Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл әпәнди билән сөһбәт

Мухбиримиз нуриман
2021.06.16
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл әпәнди билән сөһбәт Америка хәлқара диний әркинлик комитети нури түркәл әпәндиниң 15-июндин башлап рәсмий һалда мәзкур комитетниң муавин рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқи елан қилди. 2021-Йили 15-июн, вашингтон.
USCIRF

Нури түркәл әпәнди 2020-йили май ейида америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим тәрипидин биваситә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссарлиққа тәйинләнгән иди. У хизмәткә чүшкәндин буян “дәвр” журнилиниң “дуняви зор тәсиргә игә 100 шәхс”, “байлиқ” журнилиниң “дунядики 50 нәпәр бүйүк йетәкчи” қатарлиқ тизимликлиридин орун алди. 15-Июн күни америка хәлқара диний әркинлик комитети нури түркәл әпәндиниң 15-июндин башлап рәсмий һалда муавин рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқи елан қилди.

Униңдин башқа йәнә нури түркәл әпәнди баш шитаби вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудирийитиниң рәиси, худсон институтиниң алий тәтқиқатчиси вә ташқи мунасивәтләр кеңишиниң әзасидур.

Нури түркәл әпәндиниң йеңи вәзиписи вә американиң уйғур мәсилисидә ойнаватқан муһим роли һәққидә төвәндә нури түркәл әпәнди билән өткүзгән сөһбитимиз диққитиңларда болсун!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.