Түркийәдики җамаәт әрбаби абдуләзиз әпәнди қәшқәр тахта көврүк һуҗуми һәққидә тәсиратини баян қилди
2015.07.01
22-Июн күни йүз бәргән қәшқәр тахта көврүк һуҗуми дуня җамаәтчиликиниң кәң-көләмдә диққитини тартти. Дуняниң диққәт қиливатқан нуқтилири-хитай қаттиқ вә изчил бастуруватқан әһвал астидиму бу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң бесиқмаслиқи, хитайниң вәқә пәйда қилғучиларни өз пуқралири қатарида тирик қолға чүшүрүп сот арқилиқ бир тәрәп қилмастин, ташқи дүшмән қатарида қирип-өлтүрүп бир тәрәп қилишидур.
Хитай бу вәқә һәққидә ениқ ипадә билдүрмигәнниң сиртида һечқандақ хәвәрму бәрмиди, әмма шәрқи түркистан вәзийитини көзәткүчиләр, бу вәқә һәққидики қараш вә позитсийисини түрлүк җамаәт сорунлирида изчил һалда баян қилип кәлмәктә. Түркийәдә яшаватқан уйғур җамаәт әрбаблиридин абдуләзиз әпәнди бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, һуҗумчиларниң бир җәмәт әзаси икәнлики вә униң сәвәб-амиллири һәққидә нуқтилиқ тохталди.
Аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.