Хитай компартийәсиниң 20-қурултийи уйғурларға қандақ ақивәтләрни елип келиши мумкин?
2022.10.21

Һәммигә мәлумки, 16-өктәбирдин буян бейҗиңда хитай компартийәсиниң 20-қурултийи, йәни аталмиш партийә вәкиллириниң мәмликәтлик 20-нөвәтлик қурултийи өткүзүлмәктә. Мәзкур қурултай хитайниң сиясий сәһнисидики әң алий һоқуқ оргинидур. Хитайда “коммунист партийә һәммигә рәһбәрлик қилиду”ғанлиқи сәвәблик, мәзкур партийә вәкиллири қурултийиниң роли хитайниң сиясий қатлимида наһайити муһим һесаблиниду. Хитай һакимийитиниң кейинки сиясий йөнилиши дәл бу қурултайниң нәтиҗисигә мунасивәтлик болғанлиқи сәвәблик, мәзкур қурултай хитай ичи вә хәлқарада зор диққәт қозғимақта.
Ундақта, хитай компартийәсиниң 20-қурултийида уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә мунасивәтлик қандақ мәзмунлар оттуриға қоюлди?
Хитай компартийәсниң 20-қурултийи башланғандин буян, хитайниң “милләт - дин ишлири комитети” йиғин чақирип, ши җинпиңниң қурултайда бәргән доклатида оттуриға қойған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш қурулуши”ни өз ичигә алған 8 түрлүк муһим хизмәтләрни чиң тутуп ишләшни тәкитлигән. Хитай мәмликәтлик милләт вә дин ишлири комитетиниң муавин мудири җав йоң, 18-өктәбирдики бу йиғинда ши җинпиңниң йолйоруқиға бинаән милләтләр мәсилисини хитай услубида һәл қилишниң сәккиз түрлүк нуқтисини төвәндикидәк шәрһийлигән:
“алди билән ‛җуңхуа миллитиниң ортақ аилиси‚ ни кишиләрниң роһий дунясида бәрпа қилиш вә милләтләрниң бир- биригә сңишип кетишини илгири сүрүш; иккинчи, аз санлиқ милләт районлири, болупму чегра районлар (уйғур дияри көздә тутулған) да бу хизмәтни юқири сүпәттә тәрәққий қилдуруш; үчинчи, милләтләр сиясити қанунини ислаһ қилип, хитайчә алаһидиликкә игә болған милләтләр сиясити қануни түзүлмиси бәрпа қилиш; төтинчи, милләт - дин ишлири комитетиниң “үч қарари” (мәркәз чүшүргән қарар, сиясий тармақлар чүшүргән қарар вә бирликсәп қарари) ни толуқ әмәлийләштүрүш, асасий қатламдики милләтләр ишлири органлириниң хизмәт иқтидарини күчәйтиш арқилиқ, йеңи дәврдики партийәниң милләтләр хизмити әндизисини толуқлаш; бәшинчи, 20-қурултайниң роһини тәшвиқ қилишни милләт-дин ишлири комитетиниң буниңдин кейинки муһим сиясий вәзиписи сүпитидә чиң тутуп ишләш, партийә әзалири вә һәр дәриҗилик рәһбәрләрниң сиясий идийәсини әмәлий һәрикити билән бирликтә 20-қурултайға мәркәзләштүрүш; алтинчи, 20-қурултай роһини өгинишни, мәркәзниң милләтләр хизмити йиғининиң роһи билән бирләштүрүп өгиниш; йәттинчи, тәшвиқатни яхши қилип, йеңи учур вастилиридин толуқ пайдилиниш, милләт-дин ишлири комитетиниң тор бекитидә мәхсус сәһипә ечип, 20-қурултай доклатиниң аз санлиқ милләтләр тилидики нусхисини тәрҗимә вә тәшвиқ қилишни тездин вуҗутқа чиқириш; сәккизинчи, өгәнгәнлири бойичә әмәлийләштүрүш, қурултай доклатида оттуриға қоюлған муһим вә чоң истратегийәләрни бирму-бир чүшинип вә әмәлийәткә тәдбиқлап, шу асаста партийәниң милләтләр хизмитини юқири сәвийидә тәрәққий қилдурушта әмәлий үнүм яритиш, ваһаказалар.”
Йоқуриқи сәккиз ноқтидин қарайдиған болсақ, аталмиш “җуңхуа миллити кимлики”ни йетилдүрүшни күчәйтиш, бу қетимқи қурултайдики һалқилиқ ноқта вә әң муһим нишан қилинған. Демәк, хитай компартийәсиниң 2- қурултийидин кейин, хитайниң милләтләр сияситидә техиму ашқун милләтчилик сияситиниң йүргүзүлидиғанлиқи шәксиз.
