Хитай қазақистан билән лайиһиләрни әмәлгә ашурушта немини көзләйду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.07.14

Кейинки йилларда хитай болупму оттура асияниң қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистан җумһурийәтлири билән бирликтә бир қатар лайиһиләрни әмәлгә ашурушни көзләватқанлиқи мәлум. 14-Июлда русийәниң “регнум” ахбарат агентлиқи елан қилған “тавутқичә достлар: хитайниң оттура асиядики баһалири барғанчә қариму-қарши болмақта” намлиқ мақалиниң аптори евгения ким хитайниң сабиқ оттура асия совет җумһурийәтлири билән түзгән лайиһилиригә өз баһасини бәргән. У бу лайиһиләрниң әмәлгә ешиш қәрәллириниң бәлгисиз бир вақитқа қалдурулғанлиқини, пәқәт мушу йилниң ахириғичә хитай карханилирини қазақистанға көчүрүш бойичә алтә лайиһиниң әмәлгә ашурулуп, униңға 4 милярд доллар сәрп қилишниң көздә тутулуватқанлиқини, омумән икки мәмликәт оттурисида 51 лайиһини әмәлгә ашурушниң пиланлиниватқанлиқини илгири сүриду. Бу лайиһиләрниң көпчиликини иқтисадниң ишләп чиқириш саһәси тәшкил қилмақчи.

Мақалидә ейтилғандәк, қазақистан истратегийилик тәтқиқатлар институтиниң мудири йерлан карин мушу йилниң бешида мәмликәт территорийисидә 2500 хитай компанийисиниң тиркәлгәнликини һәм қазақистанда ишләватқан чәтәл компанийилири ичидә хитайниң бәшинчи орунда туруватқанлиқини оттуриға қойған. Шу мунасивәт билән қазақистандики муқимлиқ вә бихәтәрлик мәсилисигә тохталған мақалә аптори хитайниң қазақистандики әлчисиниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп, хитайниң әслидә мәркизий асияға тәсир қилиш нийитиниң йоқлуқини, хитайниң шәхсий мәнпәәтләрни көзлимәй, бәлки икки тәрәплимилик һәмкарлиқниң һәр икки тәрәп мәнпәәтлири асасида түзүлгәнликини билдүриду. юқирида аталғандәк лайиһиләр асасида, мәсилән, қазақистан хитай үчүн оқ-дора ишләпчиқириш, хитай буниң орниға қазақистанлиқ һәрбийләр үчүн турушлуқ өйләрни селиш пиланланмақта икән. Буниңдин ташқири, кино ишләш вә билим саһәлиридиму бирләшкән лайиһиләр әмәлгә ашурулмақчи. Мәлуматларға қариғанда, һазир хитайда 11 миң қазақистанлиқ билим еливатқан болуп, уларниң санини йәниму көпәйтиш көздә тутулмақта. Бу йөнилиштики йеңи келишим шәртлири һазирчә сир болуп қалмақта.

Хитай мундақ лайиһиләрни башқиму оттура асия җумһурийәтлири билән әмәлгә ашурушни пиланлаватқан болсиму, бәзи мәсилиләрдә талаш-тартиш болғанлиқтин бу лайиһиләрниң әмәлгә ашуруш қәрәллири созулмақта. Мәсилән, қирғизистан билән хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүр йолини селиш лайиһисиниң муһакимә қилиниватқиниға 15 йил болған икән. Шундақтиму, хитай вә қирғизистан бәзи саһәләрдә һәмкарлиқини хели күчәйтишни қолға кәлтүргәнлики ейтилиду. Мәсилән, мушу йили алтинчи айниң 1-күни бишкәктә уйғур аптоном райони товарлириниң көргәзмиси ечилса, 3-күни қирғиз-хитай теббий йиғини, 28-күни икки тәрәплимилик иш йиғини өткән иди. Буниңдин ташқири, мақалидә мушу йилниң июн ейида хитай-қазақистан-қирғизистан саяһәт аптомобил йолиниң ечилиши пиланланған болсиму, аммиви ахбарат васитилиридә бу һәқтә бирәр мәлуматниң һазирчә елан қилинмиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Әмди хитай билән таҗикистан оттурисида имзаланған келишим бойичә хитай таҗикистанниң шималидики истикөл шәһиридә чоң металургийә завутини қуруш пиланлинип, униңға хитай 500 милйон доллар мәбләғ аҗратмақчи. Буниңдин сирт йәнә мәмликәтниң соғда вилайитидә биналар, төмүр йол, електр енергийә истансиси вә башқиму бир нәччә чоң-кичик истансилар вә башқиларни селишқиму хитай тәрәп мәбләғ салмақчи. Төмүр йол, газ турубилирини селиш лайиһилири өзбекистан вә түркмәнистан билән бирликтиму әмәлгә ашмақчи.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанлиқ мутәхәссис расул җумалиниң пикричә, кейинки йигирмә-йигирмә бәш йил ичидә хитай болупму қошна мәмликәтләр билән болған мунасивәтлиридә өзиниң империйәлик нийәтлиридин йирақ икәнликини испатлашқа тиришип кәлмәктә. У мундақ деди: “хитай ишәнчлик вә гәвдилик бир шерик болуп, униң иқтисадий саһәдики һәмкарлиқи башқа мәмликәтләр үчүн әһмийәтлик. Шуңлашқа хитай мушу күнгичә өзиниң тинчлиқпәрвәр дөләт икәнликини көрситишкә тиришмақта. Шу нәрсә чүшинишликки, иқтисадий қудритиниң өсүши һаман бир күни бәрибир хитайниң сиясий қудритиниңму өсүшигә елип келиду. Һазирчә хитай техи мундақ дәриҗигә йәтмиди”.

