Қазақистандики уйғурлар хитайниң уйғур елидики бастуруш сиясәтлирини қаттиқ әйиблиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.01.25
kocha-charlash-herbiy-saqchi-qoralliq.jpg Коча чарлаватқан броневик вә толуқ қоралланған хитай қораллиқ әскири. 2014-Йили 24-май, үрүмчи.
AP

Мәлумки, хитай коммунист һакимийити 1949-йили уйғур елини бесивалғандин буян, уйғур елида қанунсиз тәқибләш һәрикәтлирини елип бармақта. Болупму 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” дин кейин, хитай даирилири уйғур елида йүргүзүватқан бастуруш сияситини техиму күчәйтти. Хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан бүгүнки сиясити пүтүн дунядики уйғур җамаитини, шу җүмлидин қазақистанда яшаватқан уйғурларни қаттиқ әндишигә салмақта. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайефқа бу һәқтә мәхсус мәктуп йоллиған. Мәзкур мәктупта хитайниң уйғур елида йүргүзүлүватқан нөвәттики сиясий, диний вә миллий бесимлири йорутулған. Буниңдин ташқири қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә “ахбаратнамә” йезип, буни варақчилар сүпитидә аһалә ичигә вә иҗтимаий таратқуларға йоллиған.

“уйғур елидә қанунлар ишлимәйду”

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң қаришичә, хитай бу арқилиқ өзиниң асасий қанунидин ваз кәчмәктә һәм “миллий территорийәлик аптономийә қануни” ни бузмақта. Һәтта өзи имза қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий әһдинамилиригә хилаплиқ қилмақта. У, буниң уйғур елида йүргүзүлүватқан хитайниң асаслиқ сиясий тәқиблири икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мәсилән, өткән әсирниң 90-йиллири уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң 450 нәпәр әзасиниң 50 пирсәнтини уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ йәрлик хәлқләр тәшкил қилатти. Шуниңдин кейинки қурултайларда, болупму өткән йилидики қурултайда бу нисбәт 20 пирсәнткә чүшүп қалди. Демәк, һазир уйғур аптоном районида қанунлар ишлимәйду.”

У йәнә мундақ деди: “уйғурларниң сиясий һоқуқи йоқ. Һазир аталмиш "йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири" дә нәччә йүз миңлиған уйғур кадирлири, зиялийлири, диний затлири һеч қандақ сотсиз тутқун қилинмақта. Бу мәркәзләр гитлер заманидики лагерларға охшаш тутқунларниң меңисини ююп, мәҗбурий һалда хитай идеологийәси билән тәрбийәләватиду. Йәнә бир тәрәптин, уйғур диярида сақчиларниң һәссиләп көпийип кетиши вә уларға чәксиз һоқуқниң берилишидур. Һазир қанун ишлимәйду, сақчилар немә қилимән десә, шуни қиливатиду.”

Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди миллий кадирларни, атақлиқ әдибләрни, зиялийларни, диний өлималарни асассиз һалда “икки йүзлимичилик” тә әйибләш, аммиви ахбарат васитилири арқилиқ уларни бир-бирини паш қилдурушқа мәҗбурлаш қатарлиқ роһий азаблардин ташқири йәнә уйғур елида рәһимсиз сиясий тәқибләшниң мәвҗут икәнликиниму илгири сүрди. У йәнә хитайниң хитай тилидики маарипини киргүзүш арқилиқ уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ милләтләрни мәҗбурий ассимилятсийә қилишни көзләватқанлиқини, вә йәрлик хәлқләрниң миллий кимликини хитай кимлики билән алмаштурушни пиланлаватқанлиқини тәкитлиди.

“хәлқ өз тилини қанчилик тез йоқатса, дилиниму, дининиму шунчә тез йоқитиду”

Радийомиз зияритини қобул қилған сулайман дәмирәл университетиниң профессори дилнур қасимованиң ейтишичә, хитай даирилири аталмиш “қош тиллиқ маарип” программисини йолға қоюп, 2005-йилдин тартип уйғур елиниң маарип системисини хитайлаштуруш арқилиқ уйғур вә башқиму милләтләрниң миллий маарипини йоқитиш сияситини йүргүзүп кәлмәктикән. Дилнур қасимова ханим мундақ деди: “әслидә көп тилни өгәнгән яхши иш. Лекин ана тилини йоқитиш бу хитайниң мәқсити. Һазир уйғур мәктәплиридә уйғур тилида өтүлидиған дәрсләр йоқ. Балилар асасән хитай тилида оқуватиду. Оқуш қораллириниң һәммиси хитай тилида йеңидин тәйярлинипту. Оқутқучиларму ичкиридин йөткәп келидикән. Бу милләтни өз ичидин йоқитиш демәктур. Хәлқ өз тилини қанчилик тез йоқатса, дилиниму, дининиму шунчә тез йоқитиду. Шуниң билән хәлқ өзи йоқайду. Һазир үрүмчидә 14-милләт, йәни ‛минкавхән миллити‚ дәйдиған бир таипә пәйда болупту. Минкавхән дегини хитай мәктәплиридә оқуған уйғур балилиридур. Уларниң көп қисми һазир хитайлишиш гирдабиға қарап меңиветипту.”

