Хитай немә үчүн уйғур елидә давамлиқ муқимлиқни тәкитләйду?
2025.01.13

Хитай даирилириниң 2025-йиллиқ чаған байрими һарписида уйғур елидә башлиған “қишлиқ зәрбә бериш” һәрикити һәмдә пүткүл район миқясида җиддий қанат яйдуруватқан дөләт хәвпсизлик тәшвиқати, уйғур ели вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүватқан көзәткүчиләрниң күчлүк диққәт қозғимақта.
Хитай таратқулиридин мәлум болушичә, 2025-йили кириши билән, болупму хитайниң чаған байрими йетип келиш алдида уйғур елидики сақчи даирилири “қишлиқ зәрбә бериш һәрикити” ни башлиған. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй йеңи йил кириши билән районниң бихәтәрлик вә муқимлиқ мәсилисини көп қетим тилға алған болуп, у 9-январ күни хотәндә мәхсус тәкшүрүштә болғинида, “узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиқни сақлаш” ни алаһидә тәкитлигән. Ундин башқа “тәңритағ тори” ниң хәвиридә йәнә 10-декабир күни уйғур аптоном районида өткүзүлгән “сақчилар күни” дә “районниң муқимлиқни сақлашта төһпә қошқан нәмунилик сақчи” ларниң тәқдирләнгәнлики, районда қурулған “анар” намлиқ бихәтәрлик тор сәһиписиниң роли һәққидә хәвәрләр берилгән.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган гезити болған “шинҗаң гезити” дә дейилишичә, мәзкур гезитниң тор сәһиписидә 10-январдин башлап “дөләт хәвпсизлик тәрбийәси” ни тәшвиқ қилидиған “анар” сәһиписи тәсис қилинған. Хәвәрдә дейилишичә, бу сәһипә һөкүмәт органлирини уйғур елиниң дөләт хәвпсизликигә мунасивәтлик тәшвиқат учурлири билән тәминләйдикән. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридә йәнә бу сәһипиниң роли һәққидә тохтилип, “дөләт хәвпсизлик тәрбийәси” ни нишан қилған “анар” сәһиписиниң тәсис қилиниши, “пүтүн җәмийәттә дөләт хәвпсизлик тәшвиқатини илгири сүрүп, кәң хәлқниң дөләт хәвпсизликигә болған тонуши вә чүшәнчисини үзлүксиз өстүрүштә муһим әһмийәткә игә” дейилгән.
Америка чикаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең биявниң қаришичә, юқири бесимлиқ бастуруш давам қиливатқан бир шараитта хитай һөкүмитиниң уйғур районда давамлиқ түрдә “зәрбә бериш” ни тәкитлиши, өзиниң райондики ирқий қирғинчилиқ сиясити билән инсанийәткә қарши җинайәтлирини һәқлиқ қилип көрситишкә урунуш тактикиси икән:
“бу йәттә-сәккиз йилдин буян, хитай коммунист һөкүмитиниң шинҗаңда елип бериватқан чекидин ашқан бастуруши, юқири техникалиқ назарәт системиси вә қамал сиясити сәвәблик, шинҗаң аллиқачан ‛үсти очуқ түрмә‚гә айланди. Шундақкән, у йәрдә йәнә аталмиш ‛муқимлиқ тәдбирлири‚ елиш һаҗәтсиз. Һалбуки, хитай һөкүмити давамлиқ муқимлиқни тәкитләватиду; қаттиқ зәрбә бериш вә бастуруш һәрикәтлирини давам қиливатиду. Биз буни хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сиясити вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини йепиш үчүн баһанә издиши яки райондики юқири бесимлиқ бастурушлирини һәқлиқ қилип көрситишкә урунуши дәп қарисақла болиду, халас. Уларниң мәқсити ‛шинҗаңда террорлуқ, ашқунлуқ вә муқимсизлиқ амиллири йәнила мәвҗут, шуңа қаттиқ зәрбә беришни давамлаштурушқа мәҗбурмиз‚ дегән сигнални бериштур. Әмәлийәттә бу ‛оғриниң оғрини тутуңлар‚ дәп варқириғиниға охшашла бир иш. Хитай коммунист һөкүмити мушундақ вастилар арқилиқ өзиниң уйғур районидики инсанийәткә қарши җинайәтлирини йепишқа урунмақта.”
