Филип поттер билән сөһбәт: “кәң қорсақлиққа қилчиму орун йоқ!” (2)

Мухбиримиз әзиз
2023.05.15
zero-tolerance-Philip-Potter-Chen-Wang 2023-Йилиниң бешида вирҗинийә университетиниң профессори филип поттер (Philip Potter) вә айдахо (Idaho) университетиниң ярдәмчи профессори чен ваңниң ортақ апторлуқида йезилған “кәң қорсақлиққа қилчиму орун йоқ: хитайниң <йеңи йипәк йоли> дики зулумлар вә сиясий зораванлиқ” намлиқ әсәр камбриҗ университети нәшриятида нәшир қилинған
Photo: RFA

Уйғур қирғинчилиқи ташқий дуняға мәлум болғандин буян бу һәқтики әйибләшләрниң дәсләпки қәдәмдә әмәлий һәркәткә айланғиниға хели болди. Шу қатарда оттуриға чиққан америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң хитайға қарита иқтисадий җаза тәдбирлирини иҗра қилишини буниңдики бир муһим мисал, дейиш мумкин. Әмма хитай һөкүмитиму тездин буниңға инкас қайтуруп, өзлириниң уйғурлар пәйда қиливатқан “терорлуқ һәркәтлириниң қурбани” болуватқанлиқини, буниң һәрқандақ һөкүмәт “қилчиликму кәң қорсақлиқ қилалмайдиған” қилмиш икәнликини пәш қилип келиватқанлиқи мәлум.

2023-Йилиниң бешида вирҗинийә университетиниң профессори филип поттер (Philip Potter) вә айдахо (Idaho) университетиниң ярдәмчи профессори чен ваңниң ортақ апторлуқида йезилған “кәң қорсақлиққа қилчиму орун йоқ: хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚дики зулумлар вә сиясий зораванлиқ” намлиқ әсәр камбриҗ университети нәшриятида нәшир қилинғандин кейин, бу саһәдики бир қисим йеңи мәсилиләр китапханлар һозуриға сунулди.

“кәң қорсақлиққа қилчиму орун йоқ!” дегән китабниң аптори вирҗинийә университетиниң профессори филип поттер (Philip Potter) вә айдахо (Idaho) университетиниң ярдәмчи профессори чен ваң
“кәң қорсақлиққа қилчиму орун йоқ!” дегән китабниң аптори вирҗинийә университетиниң профессори филип поттер (Philip Potter) вә айдахо (Idaho) университетиниң ярдәмчи профессори чен ваң
millercenter.org

Бир дөләттә икки район вә айланма зулум әндизиси

Хитай һөкүмити уйғур диярида иҗра қиливатқан бастурушлар давам қилғили узун мәзгил болғанлиқиға қаримастин, һәрқачан буни хитайдики ортақ мәвҗутлуқниң бир тәркиви қисми, дәп қарап бақмиған. Апторлар диққәт қилған бир нуқта шуки, хитай һөкүмити ‍уйғурлар мәсилисини һәрвақит район даирисиниң өзидила “ис-бусини чиқармаслиқ” шәклидә җимиқтуруп кәлгән. Бу һадисиләрни хитай миқясида һәммила адәм билидиған иҗтимаий хәвәрләрдин болушқа техиму имканийәт қалдурмиған. Буниң билән хитайда бир түрлүк омумий атмосфера, уйғур диярида буниңдин пүтүнләй пәрқлиқ болған “йеипиқ шәкил” дики йәнә бир бир хил атмосфера давам қилған. Бу хилдики “икки хитай” услубида уйғур дияридики сақчи дөлити вә обданла ечиветилгән күнчиқиш тәрәп өз алдиға мәвҗут боливәргән.

Апторларниң қаришичә, өткән нәччә он йиллиқ реаллиқ уйғур дияридики сақчи дөлитидә ишниң беши “зорлуқ һәркәтлири” көпийип кәткәнликни мәнбә қилмиған. Әксичә зулумниң ешип кетиши сәвәбидин алди билән наразилиқлар һәммила йәрни қаплиған. Бу наразилиқларниң бесилиши қаттиқ қоллуқ билән бастуруш шәклидә ишқа ашқандин кейин, буниңға қарши зорлуқ һәркәтлири барлиққа кәлгән. Хитай һөкүмити болса бу хил зорлуқ һәркәтлиригә қарши тездин “бихәтәрлик чарилири” ни ишқа селип бир қатар қурулушларни башлиған. Бу “қурулуш” лар болса йеңичә шәкилдики зулумларни вуҗутқа чиқирип, бастурушниң дәриҗисини барғансери юқирилитип маңған.

