Пакистандики хитай әлчиханиси бир қисим уйғурларға қишлиқ маддий әшяларни тарқитип бәргән

Ихтияри мухбиримиз қутлуқ
2016.11.28
pakistan-chinese-embassy-uyghur Пакистандики хитай әлчиханиси биртүркүм содигәрләргә, җүмлидин бир түркүм уйғурларға сөз қилмақта
Photo: RFA

24-Ноябир хитайниң пакистан исламабадтики әлчиханиси пакистандики бир қисим уйғурларни әлчиханигә чақирип уларға қишлиқ маддий әшяларни тарқитип бәргән вә уйғур елидин алаһидә тәклип қилинған муқам ансамбилиниң сәнәтчилириниң сәнәт номурлирини көрсәткән.

Пакистандики хитай әлчихансиниң тор бетидә көрситилишичә, исламабаддики хитай әлчиханиси равалпинди шәһири вә гилгит тағлиқ районида олтурушлуқ бир қисим уйғурларға  қишлиқ маддий әшя буюмлирини тарқитип бәргән. Тор бетидә дейилишичә, паалийәттә үрүмчидики муқам ансамбилиниң сәнәтчилири сәнәт номурлирини көрсәткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, паалийәттә хитай әлчиси суң вейдуң хитай билән пакистан дипломатик мунасивәт орнатқан 65 йилдин буян қолға кәлтүргән бир қисим нәтиҗиләр тоғрисида тохталған. У шундақла хитай-пакистан мунасивәтлиридә хитай һөкүмитиниң пакистанда яшаватқан уйғур муһаҗирлириға һәр тәрәптин изчил көңүл бөлүп келиватқанлиқини тәкитлигән.

Хитай әлчиси суң вейдуң сөзидә йәнә, ши җинпиң рәһбәрликидики хитай компартийәсиниң йәни“ хитай чүши” истратегийисиниң мәңгү әмәлгә ашидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, пакистандики уйғур муһаҗирлириниң көпләп хитайға берип,  көпләп өгинип, хитай вә уйғур елиниң тәрәққияти тоғрисида пакистанда тәшвиқ елип бериш керәкликини ейтқан.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, паалийәт җәрянида  равалпинди вә гилгиттики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң рәисилири вә оқуғучилар вәкиллири арқа-арқидин сөзгә чиқип хитай әлчиханисиға җүмлидин хитай компартийәсигә болған өзлириниң рәһмитини билдүргән.

Хәвәрдә паалийәткә равалпинди шәһири вә гилгит районидики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң тәшкилиши билән 60 йеқин уйғур муһаҗирниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлгән болсиму , бирақ пакистандики бир қисим уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу қетимқи паалийәткә пәқәтла 20-30 әтрапидики кишиниң қатнашқанлиқини дәлилиди.

Биз исламбадтики җу енләй кочисиға җайлашқан хитай әлчиханисға телефон қилип бу һәқтә толуқ учур игилимәкчи болған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.

Пакистан равалпинди шәһиридики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқәюм зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохталди.

Һазир шиветсарийәдә һиҗрәттә яшаватқан, 1986-йилидин 1989-йилиғичә пакистандики хитай әлчиханисида 3-дәриҗилик катиплиқ унвани билән дипломатийә вәзиписи өтигән сабиқ дипломат керәм шәриф зияритимизни қобул қилип, хитай әлчиханисиниң бу хилдики паалийәтләрни елип бериши тоғрисида  тохталди.

Сабиқ дипломат керәм шәриф равалпинди шәһиридики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсуллуқини изчил өз үстигә елип келиватқан ризахан һәққидә тохталди.

Зияритимизни қобул қилған германийәдә һиҗрәттә яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид хәмит хитай әлчиханисиниң бу паалийитини узундин буян чәтәлләрдә  давамлишип келиватқан хитай дипломатийәсдики алдамчилиқ тәшвиқат һәрикитидин бири икәнликини билдүрди.

Биз ахирида мәзкур паалийәткә қатнашқан равалпинди хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсуллиридин бири болған абдурәһимға телефон қилип бу һәқтә мәлумат игилимәкчи болған болсақму, бирақ у, телефонимизни қобул қилмиди.

Мәлум болушичә, пакистан исламабадтики хитай әлчиханиси бир қанчә йиллардин буян пакистандики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң һәмкарлишиши билән пакистанда яшаватқан бир қисим уйғурларға әлчиханида қурбан вә роза һейтларни тәбрикләш вә шундақла хитайниң дөләт вә баһар байримини қутуқлаш паалийәтлирини өткүзүп бериш арқилиқ, пакистандики уйғурларни өзлиригә майил қилишқа тиришип кәлмәктә.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.