“боюн қисип қалған” хотән қәғәзчилики

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.09.13
Хитайниң аталмиш “төт чоң кәшпияти” ниң йәнә бир йүзи Үҗмә дәрихидин қәғәз ясаштин ибарәт ата мирас кәспи билән шуғуллинип, җан беқиватқан уйғур аилиси. 2016-Йили яз, хотән.
Far West China

Уйғур мәдәнийитиниң есил нәмунилиридин бири болған Қәғәзчилик Уйғур хәлқиниң қол һүнәрвәнчилик тәрәққиятиниң шаһити вә әмгәкчан хәлқниң әқил-параситиниң җанлиқ пакити һесаблиниду. Қәғәзчилик Һүнириниң уйғурларға тәвә язма ядикарлиқларниң бизгә йетип келиши вә ғәрб вә шәрқ мәдәнийитини учраштурушта ойниған муһим ролиға сәл қарашқа болмайду.

Һалбуки Қәғәзчилик Һүнири нөвәттә хитай һөкүмитиниң түрлүк чәклимилиригә вә хирислириға учримақта. Хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сиясити нәтиҗисидә қәғәзчилик һүнири вә униң варислири көздин йоқитилип, әнәниви қәғәз ясаш һүнири җуңхуа миллитиниң ортақ мираси қилип тартивелиништәк қисмәтләргә дуч кәлмәктә. Хотән қәғизи ишләпчиқириш һүнири йоқилиш гирдабиға йүзлинип “боюн қисип” қалмақта.

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғур елидә күчәп тәшвиқ қиливатқан саяһәтчиликни тәрәққий қилдуруш долқунида, мәмликәт ичи вә сиртидики кишиләрни уйғур елигә келип “шинҗаңниң нәқәдәр бихәтәр вә яхши” җай икәнликини көрүп беқишқа чақириқ қилмақта. “қизил саяһәт”, “мәдәнийәт арқилиқ шинҗаңни озуқландуруш” вә “шинҗаң яхши җай” қатарлиқ шәкилләрдә елип бериливатқан саяһәтчилик ишлири гәрчә түрлүк-түмән намлар билән пәрдазлинип оттуриға чиқирилған болсиму, хитай һөкүмитиниң “қирғинчилиқ” маһийитини йошуруп қалалмиди. Көзәткүчиләр уйғур елидә әвҗ еливатқан бу хил саяһәтчиликни хитай компартийәси һөкүмитиниң зораванлиқ қилмишлирини қанунлаштуруш үчүн һәмтаяқ болуш һәрикити дәп тәбир бериду.

“қирғинчилиқ саяһити” өз нөвитидә уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини йоқ қилип, уйғур мәдәнийитиниң әсли қияпити вә изчиллиқиға тосалғулуқ қилмақта. Буларниң ичидә уйғур қол һүнәрвәнчилик кәсиплиридин кулалчилиқ, пичақчилиқ вә қәғәзчилик қатарлиқлар еғир хирисқа дуч келип, хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән коммунистик тәшвиқат рамкиси вә хитайлаштуруш истратегийәсиниң қурбаниға айланмақта.

Тарихтики йипәк йоли содисида юқири тавар қиммитигә игә болған хотән қәғизи вә қәғәзчилик һүнири саяһәтчиликниң катализаториға айландурулуп, хитай мәдәнийити тәшвиқати үчүн хизмәт қилдурулмақта. Қәғәзчилик һүнири 2006-йили хитай дөлити бойичә қоғдилидиған ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүлгәниди. Шундин етибарән, хитай даирилири хотән қариқаш наһийәси пичақчи кәнтидә қәғәзчилик техникиси бағчиси тәсис қилип көргәзмихана, һөснхәт зали қатарлиқ бир йүрүш түрләрни йолға қойған. Йеңидин қурулған қәғәзчилик һүнири бағчиси асасән хитай саяһәтчиләрниң екскурсийә қилишиға ечиветилгән болуп, көргәзмә зали хотән қәғизигә сизилған хитайчә услубтики су бояқ рәсим вә хитайчә һөснхәтләр билән толған.

