мустәқил дөләт қурушниң уйғурларниң мәвҗутлуқи үчүн муһимлиқи көрситилгән

گېرمانىيەنىڭ ميۇنخېن شەھىرىدە ئۆتكۈزۈلگەن «مەدەنىيەت ئالماشتۇرۇش پائالىيىتى» دىن كۆرۈنۈش. 2015-يىلى 13-ئىيۇن، ميۇنخېن.
германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлгән "мәдәнийәт алмаштуруш паалийити" дин көрүнүш. 2015-йили 13-июн, мюнхен. (RFA/Pidaiy)

0:00 / 0:00


2015 - йили 13 - вә 14 - июн германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлгән "мәдәнийәт алмаштуруш паалийити" дә уйғур нами қоллинилған бир мустәқил дөләт қурушниң уйғурларниң мәвҗутлуқи үчүн муһимлиқи көрситилгән вә хитайниң уйғурларға мустәмликичилик сиясити йүргүзүватқанлиқи оттуриға қоюлған.

паалийәт германийәдә турушлуқ түрк җәмийәтлири билән "уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң һәмкарлиқида тәшкилләнгән.

"уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң мәсуллиридин османҗан турсун әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур паалийәттә уйғурларниң йемәк - ичмәк вә кийим - кечәк мәдәнийәтлири, тарихи ялдамилар вә нәшрият буюмлири ай - юлтузлуқ көк байрақлар билән безәлгән чедирда явропаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән түрк вә йәрлик милләтләрниң диққитигә сунулған.

икки күн давам қилған бу паалийәттә уйғурлар дуч келиватқан миллий вә диний боһранларниң ечинишлиқ кәчмиши вә хәтәрлик ақивәтлири тонуштурулған. паалийәткә иштирак қилған сиясәтшунаслар, журналистлар, тарихчилар, миллий вә диний ихласмәнләр уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик вәқәликләрдин хәвәрдар болған.

паалийәтниң тәпсилатини голландийәдә турушлуқ ихтиярий мухбиримиз пидаийниң "уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң рәиси османҗан турсун әпәнди билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитидин аңлиғайсизләр.