“җуңхуа миллити” намида ниқабланған әсәбий хитай милләтчилики
Мәлум болғинидәк, ши җинпиңниң “хитай чүши” аталмиш 18-қурултайда оттуриға қоюлуп, хитай компартийәсиниң низамнамисиға киргүзүлгән. “хитай чүши”ниң рояпқа чиқиши үчүн “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” хитайниң муһим нишаниға айланған. Уйғурларниң вәзийитиму дәл ши җинпиңниң тәхткә чиқиши билән техиму яманлишип, лагерлар ечилип, ирқий қирғинчилиқ ашкара оттуриға чиқишқа башлиғаниди. Әмәлийәттә қарайдиған болсақ, хитайниң уйғурлар үстидә елип барған түрлүк бастуруш сиясәтлири, хитай һөкүмитиниң йиллардин буянқи “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” тәшәббусиниң күчийиши билән мас һалда күчийип барған. Хитай милләтчиликиму дәл “җуңхуа миллити”ниң асасий гәвдиси болуш сүпитидә тарихтин буянқи әң ашқун чәккә йәткән. Әмма хитай милләтчиликиниң бүгүнкидәк һаләткә келишигә сәвәб болған амил йәнила “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллинишини қолға кәлтүрүш” дегән шуар болса керәк.
Дәрвәқә, ши җинпиң 2012-йили тәхткә олтурғандин кейин, дең шявпиңниң сиясий мираси болған “үч қәдәмдә меңиш истратегийәси”ни давам қилип, “җуңхуа миллитиниң улуғ гүллинишини қолға кәлтүрүп, хитай чүшини реаллиққа айландуридиғанлиқи”ни вәдә қилған. Шуниңдин етибарәт, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси яритиш” — хитайниң милләтләр сияситидики йеңи бир йүзлиниш болуп давамлашти. Әмәлийәттә “җуңхуа миллитиниң ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” дегәнлик, “җуңхуа миллити кимлик еңи” ни омумйүзлүк турғузуш дегәнлик болатти. У һалда, бундақ бир йүзлиниш муқәррәр йосунда хитай болмиған милләтләрниң “җуңхуа миллити кимлики”ни мәйли халисун яки халимисун, мәҗбурий қобул қилишиға тоғра келәтти. Чүнки “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллинишини қолға кәлтүрүш” арқилиқ “хитай чүши”ни әмәлгә ашурушниң негизлик асасий “җуңхуа миллити”ниң һәқиқий мәнидин шәкиллинишини тәқәзза қилатти.
Хитайниң 1949-йилидин буян йолға қойған милләтләр сияситидә гәрчә көп қисим милләтләрни ассимилатсийә қиливетиш мәқсити әмәлгә ашқан болсиму, әмма уйғур вә тибәтләрдәк нопуси бир қәдәр көп, миллий кимлик еңи күчлүк, хитайдин пәрқлиқ болған тарихи, мәдәнийити, өрп - адити вә диний етиқади болған милләтләргә қаратқан еғир бастуруш вә зулумлар, әксичә уларниң миллий кимлик еңиниң күчийишини кәлтүрүп чиқарғаниди. Бу вәҗидин “хитай чүши”ни әмәлгә ашурушта, хитай үчүн бу икки милләт әң еғир тосалғуға айлинип қалди. Ши җинпиң бу мәсилини һәл қилишта алди билән “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллинишини қолға кәлтүрүш” аталғусини көтүрүп чиқти. Бу аталғу қаримаққа худди “америкалиқларниң бүйүк гүллинишини қолға кәлтүрүш” дегән сөздәкла тәбиий тәсират бәрсиму, әмма бу сөзниң наһайити узун тарихқа бағланған сиясий арқа көрүнүши бар иди. Чүнки мәзкур сөз хитайниң “дөләт атиси” аталған сун җуңшәнниң “үч мәсләк”тики “җуңхуани гүлләндүрүш” сөзидин кәлгәниди. Әйни вақитта сун җуңшән “манҗуларниң һөкүмранлиқидин қутулуп, хитай миллитиниң миллий мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш”тә қолланған шуар иди. Демәк, “җуңхуа миллитиниң гүллинишини қолға кәлтүрүш” шуариниң ши җинпиң дәвридә қайта оттуриға чиқиши, тәбиий һалда хитай милләтчиликиниң фашистлиқ дәриҗисигә көтүрүлүшигә сәвәб болған. Бу һәқтә хитай хәлқ сиясий мәслиһәт кеңиши лю җу шәһәрлик сиясий мәслиһәт кеңиши ишханиси тор бетидә 2016-йили елан қилинған ву зуляң язмисидики “сун җуңсәнниң ‛үч мәсләк‚ идийәси вә униң һазирқи замандики қиммити” намлиқ мақалисидә, “манҗуларни ағдуруп ташлап, хитайниң миллий мустәқиллиқини әмәлгә ашуруш — үч мәсләкниң алдинқи шәрти болған иди” дәп изаһланған.
