Чең гуаңчең: норвегийә һәргиз хитайға боюн әгмәслики керәк
2013.05.31
Норвегийәниң почта гәчлик гезити мухбири май ейида пуқралар һоқуқи күрәшчиси чең гуаңчеңни зиярәт қилғанда, у хитай һөкүмитиниң 2010-йили лю шавбоға тарқитилған нобел тинчлиқ мукапатиға қаттиқ наразилиқ билдүргәнликиниң өзила, бу һакимийәтниң қанчилик аҗиз икәнликини көрситип бериду, дегән.
Чең гуаңчең бу қетимқи зиярәттә йәнә, норвегийәниң орнидин дәс туруп хитайға қарши туруш мәҗбурийити барки, һәргизму қизиқтурушларға алданмаслиқи, бу интайин аҗиз вә ичи тар диктаторниң көңлини утуш үчүн урунуп көрмәслики керәк, дәп билдүргән.
2010-Йили норвегийә лю шавбоға нобел тинчлиқ мукапатини бәргәндин кейин, норвегийә билән хитайниң мунасивити интайин соғуқлишип кәткән иди. Икки дөләт оттурисидики сиясий мунасивәттә хитай өзиниң толиму соғуқ мәйданини билдүрүп, норвегийәни хитайдин ибарәт дунядики әң чоң сода базиридин мәһрум қалдуруп җазалиған иди.
Чең гуаңчеңниң ярдәмчиси арқилиқ елип берилған бу қетимқи зиярәттә, чең гуаңчең нобел тинчлиқ мукапатиниң интайин муһимлиқини тәкитләп мундақ дегән: мениңчә, бу мукапат тарқитилғандин кейин қолға кәлгән конкрет нәтиҗә шу болдики, хитайдики демократийини яқлайдиған кишиләр хәлқара җәмийәтниң хитайға көңүл бөлгәнликини көрди. Мениң пикримчә болғанда, бу мукапат ялғуз лю шавбо үчүнла әмәс, хитайдики демократийә үчүн хизмәт қиливатқан барлиқ кишиләр үчүнму интайин муһим. Бу мукапат дунядики тинчлиқ,охшаш қәдир - қиммәт вә иҗтимаий баравәрлик үчүн хизмәт қиливатқанларға интайин чоң ярдәм бәрди.
Мухбир: хитай һөкүмити бундақ қаттиқ наразилиқ билдүрүш арқилиқ қайси мәқсәткә йәтмәкчи?
Чең гуаңчең: хитай һөкүмити бундақ қаттиқ наразилиқ билдүрүш арқилиқ һечнәрсигә еришәлмиди, у бир уттурғучидур. Хитай һөкүмитиниң бирдин - бир еришкини болса, өзиниң һәқиқий әпти - бәширисини көрсәткини вә ичиниң интайин тарлиқини инсанларға ашкарилиғини болди.
Мухбир: норвегийә хитайниң тәләплирини қандуруши яки хитайдин кәчүрүм сориши керәкму?
Чең гуаңчең: әлвәттә ундақ қилмаслиқи керәк. Немишқа норвегийә кәчүрүм сориши керәккән?!
Мухбир: кичик дөләтләр, әһвал яманлишип чоңрақ ақивәт келип чиқиши көзгә көрүнүп қалған һаләттиму, йәнила хитайға қарши туруш вә инсан һәқлири һәққидә сөзләш имканийитигә игә болаламду?
Чең гуаңчең : биз мәйли бир милләт яки адәттики адәмләр һәққидә сөзлимәйли, қандақ бөлишидин қәтийнәзәр һәммәйлән өзиниң көз қаришини ениқ вә юқири авазда ипадә қилиши керәк. Сөз-пикир әркинлики болса инсан һәқлириниң әң асасидур.
Мухбир: норвегийә, хитай һөкүмитиниң шималий қутуп кеңишидә муқим назарәтчилик салаһийитигә еришиш үчүн сунған илтимасини қоллаш арқилиқ, хитайниң көңлини утмақчи болуватиду,бундақ усулни қоллинишни норвегийә тәрәп һәқлиқ дәп қарамду?