Америкадики уйғур паалийәтчи илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан шәрқий түркистанда, 2025-йили кириши билән башланған “қишлиқ зәрбә бериш” һәрикити, әмәлийәттә уйғурларни нишан қилған йәнә бир қетимлиқ чоң тазилаш һәрикити икән.
Илшат һәсәнниң билдүрүшичә, даириләрниң районда муқимлиқини алаһидә тәкитлиши, йәнә бир җәһәттин ейтқанда уларниң уйғур елиниң муқимлиқиға болған әндишисиниң нәқәдәр еғирлиқини көрситидикән.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, нөвәттә хитайда барғанчә начарлишиватқан иқтисадий вәзийәт, күнсайин көпийиватқан ишсизлиқ, хитайниң ички өлкилиридә йүз бериватқан аммиви наразилиқ һәрикәтлири, шундақла бултур йил ахири сүрийәдә бәшәр әсәд һакимийитиниң ағдурулуп, оттура-шәрқ вәзийитиниң давалғуш ичигә кириши қатарлиқ амиллар, хитайниң шәрқий түркистанниң муқимлиқиға болған әндишиси давамлиқ күчәйтмәктә икән.
Америкадики туңган анализчи ма җү әпәндиму зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә “муқимлиқни қоғдаш” намида давамлиқ зәрбә беришни тәкитлишидики сәвәб вә әндишилири һәққидә пикир баян қилди:
“хитай һөкүмитиниң илгиридин давам қилип келиватқан миллий зулми вә уйғурларни нишан қилған ‛ирқий қирғинчилиқ‚сияситидин башқа йәнә нөвәттә ‛қишлиқ зәрбә бериш‚ намидики тазилаш һәрикитини йолға қоюшидики әң муһим сәвәб, уйғурларниң чегра вә дөләт һалқиған милләт болғанлиқидидур. Уйғурлар түркий тиллиқ милләтләр топиға мәнсуп бир хәлқ. Уларниң тарихтин буян оттура асия вә түркийә қатарлиқ дөләтләр билән қан-қериндашлиқ, мәдәнийәт, тил вә диний җәһәтләрдә йеқин бағлиниши бар. Йәнә келип уйғурлар ислам диниға етиқад қилидиған бир милләт. Уйғурларниң бу алаһидилики уларни хитай ишғалийитидики тибәтләр билән моңғуллардин пәрқлиқ қилған. Тибәт вә моңғуллар пәқәтла хитай ичидики башқа бир милләт яки аз санлиқ милләт сүпитидила мәвҗут. Уларниң уйғурлардәк йәршарилашқан, көп дөләт вә районлар, шуниңдәк бипаян явро-асия җуғрапийәсидә яшайдиған хәлқләр билән болған бағлиниши қоюқ әмәс. Нөвәттә уйғур қораллиқлириниң сүрийәдики бәшәр әсәд һакимийитини ағдуруп ташлашта ойниған роли вә мәлум һәрбий күчини намаян қилиши, хитай һөкүмити үчүн қорқунчлуқ бир әһвал. Буни хитай һөкүмитини әндишигә селиватқан амилларниң бири десәк болиду.”
Германийәдики мустәқил анализчи әнвәр әхмәт әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә давамлиқ түрдә “муқимлиқ” вә “қаттиқ зәрбә” беришни тәкитлиши, уларниң районда йүз бериш еһтимали болған һәрқандақ бир давалғушқа болған әндишисидин икән.
Әнвәр әхмәт әпәнди сөзиниң давамида 1985-йили үрүмчидә йүз бәргән “12-декабир оқуғучилар һәрикити” дин тартип, 2022-йилидики “25-ноябир үрүмчи от паҗиәси” вә хитайда қозғалған “ақ қәғәз инқилаби” ғичә болған вәқәләр вә уларниң сәвәблирини тилға елип өтти.
Әнвәр әхмәт әпәндиниң тәкитлишичә, хитайниң уйғур елидики зораванлиқ сиясәтлири тарихтин буян хитай һөкүмитини әндишигә салидиған зор наразилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәбчи болуп кәлгән икән.