Йоқилиш гирдабидики уйғур әнәнивий һүнәр-кәсиплири (2): кигизчилик

Обзорчимиз нәвбаһар
2023.04.14
kigizchilik-kigiz.jpg Уйғурлардики кигизчилик мәдәнийити.
anilar.net

Уйғур қол һүнәрвәнчиликидә кигизчилик алаһидә орун тутуп кәлгән. Кигизчилик гәрчә көплигән түркий милләтләрниң мәдәнийәт хәзинисигә тәвә болған қол һүнәрвәнчилик кәспи болсиму, әмма уйғурларниң кигизчилик һүнәр-сәнити түриниң көплүки, рәңдарлиқи шундақла өз ичигә алған мәдәнийәт қатлиминиң чоңқурлуқи билән өзгичә алаһидиликләрни шәкилләндүргән.

Уйғур хәлқиниң кигизчилик тарихи тоғрисида ениқ язма мәнбәгә игә болмисақму, археологийәлик байқашлар бизгә кигизчилик кәсипиниң иптидаий чарвичилиқ дәвридила барлиққа кәлгәнликини испатлап бериду. Лопнур райони тәвәсидики кроран қәдимий харабилиқидин тепилған аял җәсәтниң бешиға қарамтул қой юңидин тәйярланған учлуқ кигиз бөк кийгүзүлгән болуп, бөкниң сол йениға икки тал қуш пейи қистурулған. Археологлар дәсләптә бу җәсәтниң йил тарихини бундин 6400 бурунқи дәвргә тоғра келиду дәп һөкүм чиқарған болсиму, әмма кейинчә хитайниң нәнҗиң университети “крорән гүзили” дәп нам берилгән бу җәсәтниң йил дәврини қисқартип, 3800 йилдин 4000 йил әтрапида дәп елан қилған.

Тарим дәря вадиси вә турпан, куча қатарлиқ җайлардинму тарихи әң аз болғанда 3000 йилдин ашидиған кигиз парчилири, кигиз бөк, кигиздин тикилгән пийма, кигиз қапчуқ вә кигиз тоқум қатарлиқ турмуш вә ишләпчиқириш буюмлири тепилған. Бу пакитлар бизгә оттура вә мәркизий асия хәлқлириниң мәдәнийәт әнәнисидики ортақлиқни, шундақла тәңритағ вадисидики чарвичи хәлқләр билән тарим вадисидики бостанлиқ хәлқлириниң мәдәнийәт йитлиздашлиқини чүшәндүрүп бериду, әлвәттә.

Кигизниң уйғурларниң мәдәнийәт тарихидики орни вә роли интайин муһим болуп, өй сәрәмҗанлири, қурулуш материяли болуштин башқа йәнә той-төкүн, өлүм-йитим қатарлиқ өрп-адәт һәмдә мурасимларда кәм болса болмайдиған аилә җабдуқи болуп кәлгән. Кигизниң ишләпчиқириш, оборот, сетиш вә қоллиниш җәряни нурғун мәсләкләргә вә мәдәнийәт һадисилиригә четишлиқ болуп, иқтисадий үнүм яритиш ролидин башқа йәнә кигизниң уйғурларниң һаятидики иҗтимаий ролиғиму сәл қарашқа болмайду. Кигизчилик кәспи йәккә бир һүнәр-сәнәт болупла қалмастин, өз нөвитидә йәнә деһқанчилиқ, чарвичилиқ, бояқчилиқ, тоқумичилиқ, бинакарлиқ вә содигәрчилик қатарлиқ нурғун кәсипләр билән зич бағланған.

