Қәшқәр хитайниң “қизил мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” зораванлиқиға һәргизму йәм болмайду!
2024.09.20
Хитай башқурушидики “пең бәй” ториниң 14-сентәбирдики хәвиригә қариғанда, хитай компартийәсиниң биринчи чоң хатирә сарийи болған “әсли мәқсәт понкити (初心驿站) ” ниң қәшқәрдә рәсмий ечилғанлиқи хәвәр қилинған. Хәвәргә қариғанда, мәзкур понкитини шаңхәйликләр “шинҗаңға ярдәм” пиланидики “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” түригә асасән қуруп чиққан. Шундақла бу понкитни “әсли мәқсәт понкити” дәп аташта, хитай компартийәсиниң бәрпа болған йери болған шаңхәйдин кәлгәнләр қурғанлиқи үчүн, униңға “әсли мәқсәт понкити” дәп нам берилгәнлики шәрһләнгән. Мәзкур понкитниң вәзиписини қизил тәшвиқат елип бериш, “қизил һекайә” (红色故事) вә “қизил ген” (红色基因) ни қәшқәр уйғурлириниң қан-қениға сиңдүрүветиш икәнлики йезилған.
Дәрвәқә, хитай компартийәси 1921-йили июлда шаңхәйдә қурулған. “хитай компартийәсиниң йүз йиллиқ тарихи” Намлиқ әсәрдә хитай компартийәсиниң әсли мәқситиниң коммунизм ғайисини әмәлгә ашуруш болғанлиқи тилға елинған. Коммунизм ғайисиниң немә икәнликини билмәйдиған кишиләр көп болмиса керәк. Худди “коммунистик партийә хитабнамиси” дә дейилгәндәк, униң ахирқи мәқсити пүтүн дуняда коммунистлардин башқа һөкүмранларни йоқитиштур! бу нуқтидин қариғинимизда, қәшқәрдә қурулған “әсли мәқсәт понкити” ниң нишаниму, қәшқәр уйғурлирини хитай компартийәсиниң “коммунизм ғайисини әмәлгә ашуруш” сепигә сөрәп кириш болғанлиқини чүшиниш мумкин.
Уйғурларниң қәлбидики әзизанә қәшқәр-уйғур мәдәнийитиниң гүл таҗидур. Қәшқәрниң хәлқарада “йипәк йолидики мәрвайит” дәйдиған гүзәл намиму бар. Қәшқәр-уйғур мәдәнийитиниң мәркизи, шундақла оттура асияда қәд көтүрүп турған нурлуқ абидә. Уйғур тарихидики вәкиллик характергә игә болған икки парчә дуняви даңлиқ әсәр “қутадғубилик” билән “түрки тиллар дивани” му қәшқәрдә вуҗудқа кәлгән. Қәшқәрдики мол мәдәнийәт муһитида барлиққа кәлгән бу әсәрләр, шәрқ вә ғәрб мәдәнийәтлириниң җәвһәрлирини йәрлик уйғур-түрк мәдәнийитигә юғуруп, өзигә чоңқур муҗәссәмләштүргән. Бу икки бүйүк әсәрниң муәллиплири болған мәһмуд қәшқәри билән йүсүп хас һаҗип қәшқәрдә өсүп йетилгән, шундақла өз әсәрлириниң асасий идийәсини қәшқәрдә шәкилләндүргән; ахирқи һаятини қәшқәрдә яшиған һәмдә вапатидин кейин қәшқәргә дәпнә қилинған.
Уйғур мәдәнийитиниң көп қатламлиқ пәвқуладдә мәзмуни вә ички маһийитини пәқәт қәшқәрниң тарихи вә мәдәнийити арқилиқла чоңқур чүшәнгили болиду. Қәшқәр мәдәнийәткә тоюнған қәдимий бир шәһәр болуп, қәдимдин тартип бу йәргә чоңқур йилтиз тартқан уйғур мәдәнийити, өз әтрапидики һинди будда мәдәнийити, ислам мәдәнийити вә юнан мәдәнийитиниң җәвһәрлиридин озуқ елип, өзигә хас пураққа вә җанлиқ һаятий күчкә игә болған.
Қәшқәрдин ибарәт мушундақ қәдимий бир тупрақта, хитай һөкүмити йеқинқи нәччә он йилдин буян уйғурларниң мәдәнийәт изналирини бу қәдимий тупрақтин үзүл-кесил йоқитиш үчүн зор күч билән тиришип кәлди. Әслидә қәшқәр вилайити таки 2010-йилларғичә уйғур нопуси 96 пирсәнттин юқири нисбәтни игиләйдиған вә уйғурлар зич олтурақлашқан макан болуштәк һалитини сақлап кәлгән. Һәтта хитайму “қәшқәргә кәлмигәнләр, шинҗаңға кәлгән һесабланмайду” дейишип, қәшқәрниң уйғурларниң мәдәнийәт вә тарихидики муһим орнини җәзмләштүргән. Қәшқәргә “саяһәткә кәлгән” хитайларниңму уйғур мәдәнийити билән хитайлар арисидики асман-земин пәрқни өз көзи билән көргәндин кейин, өзлирини худди чәт әлгә келип қалғандәк һес қилидиғанлиқлириму һечкимгә сир әмәс. Шундақ болғачқиму хитай һөкүмити йиллардин буян қәшқәрниң уйғур мәдәнийитиниң мәркизи вә очиқи болуштәк алаһидиликини йоқитишқа; уйғур нопусиниң қәшқәрдә мутләқ үстүнлүкни игилишидәк нопус әвзәлликини бузуп ташлашқа; шундақла қәшқәрниң уйғурларниң миллий вә диний чүшәнчилиридики түврүклүк орнини пачақлап ташлашқа урунуп кәлди. Хитай бу рәзил ғәризигә йетиш үчүн қәшқәрдә елип барған бузғунчилиқлири аз әмәс, әлвәттә!