Хитайдики сахта “ милләтләр сиясити” вә 20-қурултайдин кейинки уйғур вәзийити
Хитайниң милләтләр сиясити, йәни хитайдики аз санлиқ милләтләр районида миллий територийәлик аптономийә йүргүзилидиғанлиқи хитай коммунист һакимийити қурулған дәсләпки мәзгилләрдила бекитилгән иди. Йәни һәр қайси йәрлик милләтләр (аталмиш “аз санлиқ милләтләр”) олтурақлашқан районларда миллий територийәлик аптономийә йолға қоюлуп, һәрқайсий милләтләр һәр дәриҗилик аптономийәдин бәһриман болиду, дәп қарар қилинған иди. Һәтта бу һәқтә чиқирилған қарар хитай хәлқ җумһурийитиниң 1954-йили елан қилған асасий қанунидин йәр алғаниди. 1984-Йилиға кәлгәндә, хитай һөкүмити “миллий територийәлик аптономийә қануни” елан қилған иди. Хитайда “миллий територийәлик аптономийә қануни” арқилиқ хитай болмиған милләтләрни идарә қилиш, “1- қетимлиқ милләтләр сиясити” дәп аталған иди. Әмма аталмиш “ислаһат”тин кейин, хитай ичи вә сиртидики хитайлар арисида, хитайниң мәзкур “1- қетимлиқ милләтләр сиясити”ни әмәлдин қалдуруш, миллий територийәлик аптономийәни бикар қилиш тәшәббуслири күчәйгән. Болупму хитай зиялийлардин бир қисми, хитай болмиған милләтләрдики миллий кимлик еңини төвәнлитишни хитайдики миллий мәсилини һәл қилишниң яхши чариси дәп қариған. Йәнә бир қисми, хитайдики миллий територийәлик аптономийә йолға қоюлған җайларда һечқачан бирла милләт яшимайдиғанлиқи, көп милләт биллә яшайдиған җайларниң миллий територийәлик аптономийә болушиниң мувапиқ әмәсликини тәләп қилған. Шундақла аптономийәни бикар қилип, дөләт кимликини қобул қилдурғандила, миллий зиддийәтни йоқатқили болидиғанлиқини оттуриға қоюшқан.
Бу тәклипни бәргүчиләр ичидә хитай ичи вә сиртида әң күчлүк тәсир қозғиғанлири ху әнгаң билән җең йоңнйән қатарлиқлардур. Булардин җең йоңнйән хитайдики миллий зиддийәтни һәл қилишта сингапор услубини қоллиниш арқилиқ, милләт кимликини етирап қилмаслиқ, пәқәт дөләт кимликини йолға қоюшни тәшәббус қилған. Ху әнгаң болса һөкүмәтниң қаттиқ вә юмшақ вастиләрни қоллинип, аптономийәләрни бикар қилип, барлиқ милләтләрни “җуңхуа миллити дашқазинида еритип бир милләт қилиш” ни тәшәббус қилған. У йәнә уйғурлар билән тибәтләрниң хитайдики әң чоң миллий територийәлик аптоном районларниң игиси болуш сүпити билән миллий кимлик еңиниң интайин күчлүк икәнликини, буниң хитай һакимийитикә тәһдит пәйда қилидиғанлиқини әскәрткән. Болупму уйғурларниң хитайдики нопуси 4-орунда туридиған бир чоң милләт болуш сүпитидә уйғур кимликини, хитайниң улус кимликидин үстүн көридиғанлиқидәк реаллиқни көздә тутуп туруп, уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртиш вә миллий кимлик туйғусини суслаштуруш тәшәббусини оттуриға қойған. Ху әнгаңниң қаришичә, сабиқ совет иттипақиниң милләтләр өз зиминини өзи башқуруш услубидики иттипақдаш җумһурийәтлик түзүми дәл улардики миллий зиддийәтниң улғуйишиға вә совет иттипақиниң парчилинишиға сәвәб болған амилмиш.
