Қурбанҗан сәмәтниң “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабиға баһа (2)

Мухбиримиз қутлан
2015.10.09
Qurbanjan-semet-leksiyesi-resim.jpg Қурбанҗан сәмәтниң станфорд университетида бәргән “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ лексийәсидин көрүнүш
Social Media

Бейҗиңдики хәлқ сарийида тарқитилиш мурасими өткүзүлгән китаб

Қурбанҗан сәмәт “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаби билән хитайдики мәшһур шәхскә айланған, йеқинда хитай һөкүмити тәрипидин америкиға әвәтилип бирқанчә университетларда лексийә сөзләватқан бир мәзгилдә муһаҗирәттики уйғур җамаити җиддий соалға дуч кәлди.

Қурбанҗан сәмәт зади ким? хитай таратқулирида туюқсизла “парлиған” һәмдә уйғур миллитиниң “сөзчиси” қилип көрситиливатқан бу “чолпан” нәдин пәйда болди? униң “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаби қандақ арқа көрүнүштә оттуриға чиқти?

Бу соалларниң җавабини у мәзкур китабиниң биринчи бөлики һесабланған “мениң бу 30 йилим” намлиқ һаят һекайисидә баян қилиду.

У китабида, өзиниң хотәндә туғулуп есини билгәндин буянқи әң йеқин достиниң бир хитай икәнликини тилға алиду. У йәнә “2002-йили һөҗҗәтлик филим ишләйдиған бир җүп хәнзу әр-аял мениң тутуқ ата-анам болди. Шуниңдин кейин һаятимда йеңи пурсәтләр туғулди,” дәп язиду.

Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң “йүзму йүз” намлиқ мәхсус сәһиписи әйни чағда қурбанҗан сәмәт һәққидә мәхсус программа ишләйду. Униңда қурбанҗанниң “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабини 2014-йилидики кунмиң вәқәсидин кейин “әсәбий күчләргә болған ғәзәб-нәприти” нәтиҗисидә йезип чиққанлиқини ашкара қилиду.

Дегәндәк, униң китаби нәшр қилиниши биләнла бейҗиңдики хәлқ сарийида тарқитилиш мурасими өткүзүлиду. Хитай компартийәсиниң 4-номурлуқ рәһбири йү җеңшиң мурасимға қатнишип, қурбанҗанни қобул қилиду.

Милләтләрниң қошулуп кетиши тәрғиб қилинған китаб

Мәзкур китабта қурбанҗан сәмәт өзи билән қошуп 101 шәхсниң хитай өлкилиридики һаят һекайиси вә уларниң аталмиш “мувәппәқийәт” лири һәққидә сөзләйду.

Буларниң хели бир қисми уйғур, хитай вә башқа милләт билән тойлашқан аилиләрдин туғулған “шинҗаңлиқ” шалғут кишиләрниң һекайиси болуп, улар арқилиқ милләтләрниң қошулуп кетиши вә бир-биригә сиңишип кетишишиниң “илғар еқим” икәнликини тәшвиқ қилиду.

У һәтта 2014-йили 26-мартта “нюйорк вақит гезити” хитайчә бөлүминиң зияритини қобул қилғанда мундақ дәйду: “шинҗаңға тәнһа һалда бирла милләт вәкиллик қилалмайду, бу йәрдә 13 милләт яшайду. Шинҗаңдики милләтләр арисида әзәлдин там-тосақ болған әмәс. Мәсилән, уйғурларни елип ейтсақ, турпандики уйғурлар билән хәнзулар оттурисида, лопнурлуқ уйғурлар билән моңғуллар оттурисида чирай-шәкил җәһәттин мәлум охшашлиқлар мәвҗут. Қәшқәр әтрапидики уйғурлар чирай-шәкил җәһәттин явропа ирқидики милләтләргә йеқинлишиду.”

Қурбанҗан сәмәт йәнә милләтләрниң қошулуп кетиши һәққидики тәшәббуслирини өз аилисиниң мисали билән базарға селишқа уруниду.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “өзүмниң нәсәбини елип ейтсам, ата тәрәп чоң анимиз өзбекистандин қәшқәргә көчүп кәлгәнләрдин икән. Шуңа дадамда уйғур вә өзбек қени бар. Анамда бәлким моңғул қени бар болуши мумкин.”

Муһаҗирәттики уйғур сәрхиллири қурбанҗан сәмәтниң хитай таратқулирида базарға селиватқан уйғурларни “шалғутлаштуруш” сәпсәтәлиригә күчлүк рәддийә қайтурди. Улар, миллий тарих вә уйғур хәлқиниң миллий ирадиси һәққидә қилчә чүшәнчигә игә болмиған бир аталмиш фотографниң милләткә вакалитән сөз қилиш салаһийити йоқ, дегәнләрни илгири сүрди.

Қурбанҗан сәмәт хитай мәркизий телевизийә истансисиниң “йүзму йүз” программисида өз китаби вә тәшәббуслириниң уйғур оқурмәнләрниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлгәнликини, һәтта бир қисим уйғурларниң уни “миллий сатқин” дәп әйиблигәнликини тилға алиду.

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сиясий тәшвиқатиға маслашқан китаб

Көзәткүчиләр, қурбанҗан сәмәтниң “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаби вә униң хитай һөкүмәт таратқулириға бәргән бир йүрүш баянлириниң очуқ-ашкара һалда хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сиясий тәшвиқатлириға маслишиватқанлиқини көрсәтмәктә.

Болупму униң уйғур елидики милләтләрниң қошулуп кетиши яки бир-биригә юғурулуп кетишини “һәқиқий илғарлиқ” дәп тәшәббус қилиши муһаҗирәттики уйғур сәрхиллириниң күчлүк рәддийәсигә дуч кәлди.

Түркийәдики уйғур билим адәмлиридин доктор алимҗан боғда әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, қурбанҗан сәмәтниң сәпсәтәлиригә күчлүк рәддийә қайтурди.

Америкида яшаватқан теббий пәнләр доктори җүрәт обул әпәндиму қурбанҗан сәмәтниң хитайниң сиясий тәшвиқати үчүн ишләватқан бир “қорчақ” икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.