Пирофессори шан робертс “русийәниң тәһдити қазақистанни хитайға йеқинлаштуруватиду”
2024.04.14
Американиң “һәптилик хәвәр” журнилиға асасланғанда, қазақистан русийәниң украинаға таҗавуз қилишини қоллашни рәт қилғанлиқи үчүн, русийә қазақистанға қаратқан дүшмәнлик позитсийәсини күчәйткән. Русийәниң тәшвиқати узундин буян қазақистанни “яхшилиқни билмәйдиған” қошна дәп нишанлап, қазақистан җумһурийитини “иккинчи украина” дәп атиған. Сабиқ пирезидент диметри медведефқа охшаш русийәниң бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарлири қазақистанни “сүний дөләт” дәп атап қазақистанға қарита тил вә земин тәләплирини оттуриға қойған.
Диметри медведеф йәнә 2023-йили 8-айда қазақистанниң шимали қисминиң русийәгә тәвә икәнликини илгири сүргән. Полшаниң “мудапиә блоги” ниң йезишичә, росийә генерали вә дөләт думасиниң муавин рәиси андири гурлийофниң ашкарилинип кәткән авазлиқ учурида у, ениқ һалда қазақистанниң украинадин кейинки русийәниң зәрбисигә учриғучи дөләт икәнликини оттуриға қойған. Лекин андири гурлийоф узун өтмәй бундақ сөз қилмиғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуда өчүр бәргән. Қазақистан русийәдики бу душмәнчә сөз вә позитсийәләрни қазақистанниң земин пүтүнлүкигә тәһдит дәп қобул қилған.
Русийә украинаға таҗавуз қилғандин кейинки қазақистан-русийә мунасивити һәққидә қазақистанлиқ адвокат, кишилик һоқуқ паалийәтчиси хәлқара һоқуқ тәшәббусчилиқ җәмийити (International Legal Initiative) ниң рәиси айна шорманбайева (Aina Shormanbayeva) русийәниң бир мустәбит һакимийәт икәнликини русийә қазақистан вә барлиқ демократик дөләтләр үчүн тәһдит икәнликини илгири сүрди. Көз қаршини мундақ шәрһлиди:
“русийә пәқәт қазақистанғила әмәс, пүтүн дуня үчүн һәр вақит тәһдит тәшкил қилиду. Һазир һәқиқәтән русийәдин қазақистанға тәһдит келиватиду. Русийә бир мустәбит һакимийәт. Шуңлашқа русийә қазақистан вә барлиқ демократик дөләтләр үчүн тәһдит тәшкил қилиду. Бәхткә қарши бизниң русийәдәк қошнимиз бар. Биз қошнимизни таллиялмаймиз. Биз бу қошнидарчилиққа мәҗбур. Русийә бурунқи совет иттипақи вақтиға қайтиш вә совет иттипақини әслигә кәлтүрүшни арзу қилиду. Лекин, мән вә көп сандики қазақ хәлқи у күнләргә қайтиши халимаймиз”.
Мудапиә билог (Defence Blog) ниң баш тәһрир вә анализчи дилан малясав (Dylan Malyasov) қазақистанниң явро асиядики җуғрапийәлик вә сиясий орни түпәйли қазақистанниң украинаға охшаш тәқдиригә дуч келиши мумкинликини тилған алған.
Уйғуршунас вә қазақистандики явро асия уйғур академийәсиниң рәиси, пирофессор алимҗан тиливалди русийәниң украинаға таҗавуз қилиши вә русийәниң қазақистанға қарита душмәнчә сөз һәрикәтлиридин кейин қазақистанда қазақистанниң мустәқиллиқи вә кәлгүси истиқбалиға қарита әндишиләрниң күчәйгәнликини көрсәтти.
Қазақистандики аммиви тәшкилатлардин медианет (MediaNet) вә пәйпирләб (PaperLab) тәрипидин 2023-йили 1100 адәмгә қарита елип берилған берилған рай синаш нәтиҗисидин аян болушичә, русийәниң қазақистанға таҗавуз қилиши мумкин дәп қарайдиғанлар алдинқи рай синаштики 8.3% Тин 15% кә өрлигән.
