Қазақистанлиқ уйғур маарипи вәкиллири: ана тилиниң келәчики миллий мәктәплиримиздә
2020.09.25

Мәлумки, 1998-йили қазақистан президентиниң пәрманиға бенаән мәмликәттә “қазақистан хәлқи тиллири күни” тәстиқлинип, бу байрам һәр йили сентәбир ейиниң үчинчи йәкшәнбә күни атап өтүп келиватқаниди. Мәзкур байрамниң мәқсити көп милләтлик қазақистан хәлқиниң бир пүтүнлүкини сақлап қелиштин, қазақ тилини раваҗландуруш вә уни тарқитиштин, балиларни пәқәт өз хәлқиниңла әмәс, бәлки пүткүл мәмликәтни маканлиған башқиму хәлқләрниң мәдәнийити вә әниәнилири роһида тәрбийәләштин ибарәт.
Әнә шу мунасивәт билән қазақистанда яшаватқан барлиқ милләтләр, шу җүмлидин уйғурларму һәр йили тил байримиға беғишлап һәр хил паалийәтләрни өткүзүшни әнәнигә айландурғаниди. Лекин бу йили дуняға тариған корона вируси сәвәбидин аммиви паалийәтләрни өткүзүш һөкүмәт тәрипидин чәкләңәнликтин, мундақ паалийәтләр мәктәпләрдә тар даиридә я болмиса тор арқилиқ өткән иди.
Биз алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридики билал назим намидики оттура мәктәпни зиярәт қилғинимизда мәзкур мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәни муәллими қәлбинур исқақова ханим һәр бир милләтниң өзигә хас хусусийәтлириниң болидиғанлиқини, шуларниң бири тил икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “тил арқилиқ мәлум бир хәлқниң тарихи, әнәнилири, турмуш-тәризи, дуняға көзқариши вә инсанчлиқ пәзиләтлирини өгинишкә болиду. Өзигә хас тили болмиған хәлқ милләт болуп шәкилләнмәйду. Тил йоқалса, хәлқму йоқилиду. Тил арқилиқ хәлқимизниң тарихини оқуп, өгинимиз. Тил бизниң мәнивий байлиқимиз. Җәмийитимиздә йүз бериватқан пәвқуладдә әһвалға қаримастин, қазақистан хәлқи тиллириниң айлиқиға беғишланған паалийәтләр өз мәзгилидә әмәлгә ашурулмақта. ‛дөләт тили-мениң тилим‚, ‛тилға һөрмәт, әлгә һөрмәт‚, ‛ана тилим-дана тилим‚ вә башқиму мавзуларға тәрбийә саәтлири уюштурулуп, тор арқилиқ өткүзүлмәктә.”
Қәлбинур исқақова мәзкур мәктәптә балилар саниниң өсүп, бүгүнки күндә 1107гә йәткәнликини, бу йөнилиштә болупму мәктәп коллектипиниң тиришип келиватқанлиқини билдүрди.
Игилинишичә, ахирқи вақитларда уйғур тиллиқ мәтбуатларда вә иҗтимаий таратқуларда омумән уйғур тиллиқ мәктәпләрдә оқуйдиған балилар саниниң барғансери азийип кетиш хәвпиниң пәйда болғанлиқи оттуриға қоюлмақтикән.
Ундақта қазақистанлиқ уйғурлар миллий маарипини қандақ сақлап қалмақчи? униң йоқап кетиш хәвпи барму? буниң қандақ сәвәблири мәвҗут?
Уйғур мәктәплириниң бүгүнки мәсилилири билән шуғуллиниватқан алим, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шәмшидин аюпоф әпәнди мундақ деди: “аччиқ болсиму, етирап қилиш керәкки, бу соалға иҗабий җаваб берәлмәймиз. Миллий маарип мәсилисини алайли. Һәр йили оқуш башлиништин илгири йигит башлири, юрт актиплири, милләтпәрвәр ата-анилар өйму-өй арилап, пәрзәндиңизни уйғур мәктипидә оқутуң дәп, ана тилида билим елишниң әвзәлликини чүшәндүриду. Әпсус, көпчиликниң мушуни тоғра чүшәнгүси кәлмәйдиғанлиқи кишини ечиндүриду. Тилимизниң сақлиниши миллий мәктәплиримизниң келәчики билән чәмбәрчас бағлиқ. Һә, биз болсақ, буни чүшинип, униңдин тоғра хуласә чиқириш, йәни ана тилимизни сақлап, уни раваҗландурушниң орниға әксичә тилимизни унтуш вә йоқитиш гирвикигә келип қалғанлиқимизни туймайватимиз. Әгәр чүшәнсәк, бу тәшвишлик, ақивити паҗиәлик әһвал.”
