Шуңқар болдуң, шуңқардәк яшап
2020.11.23
Мәхмутка, сени өлүп кәтти дәп аңлидим, ишәнгүм кәлмиди. Сән өлүп кәтмидиң, пәқәтла аримиздин аллаһқа кәттиң. Нахшаң билән уйғурға, әркәклик җасаритиң билән аллаһқа ярап кәттиң. Сән ичиңгә сиғмас нахшаңни ейталмайдиған йәрдин өчтүң, тәбәссум өчкән топрақтин көчтүң. Ичиңдин чиқирип күләлмигән замандин, җаһан уйғурға тар болған, җанлар рәқипләргә хар болған бу күлпәттин қутулдуң, өлүм көзләргә гүл көрүнүп кәткән бу күнләрдә бизләрдин узап кәттиң.
Сән 30 йил муққәдәм “ривайәт” ни оқуғанда, мән көк бөригә әгишип көк асмандәк һөрлүкни қучақлашқа тәшна бир яш идим. Әҗдадимниң һөрлүк үчүн яшиған тарихини сениң ривайәтсиман нахшаңдин өгәндим. Сән маңа охшаш түмәнлигән яшларға әҗдадимизниң һәр заман қамалға, қамаққа, қийнаққа, қараңғулуққа көнмигән бөрисиман әркин тарихини әсләттиң. Сән бизгә әҗдадимизға лайиқ һөр яшашни, һөрлүк үчүн яшашни, һәр қачан көктәк бипаянлиққа, көктәк сүзүклүккә, көктәк йүксәкликкә тәлпүнүшни сиңдүрдүң. Сән көк бөриниң зулмәткә, көндүрүшкә, бойсундурушқа мәңгү исян қилидиған бир нур, кәлгүсигә туташқан бир йол икәнликини күйлидиң.
Сән вәтәнни аниға охшитип, “вәтиним анамсән күйләймән сени, оғлум дәп җәңләргә үндәйсән мени” дәп күйлигәнлириңдә кишиләр нарази болған. Нахшаңни “уйғурум анамсән” дәп өзгәртип оқушқан иди. Сән вәтән һәққидә нахша ейтқанда, кишиләр хата чүшәнгән иди, чүнки уларға теңилған, ядилтилған вәтән үрүмчидә әмәс, бейҗиңда иди. Уларниң вәтән һәққидики тәсәввури тәңритағқа тандурулған, тийәнәнменигә бағлақлиқ иди. Мәсум миллитимиз вәтиним анам дейилгәндә таримниң бағрини әмәс, сериқ дәряниң һавзисини әсләшкә мәҗбур иди. Шуңа уйғурниң һәр қетим вәтән дейилгәндә чишлири киришәтти. Чүнки улар вәтән дегәндә тийәнәнмендин башланған ялғанни әмәс, шәһиданә хотәнниң раситчиллиқини, әзизанә қәшқәрниң қәйсәрликини, ғазиянә ақсуниң батурлуқини көрәлмәй арманда иди.
Сениң бизгә кимликимизни өгәткән “ривайәт” дегән нахшаң бизни бир қилған, һөрлүккә җөр қилған, бир йүрәктин таралған қан, бир әҗдаттин яралған җан қилған иди. Сән нахшаң билән бизни уйғур қилған тарихниң, томурларда аққан оғузхан, қарахан вә буғраханлардин қалған тәвәрүк қанниң ривайәт әмәсликини сиңдүрдүң. Сән бизгә нахшаңда көйләнгән вәтәнниң тарихқа көмүлгән җәсәт әмәс, һәр заман туғулидиған, тәйяр болғанға несип болидиған пурсәт икәнликини әскәрттиң. Тәңритағ, алтай, қарақорум, көкарт атилип тәңридин бизгә инайәт қилинған бу топрақларниң, тарим, или, иртиш, түмән, өгән, қаш, юруңқаш атилип бизгә мирас қалған бу тәвәрүкләрниң хан бовилар, ханиш момилардин мирас қалған бу макан, бу мүлүк вә бу аманәтләрниң муқәддәсликини билдүрүп, әслитип турдуң күйлириңдә.
