Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғурларға юртидики уруқ-туғқанлири арқилиқ бесим ишләтмәктә

Мухбиримиз ирадә
2018.04.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bir-awaz-bir-qedem-nyu-york.jpg Ню-йорктики б д т бинаси алдида өткүзүлгән “бир аваз бир қәдәм” намайишида көк байрақ. 2018-Йили 15-март.
RFA/Eziz

Уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнго бу йил 2-айда хитайниң “хәлқ гезити” гә қилған бир сөзидә, өзиниң чәтәлләрдики бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қарши қәтий күрәш қилидиғанлиқини билдүргән иди. У шу қетимлиқ сөзидә “биз чеграниң ичи-сиртидики, шинҗаңниң ичи вә сиртидики шундақла интернет торидики барлиқ бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беримиз” дегән. Уйғур район даирилири 2-айда йәнә мәхсус “чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучилар хизмити” йиғинини чақирип, чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучиларға қаритилған башқуруш вә идийәви тәрбийә хизмитини күчәйтиш мәсилисиниму алаһидә музакирә қилған.

Йеқиндин буян америка қатарлиқ демократик дөләтләрниң мәтбуатлирида ашкарилиниватқан учурлардин чен чүәнгониң юқиридики вәдисини әмәлгә ашуруш үчүн аллиқачан һәрикәткә өткәнлики мәлум болмақта. Бу һәқтә “ташқи сиясәт” вә “вал стрет” журнили қатарлиқ гезитләрдә елан қилинған хәвәрләрдин қариғанда, хитай һөкүмити чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға қаратқан тәһдит вә бесим һәрикитини кәң қанат яйдурған. Хитай сақчи даирилири үндидар арқилиқ чәтәлләрдики уйғурларға биваситә сөз қилиш яки уларниң уйғур елидики уруқ-туғқанлириға бесим қилип қорқутуш, тәһдит қилиштәк васитиләрни қолланған.

Америка-уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәндиниң ейтишичә, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң юртидики аилә-тавабиатлириға бесим ишлитиш бир йеңилиқ болмисиму әмма хитай һөкүмитиниң нөвәттә бу һәрикәтни чәтәлләрдә яшаватқан һәрбир уйғурғичә кеңәйтмәктикән. Илшат һәсән әпәнди мундақ деди: “хитай партком секретари уйғур елигә кәлгәндин кейин уйғур елидики уйғурларни қаттиқ қамал астиға алди. Иккинчи қәдәмдә у чәтәлләрдики уйғур бөлгүнчи һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини җакарлиди. Һазир пәқәт уйғур миллий давасиниң алдинқи сепидики кишиләрла әмәс, бәлки чәтәлләрдә яшайдиған адәттики бир уйғур вә униң юртидики уруқ-туғқини охшашла бесим астида. Әң еғир болғини, уларниң алақиси пүтүнләй үзүветилди”.

“ташқи сиясәт” журнилидики хәвәрдә, сиднейдики маккуари университетиниң оқутқучиси кевин каррико зиярәт қилинған болуп, кевин каррико әпәнди сөзидә буниң ениқла хитайниң чәтәлләрдики тәнқидий авазларни җимиқтуруш һәрикитиниң бир парчиси икәнликини билдүргән. У; “мәйли уйғур, мәйли тибәтлик, мәйли хитай яки австралийәлик яки америкилиқ болушидин қәтийнәзәр у хитайниң барғансери чекидин ешип кетиватқан сиясәтлирини тәнқидла қилидикән, һамини берип хитайниң бесимиға учрайду” дегән.

Мақалидә йәнә, америка җорҗтовн университетиниң тарих профессори, тонулған уйғур тарихи тәтқиқатчиси, уйғур дияри тарихи һәққидики “явро-асия өткили-шинҗаңниң тарихи” намлиқ китабниң аптори җеймис милвард әпәндиниңму сөзигә йәр берилгән. Уму сөзидә, чәтәлләрдики уйғурларниң уруқ-туғқанлириға бесим ишлитиш хитай әзәлдин ишлитип келиватқан бир васитә болуш биргә, униң юқири пән-техника билән техиму күчәйгәнликини ейтқан.

Америкидики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүми мудири софей речардсон хитайниң бу “йиргинчлик васитисигә чоқум күчлүк қаршилиқ көрситилиши керәклики” ни билдүрди. “мәнчә хитайниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан бесимини күчәйткәнлики ениқ. Мәсилән алдинқи йили язда хитай һөкүмити мисирға бесим ишлитиш арқилиқ, ал-әзһәр университетида оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп кетишниң өзила хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики һәрбир уйғурни мәҗбурий қайтуруп әкетиш бәдилигә болсиму, уйғурларниң ташқи дуня билән болған алақисини пүтүнләй үзүп ташлашни нийәт қиливатқанлиқини көрситип бериду. Хитайниң бу йиргинчлик истратегийәсигә қарши чәтәлләрдә әркин ахбарат мәвҗут шараитларда яшаватқан кишиләр вә хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлидиған дөләтләр чоқум хитайниң бу һәрикитигә күчлүк қаршилиқ көрситиши керәк, дәп ойлаймиз. Әгәр ундақ болмайдикәнмиз америка, канада вә австралийәдә яшаватқан уйғурларни қоғдаш һәққидики гәпләр қәғәз йүзидики гәпләргә айлинип қелип, өз мәнисини йоқитиду”.

Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан бесимини йәниму күчәйтиши мумкинликини, буниң үчүн һәрбир уйғурниң һошяр болуши вә алақидар орунларни бу әһвалдин хәвәрдар қилиши керәкликини билдүрди. У мундақ деди: “алди билән мушундақ тәһдиткә учриған уйғурлар чоқум әһвални турушлуқ дөләтлириниң алақидар органлириға йәткүзүши керәк. Қачан, қандақ шәкилдә, немә арқилиқ тәһдит қилинғанлиқини ениқ йәткүзүши керәк. Андин, мениң чәтәлләрдики уйғурларға тәвсийәм, улар хитай һөкүмитиниң җасуслуқ қорали болған үндидарни қәтий ишләтмәслики керәк. Амал бар вәтән ичидики уруқ-туғқанлири билән алақә қилмаслиқи керәк. Һазирқи шараитта пәқәт шундақ қилғандила һәм өзини һәм уруқ-туғқанлирини қоғдиғили болиду”

Софей речардсон ханимму хитайниң бесимиға учриған уйғурларниң бу ишни чоқум өзлири турушлуқ дөләтләр һөкүмәтлиригә хәвәрдар қилиши керәкликини, мушундақ қилғанда бу мәсилини икки дөләт дипломатик алақилиридә оттуриға қоюшқа болидиғанлиқини әскәртти.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
elshir_nawayi-esiri
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.