Оғри “оғрини тутуңлар!” дәп варқириғанда

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.01.05
Мустафа ақйол: “ислам дөләтлиридә уйғурларниң ‛йетим‚ қалдурулуши ечинарлиқ бир әһвал” Ислам тәшкилатниң хитайниң әрәб-ислам әллири вә башқа мусулманлар җамаитигә юмшақ күч ишлитиштә әң чоң рол ойнаватқан орун икәнлики тоғрисида ишләнгән картон. 2020-Йили өктәбир.
Yettesu

Бүгүн әттигәндә хәвәр көрүветип, 2022-йили 27-декабир хитай “хәлқ тори” ниң уйғурчә сәһиписигә чиқирилған “әрәб дуняси немишқа американиң шинҗаңға алақидар ялған гәплиригә ишәнмәйду?” намлиқ мақалини учритип қалдим. Бу мақалидә әкс әттүрүлгән мәзмунлар йеқинқи йиллардин буян охшимиған учур вастилирида вә пәрқлиқ темиларда инглизчә, әрәбчә, хитайчә тилларда көп йезилғаниди. Әмма бүгүн буниң уйғурчә вариянтиниң елан қилинғанлиқини көрүп қизиқип қалдим. Хитайниң бу мақалини уйғурчә елан қилишиға қандақ зөрүрийәт туғулди? бу худди оғрилиқ қиливатқанда нәқ мәйданда тутулуп қалған бир оғриниң, хиҗил болмай “оғрини тутуңлар!” дәп варқириғинидәк иш әмәсму? әҗәба хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ қилмиған” вә буниң “американиң оюни” икәнликигә уйғурларниң өзини ишәндүрүшни мәқсәт қиливатамду?

Дәрвәқә, бу мақалә америкалиқ бир профессорниң “америка сүйиқәст вә ялғанчилиқ үстигә қурулған” дегән сөзи билән башланған болуп, уйғур ирқий қирғинчилиқини пүтүнләй инкар қилиш вә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” пүтүнләй “американиң оюни” дегән йәкүнни чиқириш билән ахирлашқаниди.

Мәзкур мақалидә йәнә америка қатарлиқ ғәрб әллириниң “уйғур мәҗбурий әмгики” мәсилиси сәвәблик, хитай маллириға чәклимә қоюшини “чәктин ашқан бимәнилик” дәп әйиблигән. Шундақла әрәб дөләтлириниң һәққанийәт тәрәптә туруп, хитайни күчлүк қоллиғанлиқи мәдһийәләнгән.

Ундақта, “уйғур мәҗбурий әмгики” мәсилиси реаллиқта мәвҗутму-әмәсму? америка қатарлиқ ғәрб дуняси растинла хитайни асассиз әйибләватамду?

“уйғур мәҗбурий әмгики” мәсилисигә алақидар әң күчлүк испатларниң бири, уйғур ирқий қирғиничилиқ мәсилисидики хәлқаралиқ нопузлуқ тәтқиқатчи адриан зензниң “нәнкәй доклати” дур. Мәзкүр доклатта хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өткән әсирниң 80-, 90- вә 2000-йиллардин кейин туғулған яшлирини “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида хитай өлкилиригә коллектип йөткигәнлики, йөткәлгәнләрниң аз дегәндә 30 киши, көп болғанда 50 киши бир гуруппа қилинип, коллектип тохтам билән хитай кариханилириға худдий мал өткүзүлгәндәк өткүзүлүп берилидиғанлиқи пакитлиқ оттуриға қоюлған. Униңдин башқа, мәзкүр доклатта йәнә хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғурларниң йөткәлгән орунлиридиму қаттиқ назарәт астида туридиғанлиқи, юртиға халиған вақитта қайтиш имканиниң йоқлиқиму оттуриға қоюлған. Униңдин башқа американиң ню-йорк шәһиридики йәр шари тәминләш зәнҗирини көзитиш ширкити болған алтана технологийә ширкити (Altana Technologies) 2022-йили 9-айда елан қилған бир доклатида, хитайдики бир милюнға йеқин ширкәтниң “уйғур мәҗбурий әмгики” гә четишлиқ икәнликини елан қилған. Булардин башқа һазирға қәдәр уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқиға аит ашкариланған испатлар интайин көп салмақни игиләйду.