“әркәк” дәп челип өттүң, оқуп өттүң, йешиң әстәғпуруллаға йәткәндә хитайниң әң даңлиқ музика иниститотини қазинип йеңип өттүң. Әркәкликни күйләп, әркәктәк егилмәй тик яшап өттүң. Уйғурниң әркәклики җиниста әмәс, җасарәттә, шәкилдә әмәс шиҗаәттә дегәнни нахшаң билән җакарлап өттүң.
Әркәктәк яшидиң өзүңму. Әң еғир күнләрдиму әркәктәк яшашта зәбәрдәст турдуң. Шу зулум зинданлирида белиңни әгмидиң, тилиңни қайрип калдирлимидиң хитайчә хушамәткә. Уйғурчә чиққан тилиңни зорлимидиң зулумниң зуваниға, оқумидиң хитайниң тилида. Маслашмай пак кәттиң аллаһниң һозуриға.
Махтимидиң явни, ятларни. Мәдһийәлимидиң башқилар кәби, явузлуқниң султани тирик фашист ши җинпеңни. Махтимидиң һөкүмәтнила, әмәс һич бир һөкүмранни. Җаллатларниң зорида, нәп елишниң койида мидирлап ташлимиди бармақлириң тәвәрүк тарларда. Башқилардәк заман кәңрисә һаҗим, тарийип кәткәндә залимға лазим, һакимийәткә мулазим болуп яшашни рава көрмидиң. Дәйдиғанлар бар, һәқиқәт егилиду сунмайду дәп, әмма саңа ярашқан һәқиқәт һеч егилмиди, һеч бир мәнпәәт сундурмиди қәддиңни. Баһанә тапидиғанлар талай, милләт үчүн егилдим, силәр үчүн сундум дәйдиған. Керәк әмәс сунғанлар бизгә, егилип яшаш қулға яришар. Уйғур әсир болур қул болмас, харап болур хар болмас. Бу милләт әркин милләт, әркинликниң миллити, һеч қачан тиз чөккәнләрни қәһриман демәс. Бу милләт тиз чөкүп яшиғандин тик туруп өлгән әла дәйдиған әркәкликниң миллити, бу милләт тошқандәк йүз йил яшиғичә йолвастәк бир яшап бүгүнгә улашқан милләт.
Уйғурға кәлгән бу мислисиз мусибәтниму көрдүң, көз алдиңда аблким кәлкүнниң тутулғанлиқиға шаһит болдуң, рәшидә давутни түрмигә узаттиң, қәшқәрдә биллә чай ичкән әхтәм өмәрни зинданға йоқлап баралмай езилдиң бәлким. Мәхмутка, айиғи чиқмас мусибәткә сүкүттә сиқилдиң! чидимидиң бәлки, кесәл болуп кәттиң, җан алғур йүрәк келисили болуп аримиздин кәттиң.
Сән кәттиң мәхмутка, ғәлбимизни көрәлмәй кәттиң, көк бөриниң яйлидәк үрүмчидә йәлпүнидиған көк байрақни сөйәлмәй кәттиң. Миң үч йүз йил бурун җаһан сориған бовилар бизгә мәңгүлүк өгүтләрни қалдурған, йимирилмәс ташларға пүткән мәңгү ташларда өлди демәй, шуңқар болди дегән икән. Әҗдадимиз уйғурниң тирикинила әмәс өлүкиниму чиграсиз көкләрдә пәрваз қилидиған һөр шуңқарға охшатқан икән. Хитай шаһлириға уйғур дегән сөзни шуңқардәк һөр пәрваз қилидиған дегән мәнидики хитайчә хәтләр билән яздурған икән. Мәхмутка, сәнму шуңқар идиң, шуңқар болдуң буғраханлар һозуриға, аманнисаханниң өлмәс көйләр алимигә, мәһмуд қәшқәридәк өлүмсиз роһлар дунясиға. Шуңқардәк яшап, шуңқар болуп учуп кәттиң.
Сән һөр әҗдатларниң роһлар самасиға пәрваз қилдиң, бизгә өлүм дегән сөзни әслитип, өлмәс вәтәнни йиғлитип, тирикләргә қандақ яшашни әскәртип қоюп кәттиң.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.