Чатақ шу чағда қайнайду

2021.03.29
Германчә мәтбуатлар хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лири билән толуп ташти Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Бир хәлқаралиқ тәшкилатниң хадими билән йерим күнлүк муназирини аяғлаштурдум. Бу сөһбәтниң җаваби “мән билән муназирәләшкиниң үчүн рәһмәт, һәммә җәһәттә охшаш қарашта болушимиз биһаҗәт” дейилип ахирлашти, йерим күнлүк вақтим бикарға кәтти. Мән тоғрилиқини тәрғиб қилған пикир наһайәт қобул болмиди.

Мәзкур хәлқаралиқ тәшкилат билән һәмкарлиқим 2017-йили омуми тутқун йеңи башланғанда қурулған иди. Шундин буян доклатларниң пакит топлаш, пакитларни дәлилләш қисмиға ярдәмләштим. Уйғур һәққидә тәйярланған доклатлар үчүн гуваһчи издәш, тәрҗиманлиқ қатарлиқ ишларни тийнсиз қилип кәлдим. Тәлийимгә тәклиплирим қобул қилинди, тәләплирим һәқлиқ болғачқа орунланди, әмма бүгүн?

Муназирә бу қетим йезилмақчи болған доклаттики “шинҗаңдики мусулман азсанлиқлар” дегән уқумға қошулмаслиқим билән башланди. Бурунму мән бу уқумни өзгәрткүзгән, тәклипим қобул қилинғаниди. Мубарәк миллитимниң намини “шинҗаңдики мусулман азсанлиқлар” дегән намниң орниға яздурған идим. Бу қетим ундақ қилишқа унимиди. Уйғур вә қазақ паалийәтчиләр мәзкур хадим билән көрүшкәнмиш, болуватқан зулумни “уйғур қирғинчилиқи, уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” дейишкә улар қаршилиқ билдүргәнмиш, шуңа “шинҗаңдики азсанлиқ мусулманлар” дейишни қарар қилишқанмиш.

Мән бу қарарға наразилиқ билдүрдүм вә “мениңчә уйғурниң кәйнигә чоқум бирәр сөз қошуш зөрүр болса “йәрликләр” дейилсә мувапиқлиқини, бундақ дейиштә мәқсәт йәрлик болмиған хитайларға қаритилғанлиқини тәкитлидим. Уйғур дейилгәндә мусулманлиқму, уларниң райондики йәрликликиму әкс етидиғанлиқини има қилдим. Уйғурдин башқа зулумға учраватқан милләтләрни доклатниң мавзусиға қошулса узурап кетиду, дейилсә доклатниң мәзмуниға киргүзүлсә болидиғанлиқини, лекин мавзуни “шинҗаңдики мусулман азсанлиқлар” дейишкә болмайдиғанлиқини, чүнки бизниң хитайға асанлиқ туюлған билән земинимизда көп санлиқ, түврүк милләт икәнликимизни чүшәндүрдүм. Буни хитай қануниниңму етирап қилғанлиқини билдүрдүм.

Аримизда муназирә мундақ болди. 1. Соал: силәр елимизниң исмини хитайлар атайдиған рәсмий исим билән “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәйсиләр, буниңға қазақ паалийәтчиләр қаршилиқ қилса өзгәртәмсиләр? өзгәртәләмсиләр? җаваб: яқ буни өзгәртәлмәймиз, чүнки хитайниң мәмури бирликини вә шу бирликниң мәмурий һоқуқини йүргүзгүчи гәвдини өзгәртидиған һоқуқимиз йоқ. Хәлқара қанун бойичә бизниң доклатимизда униң исми хитай дөлити қойған исим билән бирдәк болуши керәк, биз буни бузалмаймиз.

Хош, силәр хитайниң мәмури бирликини, шу районда мәмурийәтни йүргүзгүчи милләтни өзгәртәлмәйсиләр. Бу йәрдики “шинҗаң” дегән йеңи мустәмликә дегән сөз, уйғур дегән шу мустәмликә районни башқуруш һоқуқиға игә хәлқниң намини көрситиду. Бу йәрдә уйғурдин башқа қазақ, қирғиз, моңғул, таҗик вә шибә дегән милләтләр бар. Уларниңму йәрлик аптоном органлири бар, әмма районда мәмурийәткә вәкиллик қилидиған милләт уйғур, хитай уйғурни вәкил қилип аптономийә(‍игидарлиқ, земиндарлиқ һоқуқи) ни етирап қилған. Һоқуқ йүргүзүлидиған милләтни уйғур дәп тән алған. Бу йәрдә аптономийәгә игә барлиқ милләтләргә вәкиллик қилған исим уйғур. Шуңа уйғур дегән бу исим барлиқ милләтләрниң хитай аптономийә қануни етирап қилған омуми нами, омумлаштурулған кимлик, коллектип кимлики болуп һесаблиниду. Бу худди қазақистанда йүздин артуқ милләт, оттуз пирсәнт орус болсиму қазақ кимликиниң омумлаштурғучи кимлик, коллектип кимлик болуп қалғиниға охшайду. Бу худди өзбекистанда земинниң йеримини игиләйдиған қара қалпақ аптономийә җумһуриийити болсиму, өзбекистанда өзбек-қарақалпақ кимлики коллектип кимлик қилинмай өзбек кимлики коллектип кимлик қилинғанға охшайду. Германийәдиму үч милйонға йеқин түрк бар, уларниң ортақ кимлики герман, уларму һеч қачан бу исимни талаш тартиш қилип олтурған әмәс.

