Хитайниң қәдимки күсән мәдәнийитини хитай мәдәнийитигә бағлап изаһлиши асассиз урунуштур
2024.11.19
Хитай “ишчилар гезити” ториниң хәвиригә қариғанда, 26-өктәбир күни уйғур елиниң куча шәһиридә “йипәк йоли мәдәнийәт алмаштуруши вә күсән тарихи, мәдәнийити тәтқиқати илмий муһакимә йиғини”, “8-нөвәтлик күсәншунаслиқ йиғини” вә “күсән саяһәтчилики тәрәққият илгири сүрүш йиғини” қатарлиқ бирқанчә йиғинлар өткүзүлгән.
Игилинишчә, бу қетимқи чоң йиғилишқа хитай дөләт ичи вә сиртидин 130 ға йеқин мутәхәссис-тәтқиқатчилар қатнашқан. Хитай вә чәт әллик алимлар кучаниң тарихи, мәдәнийити, иқтисади, дини, тили вә сәнити һәққидики мәзмунларни чөридигән һалда муһакимә елип барған. Музакирә темилириниң ичидә куча тарихидики “бәй” фамилисиниң келип чиқиши һәққидики талаш-тартишларниңму орун алғанлиқи кишиниң диққитини тартиду.
Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулған күсән темисидики түрлүк йиғин вә паалийәтләр әвҗ алған болуп, хитайниң мәтбуат вә ахбаратлирида “күсән” темиси қизиқ нуқтиға айланған.
Көзитишимизчә, хитай һөкүмитиниң “күсән” мәдәнийитини издәш, қезиш һәрикити бир тәрәптин мәдәнийәт ядикарлиқлири тәтқиқатида ипадиләнсә, йәнә бир тәрәптин саяһәтчилик кәспини тәрәққий қилдурушта көрүнәрлик түс алмақта. Хитай һөкүмитиниң қәдимки куча-ақсу райониға нәзәрини тиккәнлики ениқ болуп, илгири қизил миңөй тәтқиқат институти, күсән музика-уссул тәтқиқат җәмийити вә күсән қәдимий қәбристанлиқи музейи қатарлиқ йеңи идарә-органлар арқа-арқидин тәсис қилинишқа башлиған. Саяһәтчилик җәһәттә хитай саяһәтчилирини җәлп қилиш мәқсәт қилинған “җаңнәндин ғәрбий юртқичә: күсәнниң мәдәнийәт изһари” қатарлиқ темиларда түркүм-түркүм саяһәт гуруппилирини тәшкиллигән.
Бир милләткә яки бир дөләткә тәвә мәдәнийәт ядикарлиқлири өзигә муҗәссәмләнгән тарихий вә мәдәнийәт арқа көрүнүши билән қиммәткә игә болиду. Қәдимки күсән мәдәнийитини елип ейтсақ, бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң кучадики тарихий ядикарлиқларни қайта издәш вә йеңидин шәрһләшкә сәпәрвәрлик қилиш һәрикити немидин дерәк бериду?
Алди билән хитай һөкүмитиниң бунчә күч сәрп қилип “йеңи күсән мәдәнийити” яритиш қизғинлиқиға һәрикәтләндүргүч күч болған қәдимки күсән мәдәнийәт ядикарлиқлириниң характери һәққидә қисқичә чүшәндүрүш берип өтүшкә тоғра келиду.
Қәдимки күсән дөлити тарим ойманлиқини кесип өткән йипәк йолиниң шималий линийәсидики әң муһим мәдәнийәт мәркәзлиридин бири болған. Күсән дөлитиниң территорийәси һазирқи куча наһийәсини мәркәз қилған һалда бүгүр, шаяр, тоқсу, бай, ақсу, учтурпан қатарлиқ наһийә-шәһәрләрни өз ичигә алған иди. Күсән дөлити кейинки дәврләрдә айрим-айрим һалда қочу уйғур ханлиқи вә қараханийлар ханлиқиниң башқурушида болған болсиму, тарихта йәнә мустәқил һалда өз алдиға иқтисадий, һәрбий вә сиясий мәркәз болуп кәлгән. Германийә шәрқшунаслиридин климкийт шундақ қарайдуки, күсән бәглики кичик болушиға қаримай, тарим ойманлиқидики даим йүз берип туридиған күч синишишларға тәсир көрситәлигән, көчмән чарвичи милләтләр билән хитай оттура түзләңлики оттурисидики тоқунушларғиму арилишалиған.