Аталмиш “шинҗаңға ярдәм” намида қәшқәр қәдимий шәһирини чеқип ташлаш, қәшқәр чоң базирини өзгәртиш, қәшқәрдики қәдимий өй-имарәтләр, мәсчитләрни чеқиш яки өзгәртиш қатарлиқ түрлүк һәрикәтлириниң нишани қәшқәрниң тәрәққиятиға ярдәм бериш әмәс, бәлки хитайларниң буниңдин кейин “қәшқәрдә өзини чәт әлликтәк һес қилмайдиған болуш” ини нишан қилип елип берилғандур.
Әмәлийәттә хитайниң қәшқәрдә йеңидин қурған “әсли мәқсәт понкити” ни, худди хитайниң униңдин аввалқи уйғур мәдәнийәт изналири йоқитиш урунушлириниң давами дәп қарашқа болиду. Әмма бу қетимқи һәрикәтниң нишани қәшқәрдики мәдәнийәт мираслири әмәс, бәлки қәшқәрдики йәрлик уйғурларниң идийәсини өзгәртиш болғанлиқи ениқ. Йәни қәшқәрдики йәрлик уйғурларни хитайлаштуруш, динсизлаштуруш, уйғурлуқ кимликидин ваз кәчтүрүш вә ақивәттә қәшқәрни уйғурлардин үзүл-кесил айриветиш! шуни унтуп қалмаслиқи керәкки, бир милләтниң мәдәнийити бир-икки күндә яки бир-икки йилда әмәс, бәлки узақ тарихий тәрәққият давамида шәкиллиниду вә раваҗлиниду. Мәлум бир районда шәкилләнгән қоюқ йәрлик вә миллий алаһидиликләргә тоюнған мәдәнийәтниң өзини қоғдаш вә ят мәдәнийәтләрниң зәрәтлишигә болған инкаси интайин күчлүк болиду. Уйғурларниң узақ тарихий тәрәққият җәрянида шәкилләндүргән өзигә хас миллий мәдәнийити мәйли мәзмун яки шәкил җәһәттин болмисун, хитайниң оттура түзләңлик мәдәнийитидин түптин пәрқлинидиған мәдәнийәттур. Уйғурларниң миллий мәдәнийити улар үчүн өз миллий кимлики вә мәвҗутлуқини сақлаштики әң муһим амил һесаблиниду. Мушундақ бир әһвалда, хитайниң дөләт күчини ишқа селип уйғурларниң мәдәнийәт мираслириға бузғунчилиқ қилиши, уларға хитай кимликини зорлап теңиши, һәтта уйғурларни өз ана тилида сөзләш, өз йезиқини ишлитиш, өз кимликидә яшаш һәқлиридин мәһрум қилип, уларниң идийәсини қайтидин форматлап чиқмақчи болуши, теги-тәктидин алғанда артуқчә урунуш яки “ухлимай чүш көрүш” тин башқа нәрсә әмәс! чүнки тарихта һөкүмранларниң зорлуқ күчи билән бәш-он йилда йоқ қиливетәлигән бир қәдимий мәдәнийәткә даир өрнәк болған әмәс; әлвәттә, инсанийәт тарихида бүйүк мәдәнийәтләрни яратқан вә чоңқур изларни қалдурған милләтләрниң таҗавузчилар яки басқунчилар тәрипидин бәш-он йилда йоқитиветилгәнгә даирму мисаллар учримайду. Натсистларниң иккинчи дуня урушида шунчә зор күч билән ирқий қирғинчилиқ елип берипму йәһудийларниң һәммисини йоқ қилалмиған; охшашла сталинниң иккинчи дуня уруши мәзгилидә “вәтән хаини” дегән қалпақ билән қирим татарлири, чечән-енгушлар вә кафказдики башқа йәрлик милләтләрни пүтүн милләт гәвдиси билән җазалиши вә сибирийәгә сүргүн қилишиму уларни йоқ қилалмиған. Шундақкән, хитайниң бүгүнки дәриҗидин ташқири дөләт күчи вә юқири техникилиқ тәқиб системисиға тайинип уйғурларни вә уларниң мәдәнийитини йоқ қиливетимән дейиши, әсла мумкин әмәс!
[Мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]