Москвада ечилған уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.10.26
moskwa-uyghur-tetqiqat-1.jpg Москвада ечилған уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2016-Йили 23-өктәбир, русийә.
RFA/Erkin Tarim

Хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини 10-айниң 26-күни русийә федератсийәсиниң пайтәхти москвада ахирлашти.

23-Чесладин 26-чеслағичә давамлашқан йиғинда америка қошма штатлири, һиндистан, германийә, шиветсарийә, әнглийә, австралийә, түркийә, тәйвән, қазақистан, қирғизистан вә русийә федератсийәсидин болуп 53 әтрапида мутәхәссис өзлириниң уйғурлар тоғрисида тәйярлиған илмий доклатини оқуп өтти. Йиғин җәрянида қирғизистанда тонулған уйғур рәссам сабиқҗан камалович бабаҗаноф әпәнди билән қазақистанлиқ уйғур рәссам гүзәл аббас қизи ханим қатарлиқлар рәсим көргәзмиси ачти. 24-Чесла ақшам қазақистандин кәлгән сәнәт өмики уйғур нахша, усуллиридин өрнәк көрсәтти.

Бу илмий муһакимә йиғинини вашингтон университети русийә вә явро асия тәтқиқат мәркизи билән русийә илимләр академийәси шәрқшунаслиқ институти ортақ уюштурған болуп, йиғин җәрянида бу йиғинни уюштурушта зор күч чиқарған профессор доктор димитри васийефкә тон кийдүрди вә уйғурларниң турмуши әкс әттүрүлгән рәсим соға қилинди.

Биз уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, бу йиғинни уюштурғучи вашингтон университети оқутқучиси доктор сеан роберт әпәнди, қазақистан абай университети уйғур әдәбияти оқутқучиси профессор доктор алимҗан һәмрайеф әпәнди вә австралийәдин кәлгән уйғур тәтқиқатчи мәмәтимин әла әпәндиләргә микрофонимизни узаттуқ.

Йиғин уюштурған доктор сеан роберт әпәнди 3 күн давамлашқан йиғинниң наһайити яхши өткәнликини баян қилди.

Қазақистан абай университети уйғур әдәбияти оқутқучиси профессор доктор алимҗан һәмрайеф москвада чақирилған уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғиниға наһайити юқири баһа беридиғанлиқини баян қилди.

Мәмәтимин әла әпәнди йиғинниң бурунқиға қариғанда мәзмун җәһәттин бейиғанлиқини, уйғур тәтқиқати қошуниниң зорайғанлиқини баян қилди.

Мәмәтимин әла әпәнди бу йиғинда илмий доклат бәргән мутәхәссисләрни үч гуруппиға бөлүп чүшәндүрди.

Бу йиғинни уюштурған вашингтон университети оқутқучиси сеан роберт әпәнди 4-нөвәтлик хәлқара уйғур тәтқиқат илмий муһакимә йиғинини уйғурлар көп олтурақлашқан бир дөләттә өткүзүшни ойлишиватқанлиқини, орни техи ениқ әмәсликини тәкитлиди.

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғининиң 1-нөвәтлики 2014-йили америкиниң пайтәхти вашингтонда, иккинчи нөвәтлики 2015-йили фирансийәниң пайтәхти париж билән белгийәниң пайтәхти берюсселдә өткүзүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.