мутәхәссисләр хитай кадири - әнвәр әйсаниң милләт вә дин һәққидики баянатиға инкас қайтурди

كورلا شەھەرلىك پارتكوم بىرلىكسەپ بۆلۈمىنىڭ باشلىقى ئەنۋەر ئەيسانىڭ شەھەرلىك پارتكوم ئۈندىدار سۇپىسىدا ئېلان قىلغان ماقالىسى.
корла шәһәрлик партком бирликсәп бөлүминиң башлиқи әнвәр әйсаниң шәһәрлик партком үндидар суписида елан қилған мақалиси. (Social Media)

0:00 / 0:00

корла шәһәрлик партком бирликсәп бөлүминиң башлиқи әнвәр әйса шәһәрлик парткомниң үндидар суписида мақалә елан қилип, уйғурларниң түркий хәлқ икәнлики вә ислам дининиң уларниң ортақ диний етиқади икәнликини рәт қилған һәмдә "шинҗаңда һечқачан түрк дөлити болуп бақмиған" дегән.

униң 17‏-сентәбир елан қилинған "бизниң вәтинимиз шәрқий түркистан әмәс, бизниң миллитимиз түрк әмәс, бизниң динимиз ислам әмәс" сәрләвһилик мақалисидә қәйт қилишичә, "вәтинимиз шәрқий түркистан, динимиз ислам, миллитимиз түрк" дегән бу уқумларни аталмиш "3 хил күчләр" ясап чиққан икән.

мәзкур мақалә һазирға қәдәр уйғур елиниң ахбарат, иҗтимаий алақә васитилиридә уйғурларниң милләт, тарих вә дин қатарлиқ мәсилиләрдики әнәниви кимлик қариши вә чүшәнчилиригә қарши елан қилинған әң радикал сиясий тәнқид мақалиләрниң бири. у, уйғурларниң түркий хәлқ икәнликини рәт қилған болсиму, бирақ уларниң қайси мәдәнийәт категорийәси вә хәлқләр топиға киридиғанлиқи, әгәрдә ислам дини уларниң ортақ диний етиқади болмиғинида, уйғурлар ичидики динсизларниң яки башқа динларға ишинидиғанларниң қанчә пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрмигән.

әнвәр әйсаниң мәзкур мақалиси елан қилиништин бир һәптә аввал хитай компартийәси бейҗиңда "шинҗаңдики бирқанчә тарихий мәсилиләр" намлиқ сөһбәт йиғини өткүзгән. йиғинда хитай компартийәси сиясий бюросиниң даимий әзаси йү җешең компартийәниң юқириқи мәсилиләрдики мәйдани вә сияситини шәрһләп, уйғур аптоном районида дин, тарих, мәдәнийәт, милләт қатарлиқ мәсилиләрдә "узундин бери мәвҗут болуп келиватқан хата идийиләр" ни һәл қилишни тәләп қилған иди.

бәзи бәзи хитай тарихчилириниң қаришичә, уйғурлар бир түркий хәлқ болуп, буни инкар қилишниң һечқандақ илмий асаси йоқкән. америкидики хитай тарихчи җу шөйүән әпәнди бу қараштики хитай тарихчилириниң бири.

у мундақ дәйду: "уйғурларни түркий хәлқ әмәс дейиш интайин тутуруқсиз көз қараш. уйғурлар бир түркий милләт. уларниң тили пүтүнләй түркий тил. шуңа, биз уни түркий тиллиқ милләт дәп атаймиз. түркий милләтләрниң даириси наһайити кәң. бу сериқ уйғурлар қазақлар, өзбекләр, қирғизлар, түркмәнләр вә анатолийәдики пүтүн түркләрни, моңғулийәдики бир қисим хәлқләрни вә сибирийәдики милләтләрни өз ичигә алиду. бу хәлқләрниң һәммиси түркий тилида сөзлишиду. шуңа, биз бу җуғрапийәни түрк дуняси дәймиз. улар бир-бириниң тилини тезла чүшинип кетәләйду. бу нуқтидин алғанда, уйғурлар нәқ түркий хәлқниң өзи."

җу шөйүән әпәндиниң көрситишичә, әнвәр әйса мәдәнийәт дегән немә, дин дегән немә, қандашлиқ мәнисидики милләт дегән немә дегән уқумларни бир-биригә арилаштурувәткән. у сөзидә һазирқи заман милләт уқуминиң қандашлиқ мунасивитидики милләт уқуми әмәсликини билдүрди.

у мундақ дәйду: "түркий милләтлири дунядики наһайити чоң милләт. буни инкар қилғили болмайду. һалбуки бизниң һазирқи милләт қаришимиз асасән қандашлиқ мунасивитидики милләт қариши әмәс, бәлки тил асасидики милләт қаришидур. мәсилән, бизниң хәнзулар, бизниң хәнзу миллити қанчилиған милләтләрни өз ичигә алиду. җәнубтики хәнзулар билән шималдики хәнзуларниң, шәрқтики хәнзулар билән ғәрбтики хәнзуларниң чирайи охшимайду. хәнзулар тилни асас қилған милләт. хәнзу миллити һәргиз қандашлиқи асасидики милләт әмәс. шуңа түркий милләт дегән бу уқум мәвҗут реаллиқ. улар тил вә мәдәнийәт асасидики милләт топи. уларниң мәдәнийәт алаһидилики, пикир идийәси өз ара охшайду. әгәрдә әнвәр әйса уйғурларни түркий милләт әмәс дегән болса, униң тил дегән немә, мәдәнийәт дегән немә, қандашлиқ дегән немә, дегәндәк уқумларға болған чүшәнчиси айдиң әмәскән."