Әмәлийәттә, хитай һакимийити уйғур диярини мустәмликә қилғандин буян, милләтләр сияситидә “миллий територийәлик аптономийә”ниң һәқиқий йүргүзүлүшигә капаләтлик қилиш вә уни давамлаштурушни пилан қилған әмәс. Бу вәҗидин хитайдики аталмиш аптономийәлик районларда изчил йосунда мустәмликә сиясәтлири елип берилған вә йәрлик милләтләрни хитайлаштуруш түрлүк усулда давамлашқан. Һәтта хитайдики гуаңши җуаңзу аптоном райони, ички моңғул аптоном райони, ниңша туңган аптоном райони, тибәт аптоном райони вә шинҗаң уйғур аптоном районидин ибарәт өлкә дәриҗилик 5 аптоном район ичидә, тибәт билән уйғур районлиридин башқа җайларда хитайлаштуруш иши аталмизш “ислаһат” дәвридин бурунла асасән әмәлгә ашқан иди. Бу һәқтә бейҗиң университети инсаншунаслиқ вә җәмийәтшунаслиқ тәтқиқат мәркизидин профессори ма роңниң “хитайдики милләтләрниң (хитай билән) өз ара тойлишиш нисбити” намлиқ бир йүрүш тәтқиқат мақалисидә нурғун мисалларни испатлиқ оттуриға қойған. Мәсилән, хитай билән тойлишиш нисбити әң юқири болған төт милләт җуаң миллити, манҗу миллити, туңганлар, вә шезулар болуп, 50-йиллардила бу милләтләрниң хитай билән тойлишиш нисбити алаһидә юқири болған. Буларниң ичидә болупму ислам диниға етиқад қилидиған туңганларниң әһвали алаһидә диққәтни тартиду. Туңганларниң 90-йиллардики нопус тәкшүрүш нәтиҗисидин қариғанда, хитайлар билән тойлишиш нисбити интайин юқири болған. Бундақ һадисә дәл 50-йиллардин кейин туңганларниң миллий кимлик еңи вә диний етиқадиниң суслишишидин келип чиққан. Хитай билән тойлишиш нисбити әң төвән болған милләт уйғурлар болуп, уларниң өз алдиға тили, мәдәнийити, өрп-адәтлири вә диний етиқади бар.
Хитай һөкүмитиниң 2000-йили елип барған 5-қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүш нәтиҗисидиму уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбити 0.56 Пирсәнт, 2010-йили елип барған алтинчи қетимлиқ нопус тәкшүрүштә уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбити 0.62 Пирсәнт болуп, хитай билән тойлишиш нисбити әң төвән милләт болуп қеливәргән. Хитайниң дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси вә “иккинчи әвлат милләтләр сиясити”ниң оттуриға қойғучиси ху әнгаңму уйғурларниң йоқуриқи икки қетимлиқ нопус тәкшүрүштики әһвалини өз язмисида алаһидә тилға алған вә бу һадисини өзгәртишниң тәхирсизликини оттуриға қойғаниди.
Йиғип ейтқанда, ши җинпиң оттуриға қойған “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллинишини қолға кәлтүрүш”, “хитай чүшини әмәлгә ашуруш” идийәси хитай милләтчиликини асас қилған фашизмлиқ идийәдур. Мана буниң тәсиридә уйғурлар вә тибәтләрниң кишилик һоқуқи еғир дәриҗидә зиянкәшликкә учриған, шундақла уларниң ирқий қирғинчилиққа дуч келиштәк тәсәввур қилиш қийин болған еғир ақивәтләр келип чиққан.
Аталмиш 20-қурултайдин кейин хитай һөкүмити милләтләр сияситини ислаһ қилиш һәққидә 8түрлүк зөрүр хизмәтни оттуриға қойғандиму, йәнила “җуңхуа миллити кимлик еңи”ни күчәйтишни тәшәббус қилған. Демәк бу хитайдики радикал хитай милләтчиликиниң йәниму күчийидиғанлиқиниң бәлгисидур. Радикал милләтчиликниң күчийиши хитай кимликини қобул қилмайдиған уйғурларниң давамлиқ түрдә еғир йоқитилишқа дучар болидиғанлиқиниң, конкерт қилип ейтқанда, ирқий қирғиничилиқниң давам қилидиғанлиқиниң рошән ипадисидур. Дәрвәқә, 20-қурултайдин кейин уйғурлар вә тибәтләрниң асмилатсийә вә ирқий қирғинчилиққа учраш әһваллириға хатимә берилмәйла қалмастин, бәлки хитай һөкүмити бу икки милләтни омумйүзлүк йоқатмиғучә болди қилмайдиғанлиқи һәқиқәт!
***
Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.