Бу һәқтики зияритимиз җәрянида аптор бу хил “айланма шәкилдики зулум” сихемиси һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “шундақ, шинҗаңда һазир зорлуқ һәрикәтлири көзгә челиқмайду, десәкму болиду. Бу ишларниң бешини сорисақ, гәп бәк узурап кетиду. Йеқинқи замандикини алсақ, сабиқ совет иттипақи чөкүшкә башлиғандин буян, уйғурларниң бир қатар хәлқ һәркәтлири, намайишлири оттуриға чиқишқа башлиған. Бу вақитлар әмәлийәттә дәл уйғур милләтчилики йәнә бир қетим баш көтүргән мәзгилгә тоғра келиду. Буниң алдидики йилларда болса уйғурларниң миллий кимлик қаришида бир қетимлиқ йеңилиниш болған һәмдә уларниң оттура асия җумһурийәтлиригә охшаш мустәқил дөләт болуш арзусиға земин һазирланған. Чүнки бу арзуда шинҗаңму башқа көплигән мустәқил дөләтләргә охшаш бир мустәқил дөләт болатти. Әмма хитай һөкүмити дәл мушу арзу бих сүрүшкә башлиған һаман, буниңға қарши бир қатар бастурушларни ишқа салди. Чүнки бу хилдики мустәқиллиқ арзусини хитай һәргизму қобул қилалмайтти. Шуңа бу бастуруш бирнәччә йилға созулди. Бу һал зорлуқ һәркәтлиригә вә сиясий қарашларға лазимлиқ тупрақ асасән тазиланди, дәп қаралғичә давам қилди. Шуниңдин кейин сәл юмшиғандәк бир вәзийәт барлиққа кәлди. 2008-Йилидики бейҗиң олимпик мусабиқиси арқилиқ хитайниң хәлқарадики орни өскән вақитлардин башлап уйғурларниң хитай дөлити давам қиливатқан бастурушларға болған наразилиқи йәнә бир мәртәм ипадилинишкә башлиди. Буниң билән хитай һөкүмити ‛юмшап қалған‚ тәдбирләрни техиму ‛чиңитип‚ оттуриға чиқарди. Буниң юқури пәллиси ши җинпиң дәвридә оттуриға чиқип, һазир биз көрүватқан қабаһәт һәммигә мәлумлуқ реаллиқ болуп қалди. Шуңа бу һал ‛бир юмшаш-бир чиңитиш, бир келиш-бир кетиш‚ шәклидә чәмбәрсиман айлинип туриватиду. Сиясий һәркәтләрму мушуниңға мас һалда иҗра болуватиду.”

Уйғур дияридики реаллиққа омумий нуқтидин нәзәр салғанда, мав зедоң дәвридин ши җинпиң дәвригичә болған мәзгилдә сиясий бастуруш вә контроллуқ әнә шу хил айланма чәмбәр шәклидә изчил давам қилип кәлгән. Шуниң билән биргә һәр бир чәмбәрниң арилиқида муәййән бир тинчлиқ дәври мәвҗут болған. Әмма һәр қетимқи чәмбәрниң омумий әһвали мәйли көләм яки дәриҗә җәһәттин алғанда, илгирикидин юқурилап маңған.

