Муһаҗирәттики уйғурлар муһәммәд салиһ һаҗимниң һаятиға юқири баһа бәрди
2018.02.02
Йеқинда диний алим муһәммәд салиһ дамолла һаҗимниң үрүмчидики “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң биридә вапат болғанлиқ хәвири чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк ғулғула қозғиди. Гәрчә алимниң қачан, немә сәвәбтин вапат болғанлиқи ениқ дәлилләнмигән болсиму, әмма униң икки-үч айлар илгири қизи вә күйоғли билән бирликтә тутқун қилинип “йепиқ тәрбийиләш” кә елип кетилгәнлики илгири сүрүлгән иди. Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим вә бир қисим диний зиялийлар радийомиз зияритини қобул қилип, муһәммәд салиһ һаҗимниң һаят мусаписи вә униң диний илим җәһәттики төһпилиригә баһа бәрди.
Муһәммәд салиһ һаҗим уйғур хәлқиниң мунәввәр алими болуш сүпити билән “қуран кәрим”, “һәдис” вә башқа ислам диниға даир муһим әсәрләрниң һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилинип йоруқ көрүшидә түрткилик рол ойниған иди.
Муһәммәд салиһ һаҗим 1980 йилларда “қуран кәрим” ниң уйғурчә тәрҗимисини ишләп чиқип, уйғур диний билимләр тарихидики чоң бошлуқини толдурған иди. У йәнә “муһәммәд әләйһиссаламниң тәрҗимиһали”, “яхшиларниң бағчиси”, “сәһиһулбухари җәвһәрлири” қатарлиқ муһим әсәрләрни һазирқи заман уйғур тилиға мувәппәқийәтлик һалда тәрҗимә қилип, уйғурларниң ислами билимләргә болған тәшналиқини қандурушта зор төһпиләрни қошқан иди. У ялғуз уйғурлар арисидила зор тәсиргә игә болуп қалмастин, бәлки йәнә ислам дунясидиму бәлгилик тәсиргә игә диний алим иди. Муһәммәд салиһ дамолла һаҗим өз дәвридә маракәш падишаһи һәсән сани, мисирниң сабиқ президенти мубарәк, қазақистан президенти назарбайефларниң алаһидә һөрмитигә сазавәр болған иди.
Нөвәттә муһәммәд салиһ дамолла һаҗимниң қисқичә тәрҗимиһали вә илмий паалийәтлири һәққидә чәтәлләрдики уйғур торлири кәң түрдә тонуштурушлар бәрмәктә. Уйғур зиялийлири алимниң һаятиға вә төһпилиригә юқири бәргән болса, уйғур тәшкилатлири арқа-арқидин тәзийәнамиләрни, баянатларни елан қилмақта. Дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимму “пүтүн уйғурлар муһәммәд салиһ һаҗим үчүн матәм билдүрәйли” дегән темида иҗтимаий таратқуларда өз намидин мәхсус баянат елан қилди.
Зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, муһәммәд салиһ һаҗимниң ислам дини саһәсидә көплигән тәрҗимә әсәрләр вә илмий әмгәкләрни йоруқлуққа чиқарғанлиқини алаһидә тәкитлиди. Шуниң билән биллә йәнә униң хитай дөләтлик ислам дини җәмийитиниң муавин рәиси, уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийәтлиридә бәзи муһим вәзипиләрни өтигәнликини, уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисидә 27 йил ишләш җәрянида нурғунлиған иҗтимаий, илмий тәкшүрүшләргә вә материял топлашқа қатнашқанлиқини, өлималар, пешқәдәм тарихшунаслар вә юрт мөтивәрлиридин тартип адәттики кишиләргичә һәмсөһбәттә болидиғанлиқини әсләп өтти.
Рабийә қадир ханим илгири өзиниң муһәммәд салиһ һаҗим билән биллә уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәш вәкили сүпитидә йиғинларға қатнашқанлиқи вә һәмсөһбәттә болғанлиқини әсләп, “муһәммәд салиһ һаҗим, мениң шундақла һәммимизниң акимиз, дадимиз, устазимиз орнидики һөрмәткә сазавәр, есил сүпәт алимимиз иди,” деди.