“дегиниң тоғра, әмма сән ундақ дегән билән уйғурлар арисидиму уйғур дегән исимниң вәкиллик характеригә гуман қилидиғанлар көпкән, улар мундақ дейилсә қазақларни, қирғизларни нәзәрдин сақит қилғанлиқ болиду, дәп қарайдикән. Биз земинни шинҗаң, хәлқни уйғур десәк улар земинни шәрқи түркистан, хәлқни шәрқи түркистан мусулманлири дейиш керәк, дәп бизгә шикайәт язди, шуңа биз оттура йолни таллап, қирғиз, қазақларниму нарази қилмаслиқ, уйғурлар ичидики барлиқ йәрликләрни мусулман дәп тонуйдиғанларниңму қаришиға һөрмәт қилиш үчүн шинҗаңдики мусулман азсанлиқлар дәп ишлитишни қарар қилдуқ, мушу исим һәммини өз ичигә алидикән, араңлардики кимлик талаш тартишиниму һәл қилидикән” деди, мәзкур хадим сөзүмгә қайил болмай. Буни аңлап хәт бесиватқан бармақлирим титрәп кәтти.

Муназирә созулуп кәтти, мән бу темиға хелидин буян тәйярлиқта болғиним ‍үчүн мәзкур хадимни асаслар билән бомбардиман қилдим, тартишмақ бир чүштин кейинлик вақтимни хараб қилди. Ахири һелиқи хадим “исим муһим әмәс, болуватқан қирғинчилиқни тохтитиш муһим, болмиса сәнму пикриңдә қал, мәнму хизмәтни давам қилай” дәп тохтап қалди. Мән “мәнчә қирғинчилиққа исим қоюшта иккилиниш биһаҗәт, америкада “уйғур кишилик һоқуқ қануни”, “уйғур мәҗбурий әмгәкни чәкләш қанун лайиһәиси”, “уйғур мәҗбурий әмгәкни ашкарилаш қанун лайиһәси” бар. Бу қоюлуп болған вә етирап қилинған хәлқаралиқ исим, мана бу зулумға исим қоюшниң әң мукәммәл үлгиси. Алдимизда мушундақ үлгиләр түрса силәр бир қанчә гуруппа уйғурниң вә бир гуруппа қазақ паалийәтчиниң гепи билән ирқи қирғинчилиқни, дини бастуруш дәриҗисигә чүшүрүп, йәрлик, һоқуқлуқ милләтни “аз санлиқ дини гуруппа” дәриҗисигә чүшүрүп қойсаңлар мувапиқ әмәс” дедим. Мәзкур хадим, чирайлиқ рәхмәттин башқини демиди. Бир хаман алғудәк вақитта нәтиҗисиз талашқиним җенимни сиқти.

Мән йүзлинишимиз керәк болған бу вәзийәт һәққидә ойлинип қалдим. Нәччә вақиттин буян ички мәсилимиз болуватқан, һеч болмиғанда маңа шундақ билингән “уйғур-шәрқи түркистан”, “қазақ-уйғур” ға аит талаш тартишлар аримздин өмиләп чиқип хәлқара тәшкилатларға қәдәр кеңәйгән иди.

Бу мәсилидики түгүнни йәшмәк үчүн дәва сепидикиләр билән сөһбәт қурдум. Болупму “уйғур кишилик һоқуқ қануни” һәққидә америкида турушлуқ рәһбәрләрдин пикир алдим. “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” сунулуш алдида әсли исим “шинҗаң кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” дейилгәникән. Чоңларниң кәскин туруши нәтиҗисидә бу йәрдики “шинҗаң” аһанәтлик сөзиниң орнида уйғур дегән мубарәк исим җилвә қилипту.

Уйғур дегән бу исимда чиққан қанун америка юқири палатаси вә төвән палатасида тәстиқланған билән, шу қанун бойичә ‍өзини қоғдиши керәк болған уйғурниң дили бу исимни муназирисиз тәстиқлимиса, талаш-тартишсиз етирап қилмиса, мурәссәсиз қоғдимиса болмайдиғандәк туратти. Мәнчә чатақниң мәнбәси пәрқлиқ пикирдә әмәс иди. Чатақниң чоңи милләтниң исмини тоғра аташқа, өзиниң кимликини тоғра етирап қилишқа, өзиниң шәхси қаришини милләтниң истиқбалиға бойсундурушқа бағлинип қалғандәк қилатти.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.