Алмутада “миллий армийә вә тарихий һәқиқәт” китаби тонуштурулди
2019.04.10

7-Апрелда алмута шәһириниң горний гигант мәһәллисигә орунлашқан “ялла” ресторанида шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийә офитсери мәрһум осман тайирофниң “миллий армийә вә тарихий һәқиқәт” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти. Мәзкур мурасим осман тайироф аилиси тәрипидин уюштурулған болуп, униңға юрт-җамаәтчилики, зиялийлар, яшлар, мәрһумниң уруқ-туғқанлири болуп 200дин ошуқ адәм қатнашти.
Мурасимға риясәтчилик қилған алмута шәһири әвезоф наһийәлик баш йигит беши бурһан таҗиддиноф бу паалийәтниң уйғурлар үчүн улуғ күн болған 8-апрел шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәсиниң қурулған күни һарписида өтүватқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У миллий армийәниң визвот командиридин та дивизийәниң сиясий башқарма башлиқи лавазимиғичә хизмәттә болған осман тайирофниң “миллий армийә вә тарихий һәқиқәт” намлиқ китабини нәшир қилишқа мәрһумниң аилисиниң алаһидә күч чиқарғанлиқини оттуриға қойди.
Мурасимда алди билән сәдирдин һаҗим осман тайироф вә башқиму әнә шу мустәқиллиқ, азадлиқ, әркинлик үчүн шеһит болғанларға атап, хәтмә-қуран вә дуа-тилавәт қилди. Андин “осман тайироф вә униң җәңгивар йоли” темисида доклат қилинди. Доклатта шәрқий түркистан җумһурийити вә миллий армийәсиниң қурулуш тарихи, өткән әсирниң 40 йиллири уйғур елидә партлиған миллий азадлиқ һәрикити һәмдә миллий армийәниң ғәлибилик йүрүшлири қисқичә йорутулди. Доклатчи шу җәрянда осман тайирофниң һаяти вә һәрбий паалийитигә тәпсилий тохталди.
Мурасимда сөзгә чиққан осман тайирофниң сәпдиши абдуҗалам абдуллайеф униң билән бир күндә миллий армийә сепигә киргәнликини тәкитләп, осман тайирофниң инсаний хисләтлири, шу вақиттики һәрбий һаләт һәққидә өз әслимилирини оттуриға қойди. Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди осман тайирофқа беғишланған хатириләш паалийитини уюштурған мәрһумниң уруқ-туғқанлири, болупму униң оғли, горний гигант мәһәллисиниң баш йигит беши тарим тайирофқа миннәтдарлиқ билдүрди. У буниңдин 74 йил муқәддәм барлиққа кәлгән миллий армийәниң уйғур елини басқунчилардин үзүл-кесил азад қилиш мәқситини қойғанлиқини, униң йәткән утуқлирида осман тайирофқа охшаш уйғур пәрзәндлириниңму төһписи бар икәнликини билдүрди. Қәһриман ғоҗамбәрди өз сөзидә уйғур елиниң бүгүнки әһвали һәмдә хәлқара вәзийәт бойичә тәпсилий мәлумат бәрди.
Мурасимда сөзгә чиққан зиялийлар, миллий һәрикәт паалийәтчилири, осман тайирофниң йеқинлири милләт тәқдиригә аит өзлириниң пикирлири билән ортақлашти.
Радийомиз зияритини қобул қилған осман тайирофниң уруқ-туғқанлиридин бири ташмуһәммәт абдурахманоф әпәнди мундақ деди: “өз вақтида маңа китаблирини оқуп бәргән. У һазир чиқарсам болмайду, мумкинчилик йоқ дегән. У вақитта совет һөкүмити бар иди. Мана балилири кейин китабини чиқирип бәрди. У шу яқта болған вәқәләрни, өзиниң көргинини язди. Униң китабини оқуп, ахирида йиғлап кәттим. Вәтән йоқ, биз һазир йетим.”
Зияритимизни қобул қилған осман тайирофниң рәпиқиси һекимәм һәдә тайирова бу мурасимға кәлгән барлиқ җамаәтчиликкә миннәтдарлиқ билдүрүп, мундақ деди: “биз бүгүн униң аяғлашмиған китабини йоруққа чиқардуқ. У вақитта балилар кичик иди, җәмийәтниң, ағриқниң сәвәби билән буни аяғлаштуралмиған иди. Униң икки армини бар иди. Бири вәтәнни көрсәм дәйтти, иккинчиси, мушу китабни түгитәлисәм дәйтти. Бүгүн балилар буни йоруққа чиқарди. Уларға рәһмәт. Униң билән биллә болған көпчилики һазир йоқ. Кичик вақтида бир орун, бир қоюн болған, от-суни биллә кәчкән абдуҗалан абдуллайеф бар.”
Биз абдуҗалан абдуллайефни сөһбәткә тартқинимизда у мундақ деди: “армийәгә бир күндә елиндуқ. Бизни яркәнткә әвәтти тәрбийә беришкә. яркәнттин қайтип, мудапиә тутуп яттуқ. Мән запас полкта турдум. Кадир тәйярлап, алдинқи сәпкә әвәтип турдуқ. У яқтин кәлгән инструкторлар болған. Улар вақитлиқ келип, вақитлиқ кәтти. Рәһбәрләрниң ейтқан ишлирини орундап йүрүвәрдуқ. Униңғичә хитайниң 11 битими чиқти.”
“миллий армийә вә тарихий һәқиқәт” китабидин мәлум болушичә, осман тайироф 1921-йили қазақистанниң қорам йезисида дуняға кәлгән болуп, совет һөкүмитиниң мәҗбурий колхозлаштуруш сиясити башланғандин кейин, 1931-йили ата-аниси билән уйғур елиниң тоқузтара наһийәсигә көчүп кетишкә мәҗбур болған. У оттура мәктәптә, андин или милләтләр гимназийәсидә оқуди. 1944-Йили ғулҗида қозғилаң башлинип, осман тайироф 1945-йили февралда әскәрликкә чақиртилди. У қорғаста ечилған һәрбий курста оқуп, һәрбий тәлим алғандин кейин, миллий армийәниң 4-пиядә полкида визвот командири болуп хизмәт қилишқа башлиған иди. Осман тайироф җиңни азад қилиш җәңлиригә актип қатнашти. Кейин у “азад” нишанлиқ 2-пиядә полкқа әвәтилип, 2-баталйон миномйот ротисиниң командири болуп хизмәт қилған. У җәңләрдә қәһриманлиқ көрситип, шәрқий түркистан һөкүмити тәрипидин “батурлуқ”, “пидаий” вә “садақәт” медаллири билән мукапатланған. Осман тайироф миллий армийә хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң 5-корпусиға айландурулуп, бир мәзгил корпус штабида хизмәт қилғандин кейин, 1953-йили сүйдүң шәһиридә турушлуқ 14-девизийәгә сиясий башқарма башлиқи қилип әвәтилди. Хитай коммунистлири тәрипидин башланған тәқибләшләрдин кейин у 1955-йили 5-айда өз аилисини елип, қазақистанға көчүп кетишкә мәҗбур болған. Осман тайироф һәр хил орунларда ишлигәндин кейин һөрмәтлик дәм елишқа чиққан. У “уйғуристан азадлиқ тәшкилатиниң” актип иштиракчилириниң бири болған. Осман тайироф 1996-йили аләмдин өткән.