Ху явбаңниң милләтләр сиясити немә үчүн мәғлуп болди? (2)
2015.02.04
Хитай вә чәтәлдики сиясий анализчиларниң мулаһизилиридә ху явбаң компартийә тарихидики бир қәдәр демократийигә майил болған рәһбәр дәп қарилиду.
Хитайдики өктичи зиялийлардин ли йүнфеи “бүгүнки хитай” торида елан қилған “ху явбаңниң уйғур ели сиясити” намлиқ мақалисидә мундақ дәйду:
“ху явбаң 1984-йилқи тибәт вә уйғур ели хизмәт йиғинида қилған сөзидә ‛силәр аптономийилик районларда сотсиялистик түзүмниң йоқилип кетишидин, компартийәниң рәһбәрликиниң аҗизлишип қелишидин, диний кәйпиятниң әвҗ елип кетишидин һәмдә ахириға берип чоң малиманчилиқ чиқишидин әнсирәватисиләр. Бизниң хитай кадирлиримиз башқиларни һөрмәт қилишни билмисә, һәтта башқа милләтләрниң мәдәнийити орниға хитай мәдәнийитини дәсситишкә урунса чоқум малиманчилиқ йүз бериду. Чүнки турмушниң логикиси шундақ болиду, өзүңниң болмиған нәрсини өзүңниң қиливелишқа һәр қанчә урунсаңму у һаман саңа мәнсуп болмайду. Шуңлашқа мәркизи һөкүмәт аптоном районларни кәм болғандиму икки йилғичә баҗдин кәчүрүм қилиши, аптоном районларниң барлиқ һоқуқини шу аптономийини йолға қойған милләтләргә өткүзүп бериши һәмдә зөрүр дәп қаралғанлиридин башқа барлиқ хитай миллитидин болған кадирлар ичкири өлкиләргә қайтурулуши лазим‚ дәп көрсәткән иди. Һалбуки, ху явбаңниң йирақни көрәрлик билән оттуриға қойған миллий аптономийилик районлар һәққидики бу тәшәббуслири әйни чағда диң шавпиң вә ваң җинға охшаш мустәмликичилик идийиси қениға сиңип кәткән бир қисим компартийә әмәлдарлириниң қаршилиқиға учриған.”
1987-Йили ху явбаң вәзиписидин қалдурулған вә 1989-йили вапат болғандин кейин хитай җәмийитидә барлиққа кәлгән сиясий җанлиниш һәмдә аз санлиқ милләтләрниң бир қәдәр алқишиға еришкән миллий вә диний әркинлик дәври аяғлашти.
Аридин 30 йилға йеқин вақит өткәндин кейинки бүгүнки күндә, уйғур ели вәзийитиниң күндин-күнгә җиддийлишиватқанлиқиға пүтүн дуня гуваһчи болуватиду. Гәрчә хитай һакимийитиниң сәрхиллири уйғур елиниң вәзийитини оңшивелиш үчүн чекидин ашқан бастуруш усуллирини қоллиниватқан болсиму, бирақ һакимийәтниң бу тәдбирлири от үстигә яғ чачқандәк, уйғурларниң техиму күчлүк қаршилиқиға сәвәб болуватиду.
Мақалә аптори ху явбаң вапат болғандин кейинки вәзийәтни тәһлил қилип мундақ дәп язиду: “ху явбаңниң уйғур ели сияситиниң йоққа чиқирилиши һәмдә қаттиқ қоллуқ бастуруш тәдбирлири нәтиҗисидә уйғур елида шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикити қайтидин әвҗ елишқа башлиди. Уларниң тәләплирини төвәндикидәк нуқтиларға йиғинчақлаш мумкин; шәрқи түркистандики йәрлик хәлқниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға һөрмәт қилиш, шәрқи түркистанниң нопус нисбитини өзгәртишни мәқсәт қилған көчмән йөткәшни тохтитиш, уйғурларниң миллий мәдәнийитигә бузғунчилиқ қилишни тохтитиш, хитайлаштуруш һәмдә мәҗбурий йосунда хитай тил-йезиқини омумлаштурушни тохтитиш.
Һалбуки, бу тәләпләр хәлқара бәлгилимиләргә тамамән уйғун келидиған шундақла чәтәлләрдики көплигән аптономийилик районларда аллиқачан әмәлийләштүрүлгән тәләпләр болсиму,бирақ хитай коммунистик һакимийити уйғурларниң бу тәләплиригә қанлиқ бастуруш билән җаваб қайтурди.
Гәрчә тарихни арқиға қайтуруш мумкин болмисиму, әгәр 80-йилларда ху явбаңниң уйғур ели сиясити һәқиқәтән әмәлгә ашурулған болса шундақла уйғурларниң юқириқи тәләплири қанаәтләндүрүлгән болса, бүгүнкидәк қанлиқ тоқунушлар йәнә йүз берәттиму дегән соални қоймай туралмаймиз.
Далай лама 2005-йили 17-ноябир күни “дуня гезити” мухбириниң зияритини қобул қилғанда “әгәр ху явбаң давамлиқ һакимийәт бешида турған болса, тибәт мәсилиси аллиқачан һәл болуп болған болатти” дегән кишини ойландуридиған бир җүмлә сөзни қилған иди.
Мухбиримизниң телефон зияритини қобул қилған германийәдики өктичи зиялий ляв тйәнчи ханим далай ламаниң юқириқи сөзини қуввәтләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
“ху явбаң миллий мәсилидә наһайити ақиланә тәшәббусларни оттуриға қойған иди, шуңа мән далай лама җанаблириниң ейтқанлирини қуввәтләймән. Һәр қандақ бир милләт үчүн уларниң диний етиқади муқәддәстур. Хитай һакимийитиниң уйғурларниң диний етиқадиға бузғунчилиқ қилишини һәргизму қобул қилғили болмайду.”
“ху явбаңниң уйғур ели сиясити” намлиқ мақалиниң аптори нөвәттики уйғур ели вәзийитини тәһлил қилип ахирида мундақ дәп язиду:
“зораванлиқ сиясити нәтиҗисидә уйғур елиниң вәзийити оңшивалғусиз дәриҗигә берип йәтти.Әгәр күнләрниң биридә хитайда һәқиқий демократик түзүлмә йолға қоюлуп, у земинда яшаватқан уйғур, қазақ, тунган қатарлиқ милләтләргә өз тәқдирини өзи һәл қилиш һоқуқи берилсә, тәбиийки бу милләтләр мустәқиллиқ йолини талливалиду. Чүнки, йигирмә нәччә йилдин буян йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр уларға бундақ һакимийәт вә хитайдин ибарәт бундақ милләт билән биргә яшашниң һәргиз мумкин әмәсликини аллиқачан испатлап бәрди.
Кониларда“қой йүткәндин кейин қотанни оңшисаң кечикип қалисән” дегән сөз бар. Әгәр хитайниң һакимийәт бешидикиләр дөләтни парчилинип кетиштин ибарәт һалакәт гирдабидин сақлап қалмақчи болидикән, вақтида есини тепип, ху явбаңниң милләтләр сиясити йолиға қайтип келиши керәк. Чүнки, уйғурларни бастуруш арқилиқ бу земинни сақлап қалғили болмайду.”