Мәттохтиниң вапати кишилик һоқуқ тәшкилатлирида тайландтики уйғур мусапирлирини қоюп бериш чуқанлирини техиму күчәйтти

Мухбиримиз әркин
2023.04.26
mettoxti-metqurban-tayland-musapir.jpg Тайланд мусапирларни тутуп туруш мәркизидә тутуп турулуватқан керийәлик уйғур мусапир мәттохти мәтқурбан 2023-йили 23-апрел һаятидин айрилған. (1982-2023)
Oqurman teminligen

2014-Йилдин бери тайланд мусапирларни тутуп туруш мәркизидә тутуп турулуватқан керийәлик уйғур мусапирлиридин 41 яшлиқ мәттохти мәтқурбанниң өткән һәптә вапат болуши кишилик һоқуқ тәшкилатлирида тайландтики уйғур мусапирлириниң саламәтлик әһвалиға болған әндишини техиму күчәйткән. Нөвәттә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тайланд һөкүмитидин уйғур мусапирлириниң түрмә шараитини яхшилаш билән бир вақитта, уларни тездин мувапиқ бир дөләткә орунлаштурушни тәләп қилмақта.

Бәзи таратқуларда мәттохти мәттурсун, дегән исим биләнму аталған мәттохти мәтқурбан, йеқинқи икки ай ичидә тайланд тутуп туруш мәркизидә кесәл сәвәбидин вапат болған 2-кишидур. Буниңдин икки ай аввал униң билән тайланд пайтәхти баңкоктики охшаш бир тутуп туруш мәркизидә йетиватқан абдуләзиз абдулла исимлик 40-50-яшлардики бир уйғур мусапириму кесәл сәвәбидин вапат болғаниди.

Уйғур мусапирлириниң 2011-йилдин кейинки шәрқий-җәнубий асия арқилиқ чәтәлгә қечиш долқунида тайландқа қечип чиққан мәттохтиниң 2014-йили 3-айдин бери тайланд мусапирларни тутуп туруш мәркизигә қамилип, йеқинқи 9 йиллиқ һаятини бу мәркәздә өткүзгәнлики мәлум. Илгири улар билән охшаш бир тутуп туруш мәркизидә ятқан вә түркийәгә кәлгәндин кейинму униң билән телефонда изчил алақилишип турған түркийәдики уйғур мусапири әлиҗанниң 25-апрел радийомизға билдүрүшичә, мәттохтиниң ашқазан кесили еғирлишип, 22-апрел күни җиддий қутқузуш аптомобилида дохтурханиға елип берилғандин бир күн кейин йәни 23-апрел вапат болған.

Лекин тайланд һөкүмити һазирға қәдәр мәттохтиниң вапат болуш сәвәбигә чүшәнчә берип бақмиди. Даириләр илгири абдуләзиз абдулла вапат болғандиму униңға чүшәнчә берип бақмиғаниди.

Әлиҗанниң қәйт қилишичә, мәттохтиниң кесили еғирлишип кәткәнгә хели болған, шундақла көп қетим давалитишни тәләп қилған болсиму, лекин түрмә сақчилириниң кари болмиған. Әлиҗан, түрмә сақчилириниң тутуп туруш мәркизидики бимарлар бәк ағрип кәтсә, пәқәт ухлитиш дориси бериш билән болди қилидиғанлиқини билдүрди.

Биз 25-апрел тайландтниң вашингтондики әлчиханисиға елхәт йезип, улардин мәттохтиниң вапатиға чүшәнчә беришни тәләп қилған болсақму, лекин һазирға қәдәр җаваб кәлмиди.

Тайландтики уйғур мусапирлириниң ишиға йеқиндин арилишип келиватқан тайланд кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “хәлқләрни күчәйтиш тәшкилати” ниң мәсули чалида таҗарунсокниң ейтишичә, баңкоктики мусапирлар лагерида йетиватқан уйғурларниң турмуш шараити вә саламәтлик әһвали һәқиқәтән әндишә қиларлиқ икән. У, 25-апрел зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “у дохтурханиға елип берилип қайтип келипла вапат болған. Конкрет қандақ вапат болғанлиқини билмидим. Бирақ у икки күн аввал вапат болған. У дохтурханиға елип берилип қайтип кәлгәндә вапат болған. Униң қандақ кесәл икәнликини билмидим. Лекин даириләр униң кесилидин хәвәрдар. Һазир уйғурлар охшимиған камерларға бөлүветилгәчкә бир-бириниң әһвалидин бәк хәвири йоқ. Мән алақә қилидиған бир уйғур бар иди, лекин у айрим камерида ятқачқа уму немә болғанлиқини билмәпту”.

Чалида таҗарунсокниң ейтишичә, нөвәттә уйғур мусапирлардин нурғун киши кесәл болуп кәткән, шу җайдики бир мусулман тәшкилати дохтур әвәтип бимарларни давалашни тәләп қилған болсиму, даириләр рухсәт бәрмигән. Чалида таҗарунсок: “мениңчә нурғун уйғур кесәл болуп кәтти. Бирақ биз қайсисиниң кесәл болғанлиқини билмәймиз. Шундақла қандақ кесәлгә гириптар болғанлиқиниму билмидуқ. Чүнки ислам тәшкилати дохтур әвәтип давалашни вә мусапирларға қарита саламәтлик тәкшүрүши ели беришни илтимас қилған болсиму, лекин тутуп туруш мәркизи рухсәт қилмиған” деди.

