Хитайниң өй-мүлк саһәсидики кризисниң чоңқурлишиши немидин дерәк бериду?
2022.08.31
Йеқиндин буян хәлқаралиқ ахбаратларда хитайда йүз бериватқан өй-мүлк кризиси вә шундақла хитай иқтисадида көрүлүватқан чекиниш диққәт қозғашқа башлиди. Мәтбуатлар хитай иқтисадиниң һәр вақит партлаш алдида турған бир бомбиға айлинип қалғанлиқини мулаһизә қилишмақта.
Әнглийәдә чиқидиған “муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, хитайдики өй-мүлк базирида көрүлүватқан кризис әслигә кәлтүргүсиз һаләттә болуп, у бәлким дуняда тарихтин буянқи әң чоң өй-мүлк кризиси болуп қелиши мумкинкән. Шуниң билән биргә, хитайниң иқтисадиму өй-мүлк кризисидин башқа йәнә, хитайниң интайин кәскин вирусни контрол қилиш сиясәтлири, һаваниң зиядә иссип кеـтиши кәлтүрүп чиқарған електр енергийәси вә йемәкликтики қислиқ қатарлиқлар түпәйлидин касатлишишқа башлиған.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң хуавей ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари рен җеңфий қилған бир сөзидә қийин күнләрниң техи алдида икәнликини агаһландуруп: “иқтисадтики бу касатчилиқниң тәсирини кәлгүси он йилда һәммә адәм һес қилиду,” дегән.
Америка дөләт мәҗлиси, һөкүмәт вә башқа сиясий ишларни хәвәр қилидиған “төпилик” (The Hill) гезитиму хитай иқтисади һәққидики мақалисидә хитай иқтисадида көрүлүватқан бу давалғушниң интайин җиддийликини баян қилған. Мақалида мундақ дейилгән: “русийәниң дәһшәтлик уруши мәтбуатларда баш тема болған болсиму, бирақ хитайниң күнсери күчийиватқан қәрз кризиси нәзәрдин сақит қилинип кәлди. Вәһаләнки, у, дуня иқтисадиға чоңқур сәлбий тәсирләрни елип келиду. Қисқиғинә оттуз йил ичидә, бейҗиң американиң пүткүл нопусидинму чоң оттура буржуазийә (middle class) синипини шәкилләндүргәниди. Әмма һазир нурғун хитайлар вәйран болушқа дуч кәлмәктә. Хитайниң дөләт ичидики өй-мүлүк көпүки тәртипсизлик сәвәбидин бузулуп, оттура қатламдикиләр көпинчиси вәйран болди.”
Хәвәрләрдә ейтилишичә, хитайниң туралғу өй базири өткән 20 йилда зорийип маңған болсиму, әмма һазир өй баһалири төвәнләшкә, өй игилири пүтмигән өйләргә рәнилик қәрз төләшни рәт қилишқа башлиған, сетиливатқан өй-мүлүкләр бу йил 40 пирсәнт азийип нәтиҗидә қурулуш йәр сетиш киримигә тайинидиған йәрлик һөкүмәтләр паләч һалға чүшүп қалған. Хитайниң йәнә бир бәлвағ бир йол қурулуши бойидики қәрзини қайтуралмайдиған намрат дөләтләрдин алидиған бир тирилйон доллар қәрзи бар болуп, хитайниң дөләт ичи вә сиртидики мушундақ қәрзлирини йиғқанда у хитайниң йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 275 пирсәнтигә тәң келидикән, американиң қәрз соммиси болса бу йил йиллиқ ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 98 пирсәнтигә тәңлишиши мөлчәрләнмәктикән.
Америкадики кор аналитик тәтқиқат мәркизи қурғучиси доктор андерс кор хитай иқтисадида көрүлүватқан бу давалғушниң хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң хата сиясәтлиридин кәп чиққанлиқини билдүрди. У радийомизға елхәт арқилиқ қилған сөзидә мундақ дегән: “2009-йилдин буян хитайниң ташқи перевот записи импорт тәлипигә селиштурғанда йеримдин көпрәк төвәнлиди. Хитайдики бәзи банкилар вәйран болуп, намайишларға йол ечиватиду. Булар һәммиси, ши җинпиңниң хата сиясәтлиридин келип чиққан мәсилиләр. Мәсилән, америка билән дүшмәнлишиш нәтиҗисидики иқтисадий айрилишлар, ковид юқуми санини нөлгә чүшүрүш, мүлүк тәрәққият ширкәтлиригә қәрз беришни туюқсиз кемәйтиш вә башқа апәт характерлик иқтисадий сиясәтләрдин кәп чиқти.”
Дәрвәқә, хәтәрләрни анализ қилидиған “Teneo” ширкитиниң директори габриел вилдавму “әлҗәзирә” телевизийәсигә қилған сөзидә һазирқи бу кризисни сиясәт кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән. У: “хитайниң һазир дуч келиватқини сиясәт кәлтүрүп чиқарған кризис. Йәни, йеңи сиясәт бойичә һөкүмәтниң қурулуш қилғучи ширкәтләргә қәрз бериштики чәклимиләрни кәскинләштүрүшиниң биваситә нәтиҗиси” дегән.
