Бу йиллиқ норуз пиғандики уйғурларға үмид бәхш әтмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.03.21
gollandiyede-noruz.jpg Муһаҗирәттики уйғурларниң норуз байримини қутлуқлаватқан паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 17-март, голландийә.
RFA/Gülchéhre

Норуз 2000 йилдин артуқ тарихқа игә қәдими байрам болуп, узун тарихтин буян бу байрам уйғур дияри, оттура асия әллири, иран, афғанистан вә түркийә қатарлиқ әлләрдә қутлуқлинип келинмәктә. Түркий вә парс тиллиқ милләтлиригә ортақ болған бу байрам һәр йили-3 айниң 21-күни, йәни әтиязлиқ күн билән түн тәңләшкән күндә өткүзүлүп келинмәктә. “норуз” парисчә сөз болуп, “йеңи күн” дегән мәнидә.

Норуз байрими уйғурларниң исламдин бурунқи әнәниви миллий байрими болуп һесаблиниду. Норуз байрими уйғур диярида қар-музлар ерип, ериқта сулар шилдирлап еқип турған, барчә һаятлиқ ойғинип, чечәкләр ечилған, нотилар бих сүрүп, иллиқ баһар шамили пүтүн мәвҗудийәтни сөйгән, деһқанлар йеңи йилни йеңи үмидләр биләр башлиған бир мәзгилдә йетип келиду. Бу байрам өз нөвитидә йәнә һаятлиқни тәнтәнә қилидиған, үмидини урғутидиған тәбиәт байримидур.

Уйғур дияридики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ түркий милләтләрдә норуз байримини қутлуқлаш омумлашқан. Норуз сорунлирида һәрқайси қериндаш милләтләр өзлириниң өрүп-адити вә яшаш усуллири вә ярқин мәдәнийитини намаян қилишиду.

Бу хасийәтлик күндә уйғурлар әң чирайлиқ кийимлирини кийишип, аилә бойичә мәһәллә-койларда, юрт-юртларда, дала-түзләрдә вә тәбиәт қойнида топлишип тәнтәнә қилишиду. Йиллардин буян гәрчә муһаҗирәттики уйғурлар аилиси, юрти, вәтинидики норуз шатлиқиға җөр болуш имканийәтлиридин мәһрум қалған болсиму, әмма уларму норузда бир йәргә җәм болуп норуз ешиға биллә еғиз тегишип, һал-муң ейтишип, вәтәндин айрилған җудалиқлириға тәсәлли тепишиду. Уларму норузни бир муһим паалийәт сүпитидә давамлаштуруп кәлмәктә. Бу уларниң ят әлләрдә уйғур кимликини сақлиши вә җамәтлирини раваҗландурушида муһим мунбәр болуп кәлмәктә.

Норуз байримини қутлаш әнәнисиниң әһмийити һәққидә көплигән мақалиләрни язған, әнгилийәдики мустәқил тәтқиқатчи әзиз әйса әлкүн әпәнди норуз байрими мунасивити билән зияритимизни қобул қилди. У норуз байриминиң муһаҗирәттики һәр бир уйғурға қайғуни күчкә айландуруш, мәйүслүкни ирадигә орун бәргүзүш вә уйғур миллитиниң мәвҗутлуқини намаян қилишта муһим роли барлиқини тәкитләп өтти.

Норуз байрими 20 дин артуқ дөләт вә районларниң миллий вә аммиви байримидур. 2010-Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий мәҗлиси тәрипидин “норуз байрими хәлқаралиқ байрам” дәп етирап қилинған. Һалбуки, норуз байримини әзизләп әвладму-әвлад давамлаштуруп кәлгән уйғур хәлқи һала бүгүнки күндә өз вәтинидә бу әнәниви миллий байрамни өткүзүш һоқуқидинму мәһрум қалмақта. Мәйли хитайниң һөкүмәт тор бәтлиридә болсун яки иҗтимаий таратқуларда болсун, уйғур дияридики уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң бу йил норуз байрими өткүзгәнликигә даир һечқандақ хәвәр йоқ.

Көзәткүчиләр, бүгүн гәрчә хитай һөкүмити уйғурларни лагерларға қамап, уларниң әнәниви мәдәнийити вә тилини пүтүнләй чәклигән болсиму, лекин норуз байримидин ибарәт бу әнәниви байрамни йоқ қиливетәлмәйдиғанлиқини тәкитлимәктә.

Хитай уйғур дияриниң чәтәл билән болған алақисини пүтүнләй чәклигәнлики сәвәблик аилиси, ата-аниси, қовм-қериндашлиридин пүтүнләй хәвәрсиз қалған муһаҗирәттики уйғурларниң гәрчә йүрики ләхтә-ләхтә болсиму, әмма улар норуз паалийәтлирини уюштуруш арқилиқ бир йәргә җәм болуп, бир биригә ғәмхан болушқа тиришиватқанлиқи мәлум. Иҗтимаий таратқулардин қариғанда, һәтта бәзи дөләтләрдә өткән һәптидин башлапла уйғур җамаити байрам тәнтәнисигә киргән болуп, норузлуқ мәхсус сәнәт кечиликлири өткүзүлмәктә икән.

Йеқинда явропадики бәзи дөләт һөкүмәтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң орунлаштуруши билән шиветсийә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрдә йиғинларға қатнишип, лагер мәсилисидә гуваһлиқ бериватқан тирик шаһит өмәр бекали бу қетимқи явропа сәпири җәрянида шу җайлардики уйғурлар өткүзгән бир қанчә норузлуқ паалийәтләргиму дахил болған икән. У өзиниң бу әһмийәтлик йиғилишлардин зор илһам алғанлиқини, күч вә үмидкә толғанлиқини ипадә қилди.

Америкадики верҗинийә шитатини мәркәз қилған уйғур җамаити үчүн илгирики йиллардикидинму чоң вә әһмийәтлик норузни қутлаш сорунини тәйярлаш ишлири билән мәшғул болуватқан америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзалиридин меһриай мәмтили ханимниң билдүрүшичә, 23-март шәнбә күни америкадики уйғурлар норуз паалийити өткүзидикән. Бу қетимлиқ норузни қутлаш паалийити уйғурларниң өрүп-адәтлири вә сәлтәнәтлик мәдәнийәтләрни намаян қилидиған бир әһмийәтлик сорун, һәр хил көңүл ечиш паалийәтлири арқилиқ қәлби яриланған қериндашларға хушаллиқ вә үмид беришни мәқсәт қилидиған меһри шәпқәт соруни болидикән.

Пүтүн дунядики уйғур вә норуз әнәнисини давам қилип кәлгән барлиқ қериндашларниң норуз байримини, йәни йеңи йил байримини чин дилимиздин тәбрикләймиз! бу йеңи йил хасийити билән һәр аилигә аманлиқ, асайишлиқ вә бәрикәт тиләймиз!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.