Чең гуаңчең: мән бундақ қилмаслиқ керәк дәп ойлаймән. Чүнки әгәр сиз бүгүн уларға бойниңизни әгсиңиз, әтиси улар сизниң бәлгичә игилишиңизни, өгүниси болса тизлинишиңизни тәләп қилиду. Диктаторларниң ачкөзлүкиниң чеки болмайду. Навада сиз уларға чимчилақ бармиқиңизни сунсиңиз, улар сизниң пүтүн қолиңизни тартиду. Хитайниң көңлини елишқа урунушниң өзи уларни техиму ачкөз вә адаләтсиз қилишқа илһамландурғанлиқ болиду.
2012- Йили әтиязда чең гуаңчең хитайдики америка әлчиханисиға панаһлиқ тиләп қечип киривалғандин кейин хитай билән америка оттурисидики дипломатик мунасивәттә сүркилишниң пәйда болушиға сәвәб болған иди. У һазир нюйоркта яшаватқан болсиму, лекин униң аилә әзалири йәнила хитайда зулум ичидә яшимақта.
Чең гуаңчең өзиниң вә аилисиниң нөвәттики әһвали һәққидә тохтилип мундақ дегән: мениң аиләм интайин яман ақивәтләргә учриди, мундақчә ейтқанда, бизниң төлигән бәдилимиз бәк көп болуп кәтти. Лекин мән шундақ қилишқа әрзийду дәп қараймән. Қачаники биз бир мәдәнийәтсиз җәмийәтни мәдәний җәмийәткә айландурмақчи болидикәнмиз, шүбһисизки, адәм бу җәрянда зор зиянларни тартиштин өзини қачуралмайду вә юқири бәдәл төләйду. Әгәр бәдәл төлигән киши мән болмисам, әлвәттә башқа бири болған болатти.
Мухбир : сиз пуқралар һоқуқи күришидә қолға кәлтүргән нәтиҗилириңиз үчүн көрсәткән тиришчанлиқиңизни қандақ тәсвирләйсиз?
Чең гуаңчең: нур кичик болсиму, у зулмәт қараңғуниң бағрини хәнҗәрдәк тилалайду. Хитайдәк ташқи көрүнүш җәһәттин күчлүк диктаторға кәлсәк, әмәлийәттә бу һакимийәт интайин аҗиз болуп, кичиккинә һәққаний сөзгиму бәрдашлиқ берәлмәйду, чүнки улар буниң нәтиҗисидә келип чиқидиған зәнҗирсиман инкаслардин интайин қорқиду. Мушундақ туруп немә үчүн пуқралар өз һаятидин шунчилик әнсирәйду, немә үчүн улар һакимийәттин шунчилик қорқиду?
Мухбир: тиришчанлиқ мукапатлинишқа әрзийду дәп қарамсиз?
Чең гуаңчең: әлвәттә шундақ. Һәрбиримизгә тәқсим қилинған һоқуқниң чеграси болмайду. Бәлким биз һәмишә көзлигән нәтиҗигә еришәлмәсликимиз мумкин, лекин биз қачаники җәмийәтниң тәшкил қилинишиға қатнашсақ, қиммәтлик һәссимизни қошалаймиз.
Төт йилдин бери явропа бирләшмиси билән хитай һөкүмитиниң шималий қутуп кеңишиниң көзәткүчилик салаһийити орниға еришишкә урунушини рәт қилинип кәлгән иди. Бу кеңәшкә әза болушқа қизиқидиған дөләтләрниң сани барғансери ешиватқан болуп, әзалар сани көпәймәктә.
Нөвәттә шималий қутуп кеңишигә әза дөләтләр канада, данийә, гринланд, финландийә, исландийә, норвегийә, русийә, шивитсийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдин ибарәт болуп, буниңдин башқа шималий қутуп чегра даириси ичидә яшайдиған алтә йәрлик милләт органлириниң вәкиллириму бу комитетниң әзалиридур.
Биз, норвегийә, хитай мунасивәтлири вә чең гуаңчеңниң мухбирниң соаллириға бәргән җаваблири тоғрисида сиясий паалийәтчи сәмәт абла билән сөһбәтләштуқ.