Рабийә қадир ханимниң “асия-тинч окян диний әркинлик мунбири” йиғиниға қатнишалмиғанлиқи инкас қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.02.17
rabiye-yaponiye-yighin-soz.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилмақта. 2013-Йили 20-июн, токйо.
AFP

Тәйвән демократик тинч окян иттипақиниң рәиси, тәйвәнниң сабиқ муавин президенти лү шюлйән 16-февралдики баянат елан қилип “асия-тинч окян диний әркинлик мунбири” йиғиниға қатнишидиған вәкилләр асасән йиғинға тәйяр болған болсиму, йәнә бир қисим муһим меһманларниң техичә тәйвәнгә йетип келәлмәсликидә вақит қислиқидин башқа йәнә, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим вә әма кишилик һоқуқ адвокати чең гуаңчиң вә тибәт роһанй даһийси далай ламаниң вәкили қатарлиқларға тәйвән һөкүмитиниң һазирға қәдәр виза рухситини бәрмәсликиниң сәвәблирини бейҗиң һөкүмитиниң сиясий сәзгүрлүк мәсилилиридин хали әмәслики вә буниңдин бәкму әпсуслиниватқанлиқини билдүргән.

Әркин асия радиомиз хитай бөлүми мухбириниң 17-феврал тәйвәндин бәргән хәвиригә қариғанда,тәйвәндики демократик тинч окян иттипақи уюштурған 18-февралдин 21-февралғичә өткүзүлидиған “асия-тинч окян диний әркинлик мунбири”ниң тунҗи нөвәтлик йиғиниға, америка, канада, явропа иттипақи, норвегийә, италийә, германийә, исраилийә қатарлиқ 26 дөләт вә райондин җәмий 99 нәпәр чәтәллик меһман чақирилған болуп, америкидики хәлқара диний әркинлик тәшкилати рәиси катрина ләнтос сивет ханим, америка дөләт мәҗлиси диний әркинлик комитети мудири данеял, америка әркинлик өйи ледири марк легн қатарлиқлар тәйвәнгә йетип барған яки вәкил әвәткән болсиму, әмма уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, әма кишилик һоқуқ адвокати чен гуаңчиң қатарлиқ бир қанчә асаслиқ муһим әрбаблар һазирға қәдәр техи тәйвәнгә йетип келәлмигән. Уларниң тәйвәнгә киргүзүлмигәнлики тәйвән вә хәлқаралиқ ахбаратларда күчлүк инкас қозғиди. Бу мунасивәт билән 17-феврал күни уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимни вашингтондики ишханисидин зиярәт қилдуқ. Рабийә қадир ханим, “асия-тинч окян диний әркинлик мунбири” йиғини тәклипнамисиға асасән вашингтондики тәйвән иш беҗириш орни ташқи ишлар башқармисиға үч һәптә илгири илтимас сунған болсиму 15 ‏-февралға қәдәр җавабланмиғанлиқини, ахири хитай һөкүмитиниң бесими билән рәт қилинғанлиқини илгири сүрди.

Рабийә ханим гәрчә, тәйвәндә ечилидиған “асия-тинч окян диний әркинлик мунбири” ға қатнишалмиғанлиқидин әпсусланған болсиму, өзиниң тәйвәнгә киргүзүлмигәнликиниң сәвәбини тәйвәндин әмәс, бәлки хитайдин көридиғанлиқини тәкитләп “бу хәлқаралиқ диний әркинлик йиғини уйғурларниң вәзийитини аңлитишта муһим бир пурсәт иди, хитай һөкүмити давамлиқ һәр қандақ дөләтләрдә ечилған мушундақ хәлқаралиқ йиғинларда бизниң қатнишишимизни тосушқа урунуп кәлди, мушуниң билән тәйвән һөкүмитиниң мениң виза илтимасимни иккинчи қетим рәт қилиши. Бу қетимму хитайниң һәр түрлүк баһа вә баһаниләр көрситиши билән рәт болдум, буниңда хитай һөкүмитиниң бесими, зораванлиқи билән болди, бу хитай һөкүмитиниң өзидә мәсилиниң барлиқи вә шәрқий түркистан хәлқиниң диний әркинликини қайси дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқиниң дуняға ашкарилинип кетишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи дәп чүшинимән.”

Рабийә қадир ханим йәнә, тәйвән даирилириниң тәйвәнгә берип йиғиниға қатнишишиға йол қоймиғанлиқидин охшашла әпсуслиниватқанлиқини билдүрүп, йиғинға қатнишиш қизғинлиқи вә пилани һәққидә мәлумат бәрди. Рабийә ханим тәйвән гәрчә өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған бир демократик һөкүмәт болсиму, йәнила давамлиқ хитайниң қара көләңгиси астида уйғурларға охшаш нурғун мәсилиләргә дучар болуватқан болғачқа, уйғурлар билән тәқдирдаш дәп қарайдиғанлиқини, йиғинда өзиниң әсли уйғурларниң әнә шу хитай һөкүмитиниң сиясити, бесими сәвәблик әркинликидин айрилип, дуняниң һәммә җайлирида сәрсан болуватқанлиқини, уларниң кишилик һоқуқ, әркинлик һәрикәтлирини чүшәндүрүш вә дуняниң һәммә җайлиридин кәлгән, йиғин қатнашчилирини уйғурлар мәсилисигә, уларниң вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақириш икәнликини билдүрди.

Рабийә қадир ханим гәрчә йиғинға қатнишалмиған болсиму, өзиниң бу әһмийәтлик йиғинға тәклип қилинғанлиқиға тәшәккүр билдүрди вә йиғинниң мувәппәқийәтлик ечилишини тилиди һәмдә йиғин уюштурғучиларниң вә қатнашчиларниң йиғин давамида уйғурлар мәсилилирини оттуриға қоюшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Әркин асия радиоси, америка авази қатарлиқ хәлқара ахбаратларниң соалиға җаваб бәргән тәйвәнниң виза беҗиришкә мәсул хадимлири, бир қисим виза илтимас қилғучиларниң рәт қилинишиниң уларниң америка паспортиға игә әмәсликидәк сәвәбләрни көрсәткән иди. Әмма бу һәқтә сориған соалимизға җаваб бәргән рабийә қадир ханим, өзиниң сәргәрданлиқ салаһийити билән алған, йәни америка һөкүмити тәрипидин тарқитилған саяһәт паспорти билән тәйвәнгә виза илтимас қилғанлиқини, әмма бу рәт қилинишқа сәвәб болалмайдиғанлиқини, нурғун дөләтләргә қолида бар болған мушу саяһәт паспорти билән берип паалийәтлирини давам қиливатқанлиқини тәкитлиди вә өзиниң немә үчүн америка паспорти алмиғанлиқиға мундақ җаваб бәрди “мениң йолдишим вә балилирим һәммиси 7, 8 йил аввал америка паспортни алған, америка пуқраси. Мән, шәрқий түркстанға қайтип кетидиған бир күнгә ишәнгәнликим үчүн, һәм шәрқий түркистан давасини шәрқий түркстанлиқ салаһийитим билән елип бериш арзуюм болғанлиқи үчүн, һәр қандақ бир дөләтниң пуқралиқ салаһийити қобул қилмай, мушу сәргәрданлиқ паспорти билән пүтүн дуняниң һәммә йеридә уйғур дәвасини елип бериватимән, дуняму ишиклирини ечиватиду, тәйвәнниңму һаман бир күни ишик ачидиғиниға ишинимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.