Уйғур әҗдадлири миладийәдин бурунқи 3-әсирниң алди-кәйнидин башлап будда диниға етиқад қилған дәврләрдә, удун, күсән вә идиқут қатарлиқ қәдимки шәһәр дөләтлириниң мәшһур будда дини мәркәзлиригә айланғанлиқи мәлум. Бу дәврниң изналири сүпитидә қәдимки куча дияридиму нурғунлиған маддий вә язма ядикарлиқлар сақланмақта. Буларниң ичидә 1500 йиллар бурун ясалғанлиқи мәлум болған қия-җилғилардики ибадәтхана вә қурулушлар мәвҗут болуп, улар “миң өй” ядикарлиқлири дәп аталған. Мәсилән, қумтура, дулдул оқур, қизил, су беши қатарлиқ җайлардики ташкемир сәнити ялғуз будда дини тәрәққиятини ипадиләпла қалмастин, бәлки қәдимки уйғурларниң сәнәт, музика-уссули, етнографийәлик алаһидилики қатарлиқ қәдимки күсәнликләрниң турмуш вә һаят шәклини йорутуп бериду.
Язма ядикарлиқлар ичидә куча вә униң әтрапидин байқалған һинди, тохар вә санскрит йезиқидики қәдимки һөҗҗәтләр алаһидә қиммәткә игә. 19-Әсирниң ахири, 20-әсирниң башлиридики явропалиқ експедитсийәчиләрни худди магнитқа охшаш өзигә тартқан қәдимки тиллардики ядикарлиқлар аллиқачан системилиқ тәтқиқ қилинди. Дуня алимлири бизгә шуни җакарлайдуки, күсән мәдәнийити грек-рим-оттура асия мәдәнийитиниң юғурулмиси, бу мәдәнийәтниң яратқучилири шу земинда яшиған күсәнлик уйғурлардур.
Хитай һөкүмәт “тәтқиқатчилири” ниң қәдимки кучадики “бәй” фамилисиниң келип чиқишини хитай мәдәнийитиниң тәсиригә бағлаш урунуши, түп негизидин ейтқанда хитайниң бүгүнки сиясий еһтияҗи үчүн оттуриға чиққан оюндин башқа нәрсә әмәс. Хитай тәтқиқатчилири бу темини қәдимки күсән билән хән сулалиси оттурисидики алақиләргә бағлап, қәдимки куча мәдәнийитини хитай оттура түзләңлик мәдәнийитиниң ейтими билән шәрһләшкә урунмақта.
Хитай тәтқиқатчилири “бәй” фамилисиниң қәдимки күсәнликләр арисида қоллинилғанлиқини, күсән ханлиридин бәй ба, бәй йиң, бәй чүн қатарлиқ исимларниң хитайниң хән сулалисидин буянқи йилнамилиридә хатириләнгәнликини илгири сүриду. Хитай тор сәһипилириму буниңға мас қәдәмдә “бәй фамилиси қәдимки күсән хан җәмәти билән хән сулалиси оттурисидики қоюқ мунасивәтни көрситипла қалмай, бәлки қәдимки куча мәдәнийитиниң көп мәнбәлик алаһидиликини гәвдиләндүрүп бериду” дегән тәшвиқат елип берилмақта.
Хитай һөкүмәт тарихчилириниң уйғурлар тарихта һәр хил шараитта қолланған бир қисим хитайчә фамилиләрни хитай мәнбәлик тарихқа бағлаш яки күсән мәдәнийитини бүгүнки хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқати үчүн хизмәт қилдуруш қилмиши, пүтүнләй тарихқа вә илмий тәтқиқатқа уйғун болмиған урунуштур. Тарихта һон, түрк вә уйғур қәбилә-уруқлириниң намлири хитай тарихнамилирида аһаң тәрҗимиси бойичә хатириләнгән болуп, уларниң хитайчә хәт билән йезилғанлиқиға қарапла, уларни хитайчә фамилиләр дәп қарашқа болмайду.
