Алмутада тонулған алим мурат һәмрайеф хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.01.21
Алмутада тонулған алим мурат һәмрайеф хатириләнди 1956-Йилидики өзбекистан дөләтлик оттура асия университетиниң уйғур оқуғучилири, солдин башлап: мурат һәмрайеф, долқун ясин, әхмәт игәмбәрди. 1956-Йили, ташкәнт
RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистанда әйни вақитларда көплигән алимлар йетилип чиққан болуп, улар уйғурларниң тили, тарихи, әдәбияти, мәдәнийити вә башқиму саһәлири бойичә тәтқиқатлар йүргүзүп, дуняға тонулғаниди. Қазақистан уйғурлири әнә шундақ алимлирини хатириләп, уларниң әмгәклирини көпчиликкә тәрғиб қилип келиватмақта. 20-январ күни өткән сабиқ совет иттипақи педагогика пәнлири академийәсиниң мухбир-әзаси, совет язғучилар иттипақиниң әзаси, филологийә пәнлириниң доктори, профессор мурат һәмрайефниң туғулғанлиқиниң 85 йиллиқиға беғишланған илмий муһакимә йиғини шуниң бир дәлилидур. Йиғин қазақистан хәлқи кеңишигә әза җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи вә униң алмута шәһәрлик шөбиси, қазақистан уйғур яшлар бирлики тәрипидин уюштурулди.

“түрк филологийәси: тарихи, бүгүни, келәчики” темисидики мәзкур хәлқара илмий муһакимә йиғиниға қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, америка алимлири, қазақистандики җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, муәллимләр, һәр хил саһә вәкиллири қатнашти.

Йиғинға биологийә пәнлириниң доктори, қазақистан йеза игилики пәнләр академийәсиниң академики, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики алимлар кеңишиниң рәиси мәсимҗан веләмоф риясәтчилик қилди. Йиғинниң киришмә қисмида сөзгә чиққан қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф, мәркәз рәһбәрлиридин йәнә “уйғур авази” җумһурийәтлик иҗтимаий-сиясий гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф, зихруллам қурванбақийеф вә башқилар мурат һәмрайефниң илмий паалийитиниң алаһидилики, униң әмгәклириниң әһмийити һәққидә тохталди.

Ершат әсмәтоф мундақ деди: “бүгүн биз улуғ алимимиз мурат һәмрайефниң 85 йиллиқиға беғишланған муһакимидә баш қошуп олтиримиз. Бу, әлвәттә, наһайити чоң әһмийәткә игә, хәлқара әһмийәткә игә чоң бир паалийәт. Бу йиғинда мурат һәмрайефниң пүткүл һаяти, паалийити һәққидә наһайити яхши гәпләр болиду, дәп ишинимән.”

Андин филологийә пәнлириниң намзат доктори һакимҗан һәмрайеф “түркийшунаслиқта өчмәс изи қалди”, мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәпниң мудири вәзиписини атқурғучи, җуғрапийә пәнлириниң магистири муһидин имашеф “алимниң өчмәс мираси мәңгү қәлбимиздә” темилирида баш доклатлар қилди.

“түрк филологийәси: тарихи, бүгүни, келәчики” намлиқ мәзкур илмий муһакимә йиғинида йәнә 10 ға йеқин доклат, шу җүмлидин америкалиқ уйғур тарихчи доктор нәбиҗан турсун “уйғур алими мурат һәмраейефниң уйғурларни хәлқарада тонуштурушқа қошқан төһписи”, мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң дотсенти, филологийә пәнлириниң кандидат доктори қидир төрәли “мурат һәмрайеф вә классик түрк шеирийити”, қирғизистанлиқ алим, пәлсәпә пәнлириниң кандидат доктори әкбәрҗан бавудуноф “қирғизистан уйғур әдәбиятниң шәкиллиниши, тәрәққияти вә келәчики”, абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң дотсенти, филологийә пәнлириниң кандидат доктори руслан арзийеф “алимлар алим һәққидә” темилирида доклат қилди. Доктор нәбиҗан турсун мурат һәмрайефниң зор сандики рус тилида нәшр қилинған илмий қиммити юқири әсәрлириниң дуняниң көплигән кутупханилирида сақлиниватқанлиқи, униң әсәрлириниң уйғур хәлқини дуняға тонуштурушта, хәлқара илим саһәсидә тонуштурушта бурундин башлап муһим рол ойниғанлиқини мисаллар билән баян қилди.