Бундақ бир омумий мәнзирини диққәттин сақит қилмиған һалда нөвәттики реаллиқтин кейин немиләрниң болуши һәққидә сөз болғанда профессор филип поттер мундақ дәйду: “ундақта, әмди немә ишлар болиду, дәп сорисиңиз, әпсуслуқ ичидә толиму тинч болған бир мәзгил келиши мумкин, дәп җаваб беришим мумкин. Чүнки бу мән қилидиған ишлар әмәс. Дәрвәқә, бу ишларни ‍инчикиләп тәтқиқ қиливатқанларниң пикригә асасланғанда, шинҗаңдики зулум вә бастурушлар һазир өткән йиллардин сәл чүшкәндәк көрүнүштә заһир болушқа башлиған. Йәнә бир яқтин алсақ, бу ишлар әмәлийәттә хитай үчүнму әрзанға тохтимайду: хитайниң хәлқарадики абройиға, ‍иқтисадий җәһәтләрдики саһәләргә, йәнә келип шинҗаңдики хитай пуқралириға нурғун бесимларни пәйда қилиду. Болупму шинҗаңдики хитай пуқралирини һөкүмәт бу районға йөткәп чиққандин кейин, улар бу җайда йилтиз тартқан. Улар бу җайда бәкму бәхтлик яшап кәлгән. Шуңа уларни бу җайда давамлиқ қалдуруш үчүн, бу хитай пуқралири давамлиқ бесимдин хали вә бәхтлик болуши керәк. Буни ишқа ашуруш үчүн хитай һөкүмити ‛шинҗаңдики вәзийәтни қандақ контрол қиливатимиз? бу җайда шилтиң атидиғанлар, намайиш қилидиғанлар яки мушундақ ишларни қилмақчи болуватқанлар йәнә чиқамду?‚ дегәнләрни ойлишиду. Бу ишларни болса биз йеқин кәлгүсидә көримиз. Мениңчә биз өткәнки тарихтин бу һәқтә йетәрлик савақ алалишимиз мумкин.”

“хитай ташқий муһитниң қоллишини ‍оңушлуқ қолға кәлтүрмәктә!”

Апторларниң қаришичә, уйғур дияридики зулумлар барғансери юқирилап ахири “қирғинчилиқ” дәп хуласә чиқирилған болсиму, ташқий муһит җәһәттә хитай йәнила тәшәббускар орунни игиләп келиватқанлиқи мәлум. Буниңда хитай һөкүмити иқтисадий козирни кәң көләмдә ишқа селиш билән биргә, тәшвиқат вастилиридин әң толуқ пайдиланған. Болупму хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши башланғандин буян хитайниң хәлқарадики образи улар үчүн бәкму муһим орунни игиләшкә башлиған. Буниң билән хитай һөкүмити тездин ғайәт зор мәбләғ сәрп қилиш бәдилигә ахбарат саһәсини күчәйткән. Буниңдики биринчи қәдәм сүпитидә улар хитай өлкилиридә уйғур дияри һәққидики бир қатар “гүзәл һекайиләр” ни базарға салған. “уйғурларниң зорлуқ һәркәтлири” һәққидә һөкүмәтниң “хәлқ мәнәпәтини қоғдаш вә һемайә қилиш” үчүн немиләрни қиливатқанлиқи, компартийәниң “узун мәзгиллик тинчлиқ истратегийәси” үчүн терорлуқ вә ашқунлуққа қарши қандақ җапалиқ хизмәтләрни вуҗутқа чиқарғанлиқи һармай сөзләнгән.

Бу тоғрисида сөз болғанда профессор филип поттер мундақ дәйду: “хитайниң бу җәһәттә қиливатқанлирини бир түрлүк ғәлибә, дейәлмәймән. Чүнки хитай изчил ахбаратни контрол қилиш билән мәшғул болуп кәлгән. Залим һөкүмәтләрниң һәммиси дуч келидиған мүшкүлатларниң бири өзлири тоғрисида хәлқ аммисиниң қандақ ойлайдиғанлиқини билиштур. Чүнки кишиләрниң қәлбидикини билиш ундақ асан әмәс. Дәрвәқә, хитай хәлқи шинҗаңда немиләрниң болғанлиқини билишни халайду. Хоңкоңдики ишлардиму шундақ болди. Әмма улар тайинидиған ахбарат мәнбәси хитай һөкүмитиниң қолида. Мәйли шинҗаң болсун яки хоңкоң болсун, улардин бәкму узақта. Бундақ әһвалда улар тәбиий рәвиштә һөкүмәт изчил базарға селип кәлгән ‛компартийә хәлқ аммисиға баш-панаһ болмиса әл-қаидә тәшкилати пәйда қилғандәк паҗиәлик ақивәт силәрниң бешиңларғиму келиду. Чүнки бу терорчиларниң мәқсити дөлитимизниң параванлиқи вә тинчлиқини бузуш‚ дегәндәк сөзләргә ишиниду. Чүнки хәлқ аммиси һәрқачан биринчи болуп өзлириниң бихәтәрликини ойлишиду. Бу хилдики ‛бихәтәрликни вәйран қилғучи‚ күчләрниң бастурулуши уларниң нәзиридә тәбиий рәвиштә зөрүр болған тәдбирләр, дәп қарилиду. Болупму бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу қатарлиқ җайлардики уйғур дегәнни көрүп бақмиған кишиләр техиму шундақ болиду.”