Йәнә бир қазақистанлиқ мутәхәссис ғалим агелеуоф зияритимизни қобул қилип, хитайниң, мәсилән, қазақистанға селиватқан мәбләғлириниң һәқиқәтәнму қазақистанниң омумий иқтисадиға иҗабий тәсир йәткүзидиған болса, буни һәр җәһәттин қоллашқа әрзийдиғанлиқини, амма әмәлийәттә бу мәбләғләрниң көпинчә айрим әмәлдарларниң янчуқиға чүшүп кетиватқанлиқини илгири сүрди. У икки тәрәп оттурисида келишилгән лайиһиләр бойичә хитай карханилириниң қазақистанға йөткилишиниң һәммә шәртлири алдин-ала қанунлаштуруш зөрүрлүкини билдүрүп, мундақ деди: “һәр бир карханиниң өзиниң қаидилири, қанунлири болуши тегишлик. Әгәр мушу қаидә вә шәртләр толуқи билән сақлинидиған болса, әлвәттә, яхши. Әмма биздә ундақ қаидиләрниң сақланмиған пәйтлириму болуп туриду. Мубада қазақистанлиқ ишчиларниң мәнпәәтлирини қоғдайдиған, мәсилән, кәспий иттипақ охшаш тәшкилатларни қуруш көздә тутулмайдиған болса, уларниң һоқуқлирини ким қоғдайду? у чағда йәрлик ишчиларниң чәтәлликләр билән тоқунушлири буниңдин кейинму қаттиқ болуши мумкин. Бу йәрдә йәнила шу иш бәргүчиләр, мәбләғ аҗратқучилар, йәни хитай тәрәп пайда көриду”.

Ғ. Агелеуоф хитай карханилири бу мәмликәттә пәқәт өз ишчилириниң мәнпәәтлирини қоғдашқа тиришидиғанлиқини, хитай карханилири ишлигән тәқдирдә бу йәрниң һавасиниң булғинидиғанлиқини, униң мәһсулатлириғиму бихәтәрлик өлчәмлири бойичә қаттиқ тәләп қоюлмиса, өлчәмсиз хитай мәһсулатлириниң қазақистанлиқларниң саламәтликигә зиян йәткүзүш мумкинликини илгири сүрди.

Мәлумки, 6-айниң ахири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий рәһбәрлириниң йиғини җәрянида хитай рәиси ши җинпиң өзбекистанда рәсмий зиярәттә болуп, икки дөләт арисида бир қатар келишимләр имзаланди. Хитайниң өзбекистанға 2 йерим милярд доллардин артуқ кредит бәрмәкчи болғанлиқи мәлум болди. Ши җинпиң йәнә таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан рәһбәрлири биләнму айрим учришип, хитай билән бу дөләтләрниң сиясий, иқтисадий вә сода, енергийә һәмкарлиқлирини күчәйтиш мәсилилиридә пикир алмаштурған иди. Хитайниң нөвәттә оттура асия дөләтлиригә сода-иқтисадий җәһәттин көпләп мәбләғ селип, бу дөләтләрниң хитай билән болған мәнпәәт бағлинишини күчәйтиватқанлиқи, оттура асия дөләтлири билән болған мәзкур алақиләрдә уйғур аптоном райониму васитә қиливатқанлиқи мәтбуатларниң давамлиқ қизиқ темиси болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.