Илгири уйғур фамилилири үстидә тәтқиқат елип барған әнвәр сәмәд қатарлиқ бир қисим тәтқиқатчилар, уйғурлар вә оттура асияда яшиған бир қисим милләтләр қолланған бир қисим исим-фамилиләрниң хитай мәнбәлиридә “җийән, бәй, ән, нәй” қатарлиқ сөзләр билән аһаң тәрҗимиси қилип хатириләнгәнликини илгири сүриду. Уларниң қаришичә, бу хил фамилиләрниң бир қисми хитайларниң башқа милләтләргә фамилә һәдийә қилиш васитиси билән шәкилләнгән икән. “бәй” фамилисини алсақ, кейинки “хәннамә” дики “бәнчав тәзкириси” дә, күсән ханлиридин суварна пуспаниң исми хитай тилида бәй ба (白霸), суварначун ханниң исми бәйчүн (白纯) дәп хатириләнгән. Милади 91-йилидин 788-йилғичә болған йәттә әсиргә йеқин вақит ичидә, күсәндә “бәг” мәнисини билдүридиған (хитайчә бәй дәп тәрҗимә қилинған) “суварна” фамилиликләр һакимийәт йүргүзгән. Булардин башқа хитайниң сүй, таң дәврлиридә оттура түзләңликтә музика сәнити билән шуғулланған даңлиқ күйшунас күсәнлик ақар манданиң исми хитайчә бәй миңда (白明达) дәп хатириләнгән.
Күсәнликләрниң “бәй” фамилисини қоллиниш мәсилиси һәққидә түрлүк қарашлар мәвҗут болуп, һазирғичә техи ениқ йәкүн чиқирилғини йоқ. Әнглийәлик алим бәйлер “бәй” дегән күсән һөкүмдарлириниң фамилисиниң йәр намидин келип чиққанлиқини оттуриға қойған. Тилшунас ибраһим мутии әпәндиму бәйлерниң бу қаришини қоллайду. У қәдимки кучаниң “кутси” (kutsi) дәп аталған исминиң етимологийәси “ақ, йоруқ” дегән мәниләрни билдүридиғанлиқини, “күсән” сөзи дәл “кутси” (kutsi) ниң сүпәт шәкли болған “кучәннә” (Kucanne)дин кәлгәнликини, куча сөзиму шуниңдин келип чиққанлиқини тәкитләйду.
Йиғип ейтқанда, хитайниң “бәй” фамилилик күсәнликләрниң йилтизини ши җинпиң дәвридики “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” сиясий тәшвиқати үчүн асас яритишқа урунуш қилмиши, илмий тәтқиқатқа вә илим әхлақиға түптин зит болған сиясий пурсәтпәрәстликтур.
Хитай һөкүмитиниң “күсән” аталғусини суйиистемал қилиши вә уни өз алдиға изаһлиши, “күсән миллити” дегән ғәлитә аталғуни пәйда қилиши, миңөй ташкемирлири рәсимлирини хитай мәдәнийитигә бағлап изаһлиши, шундақла күсән музика-уссуллирини хитай мәдәнийити қатарида тәшвиқат қилиши қатарлиқ урунушлириниң маһийити бир тәрәптин мәдәнийәт саяһәтчиликидә иқтисадий пайда яритишниң козири қилиш үчүн болса; йәнә бир тәрәптин, уйғур әҗдадлириниң исламийәттин бурунқи қәдимий мәдәнийитини уйғур мәдәнийәт категорийәсидин айрип ташлап, уни хитай мәдәнийити нуқтиинәзиридин чүшәндүрүшкә урунуштин ибарәттур.
Дәрвәқә, илим-пән вә дуня илим саһәси хитайниң бу рәзил сиясий урунушлириниң маһийитини мустәһкәм дәлил-испатлар билән ечип ташлайду!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]