Нөвәттә, тайландниң баңкок шәһиридики суанфлу тутуп туруш мәркизи қатарлиқ җайларда 45 тин 50 қәдәр уйғур мусапириниң тутуп турулуватқанлиқи қәйт қилинмақта. Мәттохти тайланд тутуп туруш мәркәзлиридә 2018-йилидин бери һаятидин айрилған уйғурлардин 5-кишидур. Буларниң иккиси кичик бала болуп, улардин 2014-йили өпкә яллуғида вапат болған бири техи 3 яшлиқ бир нарәсидә иди.

Мәттохтиниң вапати “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” диму тайландтики уйғурларға болған әндишини күчәйткән. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири алий тәтқиқатчиси мая ваңниң ейтишичә, тайландниң уйғурларни бу хил начар шараитта тутуп туруп, уларниң өлүшини кәлтүрүп чиқириши хитайниң уйғурларни бастурушиға шерик болғанлиқ һесаблинидикән.

Мая ваң мундақ деди: “бу хил начар шараитта өлүш һәқиқәтән кишиниң көңлини езиду. Бу, биз вә б д т ниң уйғурларниң шинҗаңдики қорқунчлуқ вәзийитини ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚дәп бекитишимиздин кейинки йәнә бир еғир вәқә. Шуни ейталаймизки, тайланд һәқиқәтән уйғурларға қарши елип бериливатқан еғир җазалашта униңға шерик болмақта”.

Мая ваң йәнә тайланд даирилириниң хәлқара қанунларға әмәл қилип, тайланд тутуп туруш мәркизидики барлиқ уйғур мусапирлирини қоюп бериши, уларниң сиясий панаһлиқ тәләп қилишиға пурсәт беришини тәләп қилди.

Мая ваң: “тайланд уларға бу тутуп туруш орунлиридин қоюп берилип, сиясий панаһлиқ тәләп қилиш пурсити бериши керәк. Лекин һазир улар шараити қорқунчлуқ бу тутуп туруш мәркәзлиридә қапсилип қалмақта. Бу орунларниң шараити қорқунчлуқ һәм ғәйрий инсани. Шуңа, уларниң сиясий панаһлиқ тәләп қилип, уларға бир чиқиш йоли берилиши керәк, уларни бу орунларда зайә болуп кетиштин қутқузуш керәк”. Лекин тайланд “хәлқләрни күчәйтиш тәшкилати” ниң мәсули

Чалида таҗарунсок, уйғур мусапирлириниң мәсилиси тайландта интайин назук мәсилә икәнликини, бу ишқа тайланд дөләт хәвпсизлик комитетиниң мәсул икәнлики, уйғур мусапирлирини давалашни тәләп қилған болсиму, лекин даириләрниң буниңға җаваб бәрмигәнликини билдүрди.

Чалида таҗарунсок: “уларниң ейтишичә, уйғурларниң мәсилиси алий мәхпийәтлик, юқири дәриҗидики назук мәсилә икән. Адәттә тутуп туруш мәркизини зиярәт қилишни шулар тәстиқлайду. Тутуп туруш мәркизидики хадимлар буниңға қарар берәлмәйду. Әгәр бирәри учур елишни тәләп қилса, қандақ қилиш, немә қилишни хәвпсизлик комитети қарар қилиду. Адәттә бизниң зиярәт қилишимизға йол қоймайду. Шуңа тутуп туруш мәркизиниң ичидә немә ишларниң болуватқанлиқини биләлмәймиз” деди.

Һалбуки, дуня уйғур қурултийи 25-април елан қилған бу һәқтики баянатида вапат болғучини мәттохти мәттурсун дәп атиған болуп, д у қ униң вапатидин қаттиқ қайғурғанлиқи, хәлқара җәмийәтниң тайландтики уйғур мусапирлирини қоғдиялмиғанлиқини билдүрүп: “биз тутуп туруш орунлириниң начар шараитидин давамлиқ әндишә қилимиз, униң техиму көп өлүм-йетимләрни кәлтүрүп чиқиришидин әнсирәймиз” дәп көрсәткән.

Мәлум болушичә, мәттохтиниң 3 пәрзәнти бар болуп, униң аяли билән 3 пәрзәнти түркийә һөкүмити 2015-йили тайланд тутуп туруш мәркәзлиридики 170 тин артуқ уйғур аял вә балини түркийәгә елип кәлгәндә түркийәгә кәлгәникән. Бирақ уларниң һазир қәйәрдә икәнлики мәлум әмәс. Биз из-дерикини қилған болсақму, лекин тепилмиди.

Тайланд әйни вақитта 170 дин артуқ уйғур аял вә балини түркийәгә йолға селиш билән биргә, 100 дин артуқ уйғурни хитайға өткүзүп берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә б д т мусапирлар мәһкимисиниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Шу қетим хитайға қайтуруп берилгән уйғурлардин 2-қетим һечқандақ учур елиналмиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.