Қазақистан фараби дөләтлик университетиниң иқтисадий җуғрапийә пирофессори шерипҗан надироф әпәнди русийәниң украинаға таҗавуз қилғандин кейин русийәниң душмәнчә сөз вә позитсийәси түпәйли қазақистанниң хитай, түркийә, явропа вә америка қатарлиқ дөләтләр билән көп тәрәплимилик ташиқи сиясәт йүргүзгәнликини илгири сүрди.
Қазақистан һөкүмитиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдари ройтерис агентлиқиға пирезидент қассим-җомарт тоқайефниң москва билән болған икки тәрәплик мунасивитини қайтидин көздин кәчүридиғанлиқини, шуниң билән бир вақитта, қазақистанниң явропа иттипақи билән техиму көп иқтисадий һәмкарлиқ йолини издәватқанлиқини ейтқан.
Қазақистан-русийә мунасивитиниң начарлишиши вә русийәниң қазақистанға қаратқан дүшмәнлик сөзлири хитайни әндишигә салғанлиқи мәлум. Қазақистан узундин буян хитайни муһим һидро карбон билән тәминлигүчи, шундақла хитайни каспий деңизи билән явропани туташтуридиған каридор болуш сүпити билән истратегийәлик әһмийәткә игә икәнлики мәлум.
2022-Йили 9-айниң 14-күни, хитайниң дөләт рәиси ши җинпиң қазақистан зиярити җәрянида, хитайниң қазақистанниң земин пүтүнлүки вә мустәқиллиқини қоллайдиғанлиқини, һәмдә қазақистанниң ички ишлириға арилишишқа қарши туридиғанлиқини тәкитлиди. Ши җинпиңниң бу сөзи русийәгә непиз пәрдә қилинған агаһландуруш дейилгән. Хитай қазақистанни очуқ-ашкара қоллиған.
Ундақта қазақистан вә русийә мунасивитиниң начарлишиши йеқин кәлгүсидә қазақистанни хитайға техиму йеқинлаштурамду?
Җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“мениңчә шундақ, демәкчимәнки, қазақистан ғәрб, явропа вә америка билән техиму қоюқ мунасивәт орнитишқа тиришиватиду. Чүнки қазақистан узундин буян хитайға бәк тайинип қелиштин бәк әнсирәйду. Шундақ болсиму мениңчә қазақистан қисқа муддәт ичидә хитайға күнсери йеқинлишиду. Қазақистан билән хитай оттурисидики бу йеқин мунасивәт аллибурун башлинип болди. Қазақистан һазир русийә украинаға таҗавуз қилиштин илгирикигә қариғанда хитайға техиму көп тайиниду. Һазир қазақистан хитайға русийәгә қариғанда бәкрәк тайиниду. Чүнки һазир қазақистан русийәгә ишәнмәйду. Шуниң билән бир вақитта русийәгә йүргүзүлгән көплигән чәклимә вә ембарголар қазақистанни хитайға йеқинлаштуруватиду”.
Сиясий анализчилардин наталиа корнарзеваска (Natalia Konarzewska) ниң дейишичә, хитай билән қазақистан йеқин иқтисад мунасивәт қуруш билән бир вақитта икки тәрәпниң һәрбий маневирни өз ичигә алған бихәтәрлик вә мудапиә саһәсидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш арзуси бар.
Наталиа корнарзеваска русийә вә украина урушидин кейин қазақистан вә хитай мунасивитиниң тәрәққиятини мундақ йәкүнлигән: “қазақистан вә хитай мунасивитиниң йеңи тәрәққияти русийәгә берилгән сигнал болуп, русийәниң қазақистан вә оттура асиядики бихәтәрлик капалити болуш роли наһайити тезла төвәнләшкә башлайду.”