әнвәр әйса мақалисидә қәдимки түркләрниң һазирқи уйғур әмәслики, уйғурлар билән қәдимки түркләрни вә һазирқи түркийә түрклирини бир милләт дәп арлаштуриветиш "пан-түркизим" ниң тарихини ясап чиқип, тәвәлик тонушини өзгәртиш, хитайни парчилаш урунуши икәнликини тәкитлигән. у йәнә, ислам-уйғурларниң ортақ дини икәнликини тәнқидләп, уйғурларниң өз тарихида һәр хил динларға етиқад қилғанлиқи, уларниң һазир ислам диниға етиқад қилиши ғазат урушиниң нәтиҗиси икәнликини илгири сүргән.

униң қаришичә, "диний радикалларниң бизниң динимиз ислам, дегәнни тәрғиб қилиши (уйғурларниң) тарихий вә һазирқи реаллиқиға, хитайниң асаси қануниға хилап" болуп, һазир уйғурларниң бир қисминиң ислам диниға ишиниши, йәнә бир қисминиң ишәнмәслики дини әркинликниң һазирқи реал әһваликән.

бирақ, әнвәр әйса мақалисидә нопусиниң мутләқ көп қисми ислам дининиң сүний мәзһипигә етиқад қилидиған мусулман уйғурлар ичидә, динсиз яки башқа диндики кишиләрниң қанчә пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқини көрситип бәрмигән. бәзи мутәхәссисләр, әнвәр әйсаниң қариши уйғурларниң реаллиқини әкс-әттүрмәйдиғанлиқини билдүрүп, кишиләрниң етиқадиниң улар өлгәндә айдиңлишидиғанлиқни билдүрди.

америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат мундақ дәйду: "бир адәм һаят вақтида өзиниң диний мәйданини қандақ өзгәртсун яки өзгәртмисун, һәрқандақ инсаниң диний етиқадини өлгәндә, йәрликигә қойғанда андин билимиз. һәрқандақ адәм тирик вақтида немә демисун, у өлгәндә уни дәпнә қилғанда униң дәпнә қилиш усулиға қарап униң қайси динда икәнликини, дәп берәләймиз. бу йәрдә "мән мусулман әмәс" яки ‹динға ишәнмәймән› дегәнләр өлгәндә қандақ болиду, биз шуниңға қарисақ болиду. уйғурлар 1000 йиллиқ мусулман бир милләт. һәрқандақ уйғур әр киши хәтнә қилиду, өлгәндә мусулманларға хас дәпнә қилиниду. буни өзгәрткили болмайду. әгәр оттурида нөлдә бир пирсәнт коммунистик идийәдики адәм болса, бу уйғур миллитигә вәкиллик қилмайду."

доктор қаһар барат йәнә, әгәр уйғурларниң түркий милләт икәнлики инкар қилинса, әнвәр әйса һазирқи заман уйғур тил-әдәбияти билән чағатай түркий әдәбиятиниң мунасивитини чүшәндүрүп берәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

қаһар барат йәнә мундақ деди: "чағатай тили ортақ түркий тили. униңда йезилған әсәрләргә қарайдиған болсақ, апторларниң һәммиси зәлили, сәкаки, лутфи, навайи һәммиси өзини түркий, дәп атайду. әнә шу әдәбият чағатай әдәбиятидур. османли әдәбияти билән чағатай әдәбияти ғәрб вә шәрқтики түркий хәләр иҗат қилған икки чоң хәзинә. әгәр уйғурларниң түркий хәлқ икәнликини инкар қилсақ, 13‏-әсирдин 19‏-әсиргичә болған арқилиқтики 500-600 йиллиқ пакитқа көз юмған болимиз."

лекин әнвәр әйса мақалисидә, "3 хил күчләр" ниң шәрқий түркистан тарихини ясап чиқип, шинҗаң тарихини, милләтләрниң тәрәққият тарихини вә динларниң өзгириш тарихини бурмилап кәлгәнликини илгири сүргән. у баянатида улар "вәтинимиз шәрқий түркистан, миллитимиз түрк, динимиз ислам" дегәнни тәрғиб қилип кәлди," дегән.

"динимиз ислам, вәтинимиз шәрқий түркистан, ирқимиз түрк" дегән бу шоар уйғурларниң 1930-вә 1940 ‏-йиллардики миллий азадлиқ һәрикитидә оттуриға қоюлған болуп, бу мәсуд сабири, муһәммәт имин буғра вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики шәрқий түркистанчилар һәрикитиниң миллий мәфкүриси иди. улар бу шоарни хитайниң чоңчиң, нәнҗиң шәһәрлиридә вә уйғур диярида чиқарған "әрк" гезити қатарлиқ гезит-жорналларниң баш бетигә бесип кәлгән.