Абдулмәҗид давут: “хитайни махтаватқан ‛пакистанлиқ уйғурлар‚ ниң теги сап уйғур әмәс”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.11.18
abdulmejit-dawut-pakistan-gezit.jpg Гилгит-балтистанда яшаватқан уйғур ресторан саһиби абдулмәҗид давут әпәнди.
Abdulmejit Dawut ependi teminligen

Өткән һәптә пакистандики “җуңголуқ муһаҗирлар җәмийити” ниң әзаси абдушүкүр, абдулһеким вә насирхан қатарлиқлар исламабадтики бир гезиттә уйғурларниң хитай һакимийити астида яхши яшаватқанлиқи, хәлқара таратқуларда уйғур вәзийити тоғрилиқ дейиливатқанларниң пәқәт “американиң оюни” икәнликини илгири сүргән. Бүгүн бу һәқтә радийомизға пикир баян қилған гилгит-балтистанда яшаватқан уйғур ресторан саһиби абдулмәҗид давут мәзкур гезиттә уйғурлар намида пикир баян қилғанларниң әсли уйғур әмәсликини, уларниң пакистандики хитай консулханиси билән һәмкарлиқ ичидә икәнлики, уларниң уйғур районидики уйғурларғила әмәс, бәлки пакистандики уйғурларғиму вәкиллик қилалмайдиғанлиқини баян қилди. Зияритимизни қобул мәзкур шәхсләрдин бириниң аилә тавабиати өзлириниң әҗдадлиридин бир тәрипиниң афған икәнликини тилға алди

Мәлум болушичә, пакистанда чиқидиған “шәрқ күндилик хәвәрлири” намлиқ гезитиниң мушу айниң13 ‏-күнидики санида пакистандики “җуңголуқ муһаҗирлар җәмийити” ниң әзалиридин абдушүкүр, абдуреһим, насирхан, әзимҗан вә абдуқейим қатарлиқлар зиярәт қилинған бир мақалә елан қилинған. Мақалидә уйғурларниң хитай һакимийити астида яхши яшаватқанлиқини илгири сүрүлгән. Улар мәзкур мақалидә өзлириниң уйғур икәнлики вә уйғур райони билән зич алақиси барлиқини тилға елип, хәлқара ахбаратларда уйғур вәзийити һәққидә бериливатқан хәвәрләрниң чинлиқини инкар қилған. Улар бу хәвәрләрни “хитайниң иқтисадий вә һәрбий тәрәққиятини көрәлмигән вә униңдин чөчүгән американиң оюни” дәп тәшвиқ қилған.

Телефонимиз бағланған мәзкур җәмийәтниң рәһбәрлик һәйәтлиридин бәзилири бу һәқтики соаллиримизға җаваб бериштин өзини қачурди. Бәзилири болса мәзкур мақалидә дегәнлириниң тоғрилиқини тәкитлиди. Нөвәттә гилгит-балтистанда яшаватқан “қәшқәр-пак ресторани” ниң саһиби абдулмәҗид давут пакистандики уйғурларниң мәзкур хәвәрдин биарам болғанлиқи, өзиниң бу хәвәрниң сәлбий тәсирини тазилаш үчүн гилгиттин равалпиндиға кәлгәнлики вә бу йәрдики тонулған паалийәтчи өмәр уйғур билән бирликтә алдимиздики күнләрдә бир қатар паалийәтләрни елип баридиғанлиқини баян қилди.

Пакистанда мутләқ көп сандики уйғурларниң вәтәндики уруқ-туғқанлири билән 3 йилдин буян алақә қилалмай азаб чекиватқанлиқини баян қилған абдулмәҗид мәзкур гезиттә дейилгәнләрниң пакистандики уйғурларниң пикригә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини баян қилди.

У мәзкур гезиттә өзлирини “уйғур” дәп тонуштурғанларниң һәммисиниңла сап уйғур әмәслики, уларниң уйғур районида бәк көп уруқ-туғқан вә тонуш-билишлириниңму йоқлуқи, шуңа уларниң райондики вәзийәтни чүшиниш вә һес қилишида мәсилә барлиқини оттуриға қойди.

Мәзкур гезиттә пикир баян қилғанлардин езимҗан телефонимизни қобул қилип өзиниң әсли әҗдадиниң афған икәнлики баян қилди. У йәнә мәзкур гезиттә исми аталған сәпдашлириниңму әҗдадиниң пүтүнләй афған яки бир тәрипиниң афған икәнликини баян қилди.

Тонулған паалийәтчи өмәр уйғурму уйғурлар намида паалийәт елип бериватқан мәзкур шәхсләрниң теги сап уйғур болмиғанлиқи вә юртидикиләр билән иҗтимаий вә һессий алақиси йоқ дейәрлик болғанлиқи үчүн уларниң йиллардин бери пакистандики хитай әлчиханиси билән алақилишип келиватқанлиқини баян қилди.

Абдулмәҗид давутму уларниң пикриниң уйғурларға әмәс, хитай әлчиханисиға вәкиллик қилидиғанлиқи, чүнки уларниң йиллардин бери хитай әлчиханиси билән һәмкарлишип келиватқанлиқи вә уларниң шәхсий мәнпәәтлирини капаләт астиға елиш үчүн пакистандики мәзкур гезиттә хитайниң тәшвиқатчилиқини қилғанлиқини илгири сүрди.

Мәзкур җәмийәтниң әзаси әзимҗан өзлириниң хитай әлчиханиси билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини инкар қилмиди. Мәзкур җәмийәтниң сабиқ рәиси насирхан өзлириниң мәзкур гезиттә қилған сөзлирини ақлашқа тиришти. У уйғур вәзийитиниң йеқиндин буян яхшилинишқа қарап йүзләнгәнликини тилға елиш, һөкүмәтләрниң яхши гепини қилған чағда уларниңму яхши иш қилишқа қарап йүзлинидиғанлиқини илгири сүрүш арқилиқ райондики зулум вә җиддий вәзийәтни васитилик етирап қилди. Әмма у соалимиз лагерлар мәсилисигә кәлгәндә телефонни қоювәтти.

Муһаҗир абдулмәҗид давут нөвәттә хитай билән шерикчилики болған мәзкур кишиләргә пәнд-нәсиһәт қилишниң орунсиз икәнликини, улар билән пәқәт җамаәт сорунлирида чәк-чиграни айриш арқилиқ өзлириниң һәққаний мәйданини сақлайдиған вә намаян қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.