Уйғур зиялийлар муһаҗирәттики дәртләргә мәлһәм издимәктә

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.15
kent-kadirliri-xitay-kadir-bilen.jpeg Кәнт кадирлири кәнткә чүшкән хитай кадир билән. 2017-Йили, хотән.
RFA/Abduweli Ayup

Уйғур елидики зулум, бастуруш, контрол вә тутқун қилишларниң күчийиши муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларға җисманий вә мәниви бесим елип келиватқанлиқи мәлум. Бундақ бесимлар сәвәбидин келип чиққан җисманий вә психик сақсизлиқларға йүзлиниш үчүн бир қисим зиялийлар иҗтимаий алақә васитилиридин болған ватсап деталида “сағламлиқ билимлири топи” дегән бир гуруппини қуруп чиққан болуп, йерим йилға йеқин вақиттин буян муһаҗирәттики уйғурларниң сағламлиқиға көңүл бөлмәктә икән.

“сағламлиқ билимлири топи” ниң қурғучилиридин бири болған күндүзай һамут ханим бу гуруппиниң қурулуши һәққидә пикир баян қилди.

Америкида яшайдиған дохтур мәмәтимин әпәнди өзиниң бир дохтур болуш сүпити билән уйғур бимарларға ярдәм бериш, кесәл көрситиштә қийнилидиғанлар, пул, тил вә түрлүк сәвәбләр түпәйлидин дохтурға көрүнәлмәйдиғанларға йол көрситиш, мәслиһәт бериш мәқситидә мәзкур гуруппиға қатнашқанлиқини ейтти. Униң психик сағламлиқ һәққидә издинишигә мәзкур топта қоюлған психик кесәллик аламәтлири сәвәб болған икән.

Һазир бу гуруппида 200 дин артуқ әза бар болуп, омуми сағламлиқ мәсилилири һәққидә мәслиһәт берилгәндин башқа психик сағламлиқ һәққидә икки қетим лексийә өткүзүлгән. Биринчи лексийәни доктор әркин сидиқ, иккинчи лексийәни доктор таш мәмәт сөзлигән. Үчинчи нөвәтлик лексийә 17-декабир өткүзүлидиған болуп мавзуси “ислам дини вә роһи сағламлиқ” икән.

Биз мушу күнгичә өткүзүлгән лексийәләрниң аңлармәнләрдә қандақ инкасларни қозғаватқанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн түркийәдин бу топқа қатнашқан абдуезиз бәштоғрақ әпәндини зиярәт қилдуқ. У бу йүрүшлүк лексийәләрдин психик сағламлиққа даир мәлуматларға еришкән болуп үмидварлиқ, ишәнч вә әмәлий һәрикәтләр арқилиқ роһи тәсәллигә еришиш қатарлиқ җәһәтләрдә тәрбийәләргә игә болған.

Доктор таш мәмәт өзи баштин кәчүргән әһвалларни чиқиш қилип муһаҗирәттики уйғурларда көрүлүватқан психик мәсилиләрниң алаһидә бир сәвәби һәққидә қарашлирини баян қилди. У муһаҗирәттә яшаватқан башқа милләтләрдин пәрқлиқ һалда уйғурларда сиясәттин қачтим, дәп уйғурдин қачидиған һадисиниң психик кесәлликниң давасиз қелиши һәтта еғирлап кетишигә сәвәб болуватқан амиллардин бири икәнликини ейтти.

Мәзкур топниң актиплиридин доктор әркин сидиқ, доктор мәмәтимин, доктор таш мәмәтләр болғандин башқа сиясий паалийәтчи мәмәт тохти, ана тил пидакарлиридин күндүзай һамут, җәмийәтшунаслиқ магистири хәлчигүл вә гүлпийә ханим қатарлиқлар паалийәт қилмақта икән.

Топтики мутәхәссисләрниң қаришичә, чәтәлдә туруватқан пәрзәнт вә уруқ туғқанлири сәвәблик уйғур елидики кишиләрниң түрлүк аваричиликләргә, қамилишқа, һәтта кесилип кетишләргә дучар болуши уйғурларда гунаһкарлиқ, заминлиқ, мәһрумлуқ қатарлиқ туйғуларни ямритип психик бимарларниң көпийишигә сәвәб болуватқан икән.

Муһаҗирәттики уйғурларниң тарқақ җайлашқанлиқи, түрлүк вәһимә, сүбһи вә худүксирәш сәвәблик уйғурлар билән арилашмаслиқ, қәлбидики азабларни қорқунч сәвәблик ашкара баян қилалмаслиқ, зулумға қарши туралмаслиқ қатарлиқлар бундақ бимарларниң әһвалини техиму еғирлаштурмақта икән. Нәччә вақиттин буян уйғур елигә берип келип туруватқанларниң аздур көптур болсиму көкләп турған меһир-муһәббәт беғиниңму туюқсиз хазан болуши психик сақсизлиқларға гириптар болғанларниң санини арттурмақта икән.

Австралийәдә яшайдиған уйғур зиялийси мәмтимин әламу 17-декабирдин башлап “психик сағламлиқ һәққидә сават” намлиқ лексийә сөзләйдикән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.