Мустәқиллиқ меһман әмәс

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.08.13
Мустәқиллиқ меһман әмәс “йехән” әпәндиниң “ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған “мустәқиллиқ тәлипи уйғур давасиға пайдисиз болуши мумкин” дегән мавзудики мақалиси. 2021-Йили, 27-июл.
FP

“көпинчә уйғурлар мустәқиллиқни халимайду” дәйду австралийәдә яшайдиған уйғур “йехән” әпәнди. У америкада чиқидиған “ташқий сиясәт” жорнилиға “мустәқиллиқ тәлипи уйғур давасиға пайдисиз болуши мумкин” дегән мавзуда мақалә йезип, мустәқиллиқ тәлипиниң уйғур давасиға кәлтүридиған сәлбий тәсирини шәрһийләйду.

Аптор мақалисидә тәкитлигән мустәқиллиқ тәлипиниң “пайдисиз” тәрәплирини йорутушта қолланған ноқтиийнәзәрлирини өзләштүргәндә төвәндики алтә ноқтиға йиғилиду: биринчи, көпинчә уйғурлар мустәқиллиқни халимайду. Иккинчи, шәрқий түркистан оқуми вәтәндә етираплиқ әмәс, көк байрақниң уйғур кимлики билән мунасивити мустәһкәм әмәс. Үчинчи, шәрқий түркистан дегән исим терорлуқ билән бағланған, бу исим хитайда җуғрапийәлик исим әмәс, терорчи тәшкилатларниң исми. Төтинчи, мустәқиллиқ тәлипини хитай хәлқи қобул қилмайду, бу тәләп билән хитай хәлқиниң һесдашлиқиға еришмәк тәс. Бәшинчи, мустәқиллиқ тәлипи хитайниң земин пүтүнлики вә игилик һоқуқиға тақишиду, бу б д т ға әза дөләтләрниң қобул қилишиға еришәлмәйду. Алтинчи, мустәқиллиқ тәлипи уйғур давасини һәқлиқ давадин һәқсиз даваға айладуруп, хәқләрниң қоллишини қозғиялмайду.

Мәзкур мақалини тәпсилий оқуп чиққандин кейин, тунҗи тәсиратим әпсуслиниш болди. Көз алдимда мәйданға чүшмәй топчиларға йол көрситиватқан бир ихтияри мәшқавулниң образи гәвдиләнди. “бир путбол мәстанисиниң телевизор алдида алған нәқ мәйдан тәсирати икән” дегән ойға кәлдим. Әгәр мәзкур аптор намайишларға пат-пат чиққан болса, намайишчилар қатарида көк байрақ көтүргәнниму, көтүрмигәнниму, “шәрқи түркистанға мустәқиллиқ” дегәнниму, “аиләмни қоюп бәр” дегәнниму көргән болатти. Әгәр бу зиялий қилиниватқан давадин әтраплиқ хәвәрдар болған болса, давагәрләр ичидә пәқәт лагерлар һәққидила һәрикәт қилип башқа темиларда тохталмайдиған актипларниң барлиқини, һәтта сиясий шуарлардин хали “аилә нөвити” һәрикитиниң “милләт нөвити” һәрикитигә өзгәргәнликини билгән болатти.

Аптор “уйғурларниң көпи мустәқиллиқни халимайду” дегән баянида илһам тохтини мисалға алиду. Тоғра, илһам тохтиниң он йиллар бурун аптонумийәни тәрғип қилғанлиқи вә бир рай синаш қилғанлиқи раст. Мәзкур рай синаш бойичә көпинчә уйғурниң һәқиқи аптономийәни халиғанлиқиму әмәлийәт. Әмма у бундин 10 нәччә йил бурунқи реаллиқ. Илһам тохти у чағда хитай зиялилири билән дәрқәмтә олтуруп, хитайни қандақ демократийәләштүрүш һәққидә параңлишалайдиған дәвр иди. У чағда илһам тохти хитайда туруп дунядики даңлиқ мәтбуатлар билән ашкара сөһбәт қиливатқан иди, әсәрлири елан қилинип туратти, “‍уйғур биз” дегән тори очуқ иди. Ирқи қирғинчилиқ башланмиған чағда берилгән баянат, қилинған тәшәббус билән һаят маматлиқ пәйтидә чиқирилидиған қарар әлвәттә охшимайду. Бүгүн уйғурлар хитайлар билән биллә яшашни таллаш һалитидә әмәс, һаят маматлиқ доқмушида.

Аптор мақалидә тилға алған көк байрақ, шәрқий түркистан дегән уқумларниң вәтәндә етирап қилиниш-қилинмаслиқи бир киши ашкара санап мөлчәрлийәләйдиған мәсилә әмәс, әмма диққәт билән сәп салса уйғурниң турмушида изи тепилмас уқумларму әмәс. Мисалән, көк байрақ вә ақ юлтузниң рәңгидә сирланған ғулҗа өйлири, үрүмчидә нәччә миң кишилик путбол мәйданлирини толдурған “һурра” дегән хәтлик көк майка, уйғур мәсчитлиригә оюлған ай юлтузлуқ нәқишләр, үрүмчи зәргәрханилирида базарлиқ болған ай юлтузлуқ зириләр, бөк базарлирида сетилған ай юлтуз шәкли чүшүрүлгән доппа, пат-пат чиқирилип туридиған көк байрақ қатарлиқларниң һәммиси уйғурниң ай-юлтузлуқ байраққа болған сөйгүсиниң дәлили.

