Адриян зенизниң чамасқа суали: “әгәр сениң ата-анаңму лагерға соланған болса, кариң болмамти?”

Мухбиримиз нуриман
2022.01.18
Адриян зенизниң чамасқа суали: “әгәр сениң ата-анаңму лагерға соланған болса, кариң болмамти?” Америка сода саһәсидики милярдер, америка васкетбол бирләшмиси (NBA) қармиқидики “җәңчиләр” командисиға мәбләғ салғучи кишиләрниң бири болған чамас палихапития(Chamath Palihapitiya). 2018-Йили 23-апрел, ню йорк.
REUTERS

Америка сода саһәсидики милярдер, америка васкетбол бирләшмиси (NBA) қармиқидики “җәңчиләр” командисиға мәбләғ салғучи кишиләрниң бири болған чамас палихапитияниң өзи бирликтә башқуруватқан “һәммә ичидә” (All-In) программисиниң 15-январдики нәқ мәйдан сөһбитидә қилған “уйғурлар билән бизниң немә каримиз?” дегән сөзи, һәр саһәниң күчлүк әйиблишигә учриған. Униң “уйғурлар” һәққидә ейтқан бу сөзлири иҗтимаий таратқуларда бир мәйдан кәскин талаш-тартишқа сәвәб болған.

“һәммә ичидә” (All-In) программиси чамас палихапития, җейсон калаканис қатарлиқ бир қанчә кишиниң иқтисад, сиясәт, көңүл ичиш саһаси вә җәмийәттики башқа иҗтимаий мәсилиләр һәққидә муназирә илип баридиған нәқ мәйдан сөһбәт пирограммиси болуп, 15-январ күни улар америка вә чәт әлдики кишилик һоқуқ һәмдә бәзи бөсүш характерлик тәтқиқатлар һәққидә сөһбәт өткүгән.

90 Минутлуқ бу сөһбәттә саһибхан җейсон калаканис америка президенти җов байденниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға имза қойғанлиқи һәққидә сөз қилған болуп, нөвәттики хәлқаралиқ мәбләғ селиш муһитида сақлиниватқан мәсилиләрни оттуриға қойған. Шу қатарда у уйғурлар қирғинчилиққа учраватқанда бир қисим мәбләғ салғучиларниң “заманиви қуллар әмгики” арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатлардин мәнпәәтлинишни тәнқидлигән. Әмма чамас палихапития бу мәсилигә қарита “уйғурлар билән бизниң немә каримиз?”, “бу ишлар мән үчүн алдин ойлишидиған мәсилиләр әмәс” дәп җаваб бәргән.

Чамас палихапитияниң уйғурлар һәққидә ейтқан сөзлири тәнһәрикәтчиләр, сиясийонлар вә башқа һәр саһәдики кишиләрниң күчлүк тәнқидигә учриған.

Узундин буян хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушлириға очуқ-ашкара қаршилиқини ипадиләп келиватқанNBA топчилиридин әнәс кантәр буниңға наһайити кәскин инкас қайтурған. У өзиниң тиветер суписида чамас палихапитияниң уйғурлар һәққидә ейтқан сөзлирини тәнқидләп, мундақ дәп язған: “NBA һәрқачан адаләт һәққидә сөз қилип келиватиду. Әммма өзиниң роһини пулға сетивәткән чамасқа охшаш кишиләрниң барлиқини унтуп қалмайли”. Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейому инкас қайтурған болуп, у мундақ дәп язған: “әгәр NBA растинла адаләтни яқлайдиған болса, улар тездин чамасниң пикирлирини инкар қилиши, шуниңдәк хитай компартийәсиниң уйғурларни қирғинчилиқ арқилиқ бастуруватқанлиқини әйиблиши лазим.” америка дөләт мәҗлиси әзалиридин том малиновискиму чамас палихапитияниң сөзлиригә мундақ дәп инкас қайтурған: “америка туприқида туруп хитай һөкүмитигә тәхсикәшлик қиливатқан шунчә көп баш директорлар дөлитимиздики тәңсизликни тәнқидләп һармайватиду. Америка дөләт мәҗлиси уйғур қирғинчилиқиға көңүл бөлиду. Биз ачкөз ширкәтләрниң бу қирғинчилиқтин пайда елишини тосушқа башлидуқ.”

Тәрәп-тәрәптин келиватқан тәнқидләр күчәйгәндин кейин, 18-январда чамас өзиниң тветтир суписида мундақ дәп язма баянат елан қилған: “мән сөһбәт программисини қайта аңлап чиққандин кейин, өзүмдә һесдашлиқ туйғусиниң кәмчил икәнликини һес қилдим. Кишилик һоқуқ мәсилиси мәйли хитайда болсун яки америкада болсун у һаман муһим,” дегән. “җәңчиләр” васкетбол командисиниң һәйәт идарисиму баянат елан қилип: “чамас пәқәт кечик бир мәбләғ салғучи, чамасниң пикири пәқәт өзиниң шәхсий қаришиниң ипадилиниши, халас. У һәргизму бизниң мәйданимизға вәкиллик қилмайду” дәп өзлирини бу иштин нери тартқан.

Хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини дуняға ашкарилашта һалқилиқ рол ойниған тәтқиқатчи адриян зенз әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, мундақ деди: “иккинчи дуня урушидин кейинки әң чоң лагерға солиниватқан бир етник топлуқ һәққидә улар йирақта болғанлиқи үчүнла, һеч иш болмиғандәк ‛карим йоқ‚ дәватқан мушуниңға охшаш кишиләргә һәйран қалдим. Бу пәқәт мушундақ кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини нормаллаштурушқа урунғанлиқ. Биз пәқәт мушу йәрдә хатирҗәм яшаватқанлиқимиз үчүн хитай билән нормал сода қилип йүрүвәрсәк боливириду, дегәнликтур. Һеч болмиғанда, бу киши өзиниң кари болмайдиғанлиқи һәққидә сәмимий болди. Әмәлий иш қилишқа күчи болған бәзи кишиләр һәқиқәтән дәһшәтлик әһвалларни билсиму, һечқандақ бир әмәлий иш қилғини йоқ. Һәр қандақ бир җәмийәт бир тәсир көрсәткүчигә муһтаҗ. Бәзи кишиләр җәмийәткә һәл қилғуч тәсир көрситәләйду. Әгәр улардин бирси чиқип өзиниң хитайдин келидиған пахта мәһсулатлирини алмайдиғанлиқини ейтса, бу нурғун кишигә тәсир қилиду. Бу сириланка нәсиллик кишиниң сөзлири бизгә тәсир күчи бар кишиләргә һәқиқәтән еһтияҗимиз барлиқни көрсәтти.”

Алдинқи айда ақсарай уйғурларға йүргүзүлүватқан “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин бейҗиңда өткүзүлгән 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик байқут қилғанлиқини җакарлиған иди.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл әпәнди чамас палихапитияниң уйғурлар һәққидики сөзлири вә чамас палихапитияниң бу һәқтә учриған тәнқидлири һәққидә мундақ деди: “чамас палихапитияниң очуқ-ашкара қилған бу сөзлири тәнтәрбийә вә һолливуд дунясидики бәзи кишиләрниң уйғур мәсилигә қарита ипадилимигән позитсийәсиниң аламәтлирини көрсәтти дейишкә болиду. Лекин чамас палихапитияниң сөзлиригә қарита американиң һәр саһәсидин қайтурулған күчлүк инкаслар америка җәмийитидә уйғурлар учраватқан ирқи қирғинчилиқни инкар қилишқа йәр йоқлуқини көрситиду.”

Чамас палихапитияниң ерәңсзләрчә ейтқан сөзлири муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаитиниң күчлүк қаршилиқиға учриди. Миңларчә уйғур чамас палихапитияниң тветтер суписиға хитай тәрипидин йиллардин бери лагер вә түрмиләргә соланған аилә тавабиатлириниң учурлирни яғдуривәткән. Чамас палихапития һәққидә һәмбәһирләнгән һәрқандақ бир тветниң астида лагер шаһитлириниң вә аилә әзалири лагерларға соланған уйғурларниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан дәһшәтлик бастурушлири һәққидики язмилирини көргили болиду.

Дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә уйғур һәрикити тәшкилати қатарлиқ уйғур тәшкилатлири бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “америка һөкүмити уйғур қирғинчлиқини етирап қиливатқан мушундақ бир мәзгилдә, америкадики мушундақ бир қисим байларниң йәнила хитайға ян бесиши хитайға җасарәт бериду. Техиму көп кишиләрниң өлүмигә сәвәбчи болиду. Бу кишиләр өзиниң инсанлиқиға суал қоюши керәк.”

Биз ахирида адриян зениз әпәнди вә нури түркәл әпәндидин “әгәр чамас палихапития билән йүртуранә көрүшүп қалса немә дәйдиғанлиқи” ни сориғинимизда адриян зениз әпәнди җавабән мундақ деди: “мән униңға шундақ дәйттим, әгәр синиң дөлитиң нишан қилинған вә сениң хәлқиң яшаватқан дөләттә ашундақ кәң көләмлик бастуруш йүз бәргән болса, ата-анаң лагерға соланған, яки уруқ-туғқанлириңниң балилири аилисидин айриветилгән болса, сениң улар билән кариң боламти? әгәр сениң бастурушқа учраватқан бир хәлқ билән кариң болмиса, сениң хәлқиңниң бешиғиму мушундақ күн кәлгәндә, башқларниң кари болушини тәләп қилиш һоқуқиң болмайду, шундаққу? сән һазир буни чоң иш әмәс дәйсән, әгәр бир даңлиқ америкалиқ киши сириланкида дәһшәтлик бастурушлар йүз бирипту, мииңлиған аилиләр вәйран болупту, лекин у ишлар мениң көңүл бөлидиған даирәмдә әмәс десә, сән қандақ һессятта болаттиң?”

Нури түркәл әпәнди мундақ деди: “сән бир әмәс, һәтта икки әркин дөләтниң сөз әркинликидин пайдилинип, бир коммунистик диктатор дөләтниң идийәсини әркин дуняға таңамсән, дәп сорайттим.”

Мәлум болушичә, чамас палихапития 1976-йили канадаға көчмән болған бир аилидә туғулған. Алий мәктәпни түгәткәндин кейин, бир мәзгил фейсбук идарә һәйитидә ишлигән икән. У һазир америкадики санақлиқ милярдерларниң бири болуп, иҗтимаий капитал тор бетиниң (Social Capital) қурғучиси вә баш иҗраийә директори икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.