Уйғурлардики кигизчилик кәспидә иҗра қилишқа тегишлик мәшғулатлар, кәсипкә аит әсвабларниң исми, роли шундақла кигизчиликниң әхлақ-әрканлири, сүннәт-ваҗиплири “кигизчилик рисалиси” вә “кигизчиликниң баяни” қатарлиқ язма вәсиқиләрдә орун алған болуп, әвладтин-әвладқа давамлишип кәлгән. Бу язма материяллардин мәлумки, кигизчилик асасән қой юңини хам әшя қилиду, кигиз етиштә тәйярлиқ басқучи, юң селиш басқучи, хамдаш басқучи вә пишуруш басқучидин ибарәт төт басқучни бесип өтиду. Һүнәрвән устилар рәңлик кигизләрни бояшта пүтүнләй тәбиий вә менирал бояқ материяллирини қоллиништа чиң туруп кәлгән.

Кигиз уйғурларниң қәдимки һүнәр-сәнәт, өй безәкчилики вә гүзәллик қарашлирини әкс әттүрүп беридиған муһим маддий мәдәнийәт нәмунилириниң бири һесаблиниду. Мәһмуд кашиғәри “түркий тиллар дивани” нида кигиз мәһсулатлири вә кигизниң түрлири һәққидә тәпсилий изаһат бәргән болуп, қараханийлар сулалиси дәвридә қәшқәрдин чиқидиған “кимишкә” дәп атилидиған гүллүк палазниң өз заманисида мәшһур икәнликини тилға алған. Қараханилар дәвридин кейинки узақ тарихий җәрянлардиму кигиз оттура асия хәлқлириниң, болупму уйғур хәлқиниң иҗтимаий һаятида муһим орун тутуп кәлгән. Хәлқ ичидә кигизчиликкә аит нурғунлиған һүнәр-кәсп тәзкирәлири әвладтин-әвладқа тарқилип вә давамлишип кәлгән. яқупбәг қурған қәшқәрийә дөлити (йәттәшәһәр дөлити)гә әлчиликкә кәлгән рус дипломати а. Н. Кропаткинниң доклатиға қариғанда, 1876-йиллири қәшқәрийәниң чаррусийә вә һиндистан қатарлиқ дөләтләргә тәңлимат кигиз експорт қилидиғанлиқи вә експорт нисбитиниң наһайити йоқири болғанлиқи һәққидә мәлуматлар мәвҗуттур.

Вәһаләнки, йеқинқи йерим әсирдин буян, уйғур диярида кигизчилик кәсипи хирисқа дуч келип, кигиз ишләпчиқириш даириси тарийиш, кигиз мәһсулатлириниң сани азийиш вә кәсип варислири болмаслиқтәк вәзийәткә йүзләнмәктә. Гәрчә йеңи игилик қелиплириниң пәйда болуши билән җәмийәт тәрәққияти җәрянида әнәниви кәсипләрниң шаллиниш һадисиси муқәррәр йүз бәрсиму, лекин кигизчиликкә охшаш бир қисим уйғур әнәнивий һүнәр-кәсиплириниң йоқилиш гирдабиға берип қелиш қисмити йәнила маһийәт җәһәттин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан мәдәнийәт қирғинчилиқи вә ассимилиятсийә сиясити билән мунасивәтликтур.

Кигизчилик кәспидә әнәниви кигизчилик техникиси вә нусхилириниң әсли һалитини сақлаш вә қоғдаш муһим дәп қаралғачқа, бу кәсип мәһсулатларниң базарлишиш басқучида көрүнәрлик тәрәққиятларға еришәлмиди. Буниңдики йәнә бир муһим амил шуки, кигиз асасән уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ милләтләр яшайдиған районлардин башқа хитайниң өлкилири вә чәт әлләргә көп експорт қилинмайду. 2006-Йили вә 2008-йиллиридин башлап, уйғурларниң кигизчилик техникиси дөләтлик “ғәйрий-маддий мәдәнийәт мираси” тизимликигә киргүзүлгән болсиму, лекин уйғурлар арисидики кигизчилик кәспигә варислиқ қилидиғанлар вә уларниң тиҗарити һөкүмәт тәрәпниң етибариға вә көңүл бөлүшигә еришәлмигән. Һүнәр өгәнгүчи яшлар җәмийәтниң истемалидин бара-бара қәп қеливатқан кигизчилик қатарлиқ қол һүнәрвәнчилик кәсиплирини өз ихтиярлиқи билән таллимайдиған болған.

