Бир нативан иди, қәһриман болди
2021.04.09
Уйғурлар һәққидә йеңи бир китаб йезилип оқурмәнләрни тәқәзза қиливатиду. Китабниң мавзуси “мукәммәл сақчи дөлитидә” дейилди. Китабни язғучи америкада базарлиқ китаблири билән даңқ чиқарған язғучи җәфри кәйн. Униң “йүксиливатқан самсуң” дегән китаби алдинқи йили амазонда бир қанчә һәптә базарлиқ китаблар тизимликидин орун алған иди. Бу китабиму базарлиқ болуши, һәтта бәлким филим қилип ишлиниши мөлчәрлиниватиду. Шуңа китабта йезилған бәзи тәпсилат вә кишиләрниң сирлиқ тутулушида бу сәвәбму бар.
Мән җәфри билән 2018-йили авғуст айлирида тонушқанидим. У түркийәгә уйғурлар һәққидә бир китаб йезиш үчүн кәлгән икән. У маңа алди билән китабқа киргүзүлмәкчи болған таһир һамутниң һаятини тәрҗимә қилишни тапшурди. Тәрҗимә җәрянида биз китабниң мәзмуни, тәркиби вә кимни баш тема қилишни мәслиһәтләштуқ. Мән мурәссәсиз өктичи, тиз пүкмәс һөрийәтчи, янмас азадлиқ күйчисидин бир киши намзат болса, дегән азуда идим. Әмма бу арзуюмни аптурға теңишим мумкин әмәс иди, әлвәттә.
Китабниң тәйярлиқи сентәбирдә башланди. Алди билән уйғур өктичилири қатаридики пәрқлиқ шәхсләрни зиярәт қилишқа башлидуқ. Америкада рушән аббас ханим җәфригә бирәйләнни тонуштурупту. У сабиқ гуәнтаму мәһбуси иикән. Җәфри алди билән китабни шу кишидин башлимақчи болди. Әмма мәзкур киши америка мухбири билән көрүшмәйдиғанлиқини җакарлиди. Мән җәфриниң қәтий турувелиши билән у киши билән көрүштүм, әмма җәфри билән мулақәттә болушқа қайил қилалмидим. Ундин кейин сүрийәдә турған бир қанчә яш билән көрүштуқ. Һәтта қайтип кәлгинигә һәптә болмиған бир уйғур билән биллә тамақ йегәнму болдуқ. Әмма немә үчүнкин җәфри улар билән қайта көрүшүшни арзу қилмиди.
Җәфри китабини 2017-йили мисирда йүз бәргән омумий тутқундин башлимақчи болғандәкму қилатти. Шуңа у аввал мисирға берипту. Бир уйғур қачқун билән көрүшүпту. Мән билән йүргән күнләрдә у мәзкур уйғурниң франсийәдә панаһлиқ тилиши үчүн материял һазирлишип бәрди вә шаһитлиқ хети йезип бәрди. Җәфри билән мисирда болған вәқә һәққидә узақ параңлаштуқ, әмма немә үчүнкин у китабни сабиқ әзһәрийләрдин башлап йезишни халимиди.
Җәфриниң тәлипи бойичә өмәр бекали билән һәптидин артуқ сөһбәттә болдуқ. Башқа лагер шаһитлири биләнму бирәр-икки нөвәт көрүшкән болдуқ. Мәнчә өмәр бекали билән әң тәпсилий параңлашқан язармән җәфри болған иди. Мәнму китабқа өмәр бекалиниң һаятини тема қилинса икән дәп арзу қилаттим. Өмәр бекалиниң ич-ичидин чиқирип һәр бир тәпсилатни инчикә сөзләшлири, униң һәм пичандики қамақхан һәмдә қарамайдики қамақханида өткүзгән һаяти, болупму униң җаза лагерлирида баштин кәчүргәнлири мушундақ бир китабқа баш персунаж болушқа лайиқ иди. Мәнчә биз көрүшкән кишиәләр ичидә униңдинму лаяқәтлик намзат йоқ иди.