Рабийә ханим йәнә муһәммәд салиһ һаҗимниң өз дәвридә уйғур хәлқиниң “қуран кәрим” ни вә ислам динини техиму тоғра чүшиниши үчүн көп йиллар тиришчанлиқ көрситип “қуран кәрим” ни һазирқи заман уйғур тилиға мувәппәқийәтлик һалда тәрҗимә қилип чиққанлиқини алаһидә тәкитлиди. У, зулум чекигә йәткән бүгүнки күндә 82 яшлиқ бу затниң “тәрбийиләш мәркизи” намидики қамаққа соланғанлиқи вә һәтта өлүминиңму ахбараттин йошуруливатқанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Рабийә ханим йәнә “хитай һакимийити өзигә һеч заман қарши чиқмиған, һаятини пәқәт илимгә атиған муһәммәд салиһ дамолла һаҗимдәк нопузлуқ бир диний алимға қилған зулуми вә зиянкәшлики арқилиқ өзиниң уйғурларғила әмәс, бәлки ислам диниға қиливатқан дүшмәнликиниму испатлиди. Буни пүтүн ислам дунясиға, һәққанийәтни қоғдайдиған дуня әһлигә кәң түрдә аңлитишимиз лазим,” деди.
Муһәммәд салиһ дамолла һаҗим һазирқи заман уйғур тилиға чүшинишлик вә раван тәрҗимә қилип чиққан “қуран кәрим” 1986-йили мәркизий милләтләр нәшрияти тәрипидин 200 миң парчә бесилип тарқитилған. “қуран кәрим” ниң бу тәрҗимә нусхиси әйни вақитта йәнә сәуди әрәбистан падишаһи фаһидиниң тәстиқлиши вә әмри билән падишаһниң қуран бесиш мәтбәәсидә бир қанчә йүзмиң парчә бесилип, мунасивәтлик дөләтләргә тарқитилған. У ишлигән “қуран кәрим” ниң уйғурчә тәрҗимисиниң славян йезиқидики нусхиси нәччә миң нусха бесилип, оттура асияда яшаватқан уйғурларниң бирдәк алқишиға еришкән. Муһәммәд сали һаҗим “қуран кәрим” ниң тәрҗимисидин башқа йәнә һәдис илмидики ишәнчлик вә нопузлуқ китабларниң бири болған “сәһиһулбухари” ни вә “муһәммәд әләйһиссаламниң тәрҗимиһали” қатарлиқ китабларниму әрәбчидин уйғурчиға тәрҗимә қилип нәшр қилдурған.
Түркийәдики нәшриятчи абдуҗелил туран әпәндиниң қаришичә, “қуран кәрим” дуняда нурғун тилларға тәрҗимә қилинип нәшр қилиниватқан шараитта, униң һазирқи заман уйғур тилидики тәрҗимисиниң йоқлуқи зор бир бошлуқ иди. Өз қериндашлириниң бу тәшналиқини чүшәнгән муһәммәд салиһ һаҗим “қуран кәрим” ни тәрҗимә қилишни нийәт қилип, хели бурундин тартип нопузлуқ қуран тәфсирлири вә мунасивәтлик китабларни топлашқа киришкән. Абдуҗелил һаҗимниң атиси хотәндә тонулған диний өлима болуп, муһәммәд салиһ һаҗим уларниң өйигиму нурғун қетимлап сөһбәтлишишкә барған икән шундақла нурғун диний алимларға мураҗиәт қилған икән. Униң қаришичә, “қуран кәрим” ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилиниш җәряни мурәккәп бир тәтқиқат җәряни вә издиниш җәряни болған икән.
Муһәммәд салиһ һаҗим бир тәрәптин җапалиқ илмий тәтқиқат хизмити билән шуғулланса, йәнә бир тәрәптин 1987-йилдин башлап шинҗаң ислам институтиниң мудирлиқ вәзиписини үстигә алған. У ярамлиқ диний илим игилирини йетиштүрүш үчүнму көп тәр төккән. Истанбулдики “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң рәиси, доктор атавулла шаһяри устази муһәммәд салиһ дамолла һаҗимниң илмий паалийәтлири биләнла әмәс, турмушта интайин аддий-садда, муамилидә кичик пеил киши икәнликини, бу җәһәттә шагиртлириға чоңқур тәсир қалдурғанлиқини алаһидә тәкитлиди
Атавулла шаһяри, “муһәммәд салиһ һаҗимниң илимгә атиған һаяти бизгә илимдин, пәзиләттин дәрс бәрсә, униң хитайниң зулуми сәвәб болған өлүмиму хитай һөкүмитиниң әсли муддиасидин ибрәтлик дәрс бәрмәктә,” дәйду.
Атавулла шаһяри әпәнди йәнә “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң хитай һөкүмитидин диний алим муһәммәд салиһ дамолла һаҗимниң аилисидикиләрни тездин қоюп беришини тәләп қилғанлиқини, шуниң билән биргә йәнә ислам дөләтлири, дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати, дуня ислам иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлирини муһәммәд салиһ дамолла һаҗим вә униң аилә тавабатиниң ақивити һәққидә җиддий мәлумат елиш үчүн хитайға бесим ишлитишни тәләп қилидиғанлиқини тәкитлиди.