Муһаҗирәттики уйғурларда психик мәсилиләр вә тәдбир
2017.12.29
Игилишимизчә, муһаҗирәттики уйғурларда көрүлүватқан психик мәсилиләр уйғур елидики зулумниң күчийиши сәвәблик барғанчә гәвдиләнмәктә икән. Буларниң ичидә чүшкүнлүк, қорқунч, ялғузлуқ, әндишә, җиддийлишиш, тит-тит болуш, гуманхорлуқ қатарлиқлар көп көрүлмәктә икән.
Бу мәсилигә қарита уйғур зиялийлар вә өлималар иҗтимаий таратқуларда җиддий һәрикәткә өткән. Өлималар “қуран” өгәткән тәлиматлар бойичә тәблиғ қилишни башлиған. Зиялиларму психологийә илми бойичә торда дәрсхана ечип, ватсап топлирини қуруп мусапирчилиқтики дәртләргә мәлһәм издәшкә башлиған.
Америкада яшайдиған дохтур мәмәтимин әпәнди гәрчә мәхсус психик дохтур болмисиму, көз алдидики җиддий еһтияҗ сәвәблик психологийә һәққидә издәнгән вә өгәнгәнлирини өзиниң торхатирисидә, ватсап топлирида психик мәслиһәт сориғанлар вә кәң җамаәт билән ортақлишишқа башлиған.
Доктор мәмәтимин әпәндиниң уйғурларда көрүлүватқан психик мәсилиләр һәққидә пикир баян қилишичә, чәтәлләрдики уйғурларда көрүлүватқан психик мәсилиләргә асасән ата-аниси билән көрүшәлмәслик, уларниң қамақтики тәқдиридин әнсирәш, тәрбийиләш намидики йиғивелишларниң муддити болмаслиқи сәвәбидин тит-тит болуш қатарлиқлар сәвәб болған икән.
Муһаҗирәттики уйғурларда көрүлүватқан психик мәсилиләр һәққидә канадада яшайдиған сиясий паалийәтчи руқийә турдуш ханимни зиярәт қилғинимизда у пәрқлиқ қарашларни оттуриға қойди. Униңчә муһаҗирәттикиләрниң психик мәсилисини пәқәт уйғур елида күчәйгән зулумғила бағлаш йетәрлик әмәс икән. У бундақ психик мәсилиләрниң бир қисмини муһаҗир уйғурлар өзи билән биллә елип кәлгән дәп қарайдикән.
Руқийә турдуш ханим һазир көчмәнләр вә сиясий панаһлиқ тилигүчиләрдә көп учрайдиған психик мәсилиләргә мәслиһәт бериш, давалаш ишлирида ярдәмчи болуп ишләватқан икән. У өзи көрүп туруватқан психик давалаш усуллириниң бәзилири әмәлийәттә уйғурларда мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.
Руқийә турдуш ханимниң көзитишичә, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларда психик мәсилиләргә йолуққанлар өзи көргән башқа милләт бимарлиридәк көп вә еғир әмәс икән. У буни уйғурлардики мәшрәп әнәниси, нахша усул мәдәнийити вә җамаәтчилик еңи билән мунасивәтлик дәп қарайдикән.
Канадада яшайдиған сиясий паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан рәһимсиз зулумлирини мәниви таҗавуз дәп қарайдикән. Униңчә, бу хил қаттиқ бастуруш сиясити уйғурларниң роһини қул қилиш, җасаритини өлтүрүш, үмидини өчүрүп қайта баш көтүрәлмәс қиливетиш үчүн икән.
Руқийә турдуш ханим уйғурлар мәйли муһаҗирәттә гириптар болған психик мәсилә болсун яки уйғур елидин елип кәлгән роһи сақсизлиқ болсун тәдриҗий сақийип кетидиғанлиқиға үмидвар икән. У өзи иш орнида даим қоллинидиған давалаш усуллирини тонуштуруп өтти.
Муһаҗирәттики уйғурларниң роһи сағламлиқиға көңүл бөлүватқан илим әһлилириниң қаришичә, уйғурлардики алланиң ярдимигә болған шәксиз етиқад, җушқун нахша-усуллар, қизғин мәшрәп вә күчлүк қериндашлиқ риштиси роһи сағламлиқниң асаси икән. Уларчә, психик сағламлиқта мәсилә көрүлгәндә мутәхәссисләрдин мәслиһәт елишқа җүрәт қилса, давалинишқа әһмийәт бәрсә һәр қандақ психик бесимларни йеңип кетиш мумкин икән.