Уйғур яш-өсмүр тәнһәрикәтчилири тайландтин дуня чемпийони болуп қайтти
2019.04.01

Қазақистан уйғур яшлириниң тәнһәрикәтниң һәр хил түрлиридики мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларға еришиватқанлиқи мәлум. Болупму путбол, хоккей, гимнастика, чаңғуда сәкрәш, бокс, кикбоксиң, йәни әркин муштлишиш, карате, йәни қаидисиз челишиш вә тәнһәрикәтниң башқиму түрлири бойичә өткүзүлгән һәр хил дәриҗидики мусабиқиләр шулар җүмлисидиндур.
Йеқинда тайланд пайтәхти банкок шәһиридә болуп өткән кикбоксиң бойичә дуня мусабиқисигә қазақистандинму бир гуруппа уйғур тәнһәрикәтчи қатнашти. Биз әнә шу мусабиқидин чемпийон болуп қайтқан бир қисим тәнһәрикәтчиләр билән сөһбәтләштуқ. Улар алмута вилайитиниң талғир наһийәсидә паалийәт елип бериватқан “нур” вә “қизил туғ” тәнһәрикәт кулублиридин болуп, булар суһраб һашимҗаноф, әлишир султанхоҗайеф, сайит интимақоф, әлиәсқәр әлиәсқәроф вә әлиҗан абләһәтофлардур.
Тәнһәрикәтниң бир нәччә түрлири бойичә хәлқаралиқ мусабиқиләрдә вә дуня мусабиқилиридә чемпийон аталған, һазир алмута вилайитиниң талғир наһийәсигә қарашлиқ бесағаш мәһәллисидә яшаватқан суһраб һашимҗаноф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән өзүм тәнһәрикәт билән кичикимдин тартип шуғуллинишқа башлидим. Дәсләптә алмута вә ташкәнт шәһиридә өткән кикбоксиң мусабиқисидә чемпийон болдум. Мән тәнһәрикәтниң һәр хил мушундақ түрлиридин күчүмни синидим. Мәсилән, 2011-йили берлинда өткән ушу-санда( чамбашчилиқ ) бойичә хәлқара мусабиқидә биринчи орунни алдим. 2015-Йили бейҗиңда өткән чамбашчилиқ вә куңфу ( гумба көрситиш) бойичә дуня мусабиқисидә алтун медал, 2018-йили шаңхәйдә болған хәлқара мусабиқидә мис медал алдим.”
1993-Йили туғулған суһраб һашимҗаноф қазақистан вә оттура асия бойичә өткән бир нәччә мусабиқиләрниң ғалиби болуп, һазир у, бир тәрәптин, өзи мусабиқиләргә қатнишиватса, йәнә бир тәрәптин, яшларни тәрбийәлимәктикән. Чамбашчилиқ бойичә тәнһәрикәт маһири суһраб һашимҗаноф 2013-йилдин буян “нур” тән-һәрикәт кулубида тренер болуп ишләп кәлмәктә. У өзиниң йешиға қаримай, яшларни өгитип, улардинму чемпийонларни тәрбийиләп чиқишқа тиришиватқанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “әлвәттә, бу қетимда тайландта болған кикбоксиң бойичә дуня мусабиқисигә бир топ уйғур балилири берип, қуруқ кәлмидуқ. Униңға 70 тин ошуқ мәмликәттин тәнһәрикәтчиләр қатнашти. Қазақистандин 30 ға йеқин адәм бардуқ. Бизниң қазақистан командиси омумий көрсәткүч бойичә 70 командиниң ичидин биринчи орунға игә болди. Бу, әлвәттә, чоң утуқ. Биз қазақистанниң туғини тайландта егиз көтүрүп, хушал болдуқ.”
Тайландта алтун медалға еришкән чемпийонларниң йәнә бири алмута шәһиридики мәсим яқупоф намидики 101-уйғур гимназийәсиниң 7-синип оқуғучиси әлишир султанхоҗайеф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән 2011-йилдин тартип ‛нур‚ тәнһәрикәт кулубида тәнһәрикәт билән шуғулланмақтимән. Мениң устазлирим авакрийеф ренат вә һашимҗаноф суһраб. Мән үч қетим қазақистан, бир қетим оттура асия чемпийони болдум. Бу йили банкокта дуня чемпийони болдум”.
Биз әлиширниң дадиси адилҗан абдумасарофни зиярәт қилғинимизда у мундақ деди: “мән балилиримни алтә йешида тәнһәрикәткә беривәткән. ‛нур‚ кулуби ечилғандин бери балилирим әлишир билән дилдар бериватиду. Һазир балиларға виҗданлиқ, ғурурлуқ болуши үчүн һәм тән-сақлиқи үчүн тәнһәрикәт керәк. Балилиримиз яхши утуқларға игә болуп, бизму хушал болуватимиз.”
Адилҗан абдумасароф уйғур хәлқиниң, қазақистан дөлитиниң шәнини қоғдаватқан барлиқ тән-һәрикәтичиләргә чоң мувәппәқийәтләр тилиди.
Игилишимизчә, тайландтин чемпийон болуп кәлгән тәнһәрикәтчиләр алмута шәһири вә уларниң юртида дағдуғилиқ қарши елинған. Талғир наһийәсиниң юрт-җамаәтчилики, уйғур җәмийәтлири вәкиллири, ата-анилар вә башқилар чемпийонларға алаһидә һөрмәт билдүргән.
Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики тәнһәрикәт комитетиниң рәиси әкрәм нурдуноф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “йәттә бала барди. Балилар қийнилип, биз һәр яқтин ярдәм бәрдуқ. Мән 150 әтрапида адәмләрни уюштуруп, уларни айродромда күтүвалдуқ. Андин ‛нур‚ ресторанида канай-сунайлар билән йәнә күтүвалдуқ.”
Әкрәм нурдуноф өзи башқуруватқан тәнһәрикәт комитетиниң кейинки вақитларда көплигән паалийәтләрни өткүзгәнликини оттуриға қойди.
Мәлум болушичә, қазақистанниң тәнһәрикәт саһәсиниң раваҗлинишиға уйғурларму салмақлиқ төһпә қошуп кәлгән. Уларниң қатарида көплигән тәнһәрикәт кулублирида тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә тәрбийәлинип чиққан һәмдә қазақистан, асия, дуня мусабиқилиридә чемпийон аталған уйғурлар көпләп санилиду. Абдурешит абдурахманоф, туйғун насироф, закир тохтийеф, алик җәлилоф вә башқилар шулар җүмлисидиндур.