Синтәбирниң ахириға кәлгәндә җәфри туюқсиз хитайниң түркийәдики җасуслуқ ториға қизиқип қалди. Униң билән җасуслуққа зорланған уйғурларни зиярәт қилдуқ, муңдаштуқ. Бу җәрянда хитайға ахбарат йүткүзүшкә мәҗбурланған бир уйғур билән достлишип қалдим. Бу киши бурун немә сәвәбтинкин маңа өч иди. У маңа қорқунчлуқ һақарәтләрни яғдуруп телефон қилған иди. Җәфригә тәрҗиманлиқ қилған бир қанчә күн ичидә униң билән достлишип кәттуқ. Бағри қан уйғур пәрзәнт дәрдидә писхикаси бузулуп, үссүйдиған йәр йоқ, маңа үссүп аччиқини чиқарған икән. Шундин кейин у актип паалийәтчигә айланди. Йүсүпҗан әмәт билән шу мәзгилдә көрүштуқ. Униң “анамни яндики сорақханида сорақ қилди, һәммини аңлап турдум” дәп йиғлап кәткини һелиму көз алдимда.
Җәфриниң хитайчә тәқиб системисиға қизиқип қелиши мени һәйран қалдурмиди. Чүнки бир чоң санлиқ мәлуматлар амбири, компйотерлашқан тутқун қилиш, сорақ қилиш вә анализ қилиш қурулмисиға таянған һәрикәт болмиғанда, милюнлиған инсанни тутуп, уларни җаза лагери, қамақхана вә түрмигә йоллап болуш мумкин әмәс иди. Дегинимиздәк бу қетимлиқ тутқунниң кәйнидә 2008-йилдин башлап хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 3-башқармиси тәтқиқ қиливатқан, уйғурларға қаритилған йүз тонуш, һәрикәт тонуш техникаси билән 2014-йилдики “үч әл” қурулуши нәтиҗисидә топланған учурлар вә синақ қилинған тәрбийәләш түзүминиң асаслиқ рол ойниғанлиқи мәлум болди. 2017-Йили мартта бир санлиқ мәлумат амбири қурулуп, һәммә йәргә йүз вә һәрикәтни пәрқләндүрәләйдиған камераларниң орнитилип тутулудиған кишиләрниң аптуматик ениқланғанлиқи мәйданға чиқти. Демәк, милюнлиған уйғур вә башқа түркий тиллиқ милләтләрни тутқини пүтүнләй сақчи әмәс, кадир әмәс, разветка әмәс, бәлки “бир гәвдиләшкән җәң суписи” дәп тәрҗимә қилишқа болидиған бир санлиқ мәлуматлар амбири болуп чиқти. Бу байқашлар лагерларни чен чүәнго тебәттин келип пәйда қилған дегән қарашниң, уйғурларни бастуруш “бәшинҗи июл” дин кейин күчәйди дәп қарашниң асассизлиқи мәлум болди.
Җәфри хитайниң тәқиб техиникасини яхши чүшиниш үчүн бир қанчә уйғур билән сөһбәтләшти. Болупму бу техникани хәлқара ахбаратқа изчил әң яхши анализ қилип йешип бериватқан бир уйғур компйотерчи буниңда һалқилиқ рол ойниди. Бу җәрянда уйғурға охшаш тутқунға учриған башқа милләт кишилириниң тутулушида уларниң исминиң уйғурларға охшаш болғанлиқи, уларниң уйғурлар билән қоюқ арилишип, уйғурлар баридиған мәсчитләргә берип, уйғур билән бир базарда тиҗарәт қилип, уйғурлар билән охшаш мәдәнийәттин бәһримән болидиғанлиқиниң сәвәб болғанлиқи ашкариланди. Чен чүәнгониң “адәмниң һиссяти бар, хаталишиду, әмма компйотир мәңгү хаталашмайду” дегән догма әқидиси уйғур билән мәнбәдаш түмәнлигән қазақ, қирғизларниң бешиға чиққанлиқи мәлум болди.
Җәфри китабиға кимни баш персонаж қилар? йил өрүлүп 2019-йил кирип кәтти. Җәфриниң кимни асас қилип язидиғанлиқи мәлум әмәс иди. Уни әнқәрәгә башлап берип бир қанчә яш зияли билән учраштурдум. Қизғин параңлаштуқ, меһман болуштуқ. Униң зади кимни язидиғанлиқи йәнила бир сир иди. Ахири мән униң китабини уйғурлардики пәрқлиқ қатламларниң һаятини йорутқан, болуватқан зулумниң кишиләрниң қәлбидики йилтизи, яриси вә зәрдаблирини баян қилидиған бир китап болидиғанлиқини тәхмин қилдим. Шундин кейин униңдин зади кимни язидиғанлиқини сорап, сүрүштә қилип кәтмидим.
