийитиниң изналири бир үмид. Йәнә қанчә йилдин кейин болиду биз билмәймиз, лекин бир күни вәтәндики уйғурлар арисида уйғур мәдәнийити йәнә қайта гүллиниду. Шуңа муһаҗирәттики уйғурларниң мәдәнийитини сақлап қилиштики тиришчанлиқи бәк муһим “.