Апторларниң қаришичә, хәлқара муһит нуқтисидин алғанда, хитай һөкүмити өзлири өткән нәччә он йил мабәйнидә җуғлиған ғайәт зор иқтисадий қуввәтни дәл мушу хил еһтияҗ үчүн сәрп қилип кәлгән. Буниң билән хитай һөкүмити ‍өзи қиливатқан ишларниң йоллуқ икәнликини “терорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” нами билән ақлаштин башқа йәнә иқтисадий җәһәттики бесим биләнму оңушлуқ давам қилдуралиған. Хитай билән болидиған ғайәт зор соммилиқ ташқи сода, хитай һөкүмити салидиған ғайәт зор соммилиқ мәбләғ, хитай һөкүмитидин келидиған ғайәт зор ташқи қәрз дегәндәк көп хил мәбләғ шәкли асия вә африқидики намрат дөләтләрнила әмәс, явропадики көплигән демократик дөләтләрниму хитайниң “сизған сизиқи” бойичә маңидиған қилип қойған. Шуңа филип поттерниң қаришичә, һазир хитайни иқтисадий җаза билән әмәс, әксичә униң әҗәллик аҗизлиқи болған саһәләр бойичә искәнҗигә елишла қиливатқан зулумлирини тохтитишқа қадир болалиши мумкин.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “америка вә явропа иттипақи шинҗаңдин чиқиватқан пахта яки башқа мәһсулатларға қарита түрлүк җаза тәдбирлирини ишқа селип кәлди. Болупму мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ товарларға техиму шундақ болди. Буларниң һәммиси қирғинчилиққа қарши барлиққа кәлгән әң зор тиришчанлиқ һесаблиниду. Шуниңға мас һалда бу җаза тәдбирлири тегишлик нәтиҗиләрни барлиққа кәлтүрди. Әмма мениң қаришимчә, бу җаза тәдбирлири иқтисадий җәһәттин хитайға муәййән дәриҗидә зәрбә бәргән болсиму бу ‛нәтиҗә‚ләр хитайни қиливатқан ‍ишлирини тохтитип қойидиған сәвийидин көп йирақ. Чүнки буларниң һечқайсиси хитайниң әҗәллик аҗизлиқиға зәрбә берәлмәйду. Шуниңдәк хитай компартийәсиниң нопузи вә мәвҗутлуқи үчүнму соал бәлгиси һасил қилалмайду. Хитайни тосайдиған вастә бу хил иқтисадий җаза тәдбирлиридинму күчлүк болған, хитайни пайпетәк қиливетидиған чарилар болуши керәк. Хитай партийә, һөкүмәт вә армийә саһәсидә җуғлиған мәбләғ бу хил җаза тәдбирлири пәйда қилған зиянларни оңайла толдуруп кетәләйду. Әмма бу йәрдә бу хилдики җаза тәдбирлирини иҗра қилиш хата болған, демәкчи әмәсмән. Бу хилдики җаза тәдбирлири һазир биз қилалайдиған ишлардин болғанлиқи үчүн улар давам қилиши керәк. Әмма мушуниң биләнла хитайни һазирқи сияситини өзгәртиду, дәп хам хиял қилиш балиларчә һамақәтликтин башқа нәрсә әмәс.”

Мәлум болушичә, нөвәттә хитайниң дуня миқясида ешип меңиватқан сиясий, иқтисадий вә һәрбий кеңәймичиликини чәкләштә бирла дөләт йетәрлик әмәс, дәп қариливатқанлиқи үчүн, америка башчилиқидики ғәрб дуняси бу мәсилә һәққидә дуняви бирликсәп орнитишниң қәдәмлирини бесишқа башлиған. Шуниң билән биргә бу саһәдики бәзи хирисларму охшимиған дәриҗидә айдиңлишишқа башлиған.

Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.