Бу йәрдә шуниму тәкитләп өтүш зөрүрки, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити уйғур районида күчәп тәшвиқ қиливатқан “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш”, “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш, “ислам динини вә милләтләрниң йәрлик мәдәнийәтлирини хитайчилаштуруш” қатарлиқ бир қатар сиясий долқунларда, йеза-қишлақлардики йүзмиңлиған уйғур деһқан-чарвичилар әслидики юрт-маканлиридин мәҗбурий көчүрүлүп, аталмиш “сотсиялистик йеңи йеза” ларға олтурақлаштурулған. Һөкүмәт даирилири һәтта уларниң аилә һаятиға қәдәр қол тиқип, тамға гиләм-зилча асмаслиқ; кигиз-палаз қатарлиқ әнәнивий аилә җабдуқлирини ишләтмәслик; илгирики супида олтуруш яки ухлаш адәтлирини әмәлдин қалдуруп, униң орниға сафа вә кариват қоюш қатарлиқ әнәнивий турмуш мәдәнийитини түптин инкар қилидиған мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзгән. Буниң нәтиҗисидә уйғурлар һаятидики гиләм-зилча, кигиз-палаз вә башқа әнәнивий аилә җабдуқлири истемалдин қелишқа, буларниң орниға хитайларниң турмуш мәдәнийитигә хас болған аилә җабдуқлири сәплинишкә башлиған. Қисқиси, уйғурларниң иҗтимаий мәдәнийитидики кигизчилик вә башқа әнәнивий һүнәр-кәспләр дәврниң өзгириши түпәйли келип чиққан муқәррәр өзгиришләр сәвәбидин әмәс, бәлки сиясәттики қаратмилиқ вә мәдәнийәт җәһәттики қирғинчилиқ түпәйлидин вәйран болушқа йүзләнгән.

Кигизниң пүтүп чиқиш җәряниниң һәр бир һалқилириғичә уйғурларниң иҗтимаий вә әхлақий қиммәт қарашлири сиңгән. Шуңа мәлум мәнидин алғанда, кигизчиликни уйғур кимликиниң айрилмас бир қисми дәп қарашқа болиду. Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әнәниви кәсиплирини йоқитиш вә вәйран қилишқа қистишиниң йәнә бир сәвәби, бу хил кәсипләр ноқул һалдики һүнәр-сәнәт кәсиплири болупла қалмастин, бәлки уйғур кимликиниң символи болғанлиқи үчүндур. Уйғуршунас вә антрополог дәррен байлер “террорлуқ капитализми” намлиқ китабида, хитайниң уйғур әнәниви кәсиплирини йоқ қилиш сиясити һәққидә мулаһизә йүргүзүп, мундақ дәйду: “хитай һөкүмитигә нисбәтән уйғурлар ишләпчиқарған йәрлик мәһсулатларниң һәммиси уйғур миллий еңи яки ислам тәқвадарлиқини әкс әттүридиған амиллар дәп қарилиду. Шуңа уларға һөкүмәт тәрипидин ‛миллий бөлгүнчи‚ яки ‛диний әсәбий күч‚ дегән тамға урулған. Йиллардин буян, нурғунлиған уйғур һүнәрвәнләр вә уларниң шагиртлири юрт-маканлиридин қоғлиниш, сәрсан болуш, кәмситилиш вә мәҗбурий әмгәккә селиниш қатарлиқ муамилиләргә учрап кәлгән, шундақла әң ахири сиясий тәрбийәләш лагерлириға ташлиниш яки тутқун қилиниш қисмәтлиригә дуч кәлгән. Буниң нәтиҗисидә уйғур районида йүргүзиливатқан хитайниң террорлуқ капитализми, йәрлик мәһсулатларниң йоқилиш гирдабиға берип қелишини кәлтүрүп чиқармақта.”