Мәзкур язмида диққәт тартидиған йәнә бир ноқта шуки, у болсиму уйғурларниң нопус мәсилисидур. Униңда өткән 60 нәччә йилдин буян уйғур районида нопус миқдариниң үзлүксиз ашқанлиқи, уйғурлар нопусиниң 2 милюн 200 миңдин тәхминән 12 милюнға көпәйгәнлики, оттуричә өмриниң 30 яштин 74.7 яшқа өскәнлики тилға елинған. Шундақла американиң бу пакитларға көз юмуп, “уйғурлар ирқий йоқитишқа учраватиду” дегән “төһмәт” ни артип қойғанлиқи оттуриға қоюлған. У һалда реаллиқ зади немә? хитай мустәмликиси астида уйғурларниң нопусида зади қандақ өзгиришләр болди?

1953-Йил хитай һөкүмити тунҗи қетимлиқ “дөләтлик нопус тәкшүрүш истатистикиси” елип барған. Бу чағда уйғур елигә техи аптоном район нами берилмигән болғачқа, уйғур ели аталмиш “шинҗаң өлкиси” намида истатистикиланған. Шу қетимлиқ хитай дөләт истатистикисида “шинҗаң өлкисидики омумий нопус 4 милюн 873 миң 608 нәпәр. Буниң ичидә уйғурларниң нопуси 3 милюн 640 миң 125 киши болуп, омумий нопусниң 75 пирсәнтини тәшкил қилиду. Хитай нопуси болса 6 пирсәнтни игиләйду, қалғанлири болса башқа аз санлиқ милләтләрни тәшкил қилиду” дәп йезилған. Лекин уйғур елидики хитай нопуси 1953-йилидики 6 пирсәнттин, қандақларчә 2020-йилидики уйғур елидики омумий нопусниң 42.24 Пирсәнтини игиләйдиған һаләткә көпәйгәнлики һәққидә мәлумат берилмигән. Шундақла уйғурлар нопусиниң әслидики (хитай истатистикисидики) омумий нопусниң 75 пирсәнтини игиләйдиған нисбәттин 2020-йилидики аталмиш 7-қетимлиқ “хитай дөләтлик нопус тәкшүрүш истатистикиси” да 44.96 Пирсәнткә чүшүп қелишидики түп сәвәбләр һәққидиму һечқандақ чүшәнчә бәрмигән.

Әмма реаллиқ шуки, хитай мустәмликиси астида уйғурлар 1953-йилидин кейин уйғур елиниң асаслиқ аһалиси болуштәк алаһидиликини хитай нопусиниң шиддәт билән копийиши сәвәблик йоқатқан.

Гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидики хитай нопусиниң көпийишини тәбиий көпийиштин әмәс, бәлки хитай көчмәнлири сәвәблик көпийиш дәп пәрдазлисиму, лекин хитай нопуси нөвәттә уйғур нопуси билән тәң нисбәтни игилигәнлики бир реаллиқтур.

Адриан зенз 2020-йили елан қилған “нәнкәй доклати” диму, уйғур нопуси әң көп олтурақлашқан җәнубтики үч вилайәт бир областтики уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртиш вә уйғур нопусини хитай өлкилиригә пүтүн күч билән тарқақлаштуруштики мәқсәтниң, уйғурларни хитайлар арисиға худдий қум чачқандәк чечип, сиңдүрүветиш икәнлики ениқ тилға елинған. Шундақла хитай өлкилириниң уйғур районидин йөткәп апирилған уйғурларни “хәтәрлик адәмләр” қатарида көрмәстин, қобул қилиши керәклики, йөткәлгән уйғурларниң һечқандақ сиясий арқа көрүнүшкә игә болмиған уйғурлар икәнлики, уларниң йөткәлгән җайларда бир туташ айрип башқурулидиғанлиқи, шуңа хитай өлкилириниң бихәтәрликигә тәһдит кәлтүрмәйдиғанлиқи, бу вәҗидин хитай өлкилириниң өз һөкүмитиниң бу сияситини қоллиши керәклики, әксичә болғанда уйғурларни “җуңхуа миллити” гә сиңдүриветишниң мумкин әмәслики тәкитләнгән.

Дәрвәқә, хитай һөкүмити уйғурларниң нопус қурулмиси өзгәртиш пиланини уйғур елини мустәмликә қилғандин тартипла башлиған вә ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин бу қәдәмни тезләштүргән. Шуңа мәйли уйғурларниң нопуси хитай мустәмликиси астида қанчилик көпәйгән болсун, уйғур елида уйғур нопусиниң үстүнлүк орниниң йоқилишиниң өзила, хитайниң уйғур нопусини вастилиқ һәм қәстән азайтқанлиқиниң полаттәк испати болалайду.