Җәфригә ахирида тәвсийә қилғиним истанбулда яшайдиған шаир абдурһим парач иди. Абдуреһимниң хатириси аҗайип сүзүк иди. Униң авазлиқ сөһбитидә униң үч йиллиқ әмгәк билән өзгәртиштә өзгәрмигән ирадиси, қамақта өткән азаблиқ һаяти, таһир һамутниң уни чақирип ялғуз кишилик камерда иккәйләнниң 12-нуябир җумһурийәт күнини бирликтә хатирлиши, уларниң дөләт маршини пичирлап оқуп, қәһриман әҗдатларға сүкүттә турған вәқәлики бәкму тәпсилий сөзләнгән иди.
Мән түркийәдин айрилип бир йилдин ашқанда җәфридин туюқсиз телефон кәлди. Китаб тәйяр болған икән, мениң оқуп чиқишимни арзу қилидикән. Буни тасадипийлиқ дәй дәп турсам, китабниң почтидин әтиси қолумға тегиши техиму тасадипийлиқ болди. Китабқа мән тонуштурған мәшһур уйғур шаһитлар, җәңчиләр, җиһадчилар әмәс, лагердин чиққан бир нативан уйғур қизи талланған иди. Мени таллап қалса дегән тамайимму бар иди, бир йезилиш истикимму күчлүк иди, уму болмапту. Җәфри мениң баш қәһриманға бир исим қоюп беришимни сорапту. Бу қиз өз исминиң вәтәндикәләргә елип келидиған хәтирини тәкитләпту.
Бу китабта баян қилинған лагер шаһити бир намсиз қәһриман қиз болуп, қорқунчлуқ лагер һаятини баштин кәчүргән, әмма қорқуп түгүшүп, түгүлүп кәтмигән иди. Бу қәһриман қизниң мәктәптики, қамақтики, назарәттики, қутулуп чиққандин кейинки һаяти китабта наһайити тәпсилий баян қилинған болуп, бир уйғурниң мувәппәқийәт үчүн тирмишишлири, ата-ана вә қеридашлириға болған садақити, миллитигә, кәлгүсигә болған вападарлиқи, устази илһам тохтиға болған сеғиниши вә еһтирами пакитлиқ йорутулған иди.
Бу қәһриман уйғур қизи әмәлийәттә лагерлар һәққидә әң бурун мәлумат бәргүчи иди. У әркин асия радийосиниң синлиқ доклатида лагерларниң маһийитини паш қилған иди. У изчил гуваһлиқ бериштин ваз кәчмигән болсиму, кимлики ашкариланса нәччә йүз кишниң һаяти тәһдиткә учрайдиғанлиқи үчүн исми йошурун қалди.
Аптур китабтики намсиз қизға қандақ исим қоюшни мәслиһәт салғанда, мән “майсәм” дегән исимни таллидим, чүнки бу исим уйғурниң бостундики пәхирлик қизи, етираплиқ алимә, һармас дәвагәр майсәм мутәллипованиң исми. Бу исим 1760-йилларда манҗу-хитай таҗавузиға қарши тунҗи қозғилаңға рәһбәрлик қилғучи аял қәһриманниң исими, шундақла бу исим бир үмидниң, кәлгүсиниң, истиқбалниң исми иди.
Аптур җәфри кәйн бу китабни йезиш үчүн вәтәнгә барди, истанбулда бир йилдин артуқ издәнди, аңлишимчә, бир уйғур вилайитидә тутулуп қалғанниңму гепи бар, әмма ахири бу китабни йезип чиқти. Бу китапқа маслишип гуваһлиқ бәргән йүсүпҗан әмәткә, абдуреһим парачқа, өмәр бекалиға, таһир һамутқа, йәнә бир намсиз компйотер енжинери достумға вә баш пирсунаж майсәмгә чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән!
Уйғурлар һәққидә йезилған әң йеңи китап “мукәммәл сақчи дөлитидә” нәшир қилинип тарқитилишқа аз қалди. Китаб 29-июн рәсими тарқилиду.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.