Уйғур дияридики әһвал билән селиштурсақ, әнәниви кигизчилик техникисини давамлаштуруп келиватқан бир қисим оттура асия дөләтлири вә түркийәдә гәрчә кигизчилик кәсипиниң тәрәққияти дәврниң өзгириши билән мәлум чәклимиләргә учриған болсиму, әмма бу кәспләр йәнила дөләтниң күчлүк қоллишиға еришип кәлмәктә. Чүнки бу дөләтләрдә кигизчилик қатарлиқ әнәнивий һүнәр-кәспләр “дөләт гөһири” яки “милләтниң иптихарлиқ туйғусини йетилдүридиған һүнәр-кәсип” дәп қарилип кәлгән. Мәсилән, университетларда кигизчилик вә башқа һүнәр-кәспләргә аит тәтқиқат түрлирини йолға қоюш, университетлар билән музийларниң һәмкарлиқини қолға кәлтүрүш вә кигизчилик карханилириға сәплимә мәбләғни ашуруш қатарлиқ чарә-тәдбирләрни қолланған. Бу арқилиқ кигизчилик кәсипиниң қурулмиси вә тәрәққиятиға йеңи мәзмунларни ата қилип, кәсипниң давамлишишини капаләткә игә қилған.

Һалбуки, хитайниң йеқинқи йиллардин буян уйғурларға йүргүзивиатқан йоқири бесимлиқ қирғинчилиқ сияситиниң йәнә бир тиғ учи уйғур кимликини намаян қилидиған мәдәнийәт әнәнилири вә миллий һүнәр-кәспләргә қаритилмақта.

Буларниң ичидә әң гәвдилик болғанлири уйғур мәһәллилирини вәйран қилиш, уйғур өй-имарәтлириниң ичи вә сиртидики муһитни өзгәртиш қурулуши болмақта. Йәни райондики уйғурлар вә башқа йәрлик хәлқләрниң һәтта өйлириниң сәрәмҗанлаштурулуши, өй җаһазлириниң таллинишиғичә хитай һөкүмитиниң бәлгилимиси бойтичә лайиһәлиниши тәләп қилинмақта. Уйғурлар көп олтурақлашқан районлардики өйләр чеқилип, уйғур мимарчилиқиға хас болған пешайван, һойла, супа, меһраб, оюқ-тәкчә қатарлиқ қурулмилар йоқ қилинмақта. Буниң билән бирликтә, кигиз, гиләм қатарлиқ өй бисатлириму йоқитилмақта. Тамларға хитайниң дөләт байриқи яки ши җинпиңниң сүрити асқузулмақта. Һалбуки, хитай һөкүмити бу хил бузғунчилиқ қилмишлирини “уйғурларни намратлиқтин қутулдуруп, заманға лайиқлаштуруш” дәп пәрдазлаватқан болсиму, әмма бу хитайниң уйғурларниң миллий еңиниң ойғинип кетишидин һәрвақит әнсирәйдиғанлиқидин ибарәт қорқунчини йошуруп қалалмиди, әлвәттә.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң хитабнамисидә “мәлум бир милләтниң мәдәнийәт мираслирини пүтүнләй яки қисмән һалда йоқитиветишкә урунуш қилмиши, әмәлийәттә инсанийәт мәдәнийитиниң бир қисмиға тәһдит йәткүзүш һәрикитидур” дәп ениқлима берилгән, шундақла бу хил һәрикәтниң хәлқара қанун маддилириға хилап икәнлики яки инсанийәт ортақ пиринсиплириға қарши җинайәт икәнлики көрситилгән. Шуңа дуня җамаәтчилики хитай һөкүмитиниң уйғур һүнәрвәнчилик кәсиплирини йоқитиш қилмишиға қарши җиддий һәрикәткә өтүши вә хитай һөкүмитиниң җинайи җавабкарлиққа тартилиши үчүн тегишлик хизмәтләрни үстигә елиши лазим.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.