“помешчик тутуш” картилиридики “помешчик” аталғуси уйғурларға немини тәрғиб қилиду? (1)

Мухбиримиз әзиз
2015.10.15
pomeshchik-tutush-oyuni.jpg Помешчик тутуш ойини. 2015-Йили өктәбир.
Social Media

Өткән һәптә уйғур диярида торда ойнашқа болидиған “помешчиклар талишиш оюни” ниң уйғурчә нусхиси тарқалғанлиқи мәлум болди. Әсли хитайчә оюнниң намидики “тутуш” яки “күрәш қилиш” дегән аталғуниң уйғур тилида юмшитилған һалда “талишиш” дәп тәрҗимә қилиниши дәсләп болуп бир қисим зиялийларниң һәйранлиқини қозғиди. Алақидар учурлардин мәлум болушичә, бу һәқсиз оюн деталини орнитип оюн ойнаш арқилиқ телефонға керәклик сөзлишиш һәққи утуш мумкин икән. Уйғурларда 1980-йиллардин кейин бир мәһәл унтулушқа башлиған “помешчик” аталғусиниң компютер оюниниң нами шәклидә қайта оттуриға чиқиши уйғурларға бәзи соалларни елип кәлди. Бирнәччә йил мабәйнидә “япон алвастилирини йоқитиш” намидики бир йүрүш компютер оюнлириниң кәң миқяста тарқилиши нурғун хитай пуқралириниң японийәгә болған тарихий өчмәнлики үчүн бир роһий мәлһәм болғанлиқи мәлум. Әмдиликтә болса уйғур анализчилири, уйғурлар диярида 1980-йилларғичә муһим салмақни игиләп келиватқан “помешчик” аталғусиниң орниға 90-йиллардин кейин әвҗ алған сиясий вә идеологийә җәһәттики тәшвиқатларда изчил қоллинип келингән “миллий бөлгүнчи” аталғусиниң чиққанлиқини тәкитләйду. Ундақ болса 1980-йиллардин кейин туғулған уйғур яшлири үчүн анчә тонушлуқ болуп кәтмигән “помешчик” лар қандақ адәмләр? бу һәқтә канададики сиясий анализчи ғулам яғма әпәнди өз қарашлирини баян қилди.

Дәрвәқә “помешчик” аталғуси уйғурлар диярида көп қетимлап сиясий тәшвиқатниң еһтияҗи үчүн ишлитилгән. 2002-Йили тәңритағ кино ситудийәси зор чиқим билән ишлигән “қурбан тағиниң бейҗиңға сәпири” намлиқ филим пүтүн мәмликәт миқясида дағдуға билән тарқитилғаниди. Филимда нәччә әвладқичә уйғур помешчиклириниң зулуми вә иқтисадий талан- тараҗлири түпәйлидин қорсиқи тойғудәк кийим, учиси иллиғудәк кийим көрмигән типик уйғур деһқан қурбан тулумниң хитай коммунистлириниң шапаити билән җәври зулумдин халас болуп, бәхтияр турмушқа еришкәнлики, буниңдин чәксиз миннәтдар болған қурбан тулумниң бейҗиңдики мав зедуңға өз рәһмитини ипадә қилиш үчүн ешәк минип бейҗиңға барғанлиқидәк бир типик вәқәлик баян қилиниду. Қурбан тулумниң һекайиси уйғурлар диярида һечкимгә натонуш әмәс. Мәзкур һекайә 1950-йиллиридин башлап уйғурлар диярида йүргүзүлгән йәрлик уйғур байлириға вә помешчикларға қарши сиясий күрәшниң сиясий тәшвиқаттики инкаси болған болса, 1980-йилларда уйғурчиға тәрҗимә қилинған “гав йүбав” романидики “җу залимниң йерим кечидә хоразни дорап чиллиши” дәк вәқәликләр уйғур оттура мәктәплириниң әдәбият дәрсликлиригә киргүзүлүп, помешчикларниң әмгәкчи хәлқниң қан тәрини шориғучи тәбиитиниң әдәбий тәсвири шәклидә узақ йилларғичә дәрсханидин орун алған иди. Мушу тәриқидә “помешчик” дегән уқум худди ваба кесилигә охшаш бир қорқунчлуқ аталғу сүпитидә уйғурлар диярида оттуз нәччә йил мабәйнидә сиясий тәшвиқаттики мәңгүлүк мавзу сүпитидә мәвҗут болуп кәлди. Бу һәқтә сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә олтурушлуқ көзгә көрүнгән җамаәт әрбаблиридин әһмәд мөмин һаҗи өз қарашлирини баян қилип өтти.

Әйни вақитта қурбан тулум ешәк минип бейҗиңға берип өзини помешчикларниң җәври-зулмидин азад қилған мав зедуңға өз тәшәккүрини билдүргән болса, уйғурлар диярида помешчикларниң зулуми түп йилтизидин қурутулғандин кейин, уйғурларниң, компартийәдин миннәтдар болуш орниға 2013-йили бир аилә уйғурниң тйәнәнменға бомба басқан аптомобилда һуҗум қилғанлиқи һәққидә тохталған әһмәд һаҗи өз қарашлирини ейтип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.