Әслидә, хитай һөкүмити иқтисадниң өй-мүлк содисиға һәддидин зиядә тайинип қелиштәк әһвални өзгәртиш мәқситидә 2020-йили 8-айдин башлап “үч қизил сизиқ” сияситини йолға қойған бирақ, бу сиясәткә асасән қурулуш ширкәтлириниң қәрз елиши қаттиқ қийинлишип кәткән, нәтиҗидә қәрзгә тайиниш әһвали еғир болған қурулуш саһәси бирдинла нәқ пул кризисиға дуч кәлгән. Өткән 12-айда хитайдики әң чоң қурулуш ширкити болған евиргранде (Evergrande) банкиға қәрз өсүмини төлийәлмигән, узун өтмәй кәйса горуһиму (Kaisa Group Holdings) шундақ болған.
Японийәниң “никкей асия” гезити болса хитайдики вәзийәтни мундақ дәп шәрһлигән: “хитайниң қәрз бомбиси партлашқа тәйярдәк қилиду, нурғунлиған ишарәтләр қәрзни һесаблайдиған вақитниң кәп қалғанлиқини көрситип турмақта”.
Юқиридики ахбаратлар һәммиси бирдәк, хитайда көрүлүватқан бу кризисниң хитай мәркизи һөкүмитиниң қәрзни контрол қилишни күчәйтиши, қаттиқ қоллуқ нөл юқум тәдбирлири һәм шундақла йәнә униң русийәниң таҗавузчилиқини қоллаштәк сиясәтлири кәлـтүрүп чиқарғанлиқини, нөвәттә америкадин явропағичә, японийәдин корейәгичә болған дөләтләрниң тәминләш зәнҗирлирини йөткәп хитайға беқинип қелишқа хатимә беришқа алдираватқанлиқини, шуңа алдимиздики йилларда хитай иқтисадиниң техиму касатлишидиғанлиқини мулаһизә қилишқан.
Бәзи тәһлилчиләр хитайниң өй-мүлк базирида көрүлүватқан кризисниң йәршари характерлик тәсири болидиғанлиқини илгири сүрсиму, әмма хоңкоңдики “Natixis” тәтқиқат мәркизиниң асия тинч окян иқтисадшунаси аликя гарсия-херреро “әл-җәзирә” телевизийәсигә қилған сөзидә: “хитайниң өй-мүлүк тәрәққият ширкәтлириниң чәтәлдики қәрзи бир қәдәр аз болғачқа, униң дуня иқтисадиға америкадики лехман ака-укиларниң өй-мүлк гуруһиниң йимирилишидин келип чиққан пул-муамилә кризисидәк тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини” ейтқан. У мундақ дегән: “дуня иқтисадиниң бәштин бирини игиләйдиған хитай иқтисадиниң ешиш сүритиниң астилиши әлвәттә йәршари иқтисадиниң ешишиға тәсир көрситиду. Бирақ бу тәсир йәршари иқтисадиниң ешиш сүритигә мунасивәтлик болуп, һәргизму иқтисадий тәсир әмәс.”
Доктор андерс кор әпәндиниң қаришичә, хитай иқтисадиниң касатлишиши гәрчә йәршари иқтисадиниң ешиш сүритигә тәсир көрсәтсиму, әмма дуняниң тинчилиқи үчүн пайдилиқ икән. У елхетидә мундақ дәйду:
“хитай иқтисадиниң астилиши дуняға пайдилиқ. Чүнки у тәрәққият вә содини қорал қиливалған, русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқини қоллиған, тәйвәнгә тәһдит селиватқан хитай компартийәсини аҗизлаштуриду. Хитайниң иқтисади қанчә аҗиз болса хитай компартийәсиниң йәршаридики тәсириму шунчә аҗиз болиду. Шундақла униң армийәсиму аҗизлишиду.”
Мәлум болушичә, хитай мәркизи һөкүмити өй-мүлк саһәсидики бу кризисни оңлаш үчүн бир қисим тәдбирләрни қоллиниватқан болсиму, көзәткүчиләр бу тәдбирләрни йетәрлик, дәп қаримайдикән.
Хәтәр анализ ширкити “Teneo” ниң директори габриел вилдавму “әлҗәзирә теливизийәси” гә қилған сөзидә хитайдики сиясәт бәлгилигүчиләр һазир өй-мүлүк саһәсидики зәрбисини давамлаштуруш керәкму яки иқтисадни қоғдап қелиш үчүн бу ‛үч қизил сизиқ‚ сияситидин йенивелиш керәкму, дегән қийин соалға дуч келиватиду. Әгәр улар иқтисадни қутқузимиз дәп кәйнигә янса сияситиниң хаталиқини қобул қилғандәк иш болиду.” дегән.
У йәнә чүшәндүрүп, бу худди ши җинпиң дегән “юқумни нөлгә чүшүрүш сиясити” ниң “иқтисадқа еғир зиян селиватқанлиқини көрүп туруп кәйнигә яналмиғанға охшаш иш”, дәп тәкитлигән.
(The Hill) Гезитидики мақалиниң аптори (Diane Francis ) болса хитай иқтисади һәққидики мақалиси ахирида “ши җинпиңниң иқтисадий сиясәтлириниң яхши болмиғанлиқини һәмдә униң барлиқ ғәрблик херидарлириниң дүшмини болған путинға садақитини ипадилигәнликини бирләштүрүп қариғанда хитайниң кәлгүси бәк парлақ болмайла қалмай, бәлки апәт характерлик болуши мумкин” дәп хуласә қилған.