Шәмшидин аюпоф уйғур аһалиси арисида ана тилиниң, ана тилида оқушниң әһмийитини вә артуқчилиқини чүшәндүрүш ишлирини тохтатмай йүргүзүш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди. У йәнә қазақистан уйғурлириниң дөләт тили-қазақ тилиниң аброй-инавитини ашурушқа, униң техиму йүксилишигә қошидиған төһписиниң ана тилидики мәктәпләрни сақлап, өз тилида оқуйдиған оқуғучилар санини көпәйтиш арқилиқ болушқа тегиш икәнликини илгири сүрди.
“мәктәп” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийефниң пикричә, қазақистанда уйғур маарипиниң йоқилиш хәвпи барму дегән соалға һөкүмәт тәрипидин мундақ рәсмий сәлбий көзқараш йоқ дәп ишәнчлик ейтишқа болидикән, чүнки бу қазақистанниң асасий қануни билән капаләтләндүрүлгәникән. Шуниңға бағлиқ билим вә пән министирлиқи оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрниң маддий-техникилиқ базисини мустәһкәмләшкә, уларни салаһийәтлик пән оқутқучилири вә оқуш қораллири билән тәмминләшкә алаһидә диққәт бөлмәктә.
Рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф совет дәвридә уйғур мәктәплиридә оқуйдиған балилар саниниң 30 миң әтрапида болса, һазир икки һәссигә кемийгәнликини, буниң бир нәччә сәвәблириниң бар икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “балилирини өзгә тиллиқ, болупму рус тиллиқ мәктәпләргә бериватқан ата-аниларға бағлиқ болмақта. Бу йәрдә ата-аниларниң кәлтүридиған асасий сәвәби, кәлгүсидә алий оқуш орунлириға чүшүп оқушта пәрзәндлиримиз қийнилиду дәп, башқа тиллиқ мәктәпләргә әвәтиду. Иккинчидин, кәң җамаәтчиликниң болупму маарип саһәсидә йүргүзүлүватқан ислаһатларға өз вақтида җаваб берип, шуларға әгишәлмәйватқанлиқидинмикин дәп ойлап қалимән. Бир туташ тестқа, йәни имтиһанға қатнишиш мәсилисиму әң чоң рол ойниди, дәп ойлаймән. Бирақ қандақла болмисун һәр бир хәлқ вәкили үчүн өз ана тили вә униңға садиқ болуш наһайити чоң мәсилә.”
Радийомиз зияритини қобул қилған абай намидики қазақ педагогикилиқ университетниң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шаирәм баратова ханим мундақ деди: “һәқиқәтән һазир уйғур тиллиқ мәктәплиримизниң әһвали анчиму махтиғидәк әмәс. Гәп һөкүмәт тәрәптин мәктәплиримизгә болған ғәмхорлуқниң йетишмәсликидә әмәс, бәлки өзимизниң бу мәсилигә бепәрвалиқ билән қараватқинимизға бағлиқ. Шуниң үчүн биз һәр йили ана тилиға беғишланған һәр хил паалийәтләрни өткүзүп, яш әвладниң ана тилиға, өз хәлқиниң мәдәнийитигә, әдәбиятиға болған һөрмитини, муһәббитини ашурушқа алаһидә көңүл бөлүватимиз. Елимиздә миллий мәктәпләргә болған сәлбий көзқарашлар яки уларни йепиш тоғрилиқ пикир-тәклипләр йоқ, дәп ойлаймән. Изһтимаий торларда бу һәқтә һәр хил питнә-иғвалар болуп туруши мумкин, амма биз буниңға етибар бәрмәймиз. Биз пәқәт рәсмий хәвәрләргә ишинимиз.”
Мәлуматларға қариғанда, қазақистанда 62 мәктәптә уйғур балилири өз ана тилида билим еливатқан болуп, уларниң 11 толуқ уйғур тиллиқ мәктәпләр болса, қалғанлирида оқутуш рус, қазақ вә уйғур тиллирида елип берилидикән. Шу зһүмлидин алмута шәһиригә җайлашқан икки уйғур мәктәп-гимназийәси җумһурийәт бойичә үлгилик һесаблинидикән. Шәһәрниң достлуқ мәһәллисидә орунлашқан абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәси болса, 2017-йили “юнеско, йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән-маарип, мәдәнийәт оргининиң тизимидики мәктәпләр” қатариға киргән.