Радийомиз зияритини қобул қилған мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пени муәллими, филологийә пәнлириниң кандидат доктори һакимҗан һәмрайеф әпәнди алим мурат һәмрайефниң болупму түркшунаслиқта өчмәс из қалдурғанлиқини, униң уйғурлардин чиққан аҗайип тәпәккур игиси һәм ярқин семалириниң бири икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мурат һәмрайефниң ‛түрк шеирийитиниң асаслири‚ дәп аталған әсири өз вақтида вектор жирмунский, исмағамбет исмайилоф, вахид захидоф, ғабит мусрепоф охшаш совет алимлири, шундақла шиветсийәлик гуннар ярриң, венгирийәлик юлиус мемета, чехийәлик людек гржебечик, германийәлик волфгаң штейтис вә башқиму мәшһур алимлар тәрипидин юқири баһаланғаниди. Алим тәтқиқатлириниң диққәт мәркизидә хәлқимизниң мәдәнийити, тарихи, әдәбиятшунаслиқ мәсилилири асасий орунни игилиди. Мурат һәмрайефниң тинимсиз әмгикиниң йәнә бир ярқин көрүнүши шуниңдики, у уйғур хәлқ еғиз иҗадийити нәмунилиридин мақал-тәмсилләрни, тепишмақларни, ләтипиләрни нәшрдин чиқирип, мәзкур жанирларниң қәдимийдин шәкиллинип, узақ тарихий җәрянда үзлүксиз өзгириш вә мукәммәллишиш йөнилишлирини баштин кәчүргәнликини дәлиллиди. Мурат һәмрайеф тәтқиқатлириниң енсиклопедийәлик характергә игә”.

Доклатчи йәнә мурат һәмрайефниң алим-педагог сүпитидә тилға аларлиқ әсәрләрни мәйданға чиқарғанлиқини, уйғур мәктәплири үчүн әдәбият программилирини түзүп, дәрсликлирини йезип чиққанлиқини, көплигән яшларни илим дунясиға дәвәт қилип, кандидат докторлуқ, докторлуқ диссертатсийәлиригә рәһбәрлик қилғанлиқини билдүрди.

Һазирғичә мурат һәмрайеф һәққидә көплигән хатириләр, әслимиләрниң йезилип, топламларниң нәшр қилинғанлиқи, буниңда болупму мәрһумниң иниси хәмит һәмрайефниң көп күч чиқарғанлиқи мәлум.

Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шаирәм баратова ханимниң ейтишичә, уйғур елидин қалса уйғурлар әң көп олтурақлашқан қазақистанда 1960-1980-йиллардила көплигән атақлиқ алимлар йетишип чиққанкән. Тил, әдәбият, сәнәт, тарих вә башқиму саһәләрдә йетилип чиққан уйғур алимлириниң бәзилири пәқәт қазақистан даирисидила әмәс, бәлки дуня миқясидиму тонулғаникән.

Шаирәм баратова мундақ деди: “бүгүнки илмий муһакимә йиғининиң әһмийити шуниңдики, шәхсән мән үчүн униңда мурат һәмрайефниң илмий паалийитигә даир йеңи мәлуматлар, мулаһизиләр, пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, алимниң илмий паалийити тар даиридә қаралмастин, бәлки униңда оқулған доклатлар алим һаятиниң әң муһим тәрәплирини, униң әмгәклириниң пәқәт түркий хәлқләр әдәбиятила әмәс, бәлки дуня әдәбияти үчүнму әһмийитиниң зор икәнликини көрсәтти. Йәнә бир муһим мәсилә, бүгүнки йиғин мурат һәмрайеф әмгәклириниң пәқәт әдәбиятшунасларла әмәс, бәлки тилшунаслиқ, тарих, мәдәнийәт, сәнәт вә башқиму саһә мутәхәссислири үчүнму муһим икәнликини дәлиллиди. Болупму маңа чәтәлләрдә яшаватқан қериндашлиримиздин тонулған америкалиқ тарихчи доктор нәбиҗан турсун, қирғизистанлиқ алим, пәлсәпә пәнлириниң кандидат доктори әкбәрҗан бавудуноф, қазақистанлиқ алим қидир төрәлиниң доклатлири қаттиқ тәсир қилди. Улар мурат һәмрайефниң һәқиқәтәнму дуняға тонулған бир уйғур алим икәнликини, мундақ шәхсләрни баһалашиниму билишниң зөрүр вә муһим икәнликини алаһидә тәкитлиди. Шундақла алим әмгәклирини инглиз вә башқиму түркий хәлқләр тиллириға тәрҗимә қилишниң муһимлиқини көрсәтти. Ейтип кетидиған йәнә бир мәсилә, биз келәчәктиму мушундақ илмий муһакимә йиғинлирини дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғур алимлириниму җәлп қилған һалда өткүзүшимиз лазимдур. Шундақ болған тәқдирдә биз аримиздики мунасивәтләрни техиму мустәһкәмләп, хәлқимиз алдида турған муһим мәсилиләрни һәл қилиш үчүн имканийәт тапқан болаттуқ.”

Мәлум болушичә, мурат һәмрайеф 1936-йили алмута шәһиридә дуняға кәлгән болуп, мәктәпни тамамлиғандин кейин ташкәнт шәһиридики оттура асия дөләт университетиниң шәрқ факултетида оқуғанкән. У шу чағларда әдәбиятшунаслиқ, әдәбият тарихи, әдәбият нәзәрийәси, тәрҗимә саһәлири бойичә һәртәрәплимә билим дәриҗисини ашурушқа тиришқан. Алим 1961-йили 25 йешида “уйғур классик вә заманиви поезийәсидики қапийә” темисида диссертатсийә яқлап, кандидат доктор болған болса, 1964-йили 28 йешида “түркий шеирийити түзүлүшиниң асаслири” темисида докторлуқ диссертатсийәсини утуқлуқ яқлап чиққан һәм шу вақитларда совет иттипақи бойичә әң яш пән доктори намиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.