Апторниң шәрқи түркистан дегән сөзни терорчиларға бағлинип қалди, дәп вайим йәп кетишиму йетәрлик асасқа игә әмәс. Уйғур давасида йетәкчи орунда туруватқан тәшкилатлар шәрқий түркистан аталғусини қоллиниду. Бу сәвәблик уларниң бирәр дөләттики тәшкилий рәсмийәтлири терорлуққа четилип гуман қозғиған, тәптишләнгән әмәс. Бу аталғуни хитайдики хитайларниң терорға бағлап хата чүшинип қелиш мәсилисигә кәлсәк, буму артуқчә әндишә. Уйғур қирғинчлиқида тәшвиқат обйекти хитай ичидики хитайлар әмәс. Хитай һөкүмити хәлқини рәқәмлик түрмидики мәһбусларға айландуруп қойди. Уларниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә әркин дуняда болуватқан тәшвиқаттин бәһирлиниш пурсити интайин төвән. Униң үстигә бу тәшвиқатлар енгилиз тилида кетиватқан болғачқа уйғурни чүшәнгүси бар, там атлап хәвәр аңлайдиған ингилизчә билидиған хитайлар ақ қарини айрип болалайду.

Апторниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисини әслитип мустәқиллиқ тәлипиниң хитайниң игилик һоқуқи, земин пүтүнликигә тақишидиғанлиқини дейиши давадин бихәвәрликтин кәлгән. Б д т йиғинлириға уйғур тәшкилатлар бир дөләт салаһийити билән қатнашмайду. Б д т әмәс, һәр қандақ дөләт, һөкүмәт вә орган уйғурларни ашкара қобул қилғанда, шәрқий түркистан дөлитигә вәкил қилип көрүшмәйду. Қатнашқучиларму көк байрақни алдиға тикләп олтуруп көрүшмәйду. Шуңа хәлқара сәһнидә мустәқиллиқни тәрғип қилидиған тәшкилатларниң һәқсиз орунға чүшүп қелиш еһтимали наһайити төвән. Чүнки мушу күнгичә һеч бир хәлқаралиқ орган уйғур вәкиллиридин қачан мустәқил болидиғанлиқи һәққидә баянат тәләп қилип баққан йоқ.

Аптур мақалидә өзиниң зулумға учриғучи, әмма сүкүтни таллиғучи икәнликини оттуриға қойиду. Буниң сәвәбини у икки ноқтидин чүшәндүриду. Униңчә, бири хитайниң уруқ-туғқанларни гөрүгә еливалғанлиқи, йәнә бири һазирқи қаршилиқниң мустәқиллиқ һәрикити болғанлиқидин икән. Аптор уйғур давасиниң һәр бир һалқисини пүтүнләй мустәқиллиқ тәлипи дәп қариғанлиқи үчүн, болуватқан һәрикәтни мустәқиллиқ һәрикити дәп қарайду, һәмдә буни уйғур җамаитиниң сиясий қарашлардики һәр хиллиққа вәкиллик қилалмайду, дәп қарайду. Һәтта бәзи паалийәтчиләрниң қилғанлирини давани хирәләштүрүш вә талапәтлик дәп қарайду. Мәнчә бу уйғурдин, давадин өзини қачуруп пучлиниватқан бу бир түркүм уйғур сәрхилларниң өзини ақлаштики ортақ баһаниси болуши мумкин. Бу уларниң уйғур давасиниң һазир бир миллий давадин хәлқаралиқ даваға айланғанлиқини, уйғур давагәрләрниң давадики асаслиқ күч болуштин күчләрниң бири болушқа қарап өзгириватқанлиқини көрмигәнликидин болған болушиму мумкин.

Мустәқиллиқ тәлипи уйғур давасиға зиянлиқ болуши мумкин әмәс. Мустәқиллиқ тәләп әмәс, у б д т низамнамиси бекиткән һоқуқ, униң қануний исми “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи”. Мустәқиллиқ азатлиқни чиллаватқан уйғурниң дуняға тарқатқан, хәвәр күтүп олтурған тәклипнамиси әмәс. У барлиқ мустәмликә милләтләр еришкән, уйғурму еришишкә тамамән һәқлиқ болған һоқуқ. Мустәқиллиқ таллаш әмәс зөрүрийәттур. Мустәқиллиқ уйғурниң дунядин күтиватқан җаваби әмәс, хәлқара қанунлар бойичә қолиға алмақчи болған һоқуқи. Хитай б д т низамнамисигә имза қойған дөләт болуш сүпити билән мустәмликә қиливалған уйғур земинидин чекиниши, у топрақни һәқдарлириға қайтуруп бериши керәк. Б д т ға даимий әза әнгилийә хоңкоңдики мустәмликә һөкүмранлиқидин қандақ ваз кечип 150 йил кейин қандақ чиқип кәткән болса, хитайму 72 йил бурун бесивалған мустәмликәсидин шундақ ваз кечиши вә шундақ чиқип кетиши керәк.

***Мәзкур мақалидики көзқарашлар апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.