Шуниси ениқки, хитай тәшвиқат тармақлири хотән қәғәзчилик һүнириниң һәқдар игилири болған уйғурларниң мәдәнийәт мираси икәнликини тилға алмастин, бәлки уни җуңхуа миллитиниң есил мәдәнийәт мираси қатарида базарға салмақта. Кишини тәәҗҗүпләндүридиғини, тарихтин буян “хотән қәғизи”, “хам қәғәз” яки “саман қәғәз” дәп атилип кәлгән әнәниви һүнәр билән ясилидиған қәғәзни хитай мәтбуатлирида хотән қәғизи дәп атимастин, (桑皮纸) “үҗмә қәғизи” яки(汉皮纸) “хән қәғизи” дәп аташ омумлашқан. Хитай таратқулирида йәнә “хән қәғизи” дәп аташниң сәвәби, бу хил қәғәзниң хитай хән сулалиси дәвридә иҗад қилинғанлиқиниң бәлгиси дәп чүшәндүрүлгән. Даириләрниң гепичә хотән қатарлиқ җайлардиму үҗмә дәрихи йетиштүрүлгәчкә, бу җайлардиму қәғәзчилик һүнири тарқалғанмиш.

Әгәр хотән қәғизи хитайлар ейтқинидәк оттура түзләңликтә иҗад қилинған болса, бу һүнәр немишқа бүгүнки күндә пәқәтла хотәндә сақлинип қалди?

Қәғәзчилик һүнириниң кәшип қилинишиға кәлсәк, хитай тарихчилири “төт чоң кәшпият” дәп пәш қиливатқан аталмиш бу кәшпиятларниң ичидики қәғәз йиллардин буян җиддий бәс-муназириләргә сәвәб болмақта. Йеқинқи дәврдә арқа-арқидин байқалған археологийәлик тепилмилар вә язма һөҗҗәтләр хитай оттура түзләңликидә яшиған сәйлун кәшип қилған қәғәзчилик техникисидин хели бурунла турпан-тарим ойманлиқида қәғәзчилик техникасиниң қоллинилғанлиқиға даир көзқарашни оттуриға елип чиқти.

Қәғәзни хән сулалиси дәвридә иҗад қилинған дегән қарашни тоғра десәкму, бу хил қәғәз ясаш техникиси өсүмлүк талалиридин пайдилинип ясалған. Һалбуки, хотән қәғизи үҗмә дәрихи вә тоғрақ дәрихиниң қовзиқини асасий материял қилип ясилиду. Қурғақ оттура асия килимати билән оттура түзләңлик һава килимати охшимиғачқа, қәғәзгә ишлитилидиған хам материялларму пәрқлиқ болған. Демәк хитай сулалилири дәвридә қолланған қәғәз билән түптин пәрқлиниду.

Лопнур, нийә вә турпан қатарлиқ җайлардики қум астиға көмүлгән харабиликләрдин қезивелинған қәғәз әвришкилирини тәкшүрүп бекиткән мутәхәссисләр, қәғәзниң үҗмә дәрихи қовзиқидин ясалғанлиқини тәкшүрүп испатлиған.

Әнглийәлик алим аврел ситәйинниң “қәдимки хотән” намлиқ китабидики хатирилиригә қариғанда, хотән тәвәсидики нийә харабиликидин үҗмә дәрихи излири байқалған. Нийә харабиликиниң йил дәвриниң миладийәдин бурунқи 1-әсирдин миладийә 4-әсиргичә болған дәвргә тоғра келидиғанлиқи мәлум. Аврел ситәйин әйни вақитта хотәндә үҗмә дәрихи қовзиқидин қәғәз ясаш техникасиниң кәң қоллинилғанлиқи вә қәғәзчиликниң хотәнниң йәрлик ишләпчиқиришида муһим салмақни игиләйдиғанлиқидин учур бәргән. Венадики ботаника пирофессори җ. Виснер (J. Wisner) Нийә харабиликидин тепилған қәғәз парчилириниң үҗмә қовзиқини хам материял қилғанлиқини испатлап чиққан. Тәтқиқатчи виснерниң бу һәқтики доклатида, бу хил үҗмә дәрихиниң пәқәтла шәрқий түркистанниң хотән районида өсидиғанлиқи, шундақла бу хил дәрәх қовзиқиниң қәғәз ботқиси қилишқа әң баб келидиғанлиқи, қәғәзниң сүпити чиң вә асан йиртилмайдиған хусусийәткә игә икәнликиму баян қилинған.

Хош, хотән қәғизиниң һеқиқи ихтирачилириниң ким икәнлики ениқ болди. Хитай таратқулиридики хотән қәғәзчиликини оттура түзләңликкә бағлайдиған сәпсәтиләрниң мәйданға чиқиши теги-тәктидин алғанда уйғур мәдәнийитини инкар қилиш вә төвән көрүш хаһишлирини йошуруп қалалмайду.

