«Қәләм күриши»: уйғур сәрхиллириниң 20-әсирдики милләт вә миллий дөләтчилик идеологийәсиниң баяни

Уйғур сәрхиллири 20-әсирниң биринчи йеримида милләт вә миллий дөләтчилик һәққидә қандақ издинишләрдә болған?
Чех җумһурийитидә йетишип чиққан тунҗи әвлад уйғуршунаслардин ондерей климес әпәндиниң йеқинда нәшрдин чиққан «қәләм күриши» намлиқ илмий китаби дәл бу темиға беғишланған.
Раван уйғур тилида радиомиз зияритини қобул қилған доктор ондрей климес әпәнди прагадики өйидә туруп сориған соаллиримизға қизғинлиқ билән җаваб бәрди.
У өзиниң 2000-йиларниң башлиридин башлап бу тема үстидә издинишкә башлиғанлиғанлиқини һәмдә он нәччә йиллиқ күч улап тәтқиқ қилиш арқилиқ бу илмий әмгикини йоруқлуққа чиқарғанлиқини билдүрди.
Зияритимиз җәрянида у, өзиниң бу илмий әмгикини уйғур сәрхиллириниң 20-әсирниң биринчи йеримида елип барған милләт вә миллий дөләтчилик издинишлири һәмдә бу җәһәттә оттуриға чиқарған идеологийәлиригә беғишлиғанлиқини илгири сүрди.
Ондрей әпәнди өзиниң бу китабиға муһәммәт имин буғраниң 1940-йилларда хитай тарихчиси или дуңфаң билән елип барған түрк тарихи һәққидики бәс-муназириси, йәни «қәләм күриши» намлиқ илмий язмисиниң темисини мавзу қилип талливалғанлиқини тәкитлиди.
У йәнә мәзкур китабида, 20-әсирниң биринчи йеримидики уйғур сәрхиллирида милләт вә миллий дөләтчилик еңиниң шәкиллиниши, униңға тәсир көрсәткән ички вә ташқи амиллар, «3 әпәнди» вәкилликидики миллийәтчиләр билән илини мәркәз қилған зиялийлар оттурисидики тартишмилар қатарлиқ темиларни мәркәзлик муһакимә қилған. Шуниң билән биргә йәнә, 20-әсирниң башлирида ислам дунясида мәйданға кәлгән идийиви өзгиришләр, түркийәдики яш түркчиләр, җәдидчилик һәрикити қатарлиқ көп қатламлиқ идийә һәрикәтлириниң уйғур сәрхиллириға көрсәткән тәсирлирини тәпсилий баян қилған.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.