Дилнур қасимова ханим миллий маарипсиз уйғур әдәбияти, мәдәнийити вә сәнитиниң, қисқиси келәчикиниң болмайдиғанлиқини, шуниң үчүн маарипни сақлап қелишниң биринчи вәзипә болуш лазимлиқини илгири сүрди.

“бизни мәҗбурий йоқитиш мумкин әмәс”

Тонулған язғучи абдухалиқ мәһмудоф бүгүнки күндә уйғурларниң наһайити еғир синақларға дуч келиватқанлиқини, уйғур елида қанунсиз тутқун қилишларниң һәддидин ашқанлиқини, хитайниң әнә шундақ қанунсиз тәқибләшләр арқилиқ пүтүн бир хәлқни йоқитишқа тиришиватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “биз мәҗбурлаш арқилиқ өз тилини, динини йоқитидиған милләт әмәс. Биз әсирләр давамида өзимизниң мәдәнийитимизни, тарихимизни тиклигән милләт. Бизни мәҗбурий йоқитиш мумкин әмәс. Бу пәқәт езилгүчи милләтниң әзгүчи милләткә болған қаршилиқини күчәйтиду, халас. Бикардин бикарға хәлқни қамиса, у қандақ мәмликәт болиду. Буниң ақивитини көримиз.”

Абдухалиқ мәһмудоф, уйғурларниң алдинқи қатардики һөрмәтлик зиялийлириниң хитайниң һәр хил кәмситишләргә, зораванлиқларға дуч келиватқанлиқиға наразилиқ билдүрди.

Хитайниң америка қошма штатлири елан қилған “диний әркинликләр давамлиқ дәпсәндә қилиниватқан мәмликәтләр тизими” да икәнлики мәлум. Уйғур елидики йәрлик мусулман милләтләрниң диний һоқуқлириниң бузулуватқанлиқи қазақистанлиқ уйғурларниму биарам қиливатқан мәсилиләрниң биридур.

“хитайниң мәқсити уйғурларни беқинди вә қул милләткә айландуруштур”


Диний зат мәһәммәтҗан һаҗим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан сияситиниң түп мәқсити уйғурларни муқәддәс ислам динидин яндуруш, уларни тилидин, йезиқлиридин, тарихидин, өрп-адәтлиридин мәһрум қилиш арқилиқ өзигә беқинди вә қул милләткә айландуруштур. Мав зедуң вә униңдин кейин һакимийәт бешиға кәлгәнләрниң барлиқи мушу мәқсәтни әмәлгә ашуруш үчүн һәрикәт қилмақта. Һазирқи ши җинпиң һакимийитиму уйғурларниң әң әқәллий инсаний һоқуқлирини қопаллиқ билән дәпсәндә қилмақта.”

“аяллиримиз, қизлиримиз очуқтин очуқ басқунчилиққа учраватиду”

Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур аяллири бирликиниң әзаси шәһәрбанум сәйдуллайева уйғур елида уйғур хәлқиниң бешиға келиватқан азаб-оқубәтләрдин аниларниңму қаттиқ зәрдаб чекиватқанлиқини тәкитлиди. У, мундақ деди: “ата-анилар пәрзәнтлирини, пәрзәнтләр болса яшанған ата-анилирини қоғдиялмай, амалсиз қалди. Әрләрниң көпчилики лагерларда, түрмиләрдә хорлиниватиду. Аяллиримиз, қизлиримиз очуқтин очуқ басқунчилиққа учраватиду, қизлиримиз мәҗбурий ички өлкиләргә елип кетиливатиду. 2016-Йилдин тартип уйғурлар билән хитайларни уруқ-туғқанлаштуруш сиясити кәң қанат йейип, қиз-оғуллиримиз мәҗбурий никаһлинишқа зорлиниватиду. Вәтәндики қериндашлиримиз аяқ асти қилиниватқан бир пәйттә биз чәт әлдики уйғурлар хәлқимизниң авази болуп, тегишлик орунларға, йәни кишилик һоқуқларни қоғдаш органлириға хәлқимизниң аһ-зарини йәткүзүшкә тиришишимиз керәк”.

Игилишимизчә, қазақистанда һазир рәсмий мәлуматлар бойичә 234 миңдин артуқ, хәлқ арисидики мәлуматлар бойичә 500 миңдин ошуқ уйғур яшаватқан болуп, улар асасән алмута шәһири вә алмута вилайитигә җайлашқан. Уйғурларниң миллий һәрикити һәққидики ахбаратлар бу йәрдики уйғур аһалисигә асасән қирғизистанда чиқидиған “иттипақ” гезити һәм һәр хил интернет торлири арқилиқ йәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.