Хитайдики “хәлқ тори” ниң 2024-йили 12-июлдики хәвәрлиридә пичақчи йезисидики қәғәзчилик һүнириниң вариси билал турсунбақи билән өткүзүлгән сөһбәтниң мәзмуни елан қилинған. Мәзкур сөһбәттә билал турсунбақи исимлик бу йигит өзиниң һәрқайси өлкиләрдики хитай рәссамлириниң вәтәнниң гүзәл тағ-дәрялирини сизиши үчүн хотән қәғизи билән тәминләп берәлигинидин пәхирлинидиғанлиқини билдүргән. У йәнә хотән қәғизини рәсим сизишқа ишлитиштин башқа йәнә панус, қатлинидиған йәлпүгүч, қийилған қәғәз вә петәк қатарлиқ буюмларни ясашқиму ишлитиватқанлиқини билдүриду.

Хәвәрдә баян қилинған тәпсилатлар шуни чүшәндүридуки, қәғәзчилик техникиси вариси билал турсунбақиға хитай содигәрлирини тонуштурушта хитай һөкүмәт даирилири васитичи болғанлиқи ениқ. Һөкүмәт даирилири билалниң хотән қәғизини кимгә сетиш вә ишлитилиш даирисини бәлгиләп бәргән. Йәнә бир мисал алсақ, әслидә тәңритағ тори дәп атилип һазир “тяншан тори” ға өзгәртиветилгән һөкүмәт тор бетиниң 8-сентәбир күнидики хәвиридә, үрүмчидики өсмүрләрниң 20 метир келидиған хотән қәғизигә “шинҗаң яхши җай” темисида рәсим сизиш паалийити уюштурулғанлиқи баян қилиниду. Булардин башқа йәнә, уйғур елиниң бирқанчә җайлирида хотән қәғизигә “җуңгочә су бояқ” рәсим сизиш мусабиқилири уюштурулғанлиқи мәлум.

Кишиниң диққитини тартидиған йәнә бир нуқта, хитай таратқулиридики мәлуматларға асасән, хотән қәғәзчиликиниң санақлиқ варислири асасән аяллар билән чәкләнгән. Миң йиллардин бери иш тәқсимати рошән болған бу кәсип бирдинла аяллар шуғуллинидиған һүнәргә айландурулған. Буниң кәйнидә уйғур елидики аилиниң түврүки вә әмгәк күчлири һесабланған әрләрниң тутқун қилиниш, из-дерәксиз ғайиб болуш, мәҗбурий әмгәккә селиниш қатарлиқ сәвәбләрдин аилә йүкиниң аялларға қалғанлиқидәк арқа көрүнүшни тәсәввур қилиш тәс әмәс.

Юқириқи мисалларни шундақ тәһлил қилишқа болидуки, хитай һөкүмитиниң нәзиридә уйғур мәдәнийитигә тәвә мәлум бир мәдәнийәт мирасиниң мәвҗут болуп туруши үчүн, чоқум “җуңхуа мәдәнийити” нами астида “хитайлаштурулуш” и шәрт иди. Шундила у хил мәдәнийәт “бихәтәр”, “сапалиқ” вә “өлчәмлик” болуп һесаблиниду. Бундақ дегәнлик барлиқ мәдәнийәт мираслири чоқум хитай истемалчилар яки саяһәтчиләрниң көңлини утушни алдинқи орунға қоюши керәк иди.

Бу нуқтидин алғанда, хотән қәғәзчилики хитай пуқралириниң иқтисадий мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған обйектқа айландурулған болуп, ши җинпиңниң оттура қатламдики хитай пуқралирини бейитип, “хитай чүши” ни әмәлгә ашуруш пиланиниң қурбанидур халас. Хотән қәғәзчиликиниң вәйран қилиниши уйғур мәдәнийитиниң әсли қияпити вә изчиллиқиға еғир тосалғулуқ қилиду. Бу хотән қәғәзчиликиниң нөвәттә уйғур мәшрәп-муқамлири, йемәк-ичмәк, өрп-адәтлири қатарлиқ мәдәнийәт мираслири билән бир қатарда хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән коммунистик тәшвиқат рамкиси ичигә елинғанлиқидин дерәк бериду.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.