Патигүл ғуламниң вәзийити кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди
2016.04.05

5-Июлда хитай даирилири тәрипидин ғайиб қиливетилгәнләрдин имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам, йеқинқи йилларда чәтәл мәтбуатлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға балилири наһәқ түрмиләргә соланған уйғур аниларниң вәкили һәмдә кишилик һоқуқи дәпсәндә қилиниватқан уйғурларниң символи сүпитидә тонулған бир шәхс. Униң исми вә симас дуняви иҗтимаий таратқуларға йейилған.
Патигүл ғуламниң 2014-йили 5-айниң27-күни хитай дөләт бихәтәрлик тармақлири тәрипидин үрүмчидики өйидин тутуп кетилгәнлики вә хитай даирилириниң 7-апрел униң үстидин аилисидикиләрниму қатнаштурмастин йепиқ сот ачмақчи болуватқанлиқи ашкариланғандин кейин, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ көзитиш органлирида бәлгилик инкас қозғимақта. “уйғур кишилик һоқуқ программиси” ниң 4-апрел елан қилған мәхсус баянатида хитайдин патигүл ғуламни шәртсиз вә дәрһал қоюп бериш, хәлқара җәмийәттин патигүл ғулам делоси үстидин хитайға бесим ишлитиш тәләп қилинди.
Буниң алдида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимму, америка президенти обаманиң нөвәттә дуня ядро бихәтәрлик йиғини үчүн вашингтонға кәлгән ши җинпиңдин, балилири наһәқ түрмиләргә соланған уйғур аниларниң символи болған патигүл ғуламни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилишқа чақирған вә пүтүн дунядики адаләтпәрвәр дөләт вә тәшкилатларниму охшашла бу мәсилигә көңүл бөлүши вә хитайға бу һәқтә бесим ишлитиши үчүн паалийәт елип бериватқанлиқини билдүргән иди.
Хитай һөкүмити патигүл ғулам мәсилиси һәққидә һазирға қәдәр очуқ инкас қайтурмиди, бу әксичә, көзәткүчиләрдә патигүл ғуламниң вәзийити вә тәқдиригә техиму йеқиндин көңүл бөлүшигә сәвәб болмақта. Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим зияритимизни қобул қилип патигүл ғулам һәққидә баянат елан қилиниши билән техиму көплигән кишилик һоқуқ органлири вә мәтбуатларниң патигүл ғулам ханим үстидин 7-апрел ачмақчи болған йепиқ соти, патигүл ғуламниң вәзийити һәққидики йеңи учурларға игә болуш арзусида бу орган билән алақилишиватқанлиқини шундақла патигүл ғуламниң шәртсиз қуюп берилиши үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Зубәйрә ханим йәнә, “буниңдин илгири хитай илһам тохтини адаләт тәләп қилған зиялийларға тәнбиһ бериш үчүн һәқсиз җинайәтләрни артип җазалиған болса, әмдиликтә балисиниң из-дерикини қилған аддий бир анини охшашла җинайәтләр билән җазалаватиду, хитай һөкүмитиниң патигүл ғуламни җазалаш арқилиқ адаләт йолида күрәштин тохтимиған уйғурларға тәһдит салмақчи болуватқан болсиму, бу мәсилини қанунсиз вә һәқсиз васитиләр арқилиқ йепишқа урунуватқан болсиму, йәнила патигүл ғуламниң вәзийити һәққидә йеқинқи учурларниң дуня җамаәтчиликигә ашкарилинип чиқишидин, уйғурларниң хитайниң зулумиға баш әгмигәнликини көрәләймиз” деди.
Нөвәттә патигүл ғулам ханимниң “людаван түрмиси” дә икәнлики һазирғичә у һәқиқидә ашкара болған ахирқи учур һесаблиниду, уйғур кишилик һоқуқ программиси 2010-йили вә 2013-йиллири 5-июл вәқәси вә ғайиблар һәққидә дуняға тәтқиқат доклатлири елан қилған иди вә патигүл ғуламниң оғлини издәш йолида учриған җәбри җапа вә тәһдитләр һәққидиму хәвәр һәм баянатлар елан қилип кәлди, мәзкур органниң 5-июл вәқәси һәмдә патигүл ғулам мәсилиси һәққидә испат йиғишқа мәсул кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә алий тәтқиқатчи һHenryk Szadziewski
Патигүл ғуламниң вәзийити һәққидә, униң 7-апрел йепиқ сотлинидиғанлиқи һәққидики учурдин башқа йеңи учурға еришәлмәй келиватқанлиқини вә хитайниң патигүл ғуламға қандақ җинайәтләрни артмақчи болуватқанлиқидин бәкрәк әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
У йәнә “хитай һөкүмити бу мәсилини нә қәдәр мәхпий тутуватқан болса, бу, хитайниң нә қәдәр наһәқчилик қиливатқанлиқини испатлайду” дәп оттуриға қойди, униң қаришичә, кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай һечқачан очуқ ашкара болуп бақмиған, һәр заман бу хилдики мәсилиләрдә җавабкарлиқини үстигә алмай кәлди, патигүл ғуламниң қоюп берилиши һәққидики тәләпләргә хитай һөкүмити мәйли инкас қайтурсун яки қайтурмисун, патигүл ғулам 5-июлда пәрзәнти хитай тәрипидин ғайиб қиливетилгән аниларниң вәкили, инсан һәқлири еғир дәпсәндә қилиниватқан уйғурларниң символи, хитай тәнқид вә тәләпләргә қулақ йопурувелиш билән патигүл ғулам вә уйғурлар үстидин елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидики җавабкарлиқидин хали қалалмайду”.