Истанбулда “шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә келәчики” намлиқ йиғин ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.05.02
istrategiye-yighin-Omer-Faruk-sozde.jpg “шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә келәчики” намлиқ истратегийә муһакимә йиғинида “истанбул истратегийәлик чүшәнчә җәмийити” ниң рәиси өмәр фаруқ бозтәпә әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. 2018-Йили 27-апрел, истанбул.
RFA/Arslan

27-Апрел күни “истанбул истратегийәлик чүшәнчә җәмийити” ниң уюштуруши билән “истратегийәлик нуқтиинәзәрдин йеңи йипәк йоли вә униң асасий өткәллиригә нәзәр: шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали вә келәчики” дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлди.

Йиғин “қуран кәрим” тилавити билән башланди. “истанбул истратегийәлик чүшәнчә җәмийити” ниң рәиси өмәр фаруқ бозтәпә ечилиш сөзи қилди вә йиғинға риясәтчилик қилди. У, билимниң күч икәнликини, шәрқий түркистан хәлқиниң дәрдигә дәрман болушни халайдиған билимлик алимларни йетиштүрүшниң интайин зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Йиғинда йәнә доктор пәрһат тәңритағли сөз қилип, хитай даирилириниң илгири уйғурларға қаритилған бастуруш сиясәтлирини мәхпий һалда елип барған болса, әмдиликтә очуқ-ашкара елип бериватқанлиқини, уйғурларни йоқ қилиш үчүн һәр түрлүк бесим сиясәтлирини йолға қоюватқанлиқини билдүрди. У йәнә хитайниң “йеңи йипәк йоли”, йәни “бир бәлвағ, бир йол” қурулушиниң әмәлийәттә дуняға кеңәймичилик қилиш пилани икәнликини илгири сүрди.

Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, доктор әркин әкрәм сөз қилип, “шәрқий түркистанда йүргүзүлүватқан хитай зулумлириниң сәвәблири” үстидә тохталди. У сөзидә “хитайниң йипәк йоли пилани вә шәрқий түркистан мәсилиси” тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

Доктор әркин әкрәм, “хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ пилани үчүн шәрқий түркистан чоң бир тосалғу болуп көрүнүватиду,” деди.

Доктор пәрһат тәңритағли хитайниң йипәк йоли пилани тоғрисида пикир баян қилип, мундақ деди: “хитайниң шәрқий түркистанни ишғал қилишиниң әң муһим сәвәблиридин бири шәрқий түркистанниң истратегийәлик муһим орунға җайлашқанлиқидиндур. Чүнки шәрқий түркистан 8 дөләт билән чегрилиниду. Бейҗиңни узақтин қоғдаш үчүн шәрқий түркистан болмиса болмайду. Пән-техника тәрәққий қилғансери хитайниң шәрқий түркистанни әбәдий ишғалийәттә тутуп туруш ирадиси техиму күчәйди. Чүнки шәрқий түркистанда йәр асти вә йәр үсти байлиқлири оттуриға чиқишқа башлиди. Дунядики 144 түрлүк мәдәндин 124 хили шәрқий түркистандин чиқиду. Нефит байлиқиниң һәдди-һесаби йоқ. Нефит қатарлиқ йәр асти байлиқлар әрәб дунясини хушал болған болса, биздики бу байлиқлар шәрқий түркистан хәлқини қайғуға салмақта. Чүнки хитай бу байлиқларни сүмүрүш үчүн уйғурларни йоқ қилиш сиясити йүргүзүватиду.”

Доктор пәрһат тәңритағли сөзидә йәнә хитайниң “йипәк йоли пилани” ниң дуняға кеңәймичилик қилиш пилани икәнликини, униң әң муһими түрк дуняси үчүн бир тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүрди. Пәрһат тәңритағли йәнә хитайниң оттура асиядики кеңәймичилик қилмишлирини әмәлий мисаллар билән паш қилди.

Пәрһат тәңритағли “йипәк йоли” ниң әслидә түркий тиллири аилисидики хәлқләрниң “мәдәнийәт йоли” вә мираси икәнликини, хитайниң бүгүнки күндә бу “мәдәнийәт йоли” ни өзиниң сиясий вә иқтисадий ғәрәзлирини ишқа ашуруштики бир васитигә айландурмақчи болуватқанлиқини илгири сүрди.

Доктор әркин әкрәм хитайниң һәм деңиздин һәм қуруқлуқтин йол ясаштики асасий мәқсәтлири үстидә тохтилип өтти. У, хитайниң “йеңи йипәк йоли” пилани үчүн уйғур дияриниң чоң бир тосалғу болуп көрүнүватқанлиқини илгири сүрди.
Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлумат елиш үчүн йиғинни уюштурған “истанбул истратегийәлик чүшәнчә җәмийити” ниң рәиси өмәр фаруқ баштәпә билән сөһбәт елип бардуқ.

Өмәр фаруқ әпәнди бу йиғинни уюштуруштики асасий мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз чүшәнчигә, пикир-қарашқа бәкрәк әһмийәт беримиз, әқил билән тәпәккур қилип издәнгәндила шәрқий түркистан давасиға имканийәт тапқили болиду. Шуниң үчүн билимниң күч икәнликини, нәччә он милйонлуқ шәрқий түркистан хәлқиниң дәрдигә дәрман болалайдиған әң аз дегәндә 40 нәпәр билимлик алим йетиштүрүлүши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.