Мәзкур язмида оттуриға қоюлған йәнә бир ноқта, уйғур мәсчитилиригә алақидар мәсилиләрдур. Йәни хитай һөкүмити уйғур елида һазирға қәдәр 24 миң 400 мәсчитниң барлиқи, бу сан һәр 530 нәпәр мусулманға бир мәсчитниң тоғра келидиғанлиқини испат сүпитидә оттуриға қойған. Шундақла буниңға асасән уйғурларниң диний һәқлириниң хитай мустәмликиси астида толуқ капаләткә игә қилиниватқанлиқиниң дәлили қилип көрситишкә урунған.

Әмма уйғур елидики мәсчитләр қачандин буян пәйда болған? хитай мәбләғ аҗритип селип бәргәнму? уйғурларниң ислам диниға етиқад қилидиған бир хәлқ икәнликини билидиған вә исламий маарипқа еһтияҗи барлиқини билидиған хитай һөкүмити, уйғурларниң исламий маарипиға қанчилик көңүл болди?

Хитай хәлқ университетиниң санлиқ мәлумат амбирида елан қилинған “ислаһат-ечиветиштин кейинки базар игилики вә милләт-дин ишлири мунасивити” намлиқ доклатта, 1949-йиллири уйғур елиниң қәшқәр вилайитидә мәсчидләрниң сани 12 миңдин ашидиғанлиқи, әмма 1957-йилиға кәлгәндә бу санларниң 5000 ға чүшүп қалғанлиқи, таки 1966-йилиғичә шу санни сақлап қалғанлиқи тилға елинған.

Мәлумки, өткән бир қанчә йилда хитай һөкүмити уйғур елидики мәсчитләрни чеқиш, бузуш, өзгәртиш қатарлиқ қилмишларни садир қиливатқанлиқиға даир нурғун испатлар ашкариланди. Бу һәқтә әркин асия радийоси уйғур бөлүми мәхсус сүрәтлик хәвәр елан қилип, уйғур дияридики чеқилған яки йоқитилған мәсчитләрниң гогол хәритисидики орни, нами, чеқилған вақти қатарлиқ тәпсилий мәлуматларни дәлил-испатлар билән көрсәтти.

Дәрвәқә, уйғур елидики мәсчитләр хитайниң аталмиш диний әркинликни “қоллиған вә һөрмәт қилған” лиқи сәвәблик көпәйгән болмастин, бәлки 1949-йилидин бурунла һазирқи санда мәвҗут болған. Хитай коммунист ишғалийитидин кейин, болупму “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә уйғур дияридики мәсчитлириниң көп қисми бузғунчилиққа учрап, сани зор дәриҗидә азайған. 1980-Йилларда уйғурлар өзлириниң иқтисадий билән мәсчитләрни тез сүрәттә әслигә кәлтүргән. Әмма ши җинпиң дәвригә кәлгәндә уйғурларниң өз иқтисади билән барлиққа кәлтүргән мәсчитлири хитай һөкүмити тәрипидин йоқитилиш қисмитигә дуч кәлди. Униңдин башқа, хитай мустәмликиси астида уйғурлар әзәлдин ислам дини маарипини йолға қоюш, ислам дини маарипида тәрбийәлиниш, ислам динини пәнний маарип билән охшаш шәкилдә тәрәққий қилдуруш шараитиға еришәлмиди. Уйғурлар өзлириниң диний етиқадини пәқәтла барғансери азийип кетиватқан мәсчитләрдә, җамаәт ичидики диний өрп-адәт сорунлирида яки әнәнивий турмуш адәтлири вә аиливий муһитта давамлаштурушқа мәҗбур қилинди. Бу һәқтә илһам тохти әпәнди әйни вақитта бир қисим тәтқиқатларни елип барған вә хитай һөкүмитигә уйғурларниң диний маариптин бәһримән болуш шараитини һазирлап беришиниң зөрүрлики һәққидә тәклип бәргәниди. Әмма хитай һөкүмити илһам тохтиниң мәзкур тәклиплирини аталмиш “үч хил күч” төһмитигә бағлап, “дөләтни парчилаш җинайити” билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилғаниди.

Хуласә қилғанда, хитайниң аталмиш “пакит” дәп ативалған асассиз ялғанлири вә дуняни алдаш үчүн елип бериватқан сиясий тәшвиқатлири, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқидәк бүгүнки бу аччиқ реаллиқни йошуралмайду. Шундақла хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртида елип бериватқан бир қатар сиясий тәшвиқатлири, хитайниң йиллардин буян уйғурларниң нопусиға, милләт кимликигә, диний етиқадиға вә уларниң хәлқара қанунлардики барлиқ һәқ-һоқуқлириға изчил зиянкәшлик қилип келиватқанлиқидәк инсанийәткә қарши җинайәтлирини әсла юялмайду!

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.